< 約翰福音 11 >

1 個病人,名叫拉匝祿,住在伯達尼,即瑪利亞和她姊姊瑪爾大所住的村若莊。
Лазарус дегән бир адәм кесәл болуп қалған еди. У Мәрйәм вә һәдиси Марта турған, Бәйт-Ания дегән кәнттә туратти
2 :利亞就是那曾用香液傅抹過主,並用自己的頭髮擦乾過他的腳婦人,患病的拉匝十是他的兄弟。
(бу Мәрйәм болса, Рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди).
3 他們姊妹二人便派人到耶穌那裏說: 「主啊! 你所愛的病了! 」
Лазарусниң һәдилири Әйсаға хәвәрчи әвәтип: «И Рәб, мана сән сөйгән [достуң] кесәл болуп қалди» дәп йәткүзди.
4 耶一聽了便說: 「這病不致於死,只是為彰顯天主的光榮,並為叫天主子因此受到光榮。」
Лекин Әйса буни аңлап: — Бу кесәлдин өлүп кәтмәйду, бәлки бу арқилиқ Худаниң Оғли улуқлинип, Худаниң шан-шәриви аян қилиниду — деди.
5 耶穌素愛瑪爾大及她的妹妹和拉匝祿。
Әйса Марта, сиңлиси вә Лазарусни толиму сөйәтти.
6 當他聽說拉匝祿病了,仍在原地逗留了兩天。
Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди.
7 此後,才對門徒說: 「我們再往猶太去罷! 」
Андин кейин у мухлислириға: — Йәһудийәгә қайта барайли! — деди.
8 門徒向他說: 「辣彼,猶太人圖謀砸死你,你又要往那裏去麼?」
Мухлислири униңға: — Устаз, йеқиндила [у йәрдики] Йәһудийлар сени чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсән? — дейишти.
9 耶穌回答說: 「白日不是有十二個時辰麼? 人若在白日行路,不會碰跌,因為看得見這世界的光;
Әйса мундақ деди: — Күндүздә он икки саат бар әмәсму? Күндүзи йол маңған киши путлашмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду.
10 人若在黑夜行路,就要碰跌,因為他沒有光。」
Лекин кечиси йол маңған киши путлишар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.
11 耶穌說了這些話,又給他們說: 「我們的朋友拉匝祿睡著了,我要去叫醒他。」
Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у: — Достимиз Лазарус ухлап қалди; мән уни уйқисидин ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.
12 門徒便對他說: 「主,若是他睡著了,必定好了。」
Шуңа мухлислар униңға: — И Рәб, ухлиған болса, яхши болуп қалиду, — деди.
13 耶穌原是指他的死說的,他們卻以為是指安眠睡覺說的。
Һалбуки, Әйса Лазарусниң өлүми тоғрилиқ ейтқан еди, лекин улар у дәм елиштики уйқини дәватиду, дәп ойлашти.
14 然後,耶穌就明明地向他們說: 「拉匝祿死了。
Шуңа Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазарус өлди, — деди.
15 為了你們,我喜歡我不在那裏,好叫你們相信;我們到他那裏去罷!」
— Бирақ силәрни дәп, силәрниң етиқат қилишиңлар үчүн, [униң қешида] болмиғанлиғимға хошалмән. Әнди униң йениға барайли, — деди.
16 號稱狄狄摩的多默便向其他的同伴說: 「我們也去,同他一起死罷!」
«Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа мухлисдашлириға: — Бизму униң билән биллә барайли һәм униң билән биллә өләйли, — деди.
17 耶穌一到伯達尼,得知拉匝祿在墳墓裏已經四天了。
Әйса мухлислири билән Бәйт-Анияға барғанда, Лазарусниң йәрликкә қоюлғиниға аллиқачан төрт күн болғанлиғи униңға мәлум болди.
18 伯達尼靠近耶路撒冷,相距約十五「斯塔狄」,
Бәйт-Ания Йерусалимға йеқин болуп, униңдин алтә чақиримчә жирақлиқта еди,
19 因而有許多猶太人來到瑪爾大和瑪利亞那裏,為她們兄弟的死安慰她們。
шуниң билән нурғун Йәһудийлар Марта билән Мәрйәмгә иниси тоғрисида тәсәлли бәргили уларниң йениға кәлгән еди.
20 瑪爾大一聽說耶穌來了,便去迎接他;瑪利亞仍坐在家裏。
Марта әнди Әйсаниң келиватқинини аңлапла, униң алдиға чиқти. Лекин Мәрйәм болса өйидә олтирип қалди.
21 瑪爾大對耶穌說: 「若是你在這裏,我的兄弟決不會死!
Марта әнди Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти.
22 就是現在,我也知道: 你無論向天主求什麼,天主必要賜給你。」
Һелиһәм Худадин немини тилисәң, Униң саңа шуни беридиғанлиғини билимән, — деди.
23 耶穌對她說: 「你的兄弟必定要復活。」
— Иниң қайта тирилиду, — деди Әйса.
24 瑪爾大說: 「我知道在末日復活時,他必要復活。」
Марта: — Ахирқи күнидә, йәнә тирилиш күнидә униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.
25 耶穌對她說: 「我就是復活,就是生命;信從我的,即使死了,仍要活著;
Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду;
26 凡活著而信從我的人,必永遠不死。你信麼?」 (aiōn g165)
вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән? (aiōn g165)
27 她回答說: 「是的,主,我信你是默西亞,天主子,要來到世界上的那一位。」
У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.
28 她說了這話,就去叫她的妹妹瑪利亞,偷偷地說: 「師傅來了,他叫你。」
Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип: — Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди.
29 瑪利亞一聽說,立時起身到耶穌那裏去了。
Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди
30 那時,耶穌還沒有進村莊,仍在瑪爾大迎接他的地方。
(шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди).
31 那些同瑪利亞在家,安慰他的猶太人,見她急忙起身出去,便跟著她,以為她往墳墓上去哭泣。
Әнди [Мәрйәмгә] тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
32 當瑪利亞來到耶穌所在的地方,一看見他,就俯伏在他腳前,向他說: 「主! 若是你在這裏,我的兄弟決不會死!」
Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
33 耶穌看見她哭泣,還有同他一起來的猶太人也哭泣,便心神感傷,難過起來,
Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә:
34 遂說: 「你們把他安放在那裏?」他們回答說: 「主,你來,看罷!」
— Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
35 耶穌流淚了。
Әйса көз йеши қилди.
36 於是猶太人說: 「看,他多麼愛他啊! 」
Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти.
37 其中有些人說: 「這個開了瞎子眼睛的,豈不能使這人也不死麼?」
Вә улардин бәзилири: — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
38 耶穌心中又感傷起來,來到墳墓前。這墳墓是個洞穴,前面有一塊石頭堵著。
Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди.
39 耶穌說: 「挪開這塊石頭! 」死者的姊姊瑪爾大向他說: 「主!已經臭了,因為已有四天了。」
Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгүчиниң һәдиси Марта: — И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди.
40 耶穌對她說: 「我不是告訴過你: 如果你信,會看到天主的光榮嗎?」
Әйса униңға: — Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди.
41 他們便挪開了石頭;耶穌舉目向上說: 「父啊!我感謝你,因為你俯聽了我。
Буниң билән халайиқ ташни еливәтти. Әйса көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди: — И Ата, тилигимни аңлиғиниң үчүн саңа тәшәккүр ейтимән.
42 我本來知道你常常俯聽我,但是我說這話,是為了四周站立的群眾,好叫他們信是你派遣了我。」
Тиләклиримни һемишә аңлайдиғанлиғиңни билимән; лекин шундақ болсиму, әтрапимдики мошу халайиқ сениң мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун дәп, буни ейтиватимән!
43 說完這話,便大聲喊說: 「納匝祿! 出來罷! 」
Бу сөзләрни қилғандин кейин, у жуқури авазда: — Лазарус, ташқириға чиқ! — дәп товлиди.
44 死者便出來了,腳和手都纏著布條,面上還蒙著汗巾。耶穌向他們說: 「解開他,讓他行走罷。」
Өлгүчи қол-путлири кепәнләнгән, еңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Әйса уларға: — Кепәнни йешиветип, уни азат қилиңлар! — деди.
45 那些來到瑪利亞那裏的猶太人,一看到耶穌所行的事,就有許多人則口召
Мәрйәмниң йениға пәтә қилип келип, униң әмиллирини көргән Йәһудийлар ичидин нурғунлири униңға етиқат қилди.
46 他們中也有一些到法利賽人那裏去,把耶穌所行的,報告給他們。
Лекин уларниң ичидә бәзилири Пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти.
47 因此,司祭長和法利賽人召集了會議說: 「這人行了許多奇跡,我們怎麼辦呢?
Шуңа баш каһинлар вә Пәрисийләр Йәһудийларниң кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилишимиз керәк? Бу адәм нурғун мөҗизилик аламәтләрни яритиватиду.
48 如果讓他這樣,眾都會信從,羅馬人必要來,連我們的聖殿和民族都除掉。」
Униңға шундақ йол қоюп беривәрсәк, һәммә адәм униңға етиқат қилип кетиду. Шундақ болғанда, Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.
49 他們中有一個叫蓋法的,正是那一年的大司祭,對他們說: 「你們什麼都不懂,
Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш каһин болған Қаяфа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр!
50 也不想想: 叫一個人替百姓死,以免全民族滅亡;這為你們多麼有利。」
Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң әвзәллигини чүшинип йәтмәйдикәнсиләр, — деди
51 這話不是由他自己說出的,只因為他是那年的大司祭,才預言了耶穌將為民族而死;
(бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн, Әйсаниң [Йәһудий] хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға тарқилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғидин алдин бешарәт берип шундақ дегән еди).
52 不但為猶太民族,而且也是為使那四散的天主的兒女都聚集歸一。
53 從那一天起,他們就議決要殺害耶穌。
Шуниң билән улар мәслиһәтлишип, шу күндин башлап Әйсани өлтүрүветишни қәстлиди.
54 因此,耶穌不再公開地在猶太人中往來,卻從那裏往臨近荒野的地方去,來到一座名叫厄弗辣因的城,在那裡和他的門徒住下了。
Шуниң үчүн Әйса әнди Йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәйтти, у у йәрдин айрилип чөлгә йеқин райондики Әфраим исимлиқ бир шәһиригә берип, мухлислири билән у йәрдә турди.
55 猶太人的逾越節臨近了,所以,許多人在逾越節前,從鄉間上了耶路撒冷,要聖潔自己。
Әнди Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған еди. Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн, һейттин илгири йезилардин Йерусалимға келишти.
56 他們就尋找耶穌,並站在聖殿內,彼此談論說: 「你們想什麼?他來不來過節呢?」
Шуниң билән биллә шу кишиләр Әйсани издәшти. Улар ибадәтханида жиғилғанда бир-биригә: — Қандақ ойлаватисиләр? У һейт өткүзгили кәлмәсму? — дейишти.
57 司祭長和法利賽人早已頒發命令: 如果有人知道他在那裡,就該通知他們,好去捉拿他。
Баш каһинлар билән Пәрисийләр болса уни тутуш үчүн, һәр кимниң униң қәйәрдилигини билсә, мәлум қилиши тоғрилиқ пәрман чиқарған еди.

< 約翰福音 11 >