< Zbulesa 18 >

1 Edhe pas këtyre pashë një engjëll tjetër që zbriste nga qielli, që kishte pushtet të madh; dhe dheu u ndriçua nga lavdia e tij.
У ишлардин кейин мән чоң һоқуқлуқ йәнә бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң җулалилиғидин йоруп кәтти.
2 Ai bërtiti me forcë dhe me zë të madh, duke thënë: “Ra, ra Babilona e madhja, dhe u bë vendbanimi i demonëve, dhe streha e çdo fryme të ndyrë, dhe streha e çdo shpendi të ndyrë dhe neveritshëm.
Пәриштә жуқури аваз билән мундақ вақириди: — «Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди! Әнди у җинларниң макани, һәр бир напак роһларниң солақханиси, Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди!
3 Sepse nga vera e mërisë së kurvërimit të saj kanë pirë të gjitha kombet, dhe mbretërit e dheut me të u kurvëruan, dhe tregtarët e dheut u pasuruan për shkak të luksit të saj të shfrenuar”.
Чүнки барлиқ әлләр униң зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабидин ичишти; Йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзүшти, Йәр йүзидики содигәрләр униң әйш-ишритиниң әлвәкчилигидин бейишти».
4 Pastaj dëgjova një zë tjetër nga qielli, duke thënë: “Dilni prej saj, o populli im, që të mos bëheni pjestarë të mëkateve të saj, dhe të mos merrni nga plagët e saj,
Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: — «И Мениң хәлқим, униң гуналириға шерик болмаслиғиңлар үчүн, Һәм униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә учримаслиғиңлар үчүн, униң ичидин чиқиңлар!
5 sepse mëkatet e saj janë grumbulluar dhe kanë arritur deri në qiell, dhe Perëndia kujtoi paudhësitë e saj.
Чүнки униң гуналири пәләккә йәткидәк догилинип кәткән, Худа униң һәққанийәтсизликлирини есигә алди.
6 Shpërblejani atë që ajo ju ka bërë juve, përkundrazi, shpërblejani dyfish sipas veprave të saj; në kupën që ajo derdhi derdhini dyfishin.
У башқиларға яндурғинидәк униң қилғинини өзигә яндуруңлар; Униң қилмишлириға мувапиқ икки һәссә қошлап қайтуруңлар; У [башқиларға] әбҗәш қилип бәргән қәдәһтә униңға икки һәссә қоюқ әбҗәш қилиңлар.
7 Në masën që u vetlavdërua ajo dhe shfreu në epshe, në atë masë i jepni asaj mundim dhe brenga, sepse ajo në zemër të vet thotë: “Unë rri posi mbretëreshë, e ve nuk jam dhe brengë nuk do të shoh”.
У өзини қанчилик улуқлиған болса, Қанчилик әйш-ишрәттә яшиған болса, Униңға шунчилик қийнилиш вә дәрд бериңлар; У көңлидә: «Мән тул әмәс, бәлки тәхтә олтарған ханишмән; Мән дәрд-әләмни әсла көрмәймән» дегини түпәйлидин,
8 Prandaj në një ditë të vetme do të vijnë plagët e saj: vdekja, vaji dhe zia e bukës; edhe do të digjet krejt në zjarr, sepse i fuqishëm është Zoti Perëndia, ai që e gjykon atë”.
Бу вәҗидин бир күн ичидила униңға чүшидиған балаю-апәтләр, Йәни өлүм, дәрд-әләм вә ачарчилиқ келиду, У от билән көйдүрүлиду; Чүнки уни сорақ қилғучи Пәрвәрдигар Худа қудрәтликтур!».
9 Dhe do ta qajnë atë dhe do të vajtojnë për të mbretërit e dheut, ata që u kurvëruan me të dhe u dhanë pas epsheve me të, kur të shohin tymin e zjarrit të saj;
Униң билән бузуқлуқ қилған вә униң билән әйш-ишрәттә яшиған йәр йүзидики падишалар уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға қарап жиға-зерә көтиришиду.
10 ata do të qëndrojnë larg nga frika e mundimit të saj, duke thënë: “Mjerë, mjerë Babilona, qyteti i madh, qyteti i fuqishëm, sepse në një moment erdhi gjyqi yt!”.
Улар униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки: — «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр! Аһ Бабил, күчлүк шәһәр! Чүнки бир саат ичидила җазайиң бешиңға чүшти!»
11 Edhe tregtarët e dheut do të qajnë dhe do të vajtojnë për të, sepse askush nuk do të blejë më mallrat e tyre:
Йәр йүзидики содигәрләрму униң үстидә жиға-зерә қилишиду. Чүнки әнди уларниң кемидики жүк-маллирини,
12 mallra prej ari dhe argjendi, gurë të çmuar dhe margaritarë, pëlhura liri dhe purpri, mendafshi e të kuqeje, dhe gjithfarë drurësh erëmirë, e gjithfarë sendesh fildishi dhe druri shumë të çmuar, bronzi, hekuri dhe mermeri,
йәни алтун-күмүч, қиммәтлик яқутлар, үнчә-мәрвайит, нәпис либас рәхт, сөсүн рәхт, жипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр хил хушбуй турунҗ яғачлар, пил чиши буюмлири, әң есил яғач, туч, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар,
13 dhe kanellë, dhe parfume, vajra erëmirë, temian, verë, vaj, majë mielli, grurë, gjë e gjallë, dhen, kuaj, qerre, trupa e shpirtra njerëzish.
шуниңдәк қовзақдарчин, тетитқулар, хушбуй, мурмәкки, мәстики, шарап, зәйтун мейи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллирини сетивалидиған киши йоқтур.
14 Dhe fryti i dëshirës së shpirtit tënd ikën prej teje, dhe të gjitha gjërat e pasura dhe të shkëlqyerat ikën prej teje dhe ti nuk do t’i gjesh më kurrë.
([И Бабил], җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти, Барлиқ һәшәмәтлик вә һәйвәтлик мал-дуниялириң сәндин йоқалди. Улар буларни әнди һәргиз тапалмайду!)
15 Tregtarët e këtyre gjërave, që u pasuruan prej saj, do të rrijnë larg për shkak të frikës së mundimit të saj, dhe do të qajnë dhe do të vajtojnë,
Бу малларни сетип бейиған содигәрләр болса шәһәрниң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп униң үстидә жиға-зерә қилишип дейишидуки: —
16 duke thënë: “Ah! Ah! Qyteti i madh, që ishte veshur me li të hollë, me të purpurta e të kuqe të ndezur, dhe e stolisur me ar, dhe me gurë të çmuar dhe me margaritarë! Sepse në një moment u shkatërrua një pasuri kaq e madhe!”.
«Вай исит, вай исит, и катта шәһәр! Нәпис либас рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға орилип, Алтун, қиммәтлик яқутлар вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгәнсән!
17 Të gjithë kapitenët, të gjithë pasagjerët dhe detarët, dhe të gjithë ata që tregtojnë nëpërmjet detit do të qëndrojnë nga larg
Бир саат ичидила шунчә катта байлиқлар вәйран болди!» Барлиқ кемә ғоҗайинлири, кемидики барлиқ йолучилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп,
18 dhe, duke parë tymin e zjarrit të saj, do të klithin: “Cili qytet i përngjante këtij qyteti të madh?”.
Уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп: — Бу катта шәһәргә қайси шәһәр тәң келәлисун? — дәп пәряд көтиришти.
19 Dhe do të hedhin pluhur mbi kryet, do të bërtasin, duke qarë e duke vajtuar, duke thënë: “Ah! Ah! Qyteti i madh, në të cilën u pasuruan të gjithë ata që kishin anije në det nga mrekullia e saj, sepse për një moment u shkretua!
Улар башлириға топа чечип, пәряд көтиришүп, жиға-зерә қилишип: — Вай исит, вай исит, у катта шәһәр! У арқилиқ, униң дөлитидин, деңизда кемиси барлар бейиған еди! Бир саат ичидила вәйран болди бу шәһәр! — дейишиду.
20 Gëzohu përmbi të, o qiell, dhe ju apostuj të shenjtë dhe profetë, sepse Perëndia duke e gjykuar vuri në vend drejtësinë”.
— «Униң бешиға кәлгәнләрдин шатлиниңлар, Әй әрш, әй муқәддәс бәндиләр, расуллар вә пәйғәмбәрләр! Чүнки Худа силәрниң дәвайиңлардики һөкүмни униң үстидин чиқарған!».
21 Dhe një engjëll i fuqishëm ngriti një gur të madh me përmasat sa një mokër dhe e hodhi në det, duke thënë: “Me të njëjtin vrull do të hidhet Babilona, qyteti i madh, dhe nuk do të gjendet më;
Андин, күчлүк бир пәриштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: — «Мана шундақ шиддәт билән, Катта шәһәр Бабил ғулитилиду, У қайтидин көрүнмәйду!
22 dhe zëri i harpistëve, i muzikantëve, i fyelltarëve dhe borizanëve nuk do të dëgjohet më te ti; dhe çdo mjeshtër i çfarëdo eksperti i arteve nuk do të gjendet më te ti, dhe nuk do të dëgjohet më te ti zëri i gurit të mullirit.
Чилтарчиларниң, сазчиларниң, Нәйчиләр вә сүнайчиларниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду, Һәр хил һүнәрни қилидиған һүнәрвән сениңдә қайтидин һәргиз тепилмайду, Түгмәнниңму авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду,
23 Dhe dritë llambe nuk do të ndriçojë më në ty; edhe zë dhëndri dhe nuseje nuk do të dëgjohet më te ti; sepse tregtarët e tu ishin të mëdhenjtë e dheut, sepse gjithë kombet u mashtruan me magjinë tënde.
Һәтта чирақниң йоруғи сениңдә қайтидин һәргиз йорумайду, Той болуватқан жигит-қизниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду; Чүнки сениң содигәрлириң йәр йүзидики әрбаблар болуп чиқти, Барлиқ әлләр сениң сеһир-әпсунлириңға алданди;
24 Sepse në të u gjet gjak profetësh dhe shenjtorësh, dhe i gjithë atyre që janë vrarë mbi dhe”.
Пәйғәмбәрләрниң, муқәддәс бәндиләрниң [төкүлгән қанлири], Шундақла йәр йүзидә барлиқ қирғин болғанларниң қанлириму униңда тепилди».

< Zbulesa 18 >