< 約書亞記 8 >

1 耶和華對約書亞說:「不要懼怕,也不要驚惶。你起來,率領一切兵丁上艾城去,我已經把艾城的王和他的民、他的城,並他的地,都交在你手裏。
Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Сән һеч қорқма, һәм һодуқмиғин. Туруп, барлиқ җәңчиләрни өзүң билән елип, Айи шәһиригә чиққин. Мана, Мән Айиниң падишаси, хәлқи, шәһири вә зиминини қошуп сениң қолуңға тапшурдум.
2 你怎樣待耶利哥和耶利哥的王,也當照樣待艾城和艾城的王。只是城內所奪的財物和牲畜,你們可以取為自己的掠物。你要在城後設下伏兵。」
Сән Йерихо билән униң падишасиға қандақ қилған болсаң Айи шәһири билән униң падишасиғиму шундақ қилисән. Пәқәт силәр бу қетим шәһәрдин олҗа вә чарпайларни алсаңлар болиду. Әнди сән шәһәрниң кәйни тәрипигә һуҗум қилишқа пистирма қойғин, — деди.
3 於是,約書亞和一切兵丁都起來,要上艾城去。約書亞選了三萬大能的勇士,夜間打發他們前往,
Шуниң билән, Йәшуа билән һәммә җәңчиләр қозғилип, айиға һуҗум қилишқа чиқти. Йәшуа оттуз миң батур җәңчини илғап кечидә уларни маңдурди
4 吩咐他們說:「你們要在城後埋伏,不可離城太遠,都要各自準備。
вә уларға мундақ тапилиди: — «Силәр агаһ болуп, шәһәрдин бәк нери кәтмәй шәһәрниң кәйнидә мөкүнүп туруп, һәммиңлар бөктүрмә һуҗумға тәйяр туруңлар.
5 我與我所帶領的眾民要向城前往。城裏的人像初次出來攻擊我們的時候,我們就在他們面前逃跑,
Мән өзүм билән қалған һәммә кишиләрни елип шәһәргә йеқин баримән; шундақ болидуки, улар балдурқидәк алдимизға чиқип һуҗум қилғанда, биз уларниң алдидин қачимиз;
6 他們必出來追趕我們,直到我們引誘他們離開城;因為他們必說:『這些人像初次在我們面前逃跑。』所以我們要在他們面前逃跑,
улар җәзмән бизниң кәйнимиздин қоғлайду; улар: «Исраиллар балдурқидәк алдимиздин қечип кәтти» дәп ойлайду, биз уларни аздуруп шәһәрдин жирақ елип чиқимиз. Шуниң үчүн биз уларниң алдидин қачимиз.
7 你們就從埋伏的地方起來,奪取那城,因為耶和華-你們的上帝必把城交在你們手裏。
У вақитта силәр бөктүрмидин қопуп чиқип, шәһәрни ишғал қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар бу шәһәрни силәрниң қолуңларға тапшуриду.
8 你們奪了城以後,就放火燒城,要照耶和華的話行。這是我吩咐你們的。」
Шәһәрни ишғал қилғандин кейин Пәрвәрдигарниң тапилиғини бойичә у шәһәрни от йеқип көйдүриветиңлар. Мана, мән силәргә әмир бәрдим».
9 約書亞打發他們前往,他們就上埋伏的地方去,住在伯特利和艾城的中間,就是在艾城的西邊。這夜約書亞卻在民中住宿。
Йәшуа уларни йолға салди, улар берип Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, Айиниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә селип марап олтарди. Йәшуа болса у кечиси хәлиқниң арисида қонди.
10 約書亞清早起來,點齊百姓,他和以色列的長老在百姓前面上艾城去。
Әтиси сәһәр Йәшуа қопуп, хәлиқни жиғип тәкшүрди; андин у Исраилниң ақсақаллири билән биллә хәлиқниң алдида Айиға қарши маңди.
11 眾民,就是他所帶領的兵丁,都上去,向前直往,來到城前,在艾城北邊安營。在約書亞和艾城中間有一山谷。
Униң билән биллә болған һәммә җәңчиләрму униң билән чиқип, шәһәрниң алдиға йеқин берип, Айиниң шимал тәрипидә чедир тикти. Улар чүшкән җай билән Айиниң оттурисида бир җилға бар еди.
12 他挑了約有五千人,使他們埋伏在伯特利和艾城的中間,就是在艾城的西邊,
Йәшуа бәш миңчә адәмни таллап елип берип, Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисида, шәһәрниң ғәрип тәрипидә бөктүрмә турғузған еди.
13 於是安置了百姓,就是城北的全軍和城西的伏兵。這夜約書亞進入山谷之中。
Шундақ қилип, барлиқ хәлиқ, йәни шәһәрниң шимал тәрипидики баргаһтики қошун билән ғәрип тәрипидики пистирма қошун орунлаштуруп бөлүнди. Шу кечиси Йәшуа өзи җилғиниң оттурисиға чүшти.
14 艾城的王看見這景況,就和全城的人,清早急忙起來,按所定的時候,出到亞拉巴前,要與以色列人交戰;王卻不知道在城後有伏兵。
Айиниң падишаси шу әһвални көрди вә шәһәрдикиләр алдирап сәһәр қопушти; падиша билән барлиқ хәлқи Исраил билән соқушуш үчүн бәлгүләнгән вақитта Арабаһ түзләңлигигә чиқти. Лекин падишаниң шәһәрниң кәйнидики пистирма қошундин хәвири йоқ еди.
15 約書亞和以色列眾人在他們面前裝敗,往那通曠野的路逃跑。
Йәшуа билән барлиқ Исраил болса өзлирини улардин йеңилгәнгә селип, чөл тәрәпкә қачти.
16 城內的眾民都被招聚,追趕他們;艾城人追趕的時候,就被引誘離開城。
Шәһәрдә бар хәлиқниң һәммиси уларни қоғлашқа чақирилди; улар келип Йәшуани қоғлиғанда, улар аздурулуп шәһәрдин жирақ қилинди.
17 艾城和伯特利城沒有一人不出來追趕以色列人的,撇了敞開的城門,去追趕以色列人。
Айи билән Бәйт-Әлниң ичидә Исраилни қоғлашқа чиқмиған һеч бир әр киши қалмиди; улар шәһәрни очуқ қоюп, һәммиси Исраилни қоғлап чиқип кәтти.
18 耶和華吩咐約書亞說:「你向艾城伸出手裏的短槍,因為我要將城交在你手裏。」約書亞就向城伸出手裏的短槍。
У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Қолуңдики нәйзини айиға қаритип узатқин; чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум, — девиди, Йәшуа қолидики нәйзини шәһәргә қаритип узатти.
19 他一伸手,伏兵就從埋伏的地方急忙起來,奪了城,跑進城去,放火焚燒。
У қолидики нәйзини узатқан һаман пистирмида ятқанлар җайидин тезла чиқип, жүгүргиничә шәһәргә етилип кирип, уни ишғал қилип шуан от йеқип көйдүрүвәтти.
20 艾城的人回頭一看,不料,城中煙氣沖天,他們就無力向左向右逃跑。那往曠野逃跑的百姓便轉身攻擊追趕他們的人。
Айиниң адәмлири бурулуп қаривиди, мана шәһәрдин асман-пәләк өрләватқан түтүнни көрди, я у яққа я бу яққа қачайли десә, һеч һали қалмиған еди; чөл тәрәпкә қачқан Исраиллар бурулуп өзлирини қоғлап келиватқанларға һуҗум қилди.
21 約書亞和以色列眾人見伏兵已經奪了城,城中煙氣飛騰,就轉身回去,擊殺艾城的人。
Йәшуа билән барлиқ Исраил пистирма қошунниң шәһәрни елип болғанлиғини, шундақла шәһәрдин түтүнниң өрләп чиққинини көрүп, йенип келип, Айиниң адәмлирини өлтүргили турди.
22 伏兵也出城迎擊艾城人,艾城人就困在以色列人中間,前後都是以色列人。於是以色列人擊殺他們,沒有留下一個,也沒有一個逃脫的,
Шуниң билән бир вақитта шәһәрни алғанларму шәһәрдин чиқип уларға һуҗум қилди. Шуниң билән улар Исраилларниң оттурисида, бәзилири бу тәрәптин, бәзилири у тәрәптин қапсилип қалди. Исраиллар уларниң һеч бирини қоймай, һәммисини өлтүрүвәтти.
23 生擒了艾城的王,將他解到約書亞那裏。
Улар Айиниң падишасини тирик тутуп, Йәшуаниң алдиға елип барди.
24 以色列人在田間和曠野殺盡所追趕一切艾城的居民。艾城人倒在刀下,直到滅盡;以色列眾人就回到艾城,用刀殺了城中的人。
Исраил далада учриған барлиқ айилиқларни, йәни өзлирини чөлгичә қоғлап кәлгәнләрни қирип йоқатқандин кейин (уларниң һәммиси қиличлинип йоқитилған еди), барлиқ Исраил Айиға йенип келип, у йәрдикиләрни қиличлап өлтүрди.
25 當日殺斃的人,連男帶女共有一萬二千,就是艾城所有的人。
Шундақ болдики, шу күнидә өлтүрүлгән әр-аяллар, йәни айилиқларниң һәммиси он икки миң адәм еди.
26 約書亞沒有收回手裏所伸出來的短槍,直到把艾城的一切居民盡行殺滅。
Чүнки Йәшуа Айида туруватқан һәммә адәм йоқитилмиғичә қолидики узутуп турған нәйзисини жиғмиған еди.
27 惟獨城中的牲畜和財物,以色列人都取為自己的掠物,是照耶和華所吩咐約書亞的話。
Һалбуки, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға буйруған сөзи бойичә Исраиллар шәһәрдики чарпай билән олҗини өзлири үчүн алди.
28 約書亞將艾城焚燒,使城永為高堆、荒場,直到今日;
Андин Йәшуа Айи шәһирини көйдүрүп, уни әбәткичә Харабилик догисиға айландурувәтти; таки бүгүнгичә у шундақ турмақта.
29 又將艾城王掛在樹上,直到晚上。日落的時候,約書亞吩咐人把屍首從樹上取下來,丟在城門口,在屍首上堆成一大堆石頭,直存到今日。
Айиниң падишасини болса, у бир дәрәққә астуруп, у йәрдә кәчкичә турғузди. Күн патқанда Йәшуа әмир қиливиди, кишиләр униң өлүгини дәрәқтин чүшүрүп, уни шәһәрниң қовуқиниң алдиға ташлап, үстигә чоң бир дога ташни догиливәтти; бу таш догиси бүгүнгичә турмақта.
30 那時,約書亞在以巴路山上為耶和華-以色列的上帝築一座壇,
Андин Йәшуа Ебал теғида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қурбангаһ ясиди.
31 是用沒有動過鐵器的整石頭築的,照着耶和華僕人摩西所吩咐以色列人的話,正如摩西律法書上所寫的。眾人在這壇上給耶和華奉獻燔祭和平安祭。
Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң Исраилға буйруғини бойичә, Мусаға назил қилинған қанун китавида пүтүлгәндәк, қурбангаһ һеч бир төмүр әсвап тәккүзүлмигән пүтүн ташлардин ясалған еди. Униң үстидә хәлиқ Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп турди.
32 約書亞在那裏,當着以色列人面前,將摩西所寫的律法抄寫在石頭上。
Шу йәрдә Йәшуа униң ташлириниң үстигә пүткүл Исраилниң алдида Муса пүткән қанунни көчүрүп пүтүп қойди.
33 以色列眾人,無論是本地人、是寄居的,和長老、官長,並審判官,都站在約櫃兩旁,在抬耶和華約櫃的祭司利未人面前,一半對着基利心山,一半對着以巴路山,為以色列民祝福,正如耶和華僕人摩西先前所吩咐的。
Андин пүткүл Исраил хәлқи, уларниң ақсақаллири, әмәлдарлири билән һакимлири, мәйли мусапирлар болсун яки уларниң арисида туғулғанлар болсун, һәммиси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң икки тәрипидә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар болған Лавийларниң алдида өрә турди; Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң дәсләптә буйруғини бойичә, Исраилларниң бәхит-бәрикитини тиләшкә хәлиқниң йерими Гәризим теғи алдида, йәнә бир йерими Ебал теғи алдида турди.
34 隨後,約書亞將律法上祝福、咒詛的話,照着律法書上一切所寫的,都宣讀了一遍。
Андин Йәшуа қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисигә мувапиқ қанундики һәммә сөзләрни, җүмлидин бәхит-бәрикәт сөзлири вә ләнәт сөзлирини оқуп бәрди.
35 摩西所吩咐的一切話,約書亞在以色列全會眾和婦女、孩子,並他們中間寄居的外人面前,沒有一句不宣讀的。
Йәшуа буларни пүткүл Исраил җамаитигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға оқуп бәрди; Мусаниң барлиқ буйруғанлиридин һеч бир сөзни қалдурмиди.

< 約書亞記 8 >