< Mateu 10 >

1 Pastaj Jezusi i thirri të dymbëdhjetë dishepujt e tij rreth vetes dhe u dha autoritet t’i dëbojnë frymërat e ndyra, dhe të shërojnë çdo sëmundje e çdo lëngatë.
У он икки мухлисини йениға чақирип, уларға напак роһларни қоғлаш вә һәр бир кесәлликни һәм һәр бир мәйип-аҗизни сақайтиш һоқуқини бәрди.
2 Dhe emrat e dymbëdhjetë apostujve janë këta: i pari Simoni, i quajtur Pjetër dhe Andrea, vëllai i tij; Jakobi i Zebedeut dhe Gjoni, vëllai i tij;
Он икки расулниң исимлири төвәндикичә: Авал Петрус дәпму атилидиған Симон вә униң иниси Андирияс, андин Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна,
3 Filipi dhe Bartolomeu; Thomai dhe Mateu tagrambledhësi, Jakobi i Alfeut dhe Lebeu, i mbiquajtur Tade;
Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә Ләббаус дәпму атилидиған Тадай,
4 Simon Kananeasi dhe Judë Iskarioti, ai që më pas e tradhtoi.
милләтпәрвәр дәп аталған Симон вә кейин Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийот.
5 Këta janë të dymbëdhjetët që Jezusi i dërgoi mbasi u dha këto urdhëra: “Mos shkoni ndër paganë dhe mos hyni në asnjë qytet të Samaritanëve,
Әйса бу он иккисини [хәлиқниң арисиға] мундақ тапилап әвәтти: — Ят әлликләрниң йоллириға чиқмаңлар, яки Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму кирмәңлар,
6 por shkoni më mirë te delet e humbura të shtëpisë së Izraelit.
бәлки тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләр арисиға бериңлар.
7 Shkoni dhe predikoni duke thënë: “Mbretëria e qiejve u afrua”.
Барған йериңларда: «Әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» дәп җакалаңлар.
8 Shëroni të sëmurët, pastroni lebrozët, ngjallni të vdekurit, dëboni demonët; falas morët, falas jepni.
Ағриқ-силақларни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдиветиңлар. Силәргә шапаәт халис берилгәндур, силәрму халис илтипат қилиңлар.
9 Mos grumbulloni ar, as argjend as bakër në qesen tuaj,
Бәлвеғиңларға алтун, күмүч вә мис пулларни бағлап елип жүрмәңлар.
10 as trasta për udhë, as dy palë tunika, as sandale, as shkop, sepse punëtori është i denjë për ushqimin e vet.
Сәпәр үчүн бирла йәктәктин башқа нә хурҗун, нә кәш, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур.
11 Në çfarëdo qytet ose fshat që të hyni, pyetni në se ka aty ndonjë njeri të denjë dhe banoni tek ai deri sa të niseni.
Һәр қайси шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән шу йәрдә кимниң һөрмәткә лайиқ мөтивәр екәнлигини сораңлар; шундақ кишини тапқанда, у йәрдин кәткичә униң өйидила туруңлар.
12 Dhe kur hyni në shtëpi, e përshëndetni.
Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға салам бериңлар.
13 Dhe në se ajo shtëpi është e denjë, le të vijë paqja juaj mbi të; por, në se nuk është e denjë, paqja juaj le të kthehet përsëri tek ju.
Әгәр у аилидикиләр [һөрмәткә] лайиқ мөтивәр кишиләр болса, тилигән аманлиғиңлар уларға иҗабәт болсун; әгәр улар лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзүңларға қайтсун.
14 Dhe në se dikush nuk ju pret dhe nuk i dëgjon fjalët tuaja, duke dalë nga ajo shtëpi ose nga ai qytet, shkundni pluhurin nga këmbët tuaja.
Силәрни қобул қилмиған, сөзлириңларни аңлимиған кимдәким болса, уларниң өйидин яки шу шәһәрдин кәткиниңларда, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.
15 Dhe në të vërtetë po ju them se ditën e gjyqit, vendi i Sodomës dhe i Gomorës do të trajtohet me më shumë tolerancë se ai qytet.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом вә Гоморра зиминидикиләрниң һали шу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
16 Ja, unë po ju dërgoj si dele në mes të ujqërve; jini, pra, të mënçur si gjarpërinjtë dhe të pastër si pëllumbat.
Мана, мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа, иландәк сәзгүр, пахтәктәк сап диллиқ болуңлар.
17 Por ruhuni nga njerëzit, sepse do t’ju zvarrisin përpara sinedrave të tyre dhe do t’ju fshikullojnë në sinagogat e tyre.
Инсанлардин пәхәс болуңлар; чүнки улар силәрни тутувелип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагоглирида қамчилайду.
18 Dhe do t’ju çojnë përpara guvernatorëve dhe përpara mbretërve për shkakun tim, për të dëshmuar para tyre dhe para johebrenjve.
Улар вә шундақла ят әлликләр үчүн бир гувалиқ болушқа, силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр.
19 Dhe, kur t’ju dorëzojnë në duart e tyre, mos u shqetësoni se çfarë dhe si do të flisni; sepse në atë çast do t’ju jepet se çfarë duhet të thoni;
Лекин улар силәрни сораққа тартқан вақтида, қандақ җавап бериш яки немә җавап бериштин әнсирәп кәтмәңлар. Чүнки шу вақти-саитидә ейтиш тегишлик сөзләр силәргә тәминлиниду.
20 sepse nuk do të jeni ju që do të flisni, por Fryma e Atit tuaj që do të flasë në ju.
Чүнки сөзлигүчи өзүңлар әмәс, бәлки Атаңларниң роһи силәр арқилиқ сөзләйду.
21 Tani vëllai do të dorëzojë vëllanë në vdekje dhe ati të birin; dhe bijtë do të çohen kundër prindërve dhe do t’i vrasin.
Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-анисиға қарши чиқип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду.
22 Dhe të gjithë do t’ju urrejnë për shkak të emrit tim; por ai që do të qëndrojë deri në fund, do të shpëtojë.
Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр. Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр болса қутқузулиду.
23 Por kur do t’ju përndjekin në një qytet, ikni në një tjetër, sepse në të vërtetë ju them se nuk do të përfundoni së përshkuari qytetet e Izraelit, para se të vijë Biri i njeriut.
Улар силәргә бу шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Инсаноғли қайтип кәлгичә силәр Исраилниң барлиқ шәһәрлирини арилаш [вәзипиңлар] түгимәйду.
24 Dishepulli nuk del mbi mësuesin, as shërbëtori mbi zotin e tij.
Мухлис устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду.
25 I mjafton dishepullit të bëhet si mësuesi i tij dhe shërbëtorit të bëhet si zotëria e tij. Në se të zotin e shtëpisë e quajtën Beelzebub, aq më tepër do t’i quajnë ashtu ata të shtëpisë së tij!
Мухлис устазиға охшаш болса, қул ғоҗайиниға охшаш болса рази болсун. Улар өйниң егисини «Бәәлзибул» дәп тиллиған йәрдә, униң өйидикилирини техиму қаттиқ һақарәтлимәмду?
26 Mos ia kini frikën pra, sepse nuk ka gjë të fshehtë që të mos zbulohet dhe asnjë sekret që nuk do të nijhet.
Шуңа улардин қорқмаңлар; чүнки һеч қандақ йепиқ қоюлған иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду.
27 Atë që unë ju them në terr, e thoni në dritë; dhe atë që dëgjoni të thënë në vesh, predikojeni mbi çatitë.
Мениң силәргә қараңғуда ейтидиғанлиримни йоруқта ейтивериңлар. Қулиқиңларға пичирлап ейтилғанларни өгүзләрдә җакалаңлар.
28 Dhe mos kini frikë nga ata që vrasin trupin, por nuk mund të vrasin shpirtin; kini frikë më tepër nga ai që mund t’ua humbë shpirtin dhe trupin në Gehena. (Geenna g1067)
Тәнни өлтүрсиму, лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар; әксичә, тән вә җан-роһни дозақта һалак қилишқа қадир болғучидин қорқуңлар. (Geenna g1067)
29 A nuk shiten vallë dy harabela për një aspër? Dhe, megjithatë asnjë prej tyre nuk bie për tokë pa dashjen e Atit tuaj.
Икки қушқачни бир тийингә сетивалғили болидуғу? Лекин улардин бириму Атаңларсиз йәргә чүшмәйду.
30 Sa për ju, madje edhe të gjitha fijet e flokëve të kokës suaj janë të numëruara.
Амма силәр болсаңлар, һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур.
31 Mos kini frikë, pra; ju vleni më tepër se shumë harabela.
Шуңа, қорқмаңлар. Силәр нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтурсиләр!
32 Prandaj kushdo që do të më rrëfenjë përpara njerëzve, dhe unë do ta rrëfejë përpara Atit tim që është në qiej.
Шуңа, мени инсанларниң алдида етирап қилғанларниң һәр бирини мәнму әрштики Атамниң алдида етирап қилимән;
33 Por kushdo që do të më mohojë përpara njerëzve, edhe unë do ta mohoj përpara Atit tim që është në qiej”.
Бирақ инсанларниң алдида мәндин танғанларниң һәр биридин мәнму әрштики Атам алдида танимән.
34 “Mos mendoni se unë erdha të sjell paqen mbi tokë; nuk erdha të sjell paqen, por shpatën.
Мениң дунияға келишимни течлиқ елип келиш үчүндур, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилични жүргүрүшкә кәлдим.
35 Sepse unë erdha ta ndaj birin nga ati, bijën nga nëna, nusen nga vjehrra,
Чүнки мениң келишим «Оғулни атисиға, қизни анисиға, келинни қейинанисиға қарши чиқириш» үчүн болиду.
36 dhe armiqt e njeriut do të jenë ata të shtëpisë së vet.
Шуниң билән «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду».
37 Ai që e do të atin ose nënën më shumë se unë, nuk është i denjë për mua; dhe ai që e do birin ose bijën më shumë se unë, nuk është i denjë për mua.
Ата-анисини мәндинму әзиз көридиғанлар маңа мунасип әмәстур. Өз оғул-қизини мәндинму әзиз көридиғанларму маңа мунасип әмәс.
38 Dhe ai që nuk e merr kryqin e vet dhe nuk vjen pas meje, nuk është i denjë për mua.
Өзиниң крестини көтирип, маңа әгәшмигәнләрму маңа мунасип әмәс.
39 Kush do të gjejë jetën e vet, do ta humbasë; por ai që do të humbasë jetën e vet për hirin tim, do ta gjejë përsëri.
Өз һаятини аяйдиған киши униңдин мәһрум болиду; мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
40 Ai që ju pranon, më pranon mua; dhe ai që më pranon mua, pranon atë që më ka dërguar.
Силәрни қобул қилғанлар мениму қобул қилған болиду; мени қобул қилғанлар болса мени әвәткүчиниму қобул қилған болиду.
41 Ai që pranon një profet në emër të një profeti, do të marrë shpërblimin që i takon profetit; dhe ai që pranon të drejtin në emër të të drejtit, do të marrë shpërblimin që i takon të drejtit.
Бир пәйғәмбәрни пәйғәмбәрлик салаһийитидә қобул қилған киши пәйғәмбәргә хас болған инъамға еришиду. Һәққаний адәмни у һәққаний екән дәп билип қобул қилғанлар һәққаний адәмгә хас болған инъамға еришиду.
42 Dhe kushdo që i jep për të pirë qoftë edhe vetëm një gotë uji të freskët ndonjërit prej këtyre të vegjëlve në emër të një dishepulli, në të vërtetë ju them, që ai nuk do të humbë aspak shpërblimin e tij”.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, мениң бу шакичиклиримдин әң кичиги бирини мениң мухлисим дәп билип униңға һәтта пәқәт бирәр чинә соғ су бәргән кишиму җәзмән өзигә лайиқ инъамдин мәһрум болмайду.

< Mateu 10 >