< ইব্রীয় 9 >

1 ভাল, ঐ প্রথম নিয়ম অনুসারেও স্বর্গীয় আরাধনার নানা ধর্ম্মবিধি এবং পৃথিবীর একটি ঈশ্বরের ঘর ছিল।
Биринчи әһдидә мунасивәтлик ибадәт бәлгүлимилири вә йәр йүзигә тәвә болған бир муқәддәс ибадәт җайи бар еди.
2 কারণ একটি তাঁবু নির্মিত হয়েছিল, সেটি প্রথম, তার মধ্যে বাতিস্তম্ভ, টেবিল ও দর্শনরুটি র ছিল; এটার নাম পবিত্র তাঁবু।
Буниңға бир ибадәт чедири тикилгән еди; униң муқәддәс җай дәп аталған биринчи бөлүмидә чирақдан, ширә һәм ширә үстидә рәтләнгән нанлар болатти.
3 আর দ্বিতীয় পর্দার পিছনে অতি পবিত্র জায়গা নামে তাঁবু ছিল;
Униң иккинчи, [йәни ички] пәрдисиниң кәйнидә әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми бар еди.
4 তা সুবর্ণময় ধূপবেদির ও সবদিকে স্বর্ণমন্ডিত নিয়ম সিন্দুক বিশিষ্ট; ঐ সিন্দুকে ছিল মান্নাধারী সোনার ঘট, ও হারোণের মঞ্জরিত ছড়ি, ও নিয়মের দুই প্রস্তরফলক,
Шу йәргә тәвә болған алтун хушбуйгаһ вә пүтүнләй алтун билән қапланған әһдә сандуғи бар еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бих сүргән һасиси вә икки әһдә [таш] тахтиси бар еди.
5 এবং সিন্দুকের উপরে ঈশ্বরের মহিমার সেই দুই করূব দূত ছিল, যারা পাপাবরণ ছায়া করত; এই সবের বর্ণনা করে বলা এখন নিষ্প্রয়োজন।
[Сандуқ] үстидики «кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс.
6 পরে এই সব জিনিস এই ভাবে তৈরী করা হলে যাজকরা আরাধনার কাজ সব শেষ করবার জন্য ঐ প্রথম তাঁবুতে নিয়মিত প্রবেশ করে;
Бу нәрсиләр мана шундақ орунлаштурулғандин кейинла, каһинлар чедирниң биринчи бөлүмигә [(йәни «муқәддәс җай»ға)] һәрдайим кирип, ибадәт хизмитини қилиду.
7 কিন্তু দ্বিতীয় তাঁবুতে বছরের মধ্যে একবার মহাযাজক একা প্রবেশ করেন; তিনি আবার রক্ত বিনা প্রবেশ করেন না, সেই রক্ত তিনি নিজের জন্য ও প্রজালোকদের অনিচ্ছাকৃত পাপের জন্য উৎসর্গ করেন।
Бирақ, [«әң муқәддәс җай» дәп аталған] иккинчи бөлүмгә пәқәт баш каһин жилда бир қетимла кириду. Каһин у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиқтин өткүзгән гуналири үчүн аталған [қурбанлиқ] қенини алмай кирмәйду.
8 এতে পবিত্র আত্মা যা জানান, তা এই, সেই প্রথম তাঁবু যতদিন স্থাপিত থাকে, ততদিন পবিত্র জায়গায় প্রবেশের পথ প্রকাশিত হয় না।
Бу ишлар арқилиқ Муқәддәс Роһ шуни көрситип бәрмәктики, бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила, әң муқәддәс җайға баридиған йол йәнила ечилмайду.
9 সেই তাঁবু এই উপস্থিত দিনের র জন্য দৃষ্টান্ত; সেই দৃষ্টান্ত অনুসারে এমন উপহার ও বলি উৎসর্গ করা হয়, যা উপাসনাকারীর বিবেক সিদ্ধি দিতে পারে না;
Мана булар рәсимдәк һазирқи заманни рошәнләштүридиған бир хил образ, халас. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, бу чедирда сунулидиған һәдийә вә қурбанлиқлар ибадәт қилғучини виҗданида пак-камил қилалмайду.
10 ১০ সেই সবই খাদ্য, পানীয় ও নানা ধরনের শুচি স্নানের মধ্যে বাঁধা, সে সকল কেবল দেহের ধার্মিক বিধিমাত্র, সংশোধনের দিন পর্যন্ত পালনীয়।
Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, [қанун-түзүм] түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур.
11 ১১ কিন্তু খ্রীষ্ট, আগত ভালো ভালো জিনিসের মহাযাজক হয়ে উপস্থিত হয়ে এসেছেন, যে মহত্তর ও সিদ্ধতর তাঁবু মানুষের বানানো না, তা এই জগতেরও না,
Лекин Мәсиһ болса кәлгүсидики карамәт яхши ишларни елип барғучи баш каһин болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсуп болмиған, техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди;
12 ১২ এটা ছাগলের ও বাছুরের রক্তে না, কিন্তু খ্রীষ্ট তাঁর নিজের রক্তে গুণে একবারে পবিত্র জায়গায় প্রবেশ করেছেন, ও আমাদের জন্য অনন্তকালীয় মুক্তি উপার্জন করেছেন। (aiōnios g166)
өшкә яки мозайларниң [қурбанлиқ] қенини әмәс, бәлки Өзиниң [қурбанлиқ] қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. (aiōnios g166)
13 ১৩ কারণ ছাগলের ও বৃষের রক্ত এবং অশুচিদের উপরে বাছুরের ভস্ম ছড়িয়ে যদি দেহ বিশুদ্ধতার জন্য পবিত্র করে,
[Кона әһдә дәвридә] өшкә вә буқиларниң қени һәм инәкниң күллири напак болғанларниң үстигә сепилсә, уларни әт җәһәтидин тазилап пак қилған йәрдә,
14 ১৪ তবে, খ্রীষ্ট অনন্তজীবী আত্মার মাধ্যমে নির্দোষ বলিরূপে নিজেকেই ঈশ্বরের উদ্দেশ্যে উৎসর্গ করেছেন, সেই খ্রীষ্টের রক্ত আমাদের বিবেককে মৃত ক্রিয়াকলাপ থেকে কত বেশি পবিত্র না করবে, যেন তোমরা জীবন্ত ঈশ্বরের আরাধনা করতে পার। (aiōnios g166)
ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! (aiōnios g166)
15 ১৫ আর এই কারণে খ্রীষ্ট এক নতুন নিয়মের মধ্যস্থ; যেন, প্রথম নিয়ম সম্বন্ধীয় অপরাধ সকলের মুক্তির জন্য মৃত্যু ঘটেছে বলে যারা মনোনীত হয়েছে, তারা অনন্তকালীয় অধিকার বিষয়ক প্রতিজ্ঞার ফল পায়। (aiōnios g166)
Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. (aiōnios g166)
16 ১৬ কারণ যে জায়গায় নিয়মপত্র থাকে, সেই জায়গায় নিয়মকারীর মৃত্যু হওয়া আবশ্যক।
Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучиниң өлүши тәстиқланғичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
17 ১৭ কারণ মৃত্যু হলেই নিয়মপত্র বলবৎ হয়, কারণ নিয়মকারী জীবিত থাকতে তা কখনও বলবৎ হয় না।
Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
18 ১৮ সেইজন্য ঐ প্রথম নিয়মের প্রতিষ্ঠাও রক্ত ছাড়া হয়নি।
Шуниңға охшаш, дәсләпки әһдиму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған.
19 ১৯ কারণ প্রজাদের কাছে মোশির মাধ্যমে নিয়ম অনুসারে সব আদেশের প্রস্তাব দিলে পর, তিনি জল ও লাল মেষলোম ও ত্রসোবের সাথে বাছুরের ও ছাগলের রক্ত নিয়ে বইতে ও সমস্ত প্রজাদের গায়ে ছিটিয়ে দিলেন,
Чүнки Муса Тәврат қануни бойичә һәр бир әмрини пүтүн хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған зофа билән қанун дәстуриға вә пүтүн хәлиққә сепип, уларға:
20 ২০ বললেন, “এ সেই নিয়মের রক্ত, যে নিয়ম ঈশ্বর তোমাদের উদ্দেশ্যে আদেশ করলেন।”
«Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — деди.
21 ২১ আর তিনি তাঁবুতে ও সেবা কাজের সমস্ত জিনিসেও সেইভাবে রক্ত ছিটিয়ে দিলেন।
У йәнә охшаш йолда ибадәт чедириға вә чедирдики ибадәткә мунасивәтлик пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
22 ২২ আর নিয়ম অনুসারে প্রায় সবই রক্তে শুচি হয় এবং রক্ত সেচন ছাড়া পাপের ক্ষমা হয় না।
Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду; [қурбанлиқ] қени төкүлмигичә, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
23 ২৩ ভাল, যা যা স্বর্গস্থ বিষয়ের দৃষ্টান্ত, সেইগুলির ঐ পশুর বলিদানের মাধ্যমে শুচি হওয়া আব্যশক ছিল; কিন্তু যা যা স্বয়ং স্বর্গীয়, সেগুলির এর থেকে শ্রেষ্ঠ যজ্ঞের মাধ্যমে শুচি হওয়া আবশ্যক।
Хош, әрштикигә тәқлид қилип ясалған бу буюмлар мошундақ [қурбанлиқлар] билән паклиниши керәк еди. Бирақ әрштики нәрсиләрниң өзи булардин есил қурбанлиқлар билән паклиниши керәк.
24 ২৪ কারণ খ্রীষ্ট হাতে বানানো পবিত্র জায়গায় প্রবেশ করেননি এ তো প্রকৃত বিষয়গুলির প্রতিরূপ মাত্র কিন্তু তিনি স্বর্গেই প্রবেশ করেছেন, যেন তিনি এখন আমাদের জন্য ঈশ্বরের সাক্ষাৎে প্রকাশমান হন।
Чүнки Мәсиһ әрштики һәқиқий ибадәт җайиға тәқлид қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки Худаниң һозурида бизгә вәкиллик қилип һазир болуш үчүн әршниң өзигә кирип болди.
25 ২৫ আর মহাযাজক যেমন বছর বছর অন্যের রক্ত নিয়ে পবিত্র জায়গায় প্রবেশ করেন, তেমনি খ্রীষ্ট যে অনেকবার নিজেকে উৎসর্গ করবেন, তাও না;
[Йәр йүзидики] баш каһинниң жилмужил өз қенини әмәс, бәлки [қурбанлиқларниң] қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта кирип турғинидәк, у қурбанлиқ сүпитидә өзини қайта-қайта аташ үчүн киргини йоқ.
26 ২৬ কারণ তাহলে জগতের শুরু থেকে অনেকবার তাঁকে মৃত্যুভোগ করতে হত। কিন্তু বাস্তবিক তিনি একবার, যুগপর্য্যায়ের শেষে, নিজের বলিদান মাধ্যমে পাপ নাশ করবার জন্য প্রকাশিত হয়েছেন। (aiōn g165)
Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. (aiōn g165)
27 ২৭ আর যেমন মানুষের জন্য একবার মৃত্যু, তারপরে বিচার আছে,
Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бекитилгәнгә охшаш,
28 ২৮ তেমনি খ্রীষ্টও অনেকের পাপাভার তুলে নেবার জন্য একবার উৎসর্গীত হয়েছেন; তিনি দ্বিতীয়বার, বিনা পাপে, তাদেরকে দর্শন দেবেন, যারা পরিত্রানের জন্য তাঁর অপেক্ষা করে।
Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн бирла қетим қурбанлиқ сүпитидә сунулғандин кейин, Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду.

< ইব্রীয় 9 >