< Samuil 1 14 >

1 Bir küni Saulning oghli Yonatan yaragh kötürgüchisige: — Kelgin, udulimizdiki Filistiylerning qarawullar etritining yénigha chiqayli, dédi. Emma u atisigha héchnéme démidi.
Бир күни Саулниң оғли Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Кәлгин, удулимиздики Филистийләрниң қаравуллар әтритиниң йениға чиқайли, деди. Амма у атисиға һеч немә демиди.
2 Saul bolsa Gibéahning chétidiki Migrondiki anar derixining tégide qaldi. Uning qéshidiki xelq alte yüzche idi
Саул болса Гибеаһниң четидики Мигрондики анар дәриғиниң тегидә қалди. Униң қешидики хәлиқ алтә йүзчә еди
3 (u waqitta efodni Axitubning oghli, Ixabodning akisi Axiyah kiyetti; u Shilohda turuwatqan, Perwerdigarning kahini idi. Axitub Finihasning oghli, Finihas Еlining oghli idi). Xelq bolsa Yonatanning ketkinlikini bilmigenidi.
(у вақитта әфодни Ахитубниң оғли, Ихабодниң акиси Ахияһ кийәтти; у Шилоһда туруватқан, Пәрвәрдигарниң каһини еди. Ахитуб Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиниң оғли еди). Хәлиқ болса Йонатанниң кәткинлигини билмигән еди.
4 Yonatan Filistiylerning qarawullar etriti terepke ötmekchi bolghan dawanning ikki teripide tüwrüktek tik qiya tashlar bar idi. Birining nami Bozez, yene birining nami Seneh idi.
Йонатан Филистийләрниң қаравуллар әтрити тәрәпкә өтмәкчи болған даванниң икки тәрипидә түврүктәк тик қия ташлар бар еди. Бириниң нами Бозәз, йәнә бириниң нами Сәнәһ еди.
5 Bir qiya tash shimaliy teripide bolup, Mixmash bilen qariship turatti, yene biri jebub teripide Gébaning udulida idi.
Бир қия таш шималий тәрипидә болуп, Миқмаш билән қаришип туратти, йәнә бири җәбуб тәрипидә Гебаниң удулида еди.
6 Yonatan yaragh kötürgüchisige: — Kel, bu xetnisizlerning qarawullar etritige chiqayli; Perwerdigar biz üchün bir ish qilsa ejeb emes, chünki Perwerdigarning qutquzushi üchün ademlerning köp yaki az bolushi héch tosalghu bolmaydu, dédi.
Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Кәл, бу хәтнисизләрниң қаравуллар әтритигә чиқайли; Пәрвәрдигар биз үчүн бир иш қилса әҗәб әмәс, чүнки Пәрвәрдигарниң қутқузуши үчүн адәмләрниң көп яки аз болуши һеч тосалғу болмайду, деди.
7 Uning yaragh kötürgüchisi uninggha: — Könglüngde her néme bolsa shuni qilghin; barghin, mana, könglüng némini xalisa men sen bilen billimen, dédi.
Униң ярақ көтәргүчиси униңға: — Көңлүңдә һәр немә болса шуни қилғин; барғин, мана, көңлүң немини халиса мән сән билән биллимән, деди.
8 Yonatan: — Mana, biz u ademler terepke chiqip özimizni ulargha körsiteyli;
Йонатан: — Мана, биз у адәмләр тәрәпкә чиқип өзимизни уларға көрситәйли;
9 eger ular bizge: — Biz silerning qéshinglargha barghuche turup turunglar, dése ularning qéshigha chiqmay öz jayimizda turup turayli;
әгәр улар бизгә: — Биз силәрниң қешиңларға барғичә туруп туруңлар, десә уларниң қешиға чиқмай өз җайимизда туруп турайли;
10 lékin ular: — Bizning qéshimizgha chiqinglar, dése, chiqayli. Chünki shundaq bolsa Perwerdigar ularni qolimizgha bériptu, dep bilimiz; mushundaq ish bizge bir bésharet bolidu, dédi.
лекин улар: — Бизниң қешимизға чиқиңлар, десә, чиқайли. Чүнки шундақ болса Пәрвәрдигар уларни қолимизға берипту, дәп билимиз; мошундақ иш бизгә бир бешарәт болиду, деди.
11 Ikkiylen özini Filistiylerning qarawullar etritige körsetti. Filistiyler: — Mana, Ibraniylar özini yoshurghan azgallardin chiqiwatidu, dédi.
Иккилән өзини Филистийләрниң қаравуллар әтритигә көрсәтти. Филистийләр: — Мана, Ибранийлар өзини йошурған азгаллардин чиқиватиду, деди.
12 Etrettikiler Yonatan bilen yaragh kötürgüchisige: — Bizge chiqinglar, biz silerge bir nersini körsitip qoyimiz, dédi. Yonatan yaragh kötürgüchisige: — Manga egiship chiqqin; chünki Perwerdigar ularni Israilning qoligha berdi, dédi.
Әтрәттикиләр Йонатан билән ярақ көтәргүчисигә: — Бизгә чиқиңлар, биз силәргә бир нәрсини көрситип қойимиз, деди. Йонатан ярақ көтәргүчисигә: — Маңа әгишип чиққин; чүнки Пәрвәрдигар уларни Исраилниң қолиға бәрди, деди.
13 Yonatan qol-putliri bilen ömülep chiqti, yaragh kötürgüchisi keynidin uninggha egeshti. Filistiyler Yonatanning aldida yiqilishti; yaragh kötürgüchisi keynidin kélip ularni qetl qildi.
Йонатан қол-путлири билән өмүләп чиқти, ярақ көтәргүчиси кәйнидин униңға әгәшти. Филистийләр Йонатанниң алдида жиқилишти; ярақ көтәргүчиси кәйнидин келип уларни қәтл қилди.
14 Shu tunji hujumda Yonatan bilen yaragh kötürgüchisi texminen yérim qoshluq yerde öltürgenler yigirmidek adem idi.
Шу тунҗа һуҗумда Йонатан билән ярақ көтәргүчиси тәхминән йерим қошлуқ йәрдә өлтүргәнләр жигирмидәк адәм еди.
15 Andin leshkergahdikikerni, dalada turuwatqanlarni, barliq etretlerdikilerni we bulang-talang qilghuchilarni titrek basti. Ular hem titrep qorqti, yermu tewrinip ketti; chünki bu chong qorqunch Xuda teripidin kelgenidi.
Андин ләшкәргаһдикикәрни, далада туруватқанларни, барлиқ әтрәтләрдикиләрни вә булаң-талаң қилғучиларни титрәк басти. Улар һәм титрәп қорқти, йәрму тәвринип кәтти; чүнки бу чоң қорқунуч Худа тәрипидин кәлгән еди.
16 Emdi Binyamin zéminidiki Gibéahda turuwatqan paylaqchilar kördiki, mana, leshker topliri tarmar bolup uyan-buyan yügürüshüp ketti.
Әнди Бинямин зиминидики Гибеаһда туруватқан пайлақчилар көрдики, мана, ләшкәр топлири тар мар болуп уян-буян жүгүрүшүп кәтти.
17 Saul qéshidiki xelqqe: Ademlirimizni sanap kimning bu yerdin ketkenlikini éniqlanglar, dédi. Ular saniwidi, mana, Yonatan bilen yaragh kötürgüchisi yoq chiqti.
Саул қешидики хәлиққә: Адәмлиримизни санап кимниң бу йәрдин кәткәнлигини ениқлаңлар, деди. Улар санивиди, мана, Йонатан билән ярақ көтәргүчиси йоқ чиқти.
18 Saul Axiyahqa: — Xudaning ehde sanduqini élip kelgin, dédi. Chünki u waqitta Xudaning ehde sanduqi Israilning arisida idi.
Саул Ахияһқа: — Худаниң әһдә сандуғини елип кәлгин, деди. Чүнки у вақитта Худаниң әһдә сандуғи Исраилниң арисида еди.
19 Saul kahin’gha söz qiliwatqanda Filistiylerning leshkergahida bolghan ghelwe barghanséri küchiyip ketti. Saul kahin’gha: — Qolungni yighqin, dédi.
Саул каһинға сөз қиливатқанда Филистийләрниң ләшкәргаһида болған ғәлвә барғансери күчийип кәтти. Саул каһинға: — Қолуңни жиққин, деди.
20 Andin Saul we uning bilen bolghan hemme xelq yighilip jengge chiqti; we mana, Filistiylerning herbiri öz sepdishigha qarshi qilich kötürüp zor parakendilik boldi.
Андин Саул вә униң билән болған һәммә хәлиқ жиғилип җәңгә чиқти; вә мана, Филистийләрниң һәр бири өз сәпдишиға қарши қилич көтирип зор паракәндилик болди.
21 U waqittin ilgiri Filistiylerning arisida bolghan, ular bilen bille leshkergahning etrapigha chiqqan Ibraniylar bar idi; ularmu Saul we Yonatan bilen bille bolghan Israillargha qoshuldi.
У вақиттин илгири Филистийләрниң арисида болған, улар билән биллә ләшкәргаһниң әтрапиға чиққан Ибранийлар бар еди; уларму Саул вә Йонатан билән биллә болған Исраилларға қошулди.
22 Shuningdek Efraim taghlirida özini yoshurghan Israillar Filistiylerning qachqinini anglighanda soqushqa chiqip ularni qoghlidi.
Шуниңдәк Әфраим тағлирида өзини йошурған Исраиллар Филистийләрниң қачқинини аңлиғанда соқушқа чиқип уларни қоғлиди.
23 Shuning bilen Perwerdigar u küni Israilgha nusret berdi. Soqush Beyt-Awenning u teripige ötti.
Шуниң билән Пәрвәрдигар у күни Исраилға нусрәт бәрди. Соқуш Бәйт-Авәнниң у тәрипигә өтти.
24 Lékin Israilning ademliri u küni zor bésim astida qaldi. Chünki Saul ulargha qesem ichküzüp: — Men düshmenlirimdin intiqam almighuche kech bolushtin ilgiri taam yégen kishige lenet bolsun, dep éytqanidi. Shuning üchün xelqtin héchkim taam yémidi.
Лекин Исраилниң адәмлири у күни зор бесим астида қалди. Чүнки Саул уларға қәсәм ичкүзүп: — Мән дүшмәнлиримдин интиқам алмиғичә кәч болуштин илгири таам йегән кишигә ләнәт болсун, дәп ейтқан еди. Шуниң үчүн хәлиқтин һеч ким таам йемиди.
25 Emma barliq zémindiki qoshun bir ormanliqqa kirgende yer yüzide hesel bar idi.
Амма барлиқ зиминдики қошун бир орманлиққа киргәндә йәр йүзидә һәсәл бар еди.
26 Xelq ormanliqqa kirgende, mana bu hesel éqip turatti; lékin héchkim qolini aghzigha kötürmidi, chünki xelq qesemdin qorqatti.
Хәлиқ орманлиққа киргәндә, мана бу һәсәл еқип туратти; лекин һеч ким қолини ағзиға көтәрмиди, чүнки хәлиқ қәсәмдин қорқатти.
27 Lékin Yonatan atisining xelqqe qesem ichküzgenlikini anglimighanidi. Shunga u qolidiki hasini sunup uchini hesel könikige tiqip qoli bilen aghzigha saldi. Shundaq qilip közliri nurlandi.
Лекин Йонатан атисиниң хәлиққә қәсәм ичкүзгәнлигини аңлимиған еди. Шуңа у қолидики һасини сунуп учини һәсәл көнигигә тиқип қоли билән ағзиға салди. Шундақ қилип көзлири нурланди.
28 Emma xelqtin biri: Séning atang xelqqe ching qesem ichküzüp: — Bügün taam yégen kishige lenet bolsun! dep éytqanidi. Shuning üchün xelq halsizlinip ketti, dédi.
Амма хәлиқтин бири: Сениң атаң хәлиққә чиң қәсәм ичкүзүп: — Бүгүн таам йегән кишигә ләнәт болсун! дәп ейтқан еди. Шуниң үчүн хәлиқ һалсизлинип кәтти, деди.
29 Yonatan: — Méning atam zémin’gha azar berdi; qaranglar, bu heseldin kichikkine tétishim bilenla közlirimning shunche nurlan’ghinini körmidinglarmu?
Йонатан: — Мениң атам зиминға азар бәрди; қараңлар, бу һәсәлдин кичиккинә тетишим биләнла көзлиримниң шунчә нурланғинини көрмидиңларму?
30 Xelq bügün düshmenlerdin tartiwalghan oljidin xalighinini yégen bolsa Filistiylerning arisidiki qirghinchiliq téximu zor bolmasmidi? — dédi.
Хәлиқ бүгүн дүшмәнләрдин тартивалған олҗидин халиқинини йегән болса Филистийләрниң арисидики қирғинчилиқ техиму зор болмасмиди? — деди.
31 Ashu küni ular Mikmashtin tartip Filistiylerni qoghlap Ayjalon’ghiche urup qirishti; xelq tola hérip ketkenidi.
Әшу күни улар Микмаштин тартип Филистийләрни қоғлап Айҗалонғичә уруп қиришти; хәлиқ тола һерип кәткән еди.
32 Shuning bilen xelq olja üstige étilip bérip, qoy, kala we mozaylarni tutup shu yerdila soydi. Andin xelq göshni qanni adaliwetmeyla yédi.
Шуниң билән хәлиқ олҗа үстигә етилип берип, қой, кала вә мозайларни тутуп шу йәрдила сойди. Андин хәлиқ гөшни қанни адаливәтмәйла йеди.
33 Saulgha xewer kélip: Mana, xelq qanni adaliwetmeyla göshni yep Perwerdigargha gunah qiliwatidu, dep éytildi. U: Siler Perwerdigargha asiyliq qildinglar! Emdi bu yerge yénimgha chong bir tashni domilitip kélinglar, dédi.
Саулға хәвәр келип: Мана, хәлиқ қанни адаливәтмәйла гөшни йәп Пәрвәрдигарға гуна қиливатиду, дәп ейтилди. У: Силәр Пәрвәрдигарға асийлиқ қилдиңлар! Әнди бу йәргә йенимға чоң бир ташни домилитип келиңлар, деди.
34 Saul yene: Siler xelqning arisigha chiqip ulargha: Herbiri öz kalisini, öz qoyini qéshimgha élip kélip bu yerde soyup yésun; lékin göshni qanni adaliwetmey yep, Perwerdigargha gunah qilmanglar, denglar, dédi. Bu kéche xelqning hemmisi herbiri öz kalisini élip kélip u yerde soydi.
Саул йәнә: Силәр хәлиқниң арисиға чиқип уларға: Һәр бири өз калисини, өз қойини қешимға елип келип бу йәрдә союп йесун; лекин гөшни қанни адаливәтмәй йәп, Пәрвәрдигарға гуна қилмаңлар, дәңлар, деди. Бу кечә хәлиқниң һәммиси һәр бири өз калисини елип келип у йәрдә сойди.
35 Saul bolsa Perwerdigargha bir qurban’gah yasidi. Bu uning Perwerdigargha yasighan tunji qurban’gahi idi.
Саул болса Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиди. Бу униң Пәрвәрдигарға ясиған тунҗа қурбангаһи еди.
36 Saul: — Bu kéchide Filistiylerning péyige chüshüp, ete tang atquche ularni talap héch birini tirik qoymayli, dédi. Xelq: — Néme sanga yaxshi körünse shuni qilghin, dep jawab berdi. Lékin kahin söz qilip: — Perwerdigarning yénigha kirip [yolyoruq sorap] chiqayli, dédi.
Саул: — Бу кечидә Филистийләрниң пейигә чүшүп, әтә таң атқичә уларни талап һеч бирини тирик қоймайли, деди. Хәлиқ: — Немә саңа яхши көрүнсә шуни қилғин, дәп җавап бәрди. Лекин каһин сөз қилип: — Пәрвәрдигарниң йениға кирип [йолйоруқ сорап] чиқайли, деди.
37 Saul Xudadin: — Ya Filistiylerning keynidin chüshüymu? Sen ularni Israilning qoligha tapshuramsen? — dep soridi. Lékin u küni U uninggha héch jawab bermidi.
Саул Худадин: — Я Филистийләрниң кәйнидин чүшүйму? Сән уларни Исраилниң қолиға тапшурамсән? — дәп сориди. Лекин у күни У униңға һеч җавап бәрмиди.
38 Saul: — I xelqning hemme chongliri, bu yerge chiqinglar. Bügün kim gunah qilghanliqini éniqlap béqinglar.
Саул: — И хәлиқниң һәммә чоңлири, бу йәргә чиқиңлар. Бүгүн ким гуна қилғанлиғини ениқлап беқиңлар.
39 Chünki Israilgha nusret bergen Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, bu gunah hetta oghlum Yonatanda tépilsimu u jezmen öltürülsun, dédi. Lékin pütkül xelqtin héchkim uninggha jawab bermidi.
Чүнки Исраилға нусрәт бәргән Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, бу гуна һәтта оғлум Йонатанда тепилсиму у җәзмән өлтүрүлсун, деди. Лекин пүткүл хәлиқтин һеч ким униңға җавап бәрмиди.
40 Andin u pütkül Israilgha: — Siler bir terepte turunglar, men oghlum Yonatan yene bir terepte turayli, dédi. Xelq uninggha: — Néme sanga yaxshi körünse, shuni qilghin, dédi.
Андин у пүткүл Исраилға: — Силәр бир тәрәптә туруңлар, мән оғлум Йонатан йәнә бир тәрәптә турайли, деди. Хәлиқ униңға: — Немә саңа яхши көрүнсә, шуни қилғин, деди.
41 Saul Israilning Xudasi Perwerdigargha: — Bu chek bilen eyni ehwalni ashkara qilghaysen, dédi. Chek bolsa Saul bilen Yonatanni körsetti, xelq qutuldi.
Саул Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға: — Бу чәк билән әйни әһвални ашкарә қилғайсән, деди. Чәк болса Саул билән Йонатанни көрсәтти, хәлиқ қутулди.
42 Saul: — Méning bilen oghlum Yonatanning otturisigha chek tashlanglar, dédi. Shundaq qiliwidi, chek Yonatan’gha chiqti.
Саул: — Мениң билән оғлум Йонатанниң оттурисиға чәк ташлаңлар, деди. Шундақ қиливиди, чәк Йонатанға чиқти.
43 Saul Yonatan’gha: — Qilghiningni manga éytqin, dédi. Yonatan uninggha: — Qolumdiki hasa bilen kichikkine hesel élip tétip baqtim we mana, shuning üchün men ölümge mehkum boldum! — dep jawab berdi.
Саул Йонатанға: — Қилғиниңни маңа ейтқин, деди. Йонатан униңға: — Қолумдики һаса билән кичиккинә һәсәл елип тетип бақтим вә мана, шуниң үчүн мән өлүмгә мәһкүм болдум! — дәп җавап бәрди.
44 Saul: — Sen choqum ölüshüng kérek, i Yonatan; undaq qilmisam, Xuda manga séning béshinggha chüshkendinmu artuq chüshürsun! — dédi.
Саул: — Сән чоқум өлүшүң керәк, и Йонатан; ундақ қилмисам, Худа маңа сениң бешиңға чүшкәндинму артуқ чүшүрсун! — деди.
45 Lékin xelq Saulgha: — Israilda bu ulugh nusretni qazan’ghan Yonatan öltürülemdu? Bundaq ish bizdin néri bolghay! Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimizki, uning béshidin bir tal chach yerge chüshmeydu; chünki bügünki ishni u Xudaning yardimi bilen emelge ashurdi, dédi. Shundaq qilip xelq Yonatanni ölümdin xalas qildi.
Лекин хәлиқ Саулға: — Исраилда бу улуқ нусрәтни қазанған Йонатан өлтүрүләмду? Бундақ иш биздин нери болғай! Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимизки, униң бешидин бир тал чач йәргә чүшмәйду; чүнки бүгүнки ишни у Худаниң ярдими билән әмәлгә ашурди, деди. Шундақ қилип хәлиқ Йонатанни өлүмдин халас қилди.
46 Andin Saul Filistiylerni qoghlashtin toxtidi; Filistiylermu öz jayigha qaytip ketti.
Андин Саул Филистийләрни қоғлаштин тохтиди; Филистийләрму өз җайиға қайтип кәтти.
47 Shundaq qilip Saul Israilning seltenitini özining qildi; andin u chörisidiki düshmenlirige, yeni Moablar, Ammoniylar, Édomiylar, Zobahdiki padishahlar we Filistiylerge hujum qildi. U qaysi terepke yüzlense ghalip kéletti.
Шундақ қилип Саул Исраилниң сәлтәнитини өзиниң қилди; андин у чөрисидики дүшмәнлиригә, йәни Моаблар, Аммонийлар, Едомийлар, Зобаһдики падишалар вә Филистийләргә һуҗум қилди. У қайси тәрәпкә йүзләнсә ғалип келәтти.
48 U zor jasaret körsitip Amaleklerni urup Israilni bulang-talang qilghuchilardin qutquzdi.
У зор җасарәт көрситип Амаләкләрни уруп Исраилни булаң-талаң қилғучилардин қутқузди.
49 Saulning oghulliri Yonatan, Yishwi we Malqi-Shua idi; uning ikki qizining ismi bolsa — chongining Mérab, kichikining Miqal idi.
Саулниң оғуллири Йонатан, Йишви вә Малқи-Шуа еди; униң икки қизиниң исми болса — чоңиниң Мераб, кичигиниң Миқал еди.
50 Saulning ayalining ismi Ahinoam bolup, u Aximaazning qizi idi. Saulning qoshunining serdari Abner idi; u Saulning taghisi Nerning oghli idi.
Саулниң аялиниң исми Аһиноам болуп, у Ахимаазниң қизи еди. Саулниң қошуниниң сәрдари Абнәр еди; у Саулниң тағиси Нәрниң оғли еди.
51 Saulning atisi Kish we Abnerning atisi Ner bolsa, ikkisi Abielning oghulliri idi.
Саулниң атиси Киш вә Абнәрниң атиси Нәр болса, иккиси Абиәлниң оғуллири еди.
52 Saul pütkül ömride Filistiyler bilen qattiq jengde bolup turdi. Saul özi herqachan batur ya palwanlarni körse, uni öz xizmitige salatti.
Саул пүткүл өмридә Филистийләр билән қаттиқ җәңдә болуп турди. Саул өзи һәр қачан батур я палванларни көрсә, уни өз хизмитигә салатти.

< Samuil 1 14 >