< پیدایش 18 >

و خداوند در بلوطستان ممری، بروی ظاهر شد، و او در گرمای روز به درخیمه نشسته بود. ۱ 1
Пәрвәрдигар Мамрәдики дубзарлиқниң йенида Ибраһимға көрүнди; бу күн әң иссиған вақит болуп, у өз чедириниң ишигидә олтиратти.
ناگاه چشمان خود را بلندکرده، دید که اینک سه مرد در مقابل اوایستاده‌اند. و چون ایشان را دید، از در خیمه به استقبال ایشان شتافت، و رو بر زمین نهاد ۲ 2
У бешини көтирип нәзәр селивиди, мана униң удулида үч киши өрә туратти. Уларни көрүп у чедириниң ишигидин қопуп, уларниң алдиға жүгүрүп берип, йәргә тәккидәк тазим қилип:
و گفت: «ای مولا، اکنون اگر منظور نظر تو شدم، از نزدبنده خود مگذر، ۳ 3
— и Рәббим, әгәр пеқир нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, өтүнимәнки, қуллириниң йенидин өтүп кәтмигәйла;
اندک آبی بیاورند تا پای خودرا شسته، در زیر درخت بیارامید، ۴ 4
азғина су кәлтүрүлсун, силәр путлириңларни жуюп дәрәқниң тегидә арам еливелиңлар.
و لقمه نانی بیاورم تا دلهای خود را تقویت دهید و پس از آن روانه شوید، زیرا برای همین، شما را بر بنده خودگذر افتاده است.» گفتند: «آنچه گفتی بکن.» ۵ 5
Силәр өз қулуңларниң йенидин өткән екәнсиләр, мән бир чишләм нан елип чиқай, силәр һардуқуңларни чиқирип, андин өтүп кәткәйсиләр, деди. Улар җавап берип: — Ейтқиниңдәк қилғин, девиди,
پس ابراهیم به خیمه، نزد ساره شتافت و گفت: «سه کیل از آرد میده بزودی حاضر کن و آن را خمیرکرده، گرده‌ها بساز.» ۶ 6
Ибраһим чедириға Сараһниң қешиға жүгүрүп кирип, униңға: — Үч дас есил ундин тез хемир жуғуруп тоғач әткин, — деди.
و ابراهیم به سوی رمه شتافت و گوساله نازک خوب گرفته، به غلام خودداد تا بزودی آن را طبخ نماید. ۷ 7
Андин Ибраһим кала падисиға жүгүрүп берип, юмран убдан бир мозайни таллап, чакириға тапшурди; у буни тезла тәйяр қилди.
پس کره و شیر وگوساله‌ای را که ساخته بود، گرفته، پیش روی ایشان گذاشت، و خود در مقابل ایشان زیردرخت ایستاد تا خوردند. ۸ 8
Андин Ибраһим сериқ май, сүт вә тәйярлатқан мозайни елип келип, уларниң алдиға тутуп, өзи дәрәқниң тегидә уларниң алдида өрә турди; улар улардин йеди. Улар униңдин: аялиң Сараһ нәдә, дәп соривиди, у җавап берип: — Мана, чедирда, деди.
به وی گفتند: «زوجه ات ساره کجاست؟» گفت: «اینک درخیمه است.» ۹ 9
گفت: «البته موافق زمان حیات، نزد تو خواهم برگشت، و زوجه ات ساره را پسری خواهد شد.» و ساره به در خیمه‌ای که در عقب اوبود، شنید. ۱۰ 10
Бириси: — Мән келәр жили мошу вақитта қешиңға җәзмән қайтип келимән, вә мана у вақитта аялиң Сараһниң бир оғли болиду, — деди. Сараһ болса униң кәйнидики чедирниң ишигидә туруп, буларни аңлавататти.
و ابراهیم و ساره پیر و سالخورده بودند، و عادت زنان از ساره منقطع شده بود. ۱۱ 11
Ибраһим билән Сараһ иккиси яшинип, қерип қалған еди; Сараһта аял кишиләрдә болидиған адәт көрүш тохтап қалған еди.
پس ساره در دل خود بخندید و گفت: «آیا بعداز فرسودگی‌ام مرا شادی خواهد بود، و آقایم نیزپیر شده است؟» ۱۲ 12
Шуңа Сараһ өз ичидә күлүп: — Мән шунчә қерип кәткән турсам, растинла ләззәт көрәләрмәнму? Еримму қерип кәткән турса? — дәп хиял қилди.
و خداوند به ابراهیم گفت: «ساره برای چه خندید؟» و گفت: «آیا فی الحقیقه خواهم زایید و حال آنکه پیر هستم؟» ۱۳ 13
Пәрвәрдигар Ибраһимға: — Сараһниң: «Мән қерип кәткән турсам, растинла бала туғармәнму?» дәп күлгини немиси?
«مگرهیچ امری نزد خداوند مشکل است؟ در وقت موعود، موافق زمان حیات، نزد تو خواهم برگشت و ساره را پسری خواهد شد.» ۱۴ 14
Пәрвәрдигарға мүмкин болмайдиған тилсимат иш барму? Бекиткән вақитта, йәни келәр жили дәл бу чағда қайтип келимән вә у вақитта Сараһниң бир оғли болиду, — деди.
آنگاه ساره انکار کرده، گفت: «نخندیدم»، چونکه ترسید. گفت: «نی، بلکه خندیدی.» ۱۵ 15
Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди.
پس، آن مردان از آنجا برخاسته، متوجه سدوم شدند، و ابراهیم ایشان را مشایعت نمود. ۱۶ 16
Андин бу затлар у йәрдин қопуп, Содом тәрәпкә нәзирини ағдурди. Ибраһимму уларни узитип, улар билән биллә маңди.
و خداوند گفت: «آیا آنچه من می‌کنم ازابراهیم مخفی دارم؟ ۱۷ 17
Пәрвәрдигар: — Мән қилидиған ишимни Ибраһимдин йошурсам боламду?
و حال آنکه از ابراهیم هرآینه امتی بزرگ و زورآور پدید خواهد آمد، وجمیع امت های جهان از او برکت خواهند یافت. ۱۸ 18
Чүнки Ибраһимдин улуқ вә күчлүк бир әл чиқиду вә шуниңдәк йәр йүзидики барлиқ әл-милләтләр у арқилиқ бәхит-бәрикәткә муйәссәр болидиған турса?
زیرا او را می‌شناسم که فرزندان و اهل خانه خود را بعد از خود امر خواهد فرمود تا طریق خداوند را حفظ نمایند، و عدالت و انصاف را بجاآورند، تا خداوند آنچه به ابراهیم گفته است، به وی برساند.» ۱۹ 19
Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп, уларға Пәрвәрдигарниң йолини тутуп, һәққанийлиқни вә адаләтни жүргүзүшни үгитиду. Буниң билән Мәнки Пәрвәрдигар Ибраһим тоғрилиқ қилған вәдәмни әмәлгә ашуримән, — деди.
پس خداوند گفت: «چونکه فریاد سدوم و عموره زیاد شده است، و خطایای ایشان بسیار گران، ۲۰ 20
Андин Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Содом вә Гоморра тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд наһайити күчлүк, уларниң гунайи интайин еғир болғини үчүн,
اکنون نازل می‌شوم تا ببینم موافق این فریادی که به من رسیده، بالتمام کرده اندوالا خواهم دانست.» ۲۱ 21
Мән һазирла чүшимән, қилмишлири растинла шу дад-пәрядлардин Маңа мәлум болғандәк шунчә рәзилму, билип бақай; унчә рәзил болмиғандиму, Мән уни билишим керәк».
آنگاه آن مردان از آنجابسوی سدوم متوجه شده، برفتند. و ابراهیم درحضور خداوند هنوز ایستاده بود. ۲۲ 22
Шуниң билән бу кишиләр у йәрдин қозғилип, Содом тәрәпкә йол алди. Лекин Ибраһим йәнила Пәрвәрдигарниң алдида өрә туратти.
و ابراهیم نزدیک آمده، گفت: «آیا عادل را با شریر هلاک خواهی کرد؟ ۲۳ 23
Ибраһим йеқин берип: — Сән растинла һәққанийларни рәзилләр билән қошуп һалак қиламсән?
شاید در شهر پنجاه عادل باشند، آیا آن را هلاک خواهی کرد و آن مکان را بخاطرآن پنجاه عادل که در آن باشند، نجات نخواهی داد؟ ۲۴ 24
Шәһәрдә әллик һәққаний киши бар болуши мүмкин; Сән растинла шу җайни һалак қиламсән, әллик һәққаний киши үчүн у җайни кәчүрүм қилмамсән?
حاشا از تو که مثل این کار بکنی که عادلان را با شریران هلاک سازی و عادل و شریر مساوی باشند. حاشا از تو آیا داور تمام جهان، انصاف نخواهد کرد؟» ۲۵ 25
Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди.
خداوند گفت: «اگر پنجاه عادل در شهر سدوم یابم هر آینه تمام آن مکان را به‌خاطر ایشان رهایی دهم.» ۲۶ 26
Пәрвәрдигар җавап берип: — Әгәр Мән Содом шәһиридә әллик һәққанийни тапсам, улар үчүн пүткүл җайни аяп қалимән, — деди.
ابراهیم در جواب گفت: «اینک من که خاک و خاکستر هستم جرات کردم که به خداوند سخن گویم. ۲۷ 27
Андин Ибраһим җавап берип: — Мана мән пәқәт топа билән күлдин ибарәт болсамму, мән Егәм билән сөзләшкили йәнә петиналидим.
شاید از آن پنجاه عادل پنج کم باشد، آیا تمام شهر را بسبب پنج، هلاک خواهی کرد؟» گفت: «اگر‌چهل و پنج در آنجا یابم، آن را هلاک نکنم.» ۲۸ 28
Мабада шу әллик һәққанийдин бәш киши кам болса, Сән бу бәш кишиниң кам болғини үчүн пүткүл шәһәрни йоқитамсән? — деди. У: — Әгәр Мән шу йәрдә қириқ бәшни тапсамму, уни йоқатмаймән, деди.
بار دیگر بدو عرض کرده، گفت: «هر گاه در آنجا چهل یافت شوند؟» گفت: «به‌خاطر چهل آن را نکنم.» ۲۹ 29
Ибраһим Униңға сөзини давам қилип: — Шу йәрдә қириқ кишила тепилиши мүмкин, девиди, [Пәрвәрдигар]: — Бу қириқи үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
گفت: «زنهار غضب خداوند افروخته نشود تاسخن گویم، شاید در آنجا سی پیدا شوند؟» گفت: «اگر در آنجا سی یابم، این کار را نخواهم کرد.» ۳۰ 30
У йәнә сөз қилип: И Егәм, хапа болмиғайсән, мән йәнә сөз қилай. Шу йәрдә оттузи тепилиши мүмкин? — деди. У: — Әгәр Мән у йәрдә оттузни тапсамму, йоқатмаймән, — деди.
گفت: «اینک جرات کردم که به خداوندعرض کنم. اگر بیست در آنجا یافت شوند؟» گفت: «به‌خاطر بیست آن را هلاک نکنم.» ۳۱ 31
У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди. Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди.
گفت: «خشم خداوند، افروخته نشود تا این دفعه را فقط عرض کنم، شاید ده در آنجا یافت شوند؟» گفت: «به‌خاطر ده آن را هلاک نخواهم ساخت.» ۳۲ 32
У сөзләп: — И Егәм, хапа болмиғай, мән пәқәт мошу бир қетимла сөз қилай! Шу йәрдә они тепилиши мүмкин, девиди, у җавап берип: — Мән они үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
پس خداوند چون گفتگو را با ابراهیم به اتمام رسانید، برفت و ابراهیم به مکان خویش مراجعت کرد. ۳۳ 33
Пәрвәрдигар Ибраһим билән сөзлишип болғандин кейин кәтти; Ибраһимму өз җайиға қайтип кәтти.

< پیدایش 18 >