< 路加福音 20 >

1 有一天,耶稣在殿里教训百姓,讲福音的时候,祭司长和文士并长老上前来,
Вә шу күнләрдин бир күни у ибадәтханиниң һойлилирида хәлиққә тәлим берип хуш хәвәрни елан қиливатқанда, баш каһинлар вә Тәврат устазлири билән ақсақаллар униң алдиға келип униңдин:
2 问他说:“你告诉我们,你仗着什么权柄做这些事?给你这权柄的是谁呢?”
— Бизгә ейтқин: Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
3 耶稣回答说:“我也要问你们一句话,你们且告诉我。
У уларға җавап берип: — Мәнму силәрдин бир ишни сорай; силәр маңа ейтип бериңларчу,
4 约翰的洗礼是从天上来的?是从人间来的呢?”
— Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди.
5 他们彼此商议说:“我们若说‘从天上来’,他必说:‘你们为什么不信他呢?’
Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн [Йәһяға] ишәнмидиңлар?» дәйду.
6 若说‘从人间来’,百姓都要用石头打死我们,因为他们信约翰是先知。”
Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, бу барлиқ халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки улар Йәһяниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишәндүрүлгән, — дейишти.
7 于是回答说:“不知道是从哪里来的。”
Вә улар: — [Униң] [һоқуқиниң] қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
8 耶稣说:“我也不告诉你们,我仗着什么权柄做这些事。”
Әйса уларға: — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди.
9 耶稣就设比喻对百姓说:“有人栽了一个葡萄园,租给园户,就往外国去住了许久。
У халайиққа муну тәмсилни сөзләшкә башлиди: — «Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа берип у йәрдә узун вақит турупту.
10 到了时候,打发一个仆人到园户那里去,叫他们把园中当纳的果子交给他;园户竟打了他,叫他空手回去。
Үзүмләрни жиғидиған мәзгил кәлгәндә бағвәнләрниң үзүмзарлиқтики мевидин униңға беришкә қуллиридин бирини улариниң йениға әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап қуруқ қол яндуруветипту.
11 又打发一个仆人去,他们也打了他,并且凌辱他,叫他空手回去。
У йәнә башқа бир қулни әвәтипту. Лекин улар униму думбалап, харлап, йәнә қуруқ қол қайтуруветипту.
12 又打发第三个仆人去,他们也打伤了他,把他推出去了。
У йәнә үчинчисини әвәтипту; улар униму уруп яриландуруп, талаға һайдап чиқириветипту.
13 园主说:‘我怎么办呢?我要打发我的爱子去,或者他们尊敬他。’
[Ахирда] үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту.
14 不料,园户看见他,就彼此商量说:‘这是承受产业的,我们杀他吧,使产业归于我们!’
Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту.
15 于是把他推出葡萄园外,杀了。这样,葡萄园的主人要怎样处治他们呢?
Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду?
16 他要来除灭这些园户,将葡萄园转给别人。”听见的人说:“这是万不可的!”
У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду». Халайиқ буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз болмисун! — дейишти.
17 耶稣看着他们说:“经上记着: 匠人所弃的石头 已作了房角的头块石头。 这是什么意思呢?
Лекин у уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Ундақ болса, муқәддәс язмиларда «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди» дәп йезилған сөз зади немини көрситиду?
18 凡掉在那石头上的,必要跌碎;那石头掉在谁的身上,就要把谁砸得稀烂。”
Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.
19 文士和祭司长看出这比喻是指着他们说的,当时就想要下手拿他,只是惧怕百姓。
Баш каһинлар вә Тәврат устазлири униң бу тәмсили өзлиригә қаритип ейтқанлиғини билип шу һаман униңға қол селиш йолини издиди; лекин улар халайиқтин қорқушти.
20 于是窥探耶稣,打发奸细装作好人,要在他的话上得把柄,好将他交在巡抚的政权之下。
Шуңа улар униң кәйнидин марап, уни [Рим] валийисиниң һөкүмранлиғида сораққа тартишқа тапшуруш үчүн бир нәччә адәмләрни сетивелип, соқунуп киришкә әвәтти. Улар сәмимий қияпәткә киривелип, униң сөзидин йочуқ издәп жүрәтти.
21 奸细就问耶稣说:“夫子,我们晓得你所讲所传都是正道,也不取人的外貌,乃是诚诚实实传 神的道。
Улар униңға мундақ соал қойди: — Әй устаз, силини дурус сөз қилидиған вә дурус тәлим беридиған, һеч қандақ адәмниң йүз-хатирисини [қәтъий] қилмайдиған, бәлки Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватқан адәм дәп билимиз.
22 我们纳税给凯撒,可以不可以?”
[Рим императори] Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?».
23 耶稣看出他们的诡诈,就对他们说:
Амма у уларниң һейлисини көрүп йетип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр?
24 “拿一个银钱来给我看。这像和这号是谁的?”他们说:“是凯撒的。”
Маңа бир күмүч динар көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — деди. Улар униңға: Қәйсәрниңки, — деди.
25 耶稣说:“这样,凯撒的物当归给凯撒, 神的物当归给 神。”
Вә у уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.
26 他们当着百姓,在这话上得不着把柄,又希奇他的应对,就闭口无言了。
Улар халайиқниң алдида униң сөзлиридин уни тутувалғидәк һеч қандақ йочуқ тапалмиди. Улар униң бу җававиға һәйрануһәс болуп, зувани тутулди.
27 撒都该人常说没有复活的事。有几个来问耶稣说:
Вә «өлгәнләр тирилмәйду» дәп инкар қилидиған Садуқийларниң бәзилири униң алдиға келип соал қоюп мундақ деди:
28 “夫子!摩西为我们写着说:‘人若有妻无子就死了,他兄弟当娶他的妻,为哥哥生子立后。’
— Устаз, Муса [пәйғәмбәр Тәвратта] бизгә: «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.
29 有弟兄七人,第一个娶了妻,没有孩子死了;
Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
30 第二个、第三个也娶过她;
Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
31 那七个人都娶过她,没有留下孩子就死了。
Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрзәнт көрмәй өлди.
32 后来妇人也死了。
Һәммисидин кейин аялму өлди.
33 这样,当复活的时候,她是哪一个的妻子呢?因为他们七个人都娶过她。”
Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34 耶稣说:“这世界的人有娶有嫁; (aiōn g165)
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу аләмниң пәрзәнтлири өйлиниду, ятлиқ болиду. (aiōn g165)
35 惟有算为配得那世界,与从死里复活的人也不娶也不嫁; (aiōn g165)
Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду. (aiōn g165)
36 因为他们不能再死,和天使一样;既是复活的人,就为 神的儿子。
Чүнки улар йәнә өлмәйду, пәриштиләргә охшаш болиду; «өлүмдин тирилиштин туғулған пәрзәнтләр» болғачқа, улар Худаниң оғуллиридур.
37 至于死人复活,摩西在荆棘篇上,称主是亚伯拉罕的 神,以撒的 神,雅各的 神,就指示明白了。
Әнди өлгәнләрниң тирилдүрүлүшини һәтта Муса [пәйғәмбәр] өзиму аян қилған; чүнки [Тәвраттики] «тикәнлик» дегән вақиәниң хатирисидә у Пәрвәрдигарни: «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» дәп баян қилған.
38 神原不是死人的 神,乃是活人的 神;因为在他那里,人都是活的。”
У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур; чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!
39 有几个文士说:“夫子!你说得好。”
Шуниң билән Тәврат устазлиридин бир қанчиси баһа берип: — Устаз, яхши ейттиң, — деди.
40 以后他们不敢再问他什么。
Чүнки улардин һеч ким йәнә униңдин соал сорашқа җүръәт қилалмиди.
41 耶稣对他们说:“人怎么说基督是大卫的子孙呢?
Әнди у уларға соал қойди: — Кишиләр Мәсиһни қандақсигә Давутниң оғли дәйду?
42 诗篇上大卫自己说: 主对我主说: 你坐在我的右边,
Чүнки Давут өзи Зәбурда: Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!» — дегәнғу?
43 等我使你仇敌作你的脚凳。
44 大卫既称他为主,他怎么又是大卫的子孙呢?”
Амма Давут уни «Рәббим» дәп чақирған йәрдә, ундақта у қандақму униң оғли болиду?
45 众百姓听的时候,耶稣对门徒说:
Вә барлиқ халайиқ қулақ селип аңлаватқанда, у мухлислириға мундақ деди: —
46 “你们要防备文士。他们好穿长衣游行,喜爱人在街市上问他们安,又喜爱会堂里的高位,筵席上的首座;
— Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда ғадийип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған саламлириға, синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдиму төрдә олтиришқа амрақ келиду.
47 他们侵吞寡妇的家产,假意作很长的祷告。这些人要受更重的刑罚!”
Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!

< 路加福音 20 >