< Mateu 3 >

1 Tani në ato ditë erdhi Gjon Pagëzori, që predikonte në shkretëtirën e Judesë,
Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип
2 dhe thoshte: “Pendohuni, sepse mbretëria e qiejve është afër!”
кишиләргә: — Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди! — дәп җакалашқа башлиди.
3 Dhe në fakt për Gjonin kishte folur profeti Isaia kur tha: “Një zë i atij që bërtet në shkretëtirë: “Përgatitni udhën e Zotit, drejtoni shtigjet e tij””.
Чүнки [чөмүлдүргүчи Йәһя] болса илгири Йәшая пәйғәмбәр бешаритидә көрсәткән кишиниң дәл өзи болуп: — «Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду».
4 Tani Gjoni vet kishte veshur një rrobë prej leshi të devesë dhe një brez prej lëkure në bel; ai ushqehej me karkaleca dhe mjaltë të egër.
Йәһя [пәйғәмбәр] төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини болса чекәткиләр билән явайи һәрә һәсили еди.
5 Në atë kohë njerëzit e Jeruzalemit, nga gjithë Judeja dhe nga krahina e Jordanit rendnin tek ai,
Әнди Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси вә пүткүл Иордан дәрия вадисиниң әтрапидики кишиләр униң алдиға келишип,
6 dhe pagëzoheshin nga ai, në Jordan duke rrëfyer mëkatet e tyre.
гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.
7 Por ai, kur pa se shumë farisenj dhe saducenj po vinin për t’u pagëzuar tek ai, u tha atyre: “Pjellë nepërkash, kush ju ka mësuar t’i arratiseni zemërimit që po vjen?
Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгәнлигини көргинидә у уларға: — Әй иланларниң балилири! Ким силәрни [Худаниң] чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!
8 Jepni pra fryte të denja të pendesës!
Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!
9 Dhe mos t’ju shkojë mendja të thoni me vete: “Ne kemi Abrahamin për atë”; sepse unë po ju them se Perëndia mund të nxjerrë bij të Abrahamit edhe prej këtyre gurëve.
Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар; чүнки Мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни апиридә қилалайду.
10 Dhe tashmë sëpata është në rrënjën e drurëve; çdo dru, pra, që nuk jep fryt të mirë, do të pritet dhe do të hidhet në zjarr.
Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қайси дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду.
11 Unë po ju pagëzoj me ujë, për pendim; por ai që vjen pas meje është më i fortë se unë, dhe unë nuk jam i denjë as të mbaj sandalet e tij; ai do t’ju pagëzojë me Frymën e Shenjtë dhe me zjarrin.
Мән дәрвәқә силәрни товва қилишиңлар үчүн суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи зат мәндин қудрәтликтур. Мән һәтта униң кәшини көтиришкиму лайиқ әмәсмән; у силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
12 Ai mban në dorë terploten dhe do ta pastrojë plotësisht lëmin e tij; grurin e tij do ta mbledhë në hambar, por bykun do ta djegë me zjarr të pashueshëm”.
Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини [топа-самандин] тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
13 Atëherë erdhi Jezusi nga Galileja në Jordan te Gjoni për t’u pagëzuar prej tij.
Шу вақитта, Әйса Йәһядин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн Галилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға, униң йениға кәлди.
14 Por Gjoni e kundërshtoi fort duke i thënë: “Mua më duhet të pagëzohem prej teje dhe ti po vjen tek unë?”.
Бирақ Йәһя чөмүлдүрүшкә унимай уни тосуп: — Әсли чөмүлдүрүлүшни мән сәндин қобул қилишим керәк еди, бирақ сән мениң алдимға кәпсәнғу? — деди.
15 Dhe Jezusi, duke iu përgjigjur, u tha: “Lejo të bëhet për tani, sepse në këtë mënyrë përmbushim çdo drejtësi”. Atëherë ai e lejoi.
Лекин Әйса униңға җававән: — Һазирчә шуниңға йол қойғин; чүнки һәққанийлиқниң барлиқ [тәләплирини] әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимизға тоғра келиду, — деди. Шуниң билән, Йәһя униңға йол қойди.
16 Dhe Jezusi, sapo u pagëzua, doli nga uji; dhe ja, qiejt iu hapën, dhe ai pa Frymën e Perëndisë duke zbritur si një pëllumb e duke ardhur mbi të;
Вә Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти; у судин чиқиши билән мана, әршләр униңға ечилип, Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди.
17 dhe ja një zë nga qielli që tha: “Ky është Biri im i dashur, në të cilin jam kënaqur”.
Вә мана, әрштин бир аваз: — «Бу Мениң сөйүмлүк оғлум, Мән униңдин толуқ хурсәнмән!» — дәп аңланди.

< Mateu 3 >