< যোহন 9 >

1 এখন যীশু যেতে যেতে একজন লোককে দেখতে পেলেন সে জন্ম থেকে অন্ধ।
Вә у йолда кетиветип, туғма қариғу бир адәмни көрди.
2 তাঁর শিষ্যেরা তাঁকে জিজ্ঞাসা করলেন, রব্বি, কে পাপ করেছিল এই লোকটি না এই লোকটী বাবা মা, যাতে এ অন্ধ হয়ে জন্মেছে?
Мухлислири униңдин: — Устаз, ким гуна қилип униң қариғу туғулғиниға сәвәп болған? У өзиму я ата-анисиму? — дәп сорашти.
3 যীশু উত্তর দিলেন, না এই লোকটি পাপ করেছে, না এই লোকটী বাবা মা পাপ করেছে, কিন্তু এই লোকটী জীবনে যেন ঈশ্বরের কাজ প্রকাশিত হয় তাই এমন হয়েছে।
Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна садир қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз әмәллири униңда аян қилинсун дәп шундақ болған.
4 যতক্ষণ দিন আছে ততক্ষণ যিনি আমাকে পাঠিয়েছেন তাঁর কাজ আমাদের করতে হবে। রাত্রি আসছে যখন কেউ কাজ করতে পারবে না।
Күнниң йоруғида, мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк. Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду.
5 আমি যখন এই পৃথিবীতে আছি, তখন আমিই হলাম পৃথিবীর আলো।
Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.
6 এই কথা বলার পর তিনি মাটিতে থুথু ফেলে সেই থুথু দিয়ে কাদা করলেন; পরে ঐ অন্ধ লোকটী চোখেতে সেই কাদা মাখিয়ে দিলেন।
Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойди
7 তিনি তাঁকে বললেন, যাও শীলোহ সরোবরে গিয়ে ধুয়ে ফেল; অনুবাদ করলে এই নামের মানে হয় প্রেরিত। সুতরাং সে গিয়ে ধুয়ে ফেলল এবং দেখতে দেখতে ফিরে আসল।
вә униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди («Силоам» [ибранийчә сөз болуп], «әвәтилгән» дегән мәнини билдүриду). Шуниң билән һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди.
8 তখন লোকটী প্রতিবেশীরা এবং যারা আগে তাকে দেখেছিল যে, সে ভিক্ষা করত, তারা বলতে লাগল একি সেই লোকটি নয় যে বসে ভিক্ষা করত?
Хошнилири вә у илгири тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишип кәтти.
9 কেউ কেউ বলল, এ সেই লোক; অন্যরা বলল না কিন্তু তারই মত; সে কিন্তু বলছিল “আমি সেই লোক।”
Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10 ১০ তারা তখন তাকে বলল, তবে কি করে তোমার চক্ষু খুলে গেল?
— Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11 ১১ সে উত্তর দিল, একজন মানুষ যাকে যীশু নামে ডাকে তিনি কাদা করে আমার চক্ষুতে মাখিয়ে দিলেন এবং আমাকে বললেন, শীলোহে যাও এবং ধুয়ে ফেল; সুতরাং আমি গিয়ে ধুয়ে ফেললাম এবং দৃষ্টি ফিরে পেলাম।
У җававән мундақ деди: — Әйса исимлиқ бир киши [түкүрүгидин] лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12 ১২ তারা তাকে বলল, সে কোথায়? সে বলল আমি জানি না।
— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.
13 ১৩ আগে যে অন্ধ ছিল তাকে তারা ফরীশীদের কাছে নিয়ে গেল।
Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти
14 ১৪ যে দিন যীশু কাদা করে তার চক্ষু খুলে দেন সেই দিন বিশ্রামবার ছিল।
(әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди).
15 ১৫ তখন আবার ফরীশীরাও তাকে জিজ্ঞাসা করতে লাগল, কিভাবে সে দৃষ্টি পেল? সে তাদেরকে বলল, তিনি আমার চোখের উপরে কাদা লাগিয়ে দিলেন, পরে আমি ধুইয়ে ফেললাম এবং আমি এখন দেখতে পাচ্ছি।
Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай [сүрүп] қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16 ১৬ তখন কয়েক জন ফরীশী বলল, এই মানুষটি ঈশ্বর থেকে আসেনি, কারণ সে বিশ্রামবার মেনে চলে না। অন্যেরা বলল, কেমন করে একজন পাপী মানুষ এই সব আশ্চর্য্য কাজ করতে পারে? সুতরাং তাদের মধ্যে বিভেদ তৈরী হল।
Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. Йәнә бәзилири: — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.
17 ১৭ সুতরাং তারা আবার সেই অন্ধকে জিজ্ঞাসা করলো, তুমি তার সম্পর্কে কি বল? কারণ সে তোমার চক্ষু খুলে দিয়েছে। সেই অন্ধ মানুষটি বলল তিনি একজন ভবিষ্যৎ বক্তা।
Улар қариғу адәмдин йәнә: — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.
18 ১৮ ইহূদিরা তখনও তার সম্পর্কে বিশ্বাস করল না যে, সে অন্ধ ছিল আর দৃষ্টি পেয়েছে যতক্ষণ না তারা ঐ দৃষ্টিপ্রাপ্ত মানুষটির বাবা মাকে ডেকে তাদের কাছে জিজ্ঞাসা করল।
Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
19 ১৯ তারা তার বাবা মাকে জিজ্ঞাসা করলো, একি তোমাদের পুত্র যার সম্পর্কে তোমরা বলে থাক এ অন্ধই জন্মেছিল? তবে এখন কিভাবে সে দেখতে পাচ্ছে?
улардин: — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20 ২০ তার বাবা মা উত্তর দিয়ে তাদের বলল, আমরা জানি এই হলো আমাদের ছেলে এবং সে অন্ধই জন্মেছিল,
Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз;
21 ২১ এখন কিভাবে দেখতে পাচ্ছে তা আমরা জানি না এবং কে বা এর চক্ষু খুলে দিয়েছে তাও আমরা জানি না; তাকেই জিজ্ঞাসা করুন, এখন তো ওর বয়স হয়েছে। নিজের কথা নিজে বলতে পারে।
лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, [буни] өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22 ২২ তার বাবা মা ইহূদিদের এই কথা বলল কারণ তারা তাদের ভয় করত। কারণ ইহূদিরা আগেই ঠিক করেছিল কেউ যদি যীশুকে খ্রীষ্ট বলে স্বীকার করে তবে তাদেরকে সমাজ থেকে বের করে দেওয়া হবে।
Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.
23 ২৩ এই সব কারণে তার বাবা মা বলল, সে পূর্ণ বয়ষ্ক তাঁকেই জিজ্ঞাসা করুন।
Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, [буни] өзидин сораңлар» дегән еди.
24 ২৪ সুতরাং তারা দ্বিতীয়বার সেই অন্ধ মানুষকে ডেকে তাকে বলল ঈশ্বরকে গৌরব কর। আমরা জানি যে সে একজন পাপী।
Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: — Худаға шан-шәрәп берип [қәсәм қил]! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.
25 ২৫ তখন সেই মানুষটি উত্তর দিল, তিনি পাপী কি না আমি তা জানি না। একটা জিনিস জানি যে আমি অন্ধ ছিলাম এবং এখন আমি দেখতে পাচ্ছি।
У мундақ җавап бәрди: — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26 ২৬ তারা তাকে বলল, সে তোমার সঙ্গে কি করেছিল? কিভাবে সে তোমার চক্ষু খুলে দিল?
Улар униңдин йәнә бир қетим: — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27 ২৭ সে উত্তর দিল, আমি একবার আপনাদেরকে বলেছি এবং আপনারা শোনেন নি; তবে কেন আবার সেই কথা শুনতে চাইছেন? আপনারা তো তাঁর শিষ্য হতে চান না, আপনারা কি হতে চাইছেন?
У җававән: — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28 ২৮ তখন তারা তাকে গালিগালাজ করে বলল, তুই হলি তার শিষ্য কিন্তু আমরা হলাম মোশির শিষ্য।
Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса [пәйғәмбәрниң] мухлислиримиз.
29 ২৯ আমরা জানি যে ঈশ্বর মোশির সঙ্গে কথা বলেছিলেন কিন্তু এ কোথা থেকে এসেছে তা আমরা জানি না।
Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30 ৩০ সেই মানুষটি উত্তর দিল এবং তাদেরকে বলল, এটাই হলো একটা আশ্চর্য্য জিনিস যে, তিনি কোথা থেকে আসলেন আপনারা তা জানেন না তবুও তিনি আমার চক্ষু খুলে দিয়েছেন।
Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти.
31 ৩১ আমরা জানি যে ঈশ্বর পাপীদের কথা শোনেন না, কিন্তু যদি কোন মানুষ ঈশ্বরের ভক্ত হয় এবং তাঁর ইচ্ছা মেনে চলে, ঈশ্বর তার কথা শোনেন।
Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду.
32 ৩২ পৃথিবীর পূর্বকাল থেকে কখনও শোনা যায় নি যে, কোনো মানুষ জন্ম থেকে অন্ধ তাকে চক্ষু খুলে দিয়েছে। (aiōn g165)
Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс. (aiōn g165)
33 ৩৩ যদি এই মানুষটি ঈশ্বর থেকে না আসতেন, তবে তিনি কিছুই করতে পারতেন না।
Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
34 ৩৪ তারা উত্তর দিয়ে তাকে বলল, তুই একেবারে পাপেই জন্ম নিয়েছিস, আর তুই আমাদের শিক্ষা দিচ্ছিস? তখন তারা তাকে সমাজ থেকে বের করে দিল।
Улар уни: — Сән түптин гуна ичидә туғулған туруқлуқ, бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, уни [синагогтин] қоғлап чиқириветишти.
35 ৩৫ যীশু শুনলেন যে, তারা তাকে সমাজ থেকে বের করে দিয়েছে। আর তিনি তার দেখা পেয়ে বললেন, তুমি কি মনুষ্যপুত্রকে বিশ্বাস কর?
Әйса уларниң уни [синагогтин] қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән? — дәп сориди.
36 ৩৬ সে উত্তর দিয়ে বলল, তিনি কে প্রভু? আমি যেন তাঁতে বিশ্বাস করি?
У җававән: — Тәхсир, у ким? Мән униңға етиқат қилай, — деди.
37 ৩৭ যীশু তাকে বললেন, “তুমি তাঁকে দেখেছ এবং তিনি হলেন যিনি তোমার সঙ্গে কথা বলছেন।”
— Сән һәм уни көрдүң һәм мана, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң өзи, — деди Әйса униңға.
38 ৩৮ সেই মানুষটি বলল, আমি বিশ্বাস করি প্রভু; তখন সে তাঁকে প্রণাম করল।
Һелиқи адәм: — И Рәб, етиқат қилимән! — дәп, униңға сәҗдә қилди.
39 ৩৯ তখন যীশু বললেন, বিচারের জন্য আমি এই পৃথিবীতে এসেছি, যেন যারা দেখতে পায় না তারা দেখতে পায় এবং যারা দেখে তারা যেন অন্ধ হয়।
— Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим, — деди Әйса.
40 ৪০ ফরীশীদের মধ্যে থেকে যারা তাঁর সঙ্গে ছিল তারা এই সব কথা শুনে তাঁকে জিজ্ঞাসা করলো, আমরাও কি অন্ধ?
Униң йенидики бәзи Пәрисийләр бу сөзләрни аңлап униңдин: — Бизму корму? — дәп сорашти.
41 ৪১ যীশু তাদেরকে বললেন, যদি তোমরা অন্ধ হতে তবে তোমাদের হয়ত পাপ থাকত না। যদিও এখন তোমরা বলছ যে, আমরা দেখতে পাই সুতরাং তোমাদের পাপ আছে।
Әйса уларға: — Кор болған болсаңлар, гунайиңлар болмайтти; лекин силәр һазир «көрүватимиз» дегиниңлар үчүн силәргә гуна һесаплинивериду, — деди.

< যোহন 9 >