< Пәнд-несиһәтләр 19 >
1 Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл, Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур.
2 Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас; Алдираңғу йолдин чиқар.
3 Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4 Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6 Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7 Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8 Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9 Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар.
10 Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11 Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12 Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
13 Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур; Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
14 Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур; Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
15 Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16 [Пәрвәрдигарниң] әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
17 Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини [Пәрвәрдигар] қайтурар.
18 Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
19 Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20 Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21 Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар; Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.
22 Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур; Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур.
23 Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр; У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар.
24 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар.
25 Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур; Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ, Униң билимини техиму зиядә қилар.
26 Атисиниң мелини булиған, Анисини өйидин һайдап чиқарған, Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур.
27 И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң, Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур.
28 Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур; Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар.
29 Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур, Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур.