< 路加福音 13 >

1 正当那时,有人将彼拉多使加利利人的血搀杂在他们祭物中的事告诉耶稣。
Шу чағда, бир нәччә адәм униңға [валий] Пилатусниң бир қисим Галилийәликләрниң қенини төкүп, уларниң қанлирини улар қиливатқан [ибадәтханидики] қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурғанлиғини мәлум қилди.
2 耶稣说:“你们以为这些加利利人比众加利利人更有罪,所以受这害吗?
У уларға җававән мундақ деди: — Уларниң бу азапларни тартқини үчүн бу Галилийәликләрни башқа Галилийәликләрдин гунайи еғир дәп қарамсиләр?
3 我告诉你们,不是的!你们若不悔改,都要如此灭亡!
Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
4 从前西罗亚楼倒塌了,压死十八个人;你们以为那些人比一切住在耶路撒冷的人更有罪吗?
Силоам мәһәллисидики мунар өрүлүп чүшүп, он сәккиз кишини бесип өлтүрүп қойған, силәр уларни Йерусалимда туруватқан башқлардин қәбиһ, дәп қарамсиләр?
5 我告诉你们,不是的!你们若不悔改,都要如此灭亡!”
Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
6 于是用比喻说:“一个人有一棵无花果树栽在葡萄园里。他来到树前找果子,却找不着。
Андин у бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Мәлум бир кишиниң үзүмзарлиғида тикилгән бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У у дәрәқтин мевә издәп кәпту, лекин һеч мевә тапалмапту.
7 就对管园的说:‘看哪,我这三年来到这无花果树前找果子,竟找不着。把它砍了吧,何必白占地土呢!’
У бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери бу әнҗир дәриғидин мевә издәп келиватимән, бирақ бир талму мевә тапалмидим. Уни кесивәт! У немә дәп йәрни бекардин-бекар егиләп туриду?» дәпту.
8 管园的说:‘主啊,今年且留着,等我周围掘开土,加上粪;
Лекин бағвән: «Ғоҗайин, униңға йәнә бир жил тәгмигәйла. Бу вақит ичидә униң түвидики топиларни бошитип, оғутлап бақай.
9 以后若结果子便罢,不然再把它砍了。’”
Әгәр келәр жили мевә бәрсә, яхши хоп! Бирақ бәрмисә, кесивәткәйла» дәпту бағвән.
10 安息日,耶稣在会堂里教训人。
Бир шабат күни, у бир синагогта тәлим беривататти.
11 有一个女人被鬼附着,病了十八年,腰弯得一点直不起来。
Мана шу йәрдә он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп, дөмчийип өрә туралмайдиған бир аял бар еди.
12 耶稣看见,便叫过她来,对她说:“女人,你脱离这病了!”
Әйса уни көргәндә, йениға чақирип: — Ханим, сән бу зәиплигиңдин азат болдуң! — деди.
13 于是用两只手按着她;她立刻直起腰来,就归荣耀与 神。
Андин у қолини униң учисиға қоювиди, аял дәрһал руслинип тик туруп, Худани улуқлиди.
14 管会堂的因为耶稣在安息日治病,就气忿忿地对众人说:“有六日应当做工;那六日之内可以来求医,在安息日却不可。”
Бирақ синагогниң чоңи Әйсаниң шабат күни кесәл сақайтқинидин ғәзәплинип, көпчиликкә: — Адәмләр иш қилиш керәк болған алтә күн бар, шу күнләрдә келип сақайтилиңлар; лекин шабат күнидә ундақ қилмаңлар, — деди.
15 主说:“假冒为善的人哪,难道你们各人在安息日不解开槽上的牛、驴,牵去饮吗?
Шуңа Рәб униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр! Һәр бириңлар шабат күни топақ вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили башлимамсиләр?!
16 况且这女人本是亚伯拉罕的后裔,被撒但捆绑了这十八年,不当在安息日解开她的绑吗?”
Әнди Шәйтан мана он сәккиз жил боғуп кәлгән, Ибраһимниң бир қизи болған бу аял дәл шабат күнидә бу сиртмақтин бошитилса, бу шабат күниниң яришиқи болмамду?!
17 耶稣说这话,他的敌人都惭愧了;众人因他所行一切荣耀的事,就都欢喜了。
У мошу сөзни қилғанда, униңға қарши чиққанлар хиҗаләткә қалди; бирақ халайиқ униң қиливатқан һәммә әҗайип ишлиридин шатлинип яйриди.
18 耶稣说:“神的国好像什么?我拿什么来比较呢?
У сөзини [давамлаштуруп] мундақ деди: — Худаниң падишалиғи немигә охшайду? Мән уни немигә охшитай?
19 好像一粒芥菜种,有人拿去种在园子里,长大成树,天上的飞鸟宿在它的枝上。”
У гоя бир тал қича уруғиға охшайду; бириси уни елип өз беғида териған еди; у өсүп йоған дәрәқ болди; асмандики учар-қанатлар келип униң шахлирида угулиди.
20 又说:“我拿什么来比 神的国呢?
У йәнә: — Худаниң падишалиғини немигә охшитай? У худди ечитқуға охшайду; бир аял уни қолиға елип, үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиди, — деди.
21 好比面酵,有妇人拿来藏在三斗面里,直等全团都发起来。”
22 耶稣往耶路撒冷去,在所经过的各城各乡教训人。
[Әйса] Йерусалимға қарап сәпирини давамлаштуруп, бесип өткән һәр қайси шәһәр-йезиларда тәлим берип маңди.
23 有一个人问他说:“主啊,得救的人少吗?”
Бир киши униңдин: — И тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди. Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди:
24 耶稣对众人说:“你们要努力进窄门。我告诉你们,将来有许多人想要进去,却是不能。
— Силәр тар ишиктин киришкә күрәш қилиңлар. Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, нурғун адәмләр кирәй дәп издәнсиму, амма кирәлмәйду.
25 及至家主起来关了门,你们站在外面叩门,说:‘主啊,给我们开门!’他就回答说:‘我不认识你们,不晓得你们是哪里来的!’
Өйниң егиси орнидин туруп ишикни тақиғандин кейин, силәр ташқирида туруп ишикни қеқип: «Рәб, бизгә ачқин!» дәп ялвурғили турғиниңларда, у силәргә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән» — дәйду.
26 那时,你们要说:‘我们在你面前吃过喝过,你也在我们的街上教训过人。’
Андин силәр: «Биз сениң алдиңда йегән, ичкән, сәнму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар,
27 他要说:‘我告诉你们,我不晓得你们是哪里来的。你们这一切作恶的人,离开我去吧!’
у йәнә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән, мәндин нери кетиңлар, әй қәбиһлик қилғучилар!» дәйду.
28 你们要看见亚伯拉罕、以撒、雅各,和众先知都在 神的国里,你们却被赶到外面,在那里必要哀哭切齿了。
Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрниң Худаниң падишалиғи ичидә екәнлигини, өзүңларниң сиртқа ташливетилгиниңларни көргиниңларда, жиға-зерәлар көтирилиду, чишлар ғучурлайду.
29 从东、从西、从南、从北将有人来,在 神的国里坐席。
У чағда, кишиләр мәшриқ билән мәғрибтин вә шимал билән җәнуптин келишип, Худаниң падишалиғида дәстиханда олтириду.
30 只是有在后的,将要在前;有在前的,将要在后。”
Шуниң билән мана, шу чағда алдида турғанлардин арқиға өтидиғанлар, арқида турғанлардин алдиға өтидиғанлар бар болиду.
31 正当那时,有几个法利赛人来对耶稣说:“离开这里去吧,因为希律想要杀你。”
Дәл шу вақитта бир нәччә Пәрисийләр Әйсаниң алдиға келип униңға: — Мошу йәрдин чиқип өзүңни нериға ал. Чүнки Һерод сени өлтүрмәкчи, — деди.
32 耶稣说:“你们去告诉那个狐狸说:‘今天、明天我赶鬼治病,第三天我的事就成全了。’
У уларға: — Берип шу түлкигә ейтиңлар: Мана мән җинларни һайдиветип, бүгүн вә әтә шипа берәрмән вә үчинчи күни такамуллаштурулимән, дәңлар.
33 虽然这样,今天、明天、后天,我必须前行,因为先知在耶路撒冷之外丧命是不能的。
Һалбуки, бүгүн вә әтә вә өгүнлүккә меңип жүрүшүм керәктур; чүнки һеч пәйғәмбәрниң өлтүрүлүши Йерусалимдин башқа һеч қандақ җайда мүмкин болмас.
34 耶路撒冷啊!耶路撒冷啊!你常杀害先知,又用石头打死那奉差遣到你这里来的人。我多次愿意聚集你的儿女,好像母鸡把小鸡聚集在翅膀底下;只是你们不愿意。
Әй Йерусалим, Йерусалим! Пәйғәмбәрләрни өлтүридиған вә саңа әвәтилгәнләрни чалма-кесәк қилидиған шәһәр! Мән қанчә қетимлап мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк сениң балилириңни қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр халимидиңлар.
35 看哪,你们的家成为荒场留给你们。我告诉你们,从今以后你们不得再见我,直等到你们说:‘奉主名来的是应当称颂的。’”
Мана өйүңлар ташлинип вәйранә болуп қалиду; вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр «Пәрвәрдигарниң нами билән кәлгүчигә мубарәк болғай!» демигичә, мени йәнә көрәлмәйсиләр.

< 路加福音 13 >