< 路加福音 21 >

1 耶稣环顾四周,看见有钱人把捐赠投入奉献箱。
У бешини көтирип қаривиди, байларниң өз сәдиқилирини [ибадәтханидики] сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди.
2 他又看见一个穷寡妇,在里面投入两个小钱。
У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди.
3 于是耶稣说:“实话告诉你们,穷寡妇所投入的要比其他所有人加一起还要多。
Шуниң билән у: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң ташлиғини һәммәйләнниңкидин көптур.
4 因为其他人只是自己财富的一部分投进去,这寡妇虽然很穷,却献出了赖以为生的所有金钱。”
Чүнки уларниң һәммиси өзлириниң ашқанлиридин сәдиқә қилип, Худаға атиған садиғиләргә қошуп ташлиди; лекин бу аял намратлиғиға қаримай, өзиниң тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.
5 那里有人在讨论神庙以及它精美的石艺和供物装饰。但耶稣说:
Вә бәзиләр ибадәтханиниң нәпис ташлар вә Худаға сунулған һәдийәләр билән қандақ безәлгәнлиги тоғрисида сөзлишивататти. У:
6 “你们看见的这些......在那一刻到来之时,所有垒砌的石头都会倒塌,一切都会被摧毁。”
— Силәр көрүватқан бу барлиқ нәрсиләргә нисбәтән, шу күнләр келидуки, һәтта бир тал ташму таш үстидә қалдурулмай, һәммиси гумран қилиниду, — деди.
7 他们问他:“老师,这会在什么时候发生?发生的时候会有什么预兆?”
Улар униңдин: — Устаз, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Бу ишларниң йүз беридиғанлиғини аян қилидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сориди.
8 耶稣提醒他们说:“你们要小心,不要被人迷惑。因为会有很多人来假冒我的名,说‘我就是基督!’,还会说‘时候到了!’但不要跟随这些人。
У мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һези болуңлар. Чүнки тола кишиләр мениң намимни сетип: «Мана өзүм шудурмән!» вә «Әшу вақит йеқинлашти!» дәйду. Шуңа уларниң кәйнигә кирмәңлар.
9 当你们听到战乱和暴动,不要惊慌,因为这样的事情一定会先出现,但不会马上看到结局。”
Силәр уруш вә топилаңларниң хәвирини аңлиған вақтиңлардиму вәһимигә чүшмәңлар; чүнки бу ишларниң авал йүз бериши муқәррәр. Лекин булар, заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
10 耶稣对他们说:“民族之间要有战争,国家之间要有战争。
Андин у йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду.
11 到时候会有剧烈的大地震,处处是饥荒和瘟疫,天空显现可怕的恐怖预兆。
Җай-җайларда шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар вә вабалар болиду, [йәр йүзидә] вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду.
12 但在这一切发生之前,他们会抓住你们,迫害你们,把你们拖到会堂前,扔进监狱里,甚至会押到国王和总督面前。
Бирақ бу һәр бир вақиәләр йүз бериштин илгири, кишиләр силәргә қол селип тутқун қилиду вә силәргә зиянкәшлик қилип, силәрни синагогларниң сорақлириға тапшуриду, зинданларға ташлайду; улар мениң намим түпәйлидин силәрни падиша вә һөкүмдарларниң алдиға елип бариду,
13 但这会为你们提供一个机会,在他们面前代表我发言。
вә буниң билән [уларниң алдида] гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду.
14 所以,你们要提前坚定决心,不必提前思量如何进行自我辩护。
Униң үчүн әрзгә қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала һеч ойланмаслиққа қәлбиңларда қәтъий нийәт қилиңлар.
15 因为我会让你们说出睿智之语,让所有的敌人都不能辩论或反驳。
Чүнки мән силәргә барлиқ дүшмәнлириңлар рәддийә вә рәт қилалмиғидәк пасаһәтлик тил вә данишмәнлик ата қилимән.
16 你们将会被父母、兄弟、亲戚和朋友出卖,你们中有的人会被他们害死。
Һәтта ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан вә яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилип тутуп бериду вә улар араңлардики бәзилириңларни өлтүриду.
17 因为我,你们会被众人恨恶,
Силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр.
18 但你们却可以毫发无伤。
Һалбуки, бешиңлардики бир тал чачму һалак болмайду!
19 只要坚定自己的立场,就会获得自己的生命。
Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр.
20 但是,当你们看见耶路撒冷被军队团团围住,就知道它距离摧毁的日子已经不远了。
— Лекин Йерусалимниң [дүшмән] қошунлири тәрипидин қоршивелинғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болуш вақти йеқинлишип қапту, дәп билиңлар.
21 住在犹太的必须逃到山上;住在城里的必须离开;住在乡下的不要进城。
У чағда Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун, шәһәр ичидә туруватқанлар униңдин чиқип кәтсун, йезиларда туруватқанлар шәһәргә кирмисун.
22 因为这是惩罚的日子,经书上所写的一切都会变成现实。
Чүнки шу чағ «интиқам җазасини тартидиған күнләр»дур; шуниң билән [муқәддәс язмиларда] барлиқ пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулиду.
23 到那时,怀孕和哺乳婴儿的女人将会很艰难!因为可怕的灾难将降临这片土地,众人都将被惩罚。
Әнди шу күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитидиғанларниң һалиға вай! Чүнки бу зиминда еғир қисчилиқ болиду вә [әрштики] ғәзәп бу хәлиқниң бешиға чүшиду;
24 他们将被刀屠杀,俘虏到各国并被投入监狱,耶路撒冷必被异教徒践踏,直到异教徒占领的时间结束。
Улар қиличниң бисида жиқитилиду вә тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду.
25 日月星辰都会有预兆,世界的国家会因海洋的波涛汹涌而陷入苦难。
— Қуяш, ай, юлтузлардиму аламәтләр болиду; йәр йүзидики әлләр арисида деңиз-океанларниң гүлдүрлишидин вә долқунларниң давалғушлиридин паракәндичилик болиду.
26 天上的力量震撼世界,这个世界即将发生的事情让人们陷入恐惧,这恐惧会让人虚弱。
Адәмләр қорқуп, йәр йүзигә келидиған апәтләрни вәһимә ичидә күтүп әс-һошини йоқитиду; чүнки асмандики күчләр ләрзигә келиду.
27 到那时,他们会看见人子携力量和伟大荣耀,驾云降临。
Андин кишиләр Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән бир булут ичидә келиватқанлиғини көриду.
28 在发生这一切的时候,你们应当昂首挺立向上看,因为你们很快就会被救赎。”
Лекин бу аламәтләр көрүнүшкә башлиғанда, қәддиңларни руслап бешиңларни көтириңлар, чүнки бу силәрни азат қилиштики ниҗат йеқинлашти, дегәнликтур.
29 然后耶稣举例讲了一个故事:“看看这无花果树或其他的树木。
У уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Әнҗир дәриғи вә башқа барлиқ дәрәқләргә қараңлар.
30 看到它们发芽,你就知道夏天将至。
Уларниң йеңидин бихланғанда уларға қарап, өзүңлар язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр.
31 同样,当你们看到这些事情发生,无需别人告诉你,就知道上帝之国已近。
Шуниңдәк, бая дейилгән аламәтләрниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, Худаниң падишалиғиниң йеқин қалғалнлиғини билиңлар.
32 我告诉你们真相,这一代人在有生之年定会看到这一切。
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
33 天地都将走向终结,但我的教诲不会消失。
Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
34 小心,不要因各种派对、贪图美酒和生活困苦分散了你的注意力,因为那一天会突然降临,
— Лекин өзүңларға агаһ болуңларки, көңүллириңлар әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә тирикчиликниң ғәм-әндишилири билән бихудлашмисун, шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун.
35 那一天会波及地球上的所有人。
Чүнки у гоя қапқантәк барлиқ йәр йүзидә һәр бир туруватқанларниң бешиға чүшиду.
36 你们要时刻警醒和祈祷,这样才有可能逃离这将要发生的事情,才可以站在人子面前。”
Шуңа һәр қандақ вақитларда һошияр болуңлар, йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп Инсаноғли алдида һазир болуп турушқа лайиқ һесаплиниш үчүн һәрдайим дуа қилиңлар, — деди.
37 耶稣每天都在白天到殿里教导,晚上到橄榄山中过夜。
Әнди у күндүзлири ибадәтханида тәлим берәтти, ахшамлири шәһәрдин чиқип, кечини Зәйтун теғи дәп аталған тағда өткүзәтти.
38 群众清早起来上神庙,到他那里听他讲道。
Вә барлиқ хәлиқ униң тәлимини аңлиғили таң сәһәрдә ибадәтханиға кирип, униң йениға келәтти.

< 路加福音 21 >