< ՅՈՎՀԱՆՆՈԻ 8 >

1 Իսկ Յիսուս գնաց Ձիթենեաց լեռը:
Әйса болса Зәйтун теғиға чиқип кәтти.
2 Առաւօտեան նորից տաճար եկաւ. ամբողջ ժողովուրդը գալիս էր նրա մօտ, եւ ինքն ուսուցանում էր նրանց:
Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди.
3 Օրէնսգէտներն ու փարիսեցիները բերեցին շնութեան մէջ բռնուած մի կին եւ նրան մէջտեղ կանգնեցնելով՝ ասացին Յիսուսին.
[Шу чағда], Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип,
4 «Յանցանքի մէջ բռնուած այս կինը յայտնապէս շնացել է,
униңдин: — Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди.
5 իսկ Օրէնքում Մովսէսը մեզ պատուիրել է այսպիսիներին քարկոծել. արդ, դու դրա մասին ի՞նչ ես ասում»:
Муса [пәйғәмбәр] Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.
6 Նրանք այս ասում էին՝ նրան փորձելու համար, որպէսզի նրան ամբաստանելու պատճառ ունենան: Իսկ Յիսուս, ցած նայելով, մատով գետնի վրայ գրում էր:
Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
7 Իսկ երբ նրան ստիպեցին հարցնելով, վեր նայեց ու նրանց ասաց. «Ձեր միջից անմե՛ղը նախ թող քար գցի դրա վրայ»:
Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға: — Араңлардики ким гунасиз болса, [бу] [аялға] биринчи ташни атсун! — деди.
8 Եւ դարձեալ ցած նայելով՝ գետնի վրայ գրում էր:
Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.
9 Եւ այս լսելով՝ մէկ առ մէկ ելնում գնում էին՝ տարիքաւորներից մինչեւ փոքրերը: Եւ Յիսուս միայն մնաց ու կինը՝ կանգնած նրա առաջ:
Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп [һәммиси] у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.
10 Յիսուս նրան ասաց. «Ո՛վ կին, ո՞ւր են. քեզ ոչ ոք չդատապարտե՞ց»:
Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин: Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди,
11 Եւ սա ասաց՝ ո՛չ, Տէ՛ր: Եւ Յիսուս ասաց. «Ես էլ քեզ չեմ դատապարտում. գնա՛, այսուհետեւ մի՛ մեղանչիր»:
— Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял. Әйса: — Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.
12 Յիսուս դարձեալ խօսեց ժողովրդի հետ ու ասաց. «Ես եմ աշխարհի լոյսը. ով իմ յետեւից է գալիս, խաւարի միջով չի քայլի, այլ կ՚ընդունի կենաց լոյսը»:
Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип: — Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди.
13 Փարիսեցիները նրան ասացին. «Դու քո անձի մասին ես վկայում, եւ քո վկայութիւնը հաւաստի չէ»:
Пәрисийләр: — Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти.
14 Յիսուս պատասխանեց եւ ասաց նրանց. «Թէպէտ ես վկայում եմ իմ անձի մասին, իմ վկայութիւնը ճշմարիտ է, որովհետեւ գիտեմ, թէ որտեղից եկայ եւ ուր եմ գնում: Բայց դուք չգիտէք՝ որտեղից եմ գալիս կամ ուր եմ գնում:
Әйса уларға җававән мундақ деди: — Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр.
15 Դուք ըստ մարմնի էք դատում, ես ոչ ոքի չեմ դատում.
Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән.
16 թէկուզ եւ մէկին դատեմ էլ, իմ դատաստանը ճշմարիտ է, որովհետեւ մենակ չեմ, այլ՝ ես եմ եւ ինձ հետ է նաեւ իմ Հայրը, որ ինձ ուղարկեց:
Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата [бу ишта] мән билән биллидур.
17 Եւ ձեր օրէնքում իսկ գրուած է, թէ երկու մարդու վկայութիւնը ճշմարիտ է:
Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур.
18 Ես նա եմ, որ վկայում եմ իմ մասին, եւ վկայում է իմ մասին Հայրը, որ ինձ ուղարկեց»:
Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду.
19 Նրան ասացին. «Ո՞ւր է քո Հայրը»: Յիսուս պատասխան տուեց եւ ասաց նրանց. «Ո՛չ ինձ էք ճանաչում եւ ո՛չ էլ իմ Հօրը. եթէ ինձ ճանաչէիք, թերեւս իմ Հօրն էլ կը ճանաչէիք»:
Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти. Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди.
20 Յիսուս այս խօսքերը խօսեց գանձատանը, երբ ուսուցանում էր տաճարում. սակայն ոչ ոք նրան չբռնեց, որովհետեւ նրա ժամը դեռ չէր հասել:
Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.
21 Յիսուս դարձեալ նրանց ասաց. «Ես գնում եմ, եւ դուք ինձ կը փնտռէք եւ ձեր մեղքերի մէջ կը մեռնէք, քանի որ, ուր ես եմ գնում, դուք չէք կարող գալ»:
Шуниң билән у уларға йәнә: Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.
22 Հրեաները ասացին. «Միթէ անձնասպանութեա՞ն կը դիմի, քանի որ ասում է, թէ՝ ուր ես եմ գնում, դուք չէք կարող գալ»:
Буниң билән Йәһудийлар: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти.
23 Եւ նրանց ասաց. «Դուք այս ներքեւից էք, իսկ ես՝ այն վերեւից. դուք այս աշխարհից էք, ես այս աշխարհից չեմ:
Әйса уларға: — Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән.
24 Բայց ասացի ձեզ, որ ձեր մեղքերի մէջ կը մեռնէք. արդարեւ, եթէ չհաւատաք, որ ես եմ, կը մեռնէք ձեր մեղքերի մէջ»:
Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «[Әзәлдин] Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди.
25 Նրան ասացին՝ ո՞վ ես դու: Յիսուս նրանց ասաց. «Նա, որ սկզբից եւեթ խօսում էր ձեզ հետ:
Сән зади ким? — дәп сорашти улар. Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу.
26 Շատ բաներ ունեմ ձեր մասին խօսելու եւ դատելու: Բայց նա, ով ինձ ուղարկեց, ճշմարիտ է. եւ ես, ինչ որ լսել եմ նրանից, ա՛յն եմ խօսում աշխարհում»:
Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән, — деди.
27 Եւ նրանք չիմացան, թէ Հօր մասին էր ասում իրենց:
Улар униң өзлиригә ейтқанлириниң Ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди.
28 Յիսուս նրանց ասաց. «Երբ մարդու Որդուն բարձրացնէք, այն ժամանակ պիտի իմանաք, թէ ես եմ. եւ ես ինքս ինձնից ոչինչ չեմ անում, այլ՝ ինչպէս իմ Հայրն ինձ սովորեցրեց, ա՛յն եմ խօսում:
Шуңа Әйса мундақ деди: Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «[Әзәлдин] Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр.
29 Եւ ով ինձ ուղարկեց, ինձ հետ է. ինձ միայնակ չթողեց, որովհետեւ ես միշտ անում եմ, ինչ որ նրան է հաճելի»:
Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән.
30 Երբ այս բաները խօսեց, շատերը հաւատացին նրան:
Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди.
31 Եւ Յիսուս հաւատացեալ հրեաներին ասաց. «Եթէ դուք իմ ուսուցմանը հաւատարիմ մնաք, իմ ճշմարիտ աշակերտները կը լինէք:
Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға: — Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр,
32 Եւ կը ճանաչէք ճշմարտութիւնը, եւ ճշմարտութիւնը ձեզ կ՚ազատի»:
вә һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа ериштүриду, — деди.
33 Նրան պատասխանեցին ու ասացին. «Աբրահամի որդիներ ենք եւ երբեք ոչ ոքի չենք ծառայել. ինչպէ՞ս ես ասում, թէ՝ ազատ կը լինէք»:
Улар җававән: — Биз Ибраһимниң нәслимиз, — һеч қачан һеч кимниң қуллуғида болмидуқ. Сән қандақсигә: Азатлиққа еришсиләр, дәйсән? — деди.
34 Յիսուս պատասխանեց նրանց. «Ճշմարիտ, ճշմարիտ եմ ասում ձեզ, թէ ամէն ոք, որ մեղք է գործում, մեղքին ծառայ է:
Әйса уларға җавап берип: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, гуна садир қилған киши гунаниң қулидур.
35 Եւ ծառան յաւիտեան տան մէջ չի մնում, իսկ որդին յաւիտեան մնում է: (aiōn g165)
Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду. (aiōn g165)
36 Իսկ արդ, եթէ Որդին ձեզ ազատի, ճշմարտապէս ազատ կը լինէք:
Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр.
37 Գիտեմ, որ Աբրահամի որդիներ էք, բայց ուզում էք ինձ սպանել, որովհետեւ իմ խօսքը տեղ չունի ձեր մէջ:
Силәрниң Ибраһимниң нәсли екәнлигиңларни билимән. Бирақ мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки мениң сөзүм ичиңлардин орун алмиди.
38 Ես խօսում եմ այն, ինչ տեսայ իմ Հօր մօտ, իսկ դուք անում էք, ինչ ձեր հօրից էք լսել»:
Мән Атамниң йенида көргәнлиримни ейтиватимән; силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!
39 Նրան պատասխանեցին ու ասացին. «Մեր հայրը Աբրահամն է»: Յիսուս նրանց ասաց. «Եթէ Աբրահամի որդիներ լինէիք, Աբրահամի գործերը կը գործէիք:
Улар җавап берип: — Бизниң атимиз Ибраһимдур, — деди. Әйса уларға: — Әгәр Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң әмәллирини қилған болаттиңлар!
40 Իսկ այժմ ուզում էք սպանել մի մարդու՝ ինձ, որ ձեզ ասացի ճշմարտութիւնը, որը լսել եմ իմ Հօրից. այդպիսի բան Աբրահամը չարեց.
Бирақ һазир әксичә мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән адәмни өлтүрүшкә қәстләйсиләр. Ибраһим ундақ ишни қилмиған.
41 դուք ձեր հօր գործերն էք անում»: Նրան ասացին. «Մենք պոռնկութիւնից չենք ծնուել. մեր Հայրը մէկ է՝ Աստուած»:
Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди. — Биз һарамдин болған әмәсмиз! Бизниң пәқәт бирла атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.
42 Յիսուս նրանց ասաց. «Եթէ Աստուած ձեր Հայրը լինէր, ինձ իրապէս կը սիրէիք, որովհետեւ ես Աստծուց ելայ ու եկայ. եւ ոչ թէ ինքս ինձ եկայ, այլ նա՛ ուղարկեց ինձ:
Әйса уларға: — Атаңлар Худа болған болса, мени сөйгән болаттиңлар; чүнки мән Худаниң бағридин чиқип, бу йәргә кәлдим. Мән өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки Униң тәрипидин әвәтилгәнмән.
43 Ինչո՞ւ դուք իմ խօսածը չէք հասկանում. որովհետեւ իմ խօսքը չէք կարող լսել:
Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, мениң сөз-каламим қулиқиңларға кирмәйватиду!
44 Դուք հօր կողմից սատանայի զաւակներ էք, եւ ձեր հօր ցանկութիւններն էք ուզում կատարել, թէեւ նա ի սկզբանէ մարդասպան էր եւ ճշմարտութեան մէջ չմնաց, որովհետեւ նրա մէջ ճշմարտութիւն չկար: Երբ որ նա սուտ խօսի, ինքն իրենից է խօսում, քանի որ նա սուտ է »ւ ստի հայր:
Силәр атаңлар Иблистин болғансиләр вә униң арзу-һәвәслиригә әмәл қилишни халайсиләр. У аләм апиридә болғандин тартип қатил еди вә униңда һәқиқәт болмиғачқа, һәқиқәттә турмиған. У ялған сөзлигәндә, өз тәбиитидин сөзләйду, чүнки у ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур.
45 Իսկ ես, որ ճշմարտութիւնն եմ ասում, ինձ չէք հաւատում:
Лекин мән һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, маңа ишәнмәйсиләр.
46 Ձեզնից ո՞վ կը յանդիմանի ինձ մեղքի համար. եթէ ճշմարիտ եմ ասում ձեզ, ինձ ինչո՞ւ չէք հաւատում:
Қайсиңлар мени гунайи бар дәп дәлилләләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм, немә үчүн маңа ишәнмәйсиләр?
47 Ով Աստծուց է, Աստծու խօսքերն է լսում, իսկ դուք չէք լսում նրա համար, որ Աստծուց չէք»:
Худадин болған киши Худаниң сөзлирини аңлайду; силәр уларни аңлимайсиләр, чүнки силәр Худадин болған әмәссиләр!
48 Հրեաները պատասխանեցին եւ ասացին նրան. «Մենք լաւ չե՞նք ասում, թէ՝ սամարացի ես դու, եւ քո մէջ դեւ կայ»:
Йәһудийлар униңға җававән: — Әҗәба, бизниң сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән дегинимиз тоғра әмәсму? — дейишти.
49 Յիսուս պատասխանեց եւ ասաց. «Իմ մէջ դեւ չկայ, այլ պատւում եմ իմ Հօրը, իսկ դուք անարգում էք ինձ:
Әйса җававән: — Маңа җин чаплашқини йоқ, бәлки мән Атамни һөрмәт қилимән; лекин силәр маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр.
50 Ես իմ փառքը չեմ փնտռում. կայ մէկը, որ այն փնտռում է եւ դատում:
Мән өз шан-шәривимни издимәймән; лекин буни издигүчи һәм [униң үстидин] һөкүм қилғучи Бириси бар.
51 Ճշմարիտ, ճշմարիտ եմ ասում ձեզ. եթէ մէկը իմ խօսքը պահի, մահ չի տեսնի յաւիտեան»: (aiōn g165)
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду. (aiōn g165)
52 Հրեաները նրան ասացին. «Այժմ իմացանք, որ քո մէջ դեւ կայ: Աբրահամը մեռաւ, նաեւ՝ մարգարէները, իսկ դու ասում ես, թէ՝ ով իմ խօսքը պահի, յաւիտեան մահ չի ճաշակի: (aiōn g165)
Шуниң билән Йәһудийлар униңға: — Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта [һәзрити] Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән? (aiōn g165)
53 Միթէ դու աւելի մե՞ծ ես, քան մեր հայրը՝ Աբրահամը, որ մեռաւ. մեռան եւ մարգարէները. արդ, դու քեզ ո՞ւմ տեղ ես դնում»:
Әҗәба, сән атимиз Ибраһимдин улуқмусән? У өлди, пәйғәмбәрләр һәм өлди!? Сән өзүңни ким қилмақчисән?
54 Յիսուս պատասխանեց. «Եթէ ես փառաւորեմ իմ անձը, իմ փառքը ոչինչ է. Հայրն է, որ ինձ փառաւորում է, եւ որի մասին դուք ասում էք, թէ՝ մեր Աստուածն է.
Әйса җававән мундақ деди: — Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур.
55 ու չէք ճանաչում նրան: Բայց ես ճանաչում եմ նրան. եւ եթէ ասեմ, թէ նրան չեմ ճանաչում, ձեզ նման ստախօս կը լինեմ. բայց ես ճանաչում եմ նրան եւ նրա խօսքը պահում եմ:
Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән.
56 Աբրահամը՝ ձեր հայրը, ցանկացաւ իմ աշխարհ գալու օրը տեսնել. տեսաւ եւ ուրախացաւ»:
Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди.
57 Հրեաները նրան ասացին. «Դեռ յիսուն տարեկան չկաս դու եւ Աբրահամի՞ն ես տեսել»:
— Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар.
58 Յիսուս նրանց ասաց. «Ճշմարիտ, ճշմարիտ եմ ասում ձեզ, ես ե՛մ, նախքան Աբրահամի լինելը»:
Әйса уларға: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди.
59 Նրանք քարեր վերցրին, որ գցեն նրա վրայ, բայց Յիսուս խոյս տուեց եւ տաճարից ելաւ գնաց:
Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти.

< ՅՈՎՀԱՆՆՈԻ 8 >