< 路加福音 4 >

1 耶稣体内充满圣灵,从约旦河返回,圣灵带领他来到荒野,
Андин Әйса Муқәддәс Роһқа толуп, Иордан дәриясидин қайтип келип, Роһ тәрипидин чөл-баяванға елип берилди.
2 接受四十天的魔鬼考验。这些日子里他一直在禁食,最后感到饥肠辘辘。
У у йәрдә қириқ күн Иблис тәрипидин синалди. У бу күнләрдә һеч нәрсә йемиди. Күнләр аяқлашқанда, униң қосиғи таза ачқан еди.
3 魔鬼对他说:“如果你是上帝之子,那就把这些石头变成面包吧。”
Әнди Иблис униңға: — Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң, мошу ташқа: «Нанға айлан!» дәп буйруғин — деди.
4 耶稣回答:“上帝的经卷中写道:‘人活着并不只靠食物。’”
Әйса униңға җававән: — [Тәвратта]: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дәп йезилған, — деди.
5 魔鬼引他上到高处,将天下万国展示在他面前,
Иблис йәнә уни егиз бир таққа башлап чиқип, бир дәқиқә ичидә дуниядики барлиқ дөләтләрни униңға көрсәтти.
6 对他说:“我可以给你这一切的权力和地位,因为我已获得了这些权力,可以随意送给任何人。
Иблис униңға: — Мән бу һакимийәтниң һәммисини вә униңға тәвә барлиқ шанушәвкәтләрни саңа тәқдим қилимән; чүнки булар маңа тапшурулған, мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән.
7 只要你向我鞠躬,膜拜我,你就可以拥有这一切。”
Әгәр баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду, — деди.
8 耶稣回答:“那经文中也说了:‘你只应拜吾主上帝,只能侍奉他。’”
Әйса униңға җавап берип: — [Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» дәп йезилған, — деди.
9 魔鬼又带他到耶路撒冷,叫他站在神庙的最高处,对他说:“你若是上帝之子,就从这里跳下去!
Андин Иблис уни Йерусалимға елип барди вә уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп: — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин!
10 因为那经文中写道:‘上帝会派天使照顾你,
Чүнки [Тәвратта]: «[Худа] Өз пәриштилиригә сени қоғдаш һәққидә әмир қилиду»;
11 托住你,免得你被石头绊倒。’”
вә, «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп йезилған, — деди.
12 耶稣回道:“那经文也写着:‘不可试探你的主上帝。’”
Әйса униңға: — «[Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму йезилған, — деди.
13 魔鬼用尽了它所有的诱惑,便暂时离开耶稣,伺机寻找其他机会。
Иблис барлиқ синашларни ишлитип чиққандин кейин, уни вақтинчә ташлап кетип қалди.
14 耶稣回到加利利时,体内注满了圣灵力量,他的名声传遍四面八方。
Әйса Роһниң күч-қудрити ичидә Галилийә өлкисигә қайтип кәлди. Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
15 他在会堂中教导民众,深受众人赞美。
У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди вә уларниң улуқлашлириға сазавәр болди.
16 耶稣来到自己成长的家乡拿撒勒,在安息日那天照例进入会堂。
У өзи беқип чоң қилинған жути Насарәткә келип, шабат күни адәттикидәк синагогқа кирди вә шундақла [муқәддәс язмиларни] оқушқа өрә турди
17 有人把以赛亚先知的经书递给他,他展开书卷找到一处文字,上面写着:
вә Тәвраттики «Йәшая» дегән қисим униңға тапшурулди. У орам язмини ечип, муну сөзләр йезилған йәрни тепип оқуди:
18 “主的灵降临我身上,因为他指派我向贫苦之人传播福音,宣告那些被监禁之人将得到释放,盲人会看见,受压迫之人会得到自由,
— «Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди. Тутқунларға азатлиқни, Вә корларға көрүш шипасини җакалашқа, Езилгәнләрни халас қилишқа, Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти».
19 我还要宣告主赐福之刻的到来。”
20 他把经书卷好交给身边的人,然后坐下来,会堂里的众人都注视着他。
У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди. Синагогта олтарғанларниң һәммисиниң көзлири униңға тикилип туратти.
21 耶稣对大家说:“这段经文如今已经应验了!”
У көпчиликкә: — Мана бу айәт бүгүн қулиқиңларға аңланғинида әмәлгә ашурулмақта, — деди.
22 众人纷纷表示认可,惊讶他口中所说的恩典之语。然后说:“这真是约瑟的儿子吗?”
Һәммиси униң яхши гепини қилишип, униң ағзидин чиқиватқан шапаәтлик сөзлиригә һәйран қелишип: — Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.
23 耶稣回答:“我就知道你们会向我重复这句话:‘医生,先治好你自己!’然后你们会问:‘你在迦百农所行之事,为什么不在你的故乡再做一次呢?’
У уларға: — Шүбһисизки, силәр маңа «Әй тевип, авал өзүңни сақайт!» дегән тәмсилни кәлтүрүп, «Хәвәр тапқинимиздәк, Кәпәрнаһум шәһиридә немә ишлар йүз бәргән болса, мошу йәрдиму, өз жутуңдиму шуларни көрсәтмәмсән?» дәватисиләр, — деди.
24 但我实话告诉你们,先知在自己的家乡都不受欢迎。
— Бирақ шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жути тәрипидин қобул қилинған әмәс.
25 在以利亚的时代,曾出现三年半不下雨的干旱,到处都是大饥荒,以色列出现了许多寡妇,
Мән силәргә шу һәқиқәтни әслитимәнки, Иляс [пәйғәмбәр]ниң вақтида, асман уда үч жил алтә ай етилип, дәһшәтлик бир қәһәтчилик барлиқ зиминни басқанда, Исраилда нурғун тул аяллар бар еди;
26 但以利亚并未被派向那里的任何一个人,而是被派到西顿撒勒法一个寡妇面前!
бирақ Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән.
27 在以利沙的时代,以色列有许多麻风患者,但只有叙利亚的乃缦被治愈了!”
Вә [шуниңға охшаш], Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс! — деди.
28 会堂中的众人听到这番话,都感到非常愤怒。
Синагогдикиләр бу сөзләрни аңлап, һәммиси қаттиқ ғәзәпләнди;
29 他们跳起来将耶稣赶出城,然后把他拖到城市所在的山顶上,要把他从悬崖上扔下去。。
орнидин турушуп, уни шәһәрдин һайдап чиқирип, шу шәһәр җайлашқан тағниң левигә әчиқип, тик ярдин ташливәтмәкчи болушти.
30 耶稣却穿过人群,走开了。
Лекин у уларниң арисидин бемалал өтүп, өз йолиға чиқип кәтти.
31 耶稣下来后来到加利利的迦百农城,在安息日教导众人。
У Галилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум дегән бир шәһиригә чүшти, у йәрдә шабат күнлиридә хәлиққә тәлим берәтти.
32 他的教导让众人感到很惊奇,因为他的话语很有权威。
Улар униң тәлимигә һәйран қелишти, чүнки униң сөзи толиму нопузлуқ еди.
33 会堂里有一人被恶鬼附体,他大声喊叫:
Әнди синагогта напак җинниң роһи чаплашқан бир киши болуп, [униңдики җин] қаттиқ авазда:
34 “拿撒勒人耶稣,我们跟你有什么关系?你是来毁灭我们的吗?我知道你是谁,你是上帝的圣人!”
— Әй Насарәтлик Әйса, сениң биз билән немә кариң?! Бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, Худаниң Муқәддәс Болғучисисән! — дәп товлап кәтти.
35 耶稣打断他:“住口!”然后命令恶鬼:“从他身上出来!”恶鬼当着众人的面把那人摔倒在地上,然后从他身上脱离出来,但没有伤害他。
Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм! Униңдин чиқ! — девиди, җин һелиқи адәмни халайиқ оттурисида жиқитиветип, униңдин чиқип кәтти. Лекин униңға һеч зәрәр йәткүзмиди.
36 众人都很惊讶,彼此询问:“这是怎么回事?他用权力命令恶灵,恶灵竟然出来了。”
Һәммәйлән буниңдин қаттиқ һәйран болушуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ иш! У дәрвәқә һоқуқ вә қудрәт билән напак роһларға әмир қилсила, улар чиқип кетидикән, — дейишти.
37 于是耶稣的名声传遍了周围各地。
Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
38 耶稣起身离开会堂,走进西门的家。西门的岳母正在发高烧,人们求耶稣救她。
Әйса синагогтин чиқип, Симонниң өйигә кирди. Лекин Симонниң қейинаниси еғир тәп кесили болуп қалған еди; улар Әйсадин униң һаҗитидин чиқишини өтүнди.
39 耶稣站在她旁边,命令高烧离开她,于是她立刻退烧了,开始就起身为众人准备饭菜。
У аялниң бешида туруп, тәпкә тәнбиһ беривиди, тәп шуан униңдин кәтти. У дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40 日落时分,人们把各种疾病的患者都带到耶稣这里,他将手放在他们身上,一一治好所有病患。
Күн петиши биләнла, кишиләр һәр хил кесәлләргә гириптар болған йеқинлири болсила, уларни униң алдиға елип келишти. У уларға бир-бирләп қолини тәккүзүп, уларни сақайтти.
41 他从很多人身上驱赶出恶鬼,恶鬼叫喊:“你是上帝之子。”耶稣打断了它们,不许它们说话,因为它们知道他是基督。
Кишиләргә чаплашқан нурғун җинлар улардин чиқип: «Сән Худаниң Оғли!» дәп товлап кетәтти. Лекин у уларға тәнбиһ берип, сөз қилишиға йол қоймиди; чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти.
42 第二天凌晨,耶稣离开众人,找到一处安静的地方。但众人纷纷出门寻找他,找到后又挽留他,希望他不要离开。
Күн чиқиши билән, у шәһәрдин чиқип, пинһан бир җайға кәтти. Бирақ топ-топ халайиқ уни издәп жүрәтти; улар уни тапқанда алдиға келип, уни аримизда қалсун дәп кетишидин тосмақчи болушти.
43 他告诉众人:“我必须到其他城去,传播上帝之国的福音,因为这也是我被派到这里的使命。”
Лекин у уларға: — Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини башқа шәһәр-йезиларғиму йәткүзүшүм керәк; чүнки мән дәл бу ишқа әвәтилгәнмән, — деди.
44 然后他开始到犹太的各个会堂去传道。
Шуниң билән у Галилийәдики синагогларда тәлим берип жүривәрди.

< 路加福音 4 >