< Marku 5 >

1 Kështu arritën në bregun tjetër të detit, në krahinën e Gadarenasve.
Улар деңизниң у қетиға, Гадаралиқларниң жутиға йетип барди.
2 Dhe, sapo Jezusi zbriti nga barka, menjëherë i doli përpara nga varrezat një njeri i pushtuar nga një frymë e ndyrë,
У кемидин чүшүши биләнла, напак роһ чаплашқан бир адәм гөр өңкүрлиридин чиқип, униң алдиға кәлди.
3 i cili banonte në varreza dhe kurrkush s’kishte mundur ta lidhë, qoftë edhe me zinxhirë.
У адәм өңкүрләрни макан қилған болуп, уни һеч ким һәтта зәнҗирләр биләнму бағлалмайтти.
4 Shpesh herë, pra, e kishin lidhur me pranga e zinxhirë; por ai gjithnjë i thyente zinxhirët dhe i këpuste prangat; dhe kurrkush nuk e kishte bërë dot zap.
Чүнки көп қетим пут-қоллири кишән-зәнҗирләр билән бағланған болсиму, у зәнҗирләрни үзүветип, кишәнләрни чеқивәткән еди; һеч ким уни бойсундуралмиған еди.
5 Vazhdimisht, natën dhe ditën, nëpër varre e mbi male, shkonte duke bërtitur dhe duke e rrahur veten me gurë.
У кечә-күндүз мазарлиқта вә тағлар арисида тохтавсиз вақирап-җақирап жүрәтти, өз-өзини ташлар билән кесип яриландуратти.
6 Tani kur e pa Jezusin prej së largu, ai u turr dhe ra përmbys përpara tij,
Лекин у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди
7 dhe me një britmë të madhe tha: “Ç’ka ndërmjet mes nesh dhe teje, o Jezus, Bir i Perëndisë të shumë të lartit? Unë të përgjërohem në emrin e Perëndisë, mos më mundo!;”.
вә қаттиқ авазда вақирап: — Һәммидин алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мениң билән немә кариң! Худа һәққи, сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима! — деди
8 Sepse ai i kishte thënë: “Frymë e ndyrë, dil prej këtij njeriu!”.
(чүнки Әйса униңға: «Һәй напак роһ, униңдин чиқ!» дегән еди).
9 Atëhere Jezusi e pyeti: “Cili është emri yt?”. Dhe ai u përgjigj duke thënë: “Unë quhëm Legjion, sepse jemi shumë”.
У униңдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «қошун» — чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди у.
10 Dhe i lutej me të madhe që ai të mos i përzinte nga ajo krahinë.
Вә у Әйсадин уларни бу жуттин һайдивәтмигәйсән, дәп көп өтүнүп ялвурди.
11 Tani aty ishte, në brinjë të malit, një tufë e madhe derrash që kulloste.
Тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти.
12 Atëhere gjithë demonët e lutën duke thënë: “Na dërgo në derrat, që të hymë në ta”.
Җинлар униңға: — Бизни мошу тоңғузларға әвәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә йол қойғайсән, — дәп ялвурушти.
13 Dhe Jezusi menjëherë u lejoi atyre; atëherë frymërat e ndyra mbasi dolën, hynë në derrat dhe tufa u hodh poshtë nga gremina në det; ishin afërsisht dymijë krerë, dhe u mbytën në det.
Әйса дәрһал йол қойди. Шуниң билән напак роһлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кириши биләнла, тоңғузлар тик ярдин етилип чүшүп, деңизға ғәриқ болди. Улар икки миңға йеқин еди.
14 Atëherë ata që i kullotnin derrat ikën dhe e përhapën lajmin në qytet e nëpër fshatra; dhe njerëzit erdhën për të parë çfarë kishte ndodhur.
Тоңғуз баққучилар болса у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу ишларни пур қилди. Шу йәрдикиләр немә иш йүз бәргәнлигини көргили чиқишти.
15 Kur erdhën te Jezusi, panë të idemonizuarin ulur, të veshur dhe me mendje në rregull, atë që ishte idemonizuar nga Legjoni, dhe kishin frikë.
Улар Әйсаниң йениға кәлди вә илгири җинлар чаплишивалған һелиқи адәмниң кийимләрни кийип, әс-һоши җайида олтарғинини — йәни «қошун җинлар» чаплашқан шу адәмни көрүп, қорқуп кетишти.
16 Dhe ata që e kishin parë ngjarjen u treguan atyre se çfarë i kishte ngjarë të idemonizuarit dhe çështjen e derrave.
Бу вақиәни көргәнләр җинлар чаплашқан адәмдә немә йүз бәргәнлигини вә тоңғузларниң ақивитини хәлиққә баян қилип бәрди.
17 Atëhere ata filluan t’i luten Jezusit që të largohej nga krahina e tyre.
Буниң билән халайиқ Әйсаға: Жутлиримиздин чиқип кәткәйсән, дәп ялвурушқа башлиди.
18 Kur ai po hynte në barkë, ai që kishte qenë i idemonizuar i lutej që të mund të rrinte me të;
У кемигә чиқиватқанда, илгири җинлар чаплашқан һелиқи адәм униңдин: Мәнму сән билән биллә барай, дәп өтүнди.
19 por Jezusi nuk e lejoj, madje i tha: “Shko në shtëpinë tënde, te të tut dhe u trego atyre çfarë gjërash të medha bëri Zoti dhe si pati mëshirë për ty”.
Лекин у буниңға унимай: — Өз өйдикилириң вә жутдашлириңниң йениға берип, уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини, Униң саңа рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини хәвәрләндүргин, — деди.
20 Dhe ai shkoi dhe nisi të predikojë nëpër Dekapolis për të gjitha ato që i kishte bërë Jezusi; të gjithë u mrrekulluan.
У қайтип берип, Әйсаниң өзигә қандақ улуқ ишларни қилғанлиғини «Он шәһәр райони»да җар қилишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси толиму һәйран қелишти.
21 Dhe kur Jezusi kaloj përsëri në bregun tjetër me barkë, një turmë e madhe u mblodh rreth tij; dhe ai qëndroj në breg të detit.
Әйса қайтидин кемә билән деңизниң у қетиға өткәндә, зор бир топ халайиқ униң йениға жиғилди; у деңиз бойида туратти.
22 Atëhere erdhi një nga krerët e sinagogës, me emër Jair, që, kur e pa, i ra ndër këmbë,
Мана, мәлум бир синагогниң чоңи Яирус исимлиқ бир киши кәлди. У уни көрүп айиғиға жиқилип: — Кичик қизим өләй дәп қалди. Берип униңға қоллириңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип яшиғай! — дәп қаттиқ йелинди.
23 dhe ju lut me të madhe duke thënë: “Ime bijë është duke dhënë shpirt; eja, vëri duart mbi të që të shërohet dhe të jetojë!”.
24 Dhe ai shkoi me të. Një turmë e madhe e ndiqte dhe shtyhej rreth tij.
Әйса униң билән биллә барди. Зор бир топ халайиқму олишип қисташқан һалда кәйнидин меңишти.
25 Tani një grua që kishte një fluks gjaku që prej dymbëdhjetë vjetësh
Хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар болуп,
26 dhe kishte vuajtur shumë nga ana e mjekëve të ndryshëm duke shpenzuar gjithë pasurinë e vet pa kurrfarë dobie, madje duke u bërë më keq,
у нурғун тевипларниң қолида көп азап тартип, бар-йоқини хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қандақ үнүми болмай, техиму еғирлишип кәткән еди.
27 kur dëgjoi të flitej për Jezusin, u fut në turmë dhe pas shpinës preku rrobën e Jezusit,
Бу аял Әйса һәққидики гәпләрни аңлап, халайиқниң оттурисидин қистилип келип, арқа тәрәптин униң тонини силиди.
28 sepse thoshte: “Nëse vetëm ia prek rroben e tij, do të shërohem”.
Чүнки у көңлидә: «Униң тонини силисамла сақаймай қалмаймән» дәп ойлиған еди.
29 Dhe menjëherë rrjedha e gjakut iu ndal dhe ajo ndjeu në trupin e vet se u shërua nga ajo sëmundje.
Хун шуан тохтап, аял кесәл азавидин сақайтилғанлиғини өз тенидә сәзди.
30 Por menjëherë Jezusi, duke e ndjerë në vete që një fuqi kishte dalë prej tij, u kthye midis turmës, tha: “Kush m’i preku rrobat?
Әйса дәрһал вуҗудидин қудрәтниң чиққанлиғини сезип, халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп: — Кийимимни силиған ким? — дәп сориди.
31 Dhe dishepujt e vet i thanë: “A nuk po e sheh që turma po të shtyhet nga të gjitha anët dhe ti thua: “Kush më preku?”.
Мухлислири униңға: — Халайиқниң өзүңни қистап меңиватқанлиғини көрүп туруқлуқ, йәнә: «Мени силиған ким?» дәп сорайсәнғу? — дейишти.
32 Por ai vështronte rreth e qark për të parë atë që bëri këtë.
Бирақ Әйса өзини силиғучини тепиш үчүн техичә әтрапиға қаравататти.
33 Atëhere gruaja, plot frikë e duke u dridhur, duke ditur se ç’i kishte ndodhur, erdhi dhe i ra ndër këmbë dhe i tha gjithë të vërtetën.
Өзидә немә ишниң йүз бәргәнлигини сәзгән аял қорқуп-титригән һалда келип униң алдиға жиқилди вә униңға һәқиқий әһвални пүтүнләй ейтти.
34 Dhe ai i tha: “Bijë, besimi yt të shëroi; shko në paqe dhe ji e shëruar nga sëmundja jote!”.
У униңға: — Қизим, ишәшиң сени сақайтти! Тинич-хатирҗәмликтә қайт! Кесилиңниң азавидин сақайғин, — деди.
35 Ndërsa Jezusi ende po fliste, erdhën disa nga shtëpia e kryetarit të sinagogës duke thënë: “Jote bijë ka vdekur; pse e bezdis akoma Mësuesin?”.
У бу сөзни қиливатқанда, синагогниң чоңиниң өйидин бәзиләр келип униңға: Қизиңиз өлди. Әнди устазни немишкә йәнә аварә қилисиз?! — дейишти.
36 Por Jezusi, sapo dëgjoi ç’u tha, i tha kryetarit të sinagogës: “Mos ki frikë, vetëm ki besim!”.
Лекин Әйса бу сөзләрни аңлап дәрһал синагогниң чоңиға: Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол! — деди.
37 Dhe nuk lejoi që ta ndiqte kurrkush tjetër, përveç Pjetrit, Jakobit, dhe Gjonit, vëllait të Jakobit.
У пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһанна билән йолға чиқти; башқа һеч кимниң өзи билән биллә беришиға йол қоймиди.
38 Dhe mbasi arriti në shtëpinë e kryetarit të sinagogës, pa një rrëmujë të madhe dhe njerëz që qanin dhe ulërinin me të madhe.
У синагогниң чоңиниң өйи алдиға кәлгәндә, қийқас-чуқанни, халайиқниң қаттиқ налә-пәряд вә аһ-зар көтәргәнлигини көрүп,
39 Hyri dhe u tha atyre: “Pse bërtitni e qani? Vajza nuk ka vdekur, por fle”.
өйгә кирип уларға: — Немишкә қийқас-чуқан вә аһ-зар көтирисиләр? Бала өлмәпту, ухлап қапту, — деди.
40 Dhe ata e përqeshën, por ai, mbasi i nxori jashtë të gjithë, mori me vete atin dhe nënën e vajzës dhe ata që qenë me atë, dhe hyri atje ku dergjej vajza.
Улар уни мәсқирә қилишти; лекин у һәммәйләнни ташқириға чиқириветип, балиниң ата-анисини вә өз һәмраһлирини елип, бала ятқан өйгә кирди.
41 E mori, pra, për dore vajzën dhe i tha: “Talitha kumi”, që e përkthyer do të thotë: “Vajzë, ty po të them: Çohu!”.
У балиниң қолини тутуп, униңға: «Талита куми» деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди.
42 Dhe menjëherë vajza u ngrit dhe filloi të ecë. Ajo ishte në fakt dymbëdhjetë vjeçe. Dhe ata u habitën me habi të madhe.
Қиз дәрһал орнидин туруп маңди (у он икки яшта еди). Улар бу ишқа мутләқ һәйран қелишти.
43 Por ai urdhëroi rreptësisht që askush të mos e marrë vesh; pastaj urdhëroi që t’i japin vajzës të hajë.
У уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди, шундақла қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.

< Marku 5 >