< ܠܘܩܘܣ 6 >

ܗܘܐ ܕܝܢ ܒܫܒܬܐ ܟܕ ܡܗܠܟ ܝܫܘܥ ܒܝܬ ܙܪܥܐ ܬܠܡܝܕܘܗܝ ܡܠܓܝܢ ܗܘܘ ܫܒܠܐ ܘܦܪܟܝܢ ܒܐܝܕܝܗܘܢ ܘܐܟܠܝܢ 1
Иккинчи «муһим шабат күни», у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири башақларни үзүвелип, алиқинида угулап йәватататти.
ܐܢܫܝܢ ܕܝܢ ܡܢ ܦܪܝܫܐ ܐܡܪܝܢ ܠܗܘܢ ܡܢܐ ܥܒܕܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܕܡ ܕܠܐ ܫܠܝܛ ܠܡܥܒܕ ܒܫܒܬܐ 2
Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға: — Силәр немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр? — дейишти.
ܥܢܐ ܝܫܘܥ ܘܐܡܪ ܠܗܘܢ ܘܠܐ ܗܕܐ ܩܪܝܬܘܢ ܡܕܡ ܕܥܒܕ ܕܘܝܕ ܟܕ ܟܦܢ ܗܘ ܘܐܝܠܝܢ ܕܥܡܗ 3
Әйса уларға җававән: — Силәр һәтта Давут [пәйғәмбәр] вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
ܕܥܠ ܠܒܝܬܗ ܕܐܠܗܐ ܘܠܚܡܐ ܕܦܬܘܪܗ ܕܡܪܝܐ ܢܤܒ ܐܟܠ ܘܝܗܒ ܠܐܝܠܝܢ ܕܥܡܗ ܗܘ ܕܠܐ ܫܠܝܛ ܗܘܐ ܠܡܐܟܠ ܐܠܐ ܠܟܗܢܐ ܒܠܚܘܕ 4
Демәк, у Худаниң өйигә кирип, [Худаға] аталған, [Тәвратта] каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни [сорап] елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән — дәп җавап бәрди.
ܘܐܡܪ ܠܗܘܢ ܕܡܪܗ ܗܘ ܕܫܒܬܐ ܒܪܗ ܕܐܢܫܐ 5
Ахирида у уларға: — Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.
ܗܘܐ ܕܝܢ ܠܫܒܬܐ ܐܚܪܬܐ ܥܠ ܠܟܢܘܫܬܐ ܘܡܠܦ ܗܘܐ ܘܐܝܬ ܗܘܐ ܬܡܢ ܓܒܪܐ ܕܐܝܕܗ ܕܝܡܝܢܐ ܝܒܝܫܐ ܗܘܬ 6
Йәнә бир шабат күни шундақ болдики, у синагогқа кирип тәлим беривататти. Синагогта оң қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.
ܘܤܦܪܐ ܘܦܪܝܫܐ ܢܛܪܝܢ ܗܘܘ ܠܗ ܕܐܢ ܗܘ ܕܡܐܤܐ ܒܫܒܬܐ ܕܢܫܟܚܘܢ ܢܐܟܠܘܢ ܩܪܨܘܗܝ 7
Әнди Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
ܗܘ ܕܝܢ ܝܕܥ ܡܚܫܒܬܗܘܢ ܘܐܡܪ ܠܗܘ ܓܒܪܐ ܕܝܒܝܫܐ ܐܝܕܗ ܩܘܡ ܬܐ ܠܟ ܠܡܨܥܬ ܟܢܘܫܬܐ ܘܟܕ ܐܬܐ ܘܩܡ 8
Бирақ Әйса уларниң көңлидикини билип, қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин тур, оттуриға чиққин! — девиди, һелиқи адәм орнидин қопуп шу йәрдә турди.
ܐܡܪ ܠܗܘܢ ܝܫܘܥ ܐܫܐܠܟܘܢ ܡܢܐ ܫܠܝܛ ܒܫܒܬܐ ܕܛܒ ܠܡܥܒܕ ܐܘ ܕܒܝܫ ܢܦܫܐ ܠܡܚܝܘ ܐܘ ܠܡܘܒܕܘ 9
Андин Әйса уларға: — Силәрдин сорап бақайчу, Тәвратқа уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки җанға замин болушму? — дәп сориди.
ܘܚܪ ܒܗܘܢ ܒܟܠܗܘܢ ܘܐܡܪ ܠܗ ܦܫܘܛ ܐܝܕܟ ܘܦܫܛ ܘܬܩܢܬ ܐܝܕܗ ܐܝܟ ܚܒܪܬܗ 10
Әтрапидикиләрниң һәммисигә нәзәр салғандин кейин, у һелиқи адәмгә: — Қолуңни узат, — деди. У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди.
ܗܢܘܢ ܕܝܢ ܐܬܡܠܝܘ ܚܤܡܐ ܘܡܡܠܠܝܢ ܗܘܘ ܚܕ ܥܡ ܚܕ ܕܡܢܐ ܢܥܒܕܘܢ ܠܗ ܠܝܫܘܥ 11
Лекин улар ғәзәптин һошини йоқитип, Әйсаға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәслиһәтлишишкә башлиди.
ܗܘܐ ܕܝܢ ܒܝܘܡܬܐ ܗܢܘܢ ܢܦܩ ܝܫܘܥ ܠܛܘܪܐ ܠܡܨܠܝܘ ܘܬܡܢ ܐܓܗ ܗܘܐ ܒܨܠܘܬܗ ܕܐܠܗܐ 12
Шу күнләрдә шундақ болдики, у дуа қилишқа таққа чиқти вә у йәрдә Худаға кечичә дуа қилди.
ܘܟܕ ܢܓܗܬ ܩܪܐ ܠܬܠܡܝܕܘܗܝ ܘܓܒܐ ܡܢܗܘܢ ܬܪܥܤܪ ܗܢܘܢ ܕܫܠܝܚܐ ܫܡܝ ܐܢܘܢ 13
Таң атқанда, мухлислирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он иккиләнни таллап, уларни расул дәп атиди.
ܫܡܥܘܢ ܗܘ ܕܫܡܝ ܟܐܦܐ ܘܐܢܕܪܐܘܤ ܐܚܘܗܝ ܘܝܥܩܘܒ ܘܝܘܚܢܢ ܘܦܝܠܝܦܘܤ ܘܒܪ ܬܘܠܡܝ 14
Улар: Симон (Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Андирияс; Яқуп вә Юһанна, Филип вә Бартоломай,
ܘܡܬܝ ܘܬܐܘܡܐ ܘܝܥܩܘܒ ܒܪ ܚܠܦܝ ܘܫܡܥܘܢ ܕܡܬܩܪܐ ܛܢܢܐ 15
Матта вә Томас, Алфайниң оғли Яқуп вә милләтпәрвәр дәп аталған Симон,
ܘܝܗܘܕܐ ܒܪ ܝܥܩܘܒ ܘܝܗܘܕܐ ܤܟܪܝܘܛܐ ܗܘ ܕܗܘܐ ܡܫܠܡܢܐ 16
Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.
ܘܢܚܬ ܥܡܗܘܢ ܝܫܘܥ ܘܩܡ ܒܦܩܥܬܐ ܘܟܢܫܐ ܤܓܝܐܐ ܕܬܠܡܝܕܘܗܝ ܘܤܘܓܐܐ ܕܟܢܫܐ ܕܥܡܐ ܡܢ ܟܠܗ ܝܗܘܕ ܘܡܢ ܐܘܪܫܠܡ ܘܡܢ ܤܦܪ ܝܡܐ ܕܨܘܪ ܘܕܨܝܕܢ 17
Әйса [расуллири] билән тағдин чүшүп, бир түзләңликтә туратти. Шу йәрдә нурғун мухлислири һәмдә пүткүл Йәһудийә өлкисидин вә Йерусалимдин, Тур вә Зидон шәһәрлиригә қарайдиған деңиз бойидики жутлардин топ-топ кишиләр жиғилишти. Улар униң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди.
ܕܐܬܘ ܕܢܫܡܥܘܢ ܡܠܬܗ ܘܕܢܬܐܤܘܢ ܡܢ ܟܘܪܗܢܝܗܘܢ ܘܐܝܠܝܢ ܕܡܬܐܠܨܝܢ ܡܢ ܪܘܚܐ ܛܢܦܬܐ ܘܡܬܐܤܝܢ ܗܘܘ 18
Напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти.
ܘܟܠܗ ܟܢܫܐ ܒܥܝܢ ܗܘܘ ܠܡܬܩܪܒܘ ܠܗ ܚܝܠܐ ܓܝܪ ܢܦܩ ܗܘܐ ܡܢܗ ܘܠܟܠܗܘܢ ܡܐܤܐ ܗܘܐ 19
Бу топ-топ адәмләрниң һәммиси қоллирини униңға тәккүзүвелишқа интиләтти; чүнки күч-қудрәт униң вуҗудидин чиқип уларниң һәммисигә шипалиқ беривататти.
ܘܐܪܝܡ ܥܝܢܘܗܝ ܥܠ ܬܠܡܝܕܘܗܝ ܘܐܡܪ ܛܘܒܝܟܘܢ ܡܤܟܢܐ ܕܕܝܠܟܘܢ ܗܝ ܡܠܟܘܬܐ ܕܐܠܗܐ 20
Шуниң билән у бешини көтирип мухлислириға қарап мундақ деди: — «Мубарәк, әй йоқсуллар! Чүнки Худаниң падишалиғи силәрниңкидур.
ܛܘܒܝܟܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܟܦܢܝܢ ܗܫܐ ܕܬܤܒܥܘܢ ܛܘܒܝܟܘܢ ܠܕܒܟܝܢ ܗܫܐ ܕܬܓܚܟܘܢ 21
Мубарәк, әй һазир ач қалғанлар! Чүнки силәр толуқ тоюнисиләр. Мубарәк, әй жиғлаватқанлар! Чүнки күлидиған болисиләр.
ܛܘܒܝܟܘܢ ܡܐ ܕܤܢܝܢ ܠܟܘܢ ܒܢܝܢܫܐ ܘܡܦܪܫܝܢ ܠܟܘܢ ܘܡܚܤܕܝܢ ܠܟܘܢ ܘܡܦܩܝܢ ܫܡܟܘܢ ܐܝܟ ܒܝܫܐ ܚܠܦ ܒܪܗ ܕܐܢܫܐ 22
Кишиләр Инсаноғлиниң вәҗидин силәрдин нәпрәтләнсә, силәрни өзлиридин чәткә қақса, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, намиңларни рәзил дәп қарғиса, силәргә мубарәк!
ܚܕܘ ܒܗܘ ܝܘܡܐ ܘܕܘܨܘ ܕܐܓܪܟܘܢ ܤܓܝ ܒܫܡܝܐ ܗܟܢܐ ܓܝܪ ܥܒܕܝܢ ܗܘܘ ܐܒܗܬܗܘܢ ܠܢܒܝܐ 23
Шу күни шатлинип тәнтәнә қилип сәкрәңлар. Чүнки мана, әрштә болған инъамиңлар зордур. Чүнки уларниң ата-бовилири [бурунқи] пәйғәмбәрләргиму охшаш ишларни қилған.
ܒܪܡ ܘܝ ܠܟܘܢ ܥܬܝܪܐ ܕܩܒܠܬܘܢ ܒܘܝܐܟܘܢ 24
— Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Чүнки силәр аллиқачан раһәт-парағитиңларға егә болдуңлар!
ܘܝ ܠܟܘܢ ܤܒܥܐ ܕܬܟܦܢܘܢ ܘܝ ܠܟܘܢ ܠܕܓܚܟܝܢ ܗܫܐ ܕܬܒܟܘܢ ܘܬܬܐܒܠܘܢ 25
Һалиңларға вай, әй қарни тоюнғанлар! Чүнки силәр ач қалисиләр. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Чүнки һаза тутуп жиғлайсиләр.
ܘܝ ܠܟܘܢ ܟܕ ܢܗܘܘܢ ܐܡܪܝܢ ܥܠܝܟܘܢ ܒܢܝ ܐܢܫܐ ܕܫܦܝܪ ܗܟܢܐ ܓܝܪ ܥܒܕܝܢ ܗܘܘ ܠܢܒܝܐ ܕܕܓܠܘܬܐ ܐܒܗܬܗܘܢ 26
Һәммәйлән силәрни яхши дегәндә, һалиңларға вай! Чүнки уларниң ата-бовилириму [бурунқи] сахта пәйғәмбәрләргә шундақ қилған».
ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܕܫܡܥܝܢ ܐܚܒܘ ܠܒܥܠܕܒܒܝܟܘܢ ܘܥܒܕܘ ܕܫܦܝܪ ܠܐܝܠܝܢ ܕܤܢܝܢ ܠܟܘܢ 27
— Бирақ маңа қулақ салған силәргә шуни ейтип қояйки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар; силәргә өч болғанларға яхшилиқ қилиңлар.
ܘܒܪܟܘ ܠܐܝܠܝܢ ܕܠܝܛܝܢ ܠܟܘܢ ܘܨܠܘ ܥܠ ܐܝܠܝܢ ܕܕܒܪܝܢ ܠܟܘܢ ܒܩܛܝܪܐ 28
Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар; силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар.
ܘܠܕܡܚܐ ܠܟ ܥܠ ܦܟܟ ܩܪܒ ܠܗ ܐܚܪܢܐ ܘܡܢ ܡܢ ܕܫܩܠ ܡܪܛܘܛܟ ܠܐ ܬܟܠܐ ܐܦ ܟܘܬܝܢܟ 29
Бириси мәңзиңгә урса, иккинчи мәңзиңниму тутуп бәр; бириси чапиниңни еливалимән десә, көйнигиңниму айимай бәргин.
ܠܟܠ ܕܫܐܠ ܠܟ ܗܒ ܠܗ ܘܡܢ ܡܢ ܕܫܩܠ ܕܝܠܟ ܠܐ ܬܬܒܥ 30
Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин. Бириси сениң бирәр нәрсәңни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни сорима.
ܘܐܝܟܢܐ ܕܨܒܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܢܥܒܕܘܢ ܠܟܘܢ ܒܢܝ ܐܢܫܐ ܗܟܘܬ ܥܒܕܘ ܠܗܘܢ ܐܦ ܐܢܬܘܢ 31
Башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар.
ܐܢ ܓܝܪ ܡܚܒܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܐܝܠܝܢ ܕܡܚܒܝܢ ܠܟܘܢ ܐܝܕܐ ܗܝ ܛܝܒܘܬܟܘܢ ܐܦ ܓܝܪ ܚܛܝܐ ܠܐܝܠܝܢ ܕܡܚܒܝܢ ܠܗܘܢ ܪܚܡܝܢ 32
Әгәр силәр өзүңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, ундақда силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу.
ܘܐܢ ܥܒܕܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܛܒ ܠܐܝܠܝܢ ܕܡܛܐܒܝܢ ܠܟܘܢ ܐܝܕܐ ܗܝ ܛܝܒܘܬܟܘܢ ܐܦ ܚܛܝܐ ܓܝܪ ܗܟܢܐ ܥܒܕܝܢ 33
Әгәр силәр өзүңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу!
ܘܐܢ ܡܘܙܦܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܡܢ ܕܤܒܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܬܬܦܪܥܘܢ ܡܢܗ ܐܝܕܐ ܗܝ ܛܝܒܘܬܟܘܢ ܐܦ ܚܛܝܐ ܓܝܪ ܠܚܛܝܐ ܡܘܙܦܝܢ ܕܗܟܘܬ ܢܬܦܪܥܘܢ 34
Әгәр силәр қәризни «чоқум қайтуруп бериду» дәп ойлиғанларға бәрсәңлар, ундақта силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму әйнән қайтуруп алимиз дәп башқа гунакарларға қәриз беридиғу!
ܒܪܡ ܐܚܒܘ ܠܒܥܠܕܒܒܝܟܘܢ ܘܐܛܐܒܘ ܠܗܘܢ ܘܐܘܙܦܘ ܘܠܐ ܬܦܤܩܘܢ ܤܒܪܐ ܕܐܢܫ ܘܢܗܘܐ ܤܓܝ ܐܓܪܟܘܢ ܘܬܗܘܘܢ ܒܢܘܗܝ ܕܪܡܐ ܕܗܘ ܒܤܝܡ ܗܘ ܥܠ ܒܝܫܐ ܘܥܠ ܟܦܘܪܐ 35
Лекин силәр болсаңлар, дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, яхшилиқ қилиңлар, башқиларға өтнә бериңлар вә «Улар бизгә бернемә қайтуриду» дәп ойлимаңлар. Шу чағда, инъамиңлар зор болиду вә силәр Һәммидин Алий Болғучиниң пәрзәнтлири болисиләр. Чүнки у тузкорларға вә рәзилләргиму меһриванлиқ қилиду.
ܗܘܘ ܗܟܝܠ ܡܪܚܡܢܐ ܐܝܟܢܐ ܕܐܦ ܐܒܘܟܘܢ ܡܪܚܡܢܐ ܗܘ 36
Атаңлар меһриван болғинидәк силәрму меһриван болуңлар.
ܠܐ ܬܕܘܢܘܢ ܘܠܐ ܡܬܬܕܝܢܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܐ ܬܚܝܒܘܢ ܘܠܐ ܡܬܚܝܒܝܢ ܐܢܬܘܢ ܫܪܘ ܘܬܫܬܪܘܢ 37
— Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса, силәр [Худаниң] һөкүмигә учрайсиләр. Башқиларни гунаға бекитмәңлар вә силәрму гунаға бекитилмәйсиләр. Башқиларни кәчүрүңлар вә силәрму кәчүрүм қилинисиләр.
ܗܒܘ ܘܡܬܝܗܒ ܠܟܘܢ ܒܟܝܠܬܐ ܛܒܬܐ ܘܪܩܝܥܬܐ ܘܡܫܦܥܬܐ ܢܪܡܘܢ ܒܥܘܒܝܟܘܢ ܒܗܝ ܓܝܪ ܟܝܠܬܐ ܕܡܟܝܠܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܬܬܟܝܠ ܠܟܘܢ 38
Бериңлар вә силәргиму берилиду — һәтта чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап, силкип толдурулуп үстидин тешип чүшкидәк дәриҗидә қойнуңларға төкүп берилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду.
ܘܐܡܪ ܗܘܐ ܠܗܘܢ ܡܬܠܐ ܠܡܐ ܡܫܟܚ ܤܡܝܐ ܠܤܡܝܐ ܠܡܕܒܪܘ ܠܐ ܬܪܝܗܘܢ ܒܓܘܡܨܐ ܢܦܠܝܢ 39
Андин у уларға тәмсил ейтип мундақ деди: — Қариғу қариғуни йетиләп маңаламду? Ундақ қилса, һәр иккиси орәккә чүшүп кәтмәмду?
ܠܝܬ ܬܠܡܝܕܐ ܕܝܬܝܪ ܡܢ ܪܒܗ ܟܠܢܫ ܓܝܪ ܕܓܡܝܪ ܢܗܘܐ ܐܝܟ ܪܒܗ 40
Мухлис устазидин үстүн турмайду; лекин такамуллаштурулғини устазиға охшаш болиду.
ܡܢܐ ܕܝܢ ܚܙܐ ܐܢܬ ܓܠܐ ܕܒܥܝܢܗ ܕܐܚܘܟ ܩܪܝܬܐ ܕܝܢ ܕܒܥܝܢܟ ܠܐ ܡܬܚܙܝܐ ܠܟ 41
Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!
ܐܘ ܐܝܟܢܐ ܡܫܟܚ ܐܢܬ ܠܡܐܡܪ ܠܐܚܘܟ ܐܚܝ ܫܒܘܩ ܐܦܩ ܓܠܐ ܡܢ ܥܝܢܟ ܕܗܐ ܩܪܝܬܐ ܕܒܥܝܢܟ ܕܝܠܟ ܠܐ ܡܬܚܙܝܐ ܠܟ ܢܤܒ ܒܐܦܐ ܐܦܩ ܠܘܩܕܡ ܩܪܝܬܐ ܡܢ ܥܝܢܟ ܘܗܝܕܝܢ ܢܬܚܙܐ ܠܟ ܠܡܦܩܘ ܓܠܐ ܡܢ ܥܝܢܗ ܕܐܚܘܟ 42
Сән қандақму өз көзүңдә турған лимни көрмәй туруп бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән?! Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән.
ܠܐ ܐܝܬ ܐܝܠܢܐ ܛܒܐ ܕܥܒܕ ܦܐܪܐ ܒܝܫܐ ܐܦ ܠܐ ܐܝܠܢܐ ܒܝܫܐ ܕܥܒܕ ܦܐܪܐ ܛܒܐ 43
Чүнки һеч қандақ яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, һеч қандақ яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду.
ܟܠ ܐܝܠܢܐ ܓܝܪ ܡܢ ܦܐܪܘܗܝ ܗܘ ܡܬܝܕܥ ܠܐ ܓܝܪ ܠܩܛܝܢ ܡܢ ܟܘܒܐ ܬܐܢܐ ܐܦ ܠܐ ܡܢ ܤܢܝܐ ܩܛܦܝܢ ܥܢܒܐ 44
Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Чүнки тикәндин әнҗирни үзгили болмас, янтақтин үзүм үзгили болмас.
ܓܒܪܐ ܛܒܐ ܡܢ ܤܝܡܬܐ ܛܒܬܐ ܕܒܠܒܗ ܡܦܩ ܛܒܬܐ ܘܓܒܪܐ ܒܝܫܐ ܡܢ ܤܝܡܬܐ ܒܝܫܬܐ ܕܒܠܒܗ ܡܦܩ ܒܝܫܬܐ ܡܢ ܬܘܬܪܝ ܠܒܐ ܓܝܪ ܡܡܠܠܢ ܤܦܘܬܐ 45
Яхши адәм қәлбидики яхшилиқ ғәзнисидин яхшилиқ чиқириду; рәзил адәм қәлбидики рәзиллик ғәзнисидин рәзилликни чиқириду. Чүнки қәлб немигә толдурулған болса, еғиздин шу чиқиду.
ܡܢܐ ܩܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܝ ܡܪܝ ܡܪܝ ܘܡܕܡ ܕܐܡܪ ܐܢܐ ܠܐ ܥܒܕܝܢ ܐܢܬܘܢ 46
— Силәр немишкә мени «Рәб! Рәб!» дәйсиләр-ю, бирақ силәргә ейтқанлиримға әмәл қилмайсиләр?
ܟܠ ܐܢܫ ܕܐܬܐ ܠܘܬܝ ܘܫܡܥ ܡܠܝ ܘܥܒܕ ܠܗܝܢ ܐܚܘܝܟܘܢ ܠܡܢܐ ܕܡܐ 47
Әмисә, мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилған һәр кимниң кимгә охшиғанлиғини силәргә көрситип берәй.
ܕܡܐ ܠܓܒܪܐ ܕܒܢܐ ܒܝܬܐ ܘܚܦܪ ܘܥܡܩ ܘܤܡ ܫܬܐܤܐ ܥܠ ܫܘܥܐ ܟܕ ܗܘܐ ܕܝܢ ܡܠܐܐ ܐܬܛܪܝ ܡܠܐܐ ܒܒܝܬܐ ܗܘ ܘܠܐ ܐܫܟܚ ܕܢܙܝܥܝܘܗܝ ܤܝܡܐ ܗܘܬ ܓܝܪ ܫܬܐܤܬܗ ܥܠ ܫܘܥܐ 48
У худди чоңқур колап, улини қорам ташниң үстигә селип өй салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, су еқими у өйниң үстигә зәрб билән урулғини билән, уни мидир-сидир қилалмиди, чүнки у пухта селинған.
ܘܗܘ ܕܫܡܥ ܘܠܐ ܥܒܕ ܕܡܐ ܠܓܒܪܐ ܕܒܢܐ ܒܝܬܗ ܥܠ ܥܦܪܐ ܕܠܐ ܫܬܐܤܬܐ ܘܟܕ ܐܬܛܪܝ ܒܗ ܢܗܪܐ ܒܪ ܫܥܬܗ ܢܦܠ ܘܗܘܬ ܡܦܘܠܬܗ ܪܒܐ ܕܒܝܬܐ ܗܘ 49
Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған киши болса, қуруқ йәрниң үстигә улсиз өй салған кишигә охшайду. [Кәлкүн] еқими шу өйниң үстигә урулуши билән у өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!

< ܠܘܩܘܣ 6 >