< Маркус 15 >

1 Әтиси таң етиши биләнла, баш каһинлар ақсақаллар, Тәврат устазлири вә пүткүл алий кеңәшмидикиләр билән мәслиһәтлишип, Әйсани бағлап апирип, [валий] Пилатусқа тапшуруп бәрди. 2 Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. У җававән: — Ейтқиниңдәк, — деди. 3 Баш каһинлар униң үстидин қайта-қайтидин әрз-шикайәтләрни қилишти. 4 Пилатус униңдин йәнә: — Җавап бәрмәмсән? Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду!? — дәп сориди. 5 Бирақ Әйса йәнила һеч җавап бәрмиди; Пилатус буниңға интайин һәйран қалди. 6 Һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, халайиқ қайсибир мәһбусни тәләп қилса, валий уни қоюп берәтти. 7 Әйни вақитта, зинданда Бараббас исимлиқ бир мәһбус бар еди. У өзи билән биллә топилаң көтәргән һәмдә топилаңда қатиллиқ қилған нәччәйлән билән тәң соланған еди. 8 Халайиқ чуқан-сүрән селип валийдин бурун һемишә уларға қилғинидәк йәнә шундақ қилишини тиләшти. 9 Пилатус уларға: — Силәр Йәһудийларниң падишасини қоюп беришимни халамсиләр? — деди 10 (чүнки у баш каһинларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти). 11 Лекин баш каһинлар халайиқни: «Буниң орниға, Бараббасни қоюп бәр» дәп тәләп қилишқа күшкүртти. 12 Пилатус җававән улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр «Йәһудийларниң падишаси» дәп атиған кишини қандақ бир тәрәп қил дәватисиләр? — деди. 13 — Улар йәнә авазини көтирип: — Уни крестлигин! — дәп вақиришатти. 14 Пилатус уларға: — Немишкә? У немә рәзиллик өткүзүпту? — деди. Бирақ улар техиму ғалҗирлишип: — Уни крестлигин! — дәп вақирашти. 15 Шуңа Пилатус, халайиқни рази қилмақчи болуп, Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қамчилатқандин кейин, крестләш үчүн [ләшкәрлиригә] тапшурди. 16 Андин ләшкәрләр Әйсани валий ордисидики сәйнаға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә җәм болушқа чақирди. 17 Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти, андин улар тикәнлик шахчилардин тоқуған бир таҗни бешиға кийгүзди. 18 Андин уни мубарәкләп: «Яшиғайла, и Йәһудийларниң падишаси!» дейишти. 19 Андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп, униңға қарап түкүрүшти вә униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти. 20 Улар уни шундақ мазақ қилғандин кейин, униңдин сөсүн тонни салдуруветип, учисиға өз кийимлирини кийдүрди; андин улар уни крестләш үчүн елип чиқишти. 21 Курини шәһиридин болған, Симон исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти (бу киши Искәндәр билән Руфусниң атиси еди). [Ләшкәрләр] уни тутуп келип, [Әйсаниң] крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди. 22 Улар Әйсани Голгота (тәрҗимиси, «баш сүйәк») дегән йәргә елип кәлди; 23 андин улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди. 24 Улар уни крестлигәндин кейин, кийимлирини өз ара бөлүшүвелиш үчүн, һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди. 25 Уни крестлигән вақит күнниң үчинчи саити еди. 26 Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаси» дәп пүтүлгән еди. 27 Улар униң билән тәң икки қарақчиниму крестлиди, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди. 28 Шундақ қилип, муқәддәс язмилардики: «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди» дегән сөз әмәлгә ашурулди. 29 У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп: — Уһуй, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, 30 әнди өзүңни қутқузуп кресттин чүшүп баққина! — дейишти. 31 Баш каһинлар билән Тәврат устазлириму өз ара шундақ мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. 32 Исраилниң падишаси болған Мәсиһ әнди кресттин чүшүп бақсунчу, шуни көрсәкла униңға етиқат қилимиз! — дейишти. Униң билән тәң крестләнгәнләрму уни шундақ һақарәтләшти. 33 Әнди [күнниң] алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди. 34 Тоққузинчи сааттә Әйса жуқури аваз билән: «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәнаси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди. 35 У йәрдә туруватқанларниң бәзилири буни аңлап: — Мана, у Иляс пәйғәмбәргә нида қиливатиду, — дейишти. 36 Улардин бирәйлән жүгүрүп берип, бир парчә булутни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, иляс [пәйғәмбәр] уни чүшүргили келәрмекин? — деди. 37 Әйса қаттиқ вақириди-дә, роһини қоювәтти. 38 Вә [шу әснада] ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди. 39 Әнди униң удулида турған йүз беши униң қандақ нида қилип роһини қоювәткәнлигини көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән Худаниң оғли екән! — деди. 40 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап туруватқан бир нәччә аялларму бар еди. Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрйәм вә Саломилар бар еди. 41 Улар әслидә Әйса Галилийә өлкисидә турған вақитта униңға әгишип, униң хизмитидә болғанлар еди; булардин башқа униң билән Йерусалимға биргә кәлгән йәнә нурғун аялларму [униң әһвалиға] қарап туратти. 42 Кәчқурун кирип қалғанда («тәйярлаш күни», йәни шабат күниниң алдинқи күни болғачқа), 43 алий кеңәшминиң толиму мөтивәр әзаси, Ариматиялиқ Йүсүп бар еди. Уму Худаниң падишалиғини күтүватқан болуп, җүръәт қилип [валий] Пилатусниң алдиға кирип, униңдин Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди. 44 Пилатус Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигигә һәйран болди; у йүз бешини чақирип, униңдин Әйсаниң өлгинигә хелә вақит болдиму, дәп сориди. 45 Йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни бәрди. 46 Йүсүп есил канап рәхт сетивелип, җәсәтни [кресттин] чүшүрүп канап рәхттә кепәнлиди вә уни қияда оюлған бир қәбиргә қойди; андин қәбирниң ағзиға бир ташни домилитип қойди. 47 Вә Магдаллиқ Мәрйәм билән Йосәниң аниси Мәрйәм униң қоюлған йерини көрүвалди.

< Маркус 15 >