< Mateu 19 >

1 Mbasi Jezusi i mbaroi këto ligjërata, u nis nga Galilea dhe erdhi në krahinën e Judesë, përtej Jordanit.
Шундақ болдики, Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Галилийә өлкисидин айрилип, Йәһудийә өлкисиниң чәт йәрлиригә, йәни Иордан дәриясиниң у қетидики жутларға барди.
2 Turma të mëdha e ndiqnin dhe ai i shëroi atje.
Топ-топ адәмләр униңға әгишип кәлгән болуп, у уларни шу йәрдила сақайтти.
3 Atëherë iu afruan disa farisenj për ta provokuar dhe i thanë: “A është e lejueshme që burri ta ndajë gruan për një shkak çfarëdo?”.
Әнди бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ сәвәптин аялини қоюветиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
4 Dhe ai, duke u përgjigjur u tha atyre: “A nuk keni lexuar ju, se ai që i krijoi që në fillim, i krijoi mashkull dhe femër?
Шуниң билән у җававән мундақ деди: — [Тәвраттин] шуни оқумидиңларму, муқәддәмдә инсанларни Яратқучи уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә
5 Dhe tha: “Për këtë arsye njeriu do ta lërë babanë dhe nënën e vet dhe do të bashkohet me gruan e vet; dhe të dy do të jenë një mish i vetëm”.
«Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккиси бир тән болиду».
6 Dhe kështu ata nuk janë më dy, por një mish i vetëm; prandaj atë që Perëndia ka bashkuar, njeriu të mos e ndajë”.
Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун.
7 Ata i thanë: “Atëherë përse Moisiu urdhëroi të jepet letërndarja dhe të lëshohet?”.
Пәрисийләр униңдин йәнә: — Ундақта, Муса [пәйғәмбәр] немә үчүн [Тәврат қанунида] әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду, дәп буйруған? — дәп сорашти.
8 Ai u tha atyre: “Moisiu ju lejoi t’i ndani gratë tuaja për shkak të ngurtësisë së zemrave tuaja, por në fillim nuk ka qenë kështu.
У уларға: — Таш жүрәклигиңлардин Муса [пәйғәмбәр] аяллириңларни талақ қилишқа рухсәт қилған; лекин аләмниң башлимида бундақ әмәс еди.
9 Por unë ju them se kushdo që e lëshon gruan e vet, përveç rastit të kurvërisë, dhe martohet me një tjetër, shkel kurorën; edhe ai që martohet me gruan e ndarë, shkel kurorën”.
Әнди шуни силәргә ейтип қояйки, аялини бузуқлуқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған һәр қандақ киши зина қилған болиду.
10 Dishepujt e vet i thanë: “Në qoftë se kushtet e burrit ndaj gruas janë të tilla, më mirë të mos martohet”.
Мухлислар униңға: — Әгәр әр билән аяли оттурисидики әһвал шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди.
11 Por ai u tha atyre: “Jo të gjithë i kuptojnë këto fjalë, por atyre që iu është dhënë.
У уларға: — Бу сөзни һәммила адәм әмәс, пәқәт несип қилинғанларла қобул қилалайду.
12 Sepse ka eunukë që kanë lindur të tillë nga barku i nënës; ka eunukë që janë bërë eunukë nga njerëzit, dhe ka eunukë që janë bërë vet eunukë për mbretërinë e qiejve. Ai që mund ta kuptojë, le ta kuptojë”.
Чүнки анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар; вә инсан тәрипидин ахта қилинған бәзи ағватларму бар; вә әрш падишалиғи үчүн өзини ағват қилғанларму бар. Бу сөзни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди.
13 Atëherë i sollën fëmijë të vegjël që të vinte duart mbi ata dhe të lutej, por dishepujt i qortuan.
Қолуңни тәккүзүп дуа қилғайсән дәп, бәзиләр кичик балилирини униң алдиға елип кәлди. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди.
14 Por Jezusi tha: “I lini fëmijët e vegjël të vijnë tek unë, sepse atyre u përket mbretëria e qiejve”.
Амма Әйса: — Балилар мениң алдимға кәлтүрүлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур, — деди.
15 Dhe, mbasi vuri duart mbi ata, u nis që andej.
Вә қоллирини уларға тәккүзгәндин кейин, у у йәрдин айрилди.
16 Dhe ja, iu afrua dikush dhe i tha: “Mësues i mirë, çfarë të mire duhet të bëj që të kem jetë të përjetshme?”. (aiōnios g166)
Мана, бир күни бириси униң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. (aiōnios g166)
17 Dhe ai tha: “Pse më quan të mirë? Askush nuk është i mirë, përveç një të vetmi: Perëndia. Tani në qoftë se ti don të hysh në jetë, zbato urdhërimet”.
У униңға: — Немишкә мәндин яхшилиқ тоғрисида сорайсән? «Яхши болғучилар» болса пәқәт бирила бар. Амма һаятлиққа киримән десәң, әмирләргә әмәл қил, — деди.
18 Ai i tha: “Cilat?”. Atëherë Jezusi i tha: “Mos vraj, mos shkel kurorën, mos vidh, mos bëj dëshmi të rreme,
Қайси әмирләргә дәйсән? — дәп сориди у. Әйса униңға: — «Қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә,
19 ndero atin tënd dhe nënën tënde dhe duaje të afërmin tënd si veten tënde”.
ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.
20 I riu i tha: “Të gjitha këto gjëra unë i kam zbatuar që në rini; çfarë më mungon tjetër?”.
Яш жигит униңға: — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Әнди маңа йәнә немә кәм? — деди.
21 Jezusi i tha: “Në qoftë se do të jesh i përsosur, shko, shit ç’të kesh, jepua të varfërve dhe ti do të kesh një thesar në qiell; pastaj eja dhe më ndiq mua”.
Әйса униңға: — Әгәр мукәммәл болушни халисаң, берип бар-йоқуңни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бәргин. Шуниң билән әрштә ғәзнәң болиду. Андин келип маңа әгәшкин, — деди.
22 Por i riu, kur i dëgjoi këto fjalë, iku i trishtuar, sepse kishte pasuri të madhe.
Жигит мошу сөзни аңлап, қайғуға чөмүп у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-мүлки наһайити көп еди.
23 Atëherë Jezusi u tha dishepujve të vet: “Në të vërtetë ju them se një i pasur me vështirësi do të hyjë në mbretërinë e qiejve.
Әйса мухлислириға: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, байларниң әрш падишалиғиға кириши тәсликтила болиду.
24 Dhe po jua përsëris: Éshtë më lehtë të kalojë deveja nga vrima e gjilpërës, se sa i pasuri të hyjë në mbretërinë e Perëndisë”.
Вә йәнә шуни силәргә ейтайки, төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
25 Kur i dëgjuan këto fjalë, dishepujt e vet u habitën shumë dhe thanë: “Atëherë, kush do të shpëtojë vallë?”.
Мухлислар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп: — Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
26 Dhe Jezusi duke përqëndruar shikimin mbi ata tha: “Për njerëzit kjo është e pamundur, por për Perëndinë çdo gjë është e mundur”.
Амма Әйса уларға қарап: — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.
27 Atëherë Pjetri iu përgjigj duke thënë: “Ja, ne i lamë të gjitha dhe të ndoqëm; çfarë do të fitojmë, pra?”.
Буниң билән Петрус униңға: — Мана, биз һәммидин ваз кечип саңа әгәштуқ! Биз буниң үчүн немигә еришимиз? — дәп сориди.
28 Jezusi u tha atyre: “Në të vërtetë po ju them, në krijimin e ri, kur Biri i njeriut të ulet në fronin e lavdisë së vet, edhe ju që më keni ndjekur do të uleni mbi dymbëdhjetë frone për të gjykuar të dymbëdhjetë fiset e Izraelit.
Әйса уларға мундақ деди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аләмдики һәммә қайтидин йеңиланғинида, Инсаноғли шанлиқ тәхтидә олтарған вақтида, маңа әгәшкән силәр он икки тәхттә олтирип, Исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүм чиқирисиләр.
29 Dhe kushdo që ka lënë, për hir të emrit tim, shtëpi, vëllezër, motra, atë, nënë, grua, bij ose ara, do të marrë njëqindfish dhe do të trashëgojë jetë të përjetshme. (aiōnios g166)
Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду. (aiōnios g166)
30 Por shumë të parë do të jenë të fundit, dhe shumë të fundit do të jenë të parët”.
Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.

< Mateu 19 >