< Аюп 29 >

1 Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
ἔτι δὲ προσθεὶς Ιωβ εἶπεν τῷ προοιμίῳ
2 «Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди, Тәңри мәндин хәвәр алған күнләрдикидәк болсиди!
τίς ἄν με θείη κατὰ μῆνα ἔμπροσθεν ἡμερῶν ὧν με ὁ θεὸς ἐφύλαξεν
3 У чағда Униң чириғи бешимға нур чачқан, Униң йоруқлуғи билән қараңғулуқтин өтүп кәткән болаттим!
ὡς ὅτε ηὔγει ὁ λύχνος αὐτοῦ ὑπὲρ κεφαλῆς μου ὅτε τῷ φωτὶ αὐτοῦ ἐπορευόμην ἐν σκότει
4 Бу ишлар мән қиран вақтимда, Йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш [дост] болған вақитта болған еди!
ὅτε ἤμην ἐπιβρίθων ὁδοῖς ὅτε ὁ θεὸς ἐπισκοπὴν ἐποιεῖτο τοῦ οἴκου μου
5 Һәммигә Қадир мән билән биллә болған, Мениң яш балилирим әтрапимда болған;
ὅτε ἤμην ὑλώδης λίαν κύκλῳ δέ μου οἱ παῖδες
6 Мениң басқан қәдәмлирим сериқ майға чөмүлгән; Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан;
ὅτε ἐχέοντό μου αἱ ὁδοὶ βουτύρῳ τὰ δὲ ὄρη μου ἐχέοντο γάλακτι
7 Шәһәр дәрвазисиға чиққан вақтимда, Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда,
ὅτε ἐξεπορευόμην ὄρθριος ἐν πόλει ἐν δὲ πλατείαις ἐτίθετό μου ὁ δίφρος
8 Яшлар мени көрүпла әйминип өзлирини чәткә алатти, Қерилар болса орнидин туратти,
ἰδόντες με νεανίσκοι ἐκρύβησαν πρεσβῦται δὲ πάντες ἔστησαν
9 Шаһзадиләрму гәптин тохтап, Қоли билән ағзини етивалатти.
ἁδροὶ δὲ ἐπαύσαντο λαλοῦντες δάκτυλον ἐπιθέντες ἐπὶ στόματι
10 Ақсүйәкләрму тиничлинип, Тилини таңлийиға чапливалатти.
οἱ δὲ ἀκούσαντες ἐμακάρισάν με καὶ γλῶσσα αὐτῶν τῷ λάρυγγι αὐτῶν ἐκολλήθη
11 Қулақ сөзүмни аңлисила, маңа бәхит тиләйтти, Көз мени көрсила маңа яхши гувалиқ берәтти.
ὅτι οὖς ἤκουσεν καὶ ἐμακάρισέν με ὀφθαλμὸς δὲ ἰδών με ἐξέκλινεν
12 Чүнки мән маңа һимайә бол дәп йелинған езилгүчиләрни, Панаһсиз қалған житим-йесирларниму қутқузуп тураттим.
διέσωσα γὰρ πτωχὸν ἐκ χειρὸς δυνάστου καὶ ὀρφανῷ ᾧ οὐκ ἦν βοηθός ἐβοήθησα
13 Һалак болай дегән киши маңа бәхит тиләйтти; Мән тул хотунниң көңлини шатландуруп нахша яңратқузаттим.
εὐλογία ἀπολλυμένου ἐπ’ ἐμὲ ἔλθοι στόμα δὲ χήρας με εὐλόγησεν
14 Мән һәққанийлиқни тон қилип кийивалдим, У мени өз гәвдиси қилди. Адаләтлигим маңа йепинча һәм сәллә болған.
δικαιοσύνην δὲ ἐνεδεδύκειν ἠμφιασάμην δὲ κρίμα ἴσα διπλοΐδι
15 Мән корға көз болаттим, Токурға пут болаттим.
ὀφθαλμὸς ἤμην τυφλῶν ποὺς δὲ χωλῶν
16 Йоқсулларға ата болаттим, Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим.
ἐγὼ ἤμην πατὴρ ἀδυνάτων δίκην δέ ἣν οὐκ ᾔδειν ἐξιχνίασα
17 Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, Олҗисини чишлиридин елип кетәттим.
συνέτριψα δὲ μύλας ἀδίκων ἐκ δὲ μέσου τῶν ὀδόντων αὐτῶν ἅρπαγμα ἐξέσπασα
18 Һәм: «Мениң күнлирим қумдәк көп болуп, Өз угамда раһәт ичидә өлимән» дәйттим;
εἶπα δέ ἡ ἡλικία μου γηράσει ὥσπερ στέλεχος φοίνικος πολὺν χρόνον βιώσω
19 Һәм: «Йилтизим суларғичә тартилип бариду, Шәбнәм пүтүн кечичә шехимға чаплишип ятиду;
ἡ ῥίζα μου διήνοικται ἐπὶ ὕδατος καὶ δρόσος αὐλισθήσεται ἐν τῷ θερισμῷ μου
20 Шөһритим һәрдайим мәндә йеңилинип туриду, Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим.
ἡ δόξα μου καινὴ μετ’ ἐμοῦ καὶ τὸ τόξον μου ἐν χειρὶ αὐτοῦ πορεύσεται
21 Адәмләр маңа қулақ салатти, күтүп туратти; Несиһәтлирини аңлай дәп сүкүт ичидә туратти.
ἐμοῦ ἀκούσαντες προσέσχον ἐσιώπησαν δὲ ἐπὶ τῇ ἐμῇ βουλῇ
22 Мән гәп қилғандин кейин улар қайта гәп қилмайтти, Сөзлирим уларниң үстигә шәбнәм болуп чүшәтти.
ἐπὶ δὲ τῷ ἐμῷ ῥήματι οὐ προσέθεντο περιχαρεῖς δὲ ἐγίνοντο ὁπόταν αὐτοῖς ἐλάλουν
23 Улар ямғурларни күткәндәк мени күтәтти, Кишиләр [вақтида яққан] «кейинки ямғур»ни қарши алғандәк сөзлиримни ағзини ечип ичәтти!
ὥσπερ γῆ διψῶσα προσδεχομένη τὸν ὑετόν οὕτως οὗτοι τὴν ἐμὴν λαλιάν
24 Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, Йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти.
ἐὰν γελάσω πρὸς αὐτούς οὐ μὴ πιστεύσωσιν καὶ φῶς τοῦ προσώπου μου οὐκ ἀπέπιπτεν
25 Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим, Уларниң арисида каттиваш болуп олтираттим, Қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, Бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим».
ἐξελεξάμην ὁδὸν αὐτῶν καὶ ἐκάθισα ἄρχων καὶ κατεσκήνουν ὡσεὶ βασιλεὺς ἐν μονοζώνοις ὃν τρόπον παθεινοὺς παρακαλῶν

< Аюп 29 >