< 利未记 7 >

1 “赎愆祭的条例乃是如此:这祭是至圣的。
Итаәтсизлик қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана мундақ: — Бу [қурбанлиқ] «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
2 人在那里宰燔祭牲,也要在那里宰赎愆祭牲;其血,祭司要洒在坛的周围。
Көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда итаәтсизликни тиләш қурбанлиғиму боғузлиниду; [каһин] қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
3 又要将肥尾巴和盖脏的脂油,
[Қурбанлиқ қилғучи киши] барлиқ мейини сунсун; йәни майлиқ қуйруғи билән ич қарнини йөгәп турған майни,
4 两个腰子和腰子上的脂油,就是靠腰两旁的脂油,并肝上的网子和腰子,一概取下。
икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗритип сунсун.
5 祭司要在坛上焚烧,为献给耶和华的火祭,是赎愆祭。
Каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта көйдүрсун. Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду.
6 祭司中的男丁都可以吃这祭物;要在圣处吃,是至圣的。
Каһинлардин болған әр кишиләрниң һәммиси буни йесун; у муқәддәс йәрдә йейилсун; у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
7 赎罪祭怎样,赎愆祭也是怎样,两个祭是一个条例。献赎愆祭赎罪的祭司要得这祭物。
Гуна қурбанлиғи қандақ болса итаәтсизлик қурбанлиғиму шундақ болиду; улар иккиси тоғрисидки қаидә-низам охшаш; бу қурбанлиқ кафарәт кәлтүрүшкә қурбанлиқ өткүзгүчи каһинниң өзигә тәвә болсун.
8 献燔祭的祭司,无论为谁奉献,要亲自得他所献那燔祭牲的皮。
Каһин бирисиниң сунған көйдүрмә қурбанлиғини өткүзгән болса, көйдүрмә қурбанлиқниң териси шу каһинниң болиду.
9 凡在炉中烤的素祭和煎盘中做的,并铁鏊上做的,都要归那献祭的祭司。
Тонурда пиширилған һәр бир ашлиқ һәдийә, шундақла қазанда яки тавида етилгән һәр бир ашлиқ һәдийә болса уни өткүзгән каһинниң болиду, йәни каһинниң өзигә тәвә болиду.
10 凡素祭,无论是油调和的是干的,都要归亚伦的子孙,大家均分。”
Һәр бир ашлиқ һәдийә, мәйли зәйтун мейи арилаштурулған болсун, яки қуруқ кәлтүрүлгән болсун, булар Һарунниң оғуллириниң һәр биригә баравәр бөлүп берилиду.
11 “人献与耶和华平安祭的条例乃是这样:
Пәрвәрдигарға атап кәлтүрүлгән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: —
12 他若为感谢献上,就要用调油的无酵饼和抹油的无酵薄饼,并用油调匀细面做的饼,与感谢祭一同献上。
Сунмақчи болған киши уни тәшәккүр ейтиш үчүн сунса, ундақта у «тәшәккүр қурбанлиғи» билән биллә зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачлар, зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә есил ундин зәйтун мейиға чилап пиширилған тоғачларниму кәлтүрсун.
13 要用有酵的饼和为感谢献的平安祭,与供物一同献上。
Шу тоғачлардин башқа, йәнә тәшәккүр ейтидиған енақлиқ қурбанлиғи билән биллә ечитқу селинған нанларниму сунсун;
14 从各样的供物中,他要把一个饼献给耶和华为举祭,是要归给洒平安祭牲血的祭司。
у шу сунғанлириниң һәр бир түридин бирни елип Пәрвәрдигар үчүн [қош қоллап] сунидиған «көтәрмә һәдийә» қилип кәлтүрсун; бу енақлиқ қурбанлиғиниң қенини [қурбангаһниң үстигә] сәпкән каһинниң өзигә тәгсун.
15 为感谢献平安祭牲的肉,要在献的日子吃,一点不可留到早晨。
Тәшәккүр билдүридиған енақлиқ қурбанлиғиниң гөши болса қурбанлиқ қилинған шу күни йейилиши керәк; [қурбанлиқни сунғучи киши] таң атқичә униң һеч немисини қалдурмисун.
16 若所献的是为还愿,或是甘心献的,必在献祭的日子吃,所剩下的第二天也可以吃。
Әгәр униң сунған қурбанлиғи қәсимигә хас қурбанлиқ яки ихтиярий кәлтүргән қурбанлиқ болса, ундақта һайванниң гөши қурбанлиқ қилинған күндә йейилсун; униңдин ешип қалғинини болса, әтисиму йейишкә болиду;
17 但所剩下的祭肉,到第三天要用火焚烧;
лекин қурбанлиқниң гөшидин үчинчи күнигичә ешип қалса, у отта көйдүрүлүши керәк.
18 第三天若吃了平安祭的肉,这祭必不蒙悦纳,人所献的也不算为祭,反为可憎嫌的,吃这祭肉的,就必担当他的罪孽。
Енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин үчинчи күнидә йейилсә, ундақта қурбанлиқ қобул болмайду, қурбанлиқ сунғучиниң һесавиғиму һесапланмайду, бәлки мәкруһ болиду; кимдәким униңдин йесә өз қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду.
19 “挨了污秽物的肉就不可吃,要用火焚烧。至于平安祭的肉,凡洁净的人都要吃;
Шундақла напак нәрсигә тегип қалған гөшму йейилмәслиги керәк, бәлки отта көйдүрүлүши керәк. Һәр қандақ пак адәм [напак нәрсигә тәгмигән] қурбанлиқниң гөшини йесә болиду.
20 只是献与耶和华平安祭的肉,人若不洁净而吃了,这人必从民中剪除。
Лекин кимки напак һаләттә туруп Пәрвәрдигарға аталған енақлиқ қурбанлиғидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
21 有人摸了什么不洁净的物,或是人的不洁净,或是不洁净的牲畜,或是不洁可憎之物,吃了献与耶和华平安祭的肉,这人必从民中剪除。”
Кимки напак бир нәрсигә тегип кәтсә (мәйли напак һаләттики адәм болсун, напак бир һайван болсун яки һәр қандақ напак жиркиничлик нәрсә болсун) вә шундақла Пәрвәрдигарға хас аталған енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
22 耶和华对摩西说:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
23 “你晓谕以色列人说:牛的脂油、绵羊的脂油、山羊的脂油,你们都不可吃。
Исраилларға мундақ дегин: — Силәр кала, қой вә өшкиләрниң мейини һәргиз йемәңлар.
24 自死的和被野兽撕裂的,那脂油可以做别的使用,只是你们万不可吃。
Өзлүгидин өлгән яки житқучлар боғуп қойған һайванниң җәситиниң мейини һәр қандақ ишқа ишләткили болиду, лекин һәргиз униңдин йемәңлар.
25 无论何人吃了献给耶和华当火祭牲畜的脂油,那人必从民中剪除。
Чүнки кимки Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәр қандақ һайванниң мейини йесә, шуни йегән киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
26 在你们一切的住处,无论是雀鸟的血是野兽的血,你们都不可吃。
Силәр һәр қандақ турар җайиңларда һеч қандақ қанни, йәни учар-қанатларниң болсун яки чарпайларниң болсун қенини һәргиз естимал қилмаңлар.
27 无论是谁吃血,那人必从民中剪除。”
Кимдәким һәр қандақ қанни естимал қилса, шу киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
28 耶和华对摩西说:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
29 “你晓谕以色列人说:献平安祭给耶和华的,要从平安祭中取些来奉给耶和华。
Исраилларға мундақ дегин: — Кимки Пәрвәрдигарға атап бир енақлиқ қурбанлиғи сунса, ундақта у Пәрвәрдигарға хас болған һәдийәни шу енақлиқ қурбанлиқтин айрип кәлтүрсун.
30 他亲手献给耶和华的火祭,就是脂油和胸,要带来,好把胸在耶和华面前作摇祭,摇一摇。
Өз қоли билән Пәрвәрдигарға атиған, отта сунулидиған һәдийәләрни, йәни май билән төшни қошуп елип келип, төшни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
31 祭司要把脂油在坛上焚烧,但胸要归亚伦和他的子孙。
Каһин мейини қурбангаһ үстидә көйдүрүвәтсун. Төш болса Һарун билән униң оғуллириға хас болсун.
32 你们要从平安祭中把右腿作举祭,奉给祭司。
Енақлиқ қурбанлиқлириңларниң оң арқа путини силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһинға бериңлар.
33 亚伦子孙中,献平安祭牲血和脂油的,要得这右腿为分;
Һарунниң оғуллиридин қайсиси енақлиқ қурбанлиғиниң қени билән мейини сунған болса өз үлүши үчүн оң арқа путини өзи алсун.
34 因为我从以色列人的平安祭中,取了这摇的胸和举的腿给祭司亚伦和他子孙,作他们从以色列人中所永得的分。”
Чүнки мән Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин «пулаңлатма һәдийә» болған төш билән «көтәрмә һәдийә» болған арқа путини әбәдий бир бәлгүлимә билән Исраиллардин елип, каһин Һарун вә униң оғуллириниң һәққи болсун дәп уларға тәқдим қилдим.
35 这是从耶和华火祭中,作亚伦受膏的分和他子孙受膏的分,正在摩西叫他们前来给耶和华供祭司职分的日子,
[Муса] Һарун билән оғуллирини Пәрвәрдигарниң қуллуғида каһин болушқа униң алдиға кәлтүргән күнидә, уларға Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин тәқдим қилинидиған каһинлиқ үлүши мана шудур.
36 就是在摩西膏他们的日子,耶和华吩咐以色列人给他们的。这是他们世世代代永得的分。
[Муса] уларни Мәсиһлигән күнидә, Пәрвәрдигар бу үлүшни Исраиллардин елип уларға берилсун дәп әмир қилған. Бу [Исраилларға] дәвирдин дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
37 这就是燔祭、素祭、赎罪祭、赎愆祭,和平安祭的条例,并承接圣职的礼,
Көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәси, гуна қурбанлиғи билән итаәтсизлик қурбанлиғи, каһинлиққа тикләш қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана шудур.
38 都是耶和华在西奈山所吩咐摩西的,就是他在西奈旷野吩咐以色列人献供物给耶和华之日所说的。
Пәрвәрдигар Исраилларға: «Силәр бу Синай баявинида Пәрвәрдигарниң алдиға қурбанлиқлириңларни сунуңлар» дәп буйруған күнидә, у буларниң һәммисини Синай теғида Мусаға тапшурған еди.

< 利未记 7 >