< ইফিষীয় 5 >

1 অতএব প্রিয় শিশুদের মত তোমরা ঈশ্বরের অনুকারী হও।
Шуңа Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлиридин болуп, Уни үлгә қилиңлар; һәмдә Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар.
2 আর প্রেমে চল, যেমন খ্রীষ্টও তোমাদেরকে প্রেম করলেন এবং আমাদের জন্য ঈশ্বরের উদ্দেশ্যে, সৌরভের জন্য, উপহার ও বলিরূপে নিজেকে বলিদান দিলেন।
3 কিন্তু বেশ্যাগমনের ও সব প্রকার অপবিত্রতা বা লোভের নামও যেন তোমাদের মধ্যে না হয়, যেমন পবিত্রদের উপযুক্ত।
Амма муқәддәс бәндиләргә лайиқ һалда, бузуқлуқ, һәр қандақ паскинилиқ яки нәпсанийәтчилик араңларда һәтта тилғиму елинмисун;
4 আর খারাপ ব্যবহার এবং প্রলাপ কিম্বা ঠাট্টা তামাশা, এই সকল অশ্লীলতা ব্যবহার যেন না হয়, বরং যেন ধন্যবাদ দেওয়া হয়।
Шундақла ипласлиқ, әхмиқанә параңлар яки чакина чақчақларму тилиңларға елинмисун — буларму мувапиқ әмәстур — бәлки ағзиңлардин тәшәккүрләр чиқсун.
5 কারণ তোমরা অবশ্যই জানো, বেশ্যাগামী কি অশুচি কি লোভী সে তো প্রতিমা পূজারী কেউই খ্রীষ্টের ও ঈশ্বরের রাজ্যে অধিকার পায় না।
Чүнки шуниңдин хәвәрдарсиләрки, һәр қандақ бузуқлуқ қилғучи, напак болғучи яки нәпсанийәтчи киши (бундақ киши әмәлийәттә бир бутпәрәскә баравәр) Мәсиһ вә Худаниң падишалиғиға мирасхор болалмайду.
6 অযথা কথা দিয়ে কেউ যেন তোমাদেরকে না ভুলায়; কারণ এই সকল দোষের কারণে অবাধ্যতার সন্তানদের উপরে ঈশ্বরের ক্রোধ আসে।
Һеч кимгә өзүңларни қуруқ гәпләр билән алдатмаңлар; чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрниң бешиға чүшиду.
7 অতএব তাদের সহভাগী হয়ো না;
Шуңа уларға мошу ишларда шерик болмаңлар;
8 কারণ তোমরা একদিনের অন্ধকার ছিলে, কিন্তু এখন প্রভুতে আলোকিত হয়েছ; আলোর সন্তানদের মত চল
чүнки силәр әсли қараңғулуқ едиңлар, лекин һазир Рәбдә йоруқлуқсиләр; йоруқлуқниң пәрзәнтлиригә лайиқ меңиңлар
9 কারণ সব রকম মঙ্গলভাবে, ধার্ম্মিকতায় ও সত্যে আলোর ফল হয়
(чүнки йоруқлуқниң мевиси толуқ меһриванлиқ, һәққанийлиқ вә һәқиқәттин тәркиб тапқандур),
10 ১০ প্রভুর সন্তোষজনক কি, তার পরীক্ষা কর।
немә ишларниң Рәбни хурсән қилидиғанлиғини үгинип испатлаңлар.
11 ১১ আর অন্ধকারের ফলহীন কাজের ভাগী হয়ো না, বরং সেগুলির দোষ দেখিয়ে দাও।
Қараңғулуқтики мевисиз ишлар билән четилип қалмаңлар; әксичә, уларни ечип әйипләңлар;
12 ১২ কারণ ওরা গোপনে যে সব কাজ করে, তা উচ্চারণ করাও লজ্জার বিষয়।
чүнки уларниң йошурунчә ишлигәнлирини һәтта тилға елишму номус иштур.
13 ১৩ কিন্তু দোষ দেখিয়ে দেওয়া হলে সকলই আলোর দ্বারা প্রকাশ হয়ে পড়ে; সাধারণত যা প্রকাশ হয়ে পড়ে, তা সবই আলোকিত।
Амма йоруқлуқ билән әйипләп ашкариланған һәр қандақ нәрсә очуқ көрүниду; йоруқлуқ ашкарилиған һәммә нәрсә йоруқлуққа айлиниду.
14 ১৪ এই জন্য পবিত্র শাস্ত্রে লেখা আছে, “হে ঘুমন্ত ব্যক্তি, জেগে ওঠ এবং মৃতদের ভিতর থেকে উঠ, তাতে খ্রীষ্ট তোমার উপরে আলোক উজ্জ্বল করবেন।”
Шуниң үчүн У мундақ дәйду: — «Ойған, әй уйқичи! Тирил өлүкләр арисидин! Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду».
15 ১৫ অতএব তোমরা ভালো করে দেখ, কিভাবে চলছ; অজ্ঞানের মতো না চলে জ্ঞানীদের মতো চল।
Шуниң үчүн силәрниң меңиватқан йолуңларға еһтият билән диққәт қилиңлар; йолуңлар наданларниңкидәк әмәс, даналарниңкидәк болсун;
16 ১৬ সুযোগ কিনে নাও, কারণ এই দিন খারাপ।
вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар; чүнки мошу дәвир рәзилдур.
17 ১৭ এই কারণ বোকা হয়ো না, কিন্তু প্রভুর ইচ্ছা কি, তা বোঝো।
Бу сәвәптин надан болмаңлар, бәлки Рәбниң ирадисиниң немә екәнлигини чүшәнгүчи болуңлар;
18 ১৮ আর দ্রাক্ষারসে মাতাল হয়ো না, তাতে সর্বনাশ আছে; কিন্তু পবিত্র আত্মাতে পরিপূর্ণ হও;
Һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар,
19 ১৯ গীত, স্তোত্র ও আত্মিক সঙ্কীর্ত্তনে একে অপরে কথা বল; নিজ নিজ হৃদয়ে প্রভুর উদ্দেশ্যে গান ও বাজনা কর;
бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип Рәбни мәдһийиләңлар;
20 ২০ সবদিন সব বিষয়ের জন্য আমাদের প্রভু যীশু খ্রীষ্টের নামে পিতা ঈশ্বরের ধন্যবাদ কর;
һәрдайим һәммә ишлар үчүн Рәб Әйса Мәсиһниң намида Худа һәм Ата Болғучиға тәшәккүр-рәхмәт ейтиңлар,
21 ২১ খ্রীষ্টের ভয়ে একজন অন্য জনের বাধ্য হও।
Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар.
22 ২২ নারীরা, তোমরা যেমন প্রভুর, তেমনি নিজ নিজ স্বামীর বাধ্য হও।
Силәр аяллар, Рәбкә бойсунғандәк өз әрлириңләргә бойсунуңлар;
23 ২৩ কারণ স্বামী স্ত্রীর মস্তক, যেমন খ্রীষ্টও মণ্ডলীর মস্তক; তিনি আবার দেহের উদ্ধারকর্তা;
чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур.
24 ২৪ কিন্তু মণ্ডলী যেমন খ্রীষ্টের বাধ্য, তেমনি নারীরা সব বিষয়ে নিজের নিজের স্বামীর বাধ্য হোক।
Әндиликтә җамаәт Мәсиһкә бойсуғандәк, аяллар әрлиригә һәммә ишта бойсунсун.
25 ২৫ স্বামীরা, তোমরা নিজের নিজের স্ত্রীকে সেই মত ভালবাসো, যেমন খ্রীষ্টও মণ্ডলীকে ভালবাসলেন, আর তার জন্য নিজেকে দান করলেন;
Әрләр аяллириңларни сөйүңләр, худди Мәсиһниңму җамаәтни сөйүп, униң үчүн Өзини пида қилғинидәк сөйүңлар;
26 ২৬ যেন তিনি জল স্নান দ্বারা বাক্যে তাকে শুচি করে পবিত্র করেন,
[Мәсиһниң җамаәт үчүн] шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур,
27 ২৭ যেন নিজে নিজের কাছে মণ্ডলীকে মহিমাময় অবস্থায় উপস্থিত করেন, যেন তার কলঙ্ক বা সঙ্কোচ বা এই রকম আর কোন কিছুই না থাকে, বরং সে যেন পবিত্র ও নিন্দা হীন হয়।
шуниңдәк җамаәтни шәрәплик һалда Өзигә һазир қилип, уни һеч дағ, қоруқ яки буларға охшаш һәр қандақ нәрсиләрдин халий қилип, толуқ муқәддәс вә әйипсиз қилиштин ибарәттур.
28 ২৮ এই রকম স্বামীরাও নিজ নিজ স্ত্রীকে নিজ নিজ শরীরের মত ভালবাসতে বাধ্য। নিজের স্ত্রীকে যে ভালবাসে, সে নিজেকেই ভালবাসে।
Шуниңға охшаш, әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәктур; өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.
29 ২৯ কেউ ত কখনও নিজ দেহের প্রতি ঘৃণা করে নি, বরং সবাই তার ভরণ পোষণ ও লালন পালন করে; যেমন খ্রীষ্টও মণ্ডলীকে করছেন;
Чүнки һеч ким әсла өзиниң етидин нәпрәтләнгән әмәс, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду; бу худди Мәсиһниң җамаәтни [озуқландуридиғиниға һәм уни асрайдиғиниға] охшайду.
30 ৩০ কারণ আমরা তাঁর দেহের অঙ্গ।
Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —
31 ৩১ “এই জন্য মানুষ নিজ পিতা মাতাকে ত্যাগ করে নিজ স্ত্রীতে আসক্ত হবে এবং সেই দুই জন এক দেহ হবে।”
«Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду».
32 ৩২ এই লুকানো সত্য মহৎ, কিন্তু আমি খ্রীষ্টের ও মণ্ডলীর উদ্দেশ্যে এটা বললাম।
Бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән.
33 ৩৩ তবুও তোমারও প্রত্যেকে নিজ নিজ স্ত্রীকে সেই রকম নিজের মত ভালবেস; কিন্তু স্ত্রীর উচিত যেন সে স্বামীকে ভয় করে।
Амма силәрму һәр бириңлар өз аялиңларни өзүңларни сөйгәндәк сөйүңлар; аял болса, еридин әйминип, уни һөрмәтлисун.

< ইফিষীয় 5 >