< 마태복음 27 >

1 새벽에 모든 대제사장과 백성의 장로들이 예수를 죽이려고 함께 의논하고
Таң атқандила, пүтүн баш каһинлар билән хәлиқ ақсақаллири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн мәслиһәтләшти.
2 결박하여 끌고 가서 총독 빌라도에게 넘겨 주니라
Улар уни бағлап апирип, валий Понтиус Пилатусқа тапшуруп бәрди.
3 때에 예수를 판 유다가 그의 정죄됨을 보고 스스로 뉘우쳐 그 은 삼십을 대제사장들과 장로들에게 도로 갖다 주며
Униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда униң өлүмгә һөкүм қилинғанлиғини көрүп, бу ишларға пушайман қилди вә баш каһинлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип:
4 가로되 내가 무죄한 피를 팔고 죄를 범하였도다 하니 저희가 가로되 그것이 우리에게 무슨 상관이 있느냐 네가 당하라 하거늘
— Мән бегуна бир җанниң қени төкүлүшкә сатқунлуқ қилип гуна өткүздүм, — деди. Буниңға бизниң немә каримиз? Өз ишиңни бил! — дейишти улар.
5 유다가 은을 성소에 던져 넣고 물러가서 스스로 목매어 죽은지라
Йәһуда көмүш тәңгиләрни ибадәтханиниң ичигә чөривәтти вә у йәрдин кетип, талаға чиқип, есилип өлүвалди.
6 대제사장들이 그 은을 거두며 가로되 이것은 피 값이라 성전고에 넣어둠이 옳지 않다 하고
Баш каһинлар көмүш тәңгиләрни жиғивелип: — Бу хун төлүми болған [тәңгиләрдур], уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам, — дейишти.
7 의논한 후 이것으로 토기장이의 밭을 사서 나그네의 묘지를 삼았으니
Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пуллар билән яқа жутлуқларға йәрлик болсун дәп, сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди.
8 그러므로 오늘날까지 그 밭을 피밭이라 일컫느니라
Шуңа бу йәр һазирғичә «қанлиқ етиз» дәп атилип кәлмәктә.
9 이에 선지자 예레미야로 하신 말씀이 이루었나니 일렀으되 저희가 그 정가된 자 곧 이스라엘 자손 중에서 정가한 자의 가격 곧 은 삼십을 가지고
Шу иш билән Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған муну бешарәт әмәлгә ашурулди: — «Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини, Йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти,
10 토기장이의 밭 값으로 주었으니 이는 주께서 내게 명하신 바와 같으니라 하였더라
Вә Пәрвәрдигар маңа көрсәткәндәк, Сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».
11 예수께서 총독 앞에 섰으매 총독이 물어 가로되 네가 유대인의 왕이냐 예수께서 대답하시되 네 말이 옳도다 하시고
Әнди Әйса валийниң алдиға турғузулди. Валий униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. Ейтқиниңдәк, — деди Әйса.
12 대제사장들과 장로들에게 고소를 당하되 아무 대답도 아니하시는지라
Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар униң үстидин әрз-шикайәт қилғанда, у бир еғизму җавап бәрмиди.
13 이에 빌라도가 이르되 저희가 너를 쳐서 얼마나 많은 것으로 증거하는지 듣지 못하느냐 하되
Буниң билән Пилатус униңға: — Уларниң сениң үстүңдин қилған шунчә көп шикайәтлирини аңлимайватамсән? — деди.
14 한 마디도 대답지 아니하시니 총독이 심히 기이히 여기더라
Бирақ у [Пилатусқа] җававән [шикайәтләрниң] бирисигиму җавап бәрмиди. Валий буниңға интайин һәйран қалди.
15 명절을 당하면 총독이 무리의 소원대로 죄수 하나를 놓아 주는 전례가 있더니
Һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, валийниң халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни уларға қоюп бериш адити бар еди.
16 그 때에 바라바라하는 유명한 죄수가 있는데
Әйни вақитта, [римлиқларниң] Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбуси [зинданда] еди.
17 저희가 모였을 때에 빌라도가 물어 가로되 너희는 내가 누구를 너희에게 놓아 주기를 원하느냐 바라바냐 그리스도라 하는 예수냐 하니
Халайиқ җәм болғанда, Пилатус улардин: — Кимни силәргә қоюп беришимни халайсиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди
18 이는 저가 그들의 시기로 예수를 넘겨준 줄 앎이러라
(чүнки у [баш каһин қатарлиқларниң] һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
19 총독이 재판 자리에 앉았을 때에 그 아내가 사람을 보내어 가로되 저 옳은 사람에게 아무 상관도 하지 마옵소서 오늘 꿈에 내가 그사람을 인하여 애를 많이 썼나이다 하더라
Пилатус «сорақ тәхти»дә олтарғанда, аяли униңға адәм әвәтип: — У һәққаний кишиниң ишиға арилашмиғин. Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим, — дәп хәвәр йәткүзди.
20 대제사장들과 장로들이 무리를 권하여 바라바를 달라 하게 하고 예수를 멸하자 하게 하였더니
Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар болса халайиқни мақул қилип, Бараббасни қоюп беришни вә Әйсани йоқитишни тәләп қилдурди.
21 총독이 대답하여 가로되 둘 중에 누구를 너희에게 놓아 주기를 원하느냐 가로되 바라바로소이다
Валий җававән улардин йәнә: — Силәргә бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни халайсиләр? — дәп сориди. Бараббасни, — дейишти улар.
22 빌라도가 가로되 그러면 그리스도라하는 예수를 내가 어떻게 하랴 저희가 다 가로되 십자가에 못 박혀야 하겠나이다
Пилатус әнди: — Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди. Һәммәйлән: — У крестләнсун! — дейишти.
23 빌라도가 가로되 어찜이뇨 무슨 악한 일을 하였느냐 저희가 더욱 소리질러 가로되 십자가에 못 박혀야 하겠나이다 하는지라
Пилатус: — Немишкә? У зади немә яманлиқ өткүзүпту? — дәп сориди. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: У крестләнсун! — дәп турувелишти.
24 빌라도가 아무 효험도 없이 도리어 민란이 나려는 것을 보고 물을 가져다가 무리 앞에서 손을 씻으며 가로되 이 사람의 피에 대하여 나는 무죄하니 너희가 당하라
Пилатус сөзливеришниң беһудә екәнлигини, бәлки буниң орниға малиманчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач: — Бу һәққаний адәмниң қениға мән җавапкар әмәсмән, буниңға өзүңлар мәсъул болуңлар! — деди.
25 백성이 다 대답하여 가로되 그 피를 우리와 우리 자손에게 돌릴지어다 하거늘
Пүтүн хәлиқ җававән: — Униң қени бизниң үстимизгә вә балилиримизниң үстигә чүшсун! — дейишти.
26 이에 바라바는 저희에게 놓아주고 예수는 채찍질하고 십자가에 못 박히게 넘겨 주니라
Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин, крестләшкә [ләшкәрлиригә] тапшурди.
27 이에 총독의 군병들이 예수를 데리고 관정 안으로 들어가서 온 군대를 그에게로 모으고
Андин валийниң ләшкәрлири Әйсани униң ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди.
28 그의 옷을 벗기고 홍포를 입히며
Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти.
29 가시 면류관을 엮어 그 머리에 씌우고 갈대를 그 오른손에 들리고 그 앞에서 무릎을 꿇고 희롱하여 가로되 유대인의 왕이여 평안할지어다 하며
Тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди. Андин униң алдиға тизлинип: «Яшиғайла, Йәһудийларниң падишаси!» дәп мазақ қилишти.
30 그에게 침 뱉고 갈대를 빼앗아 그의 머리를 치더라
Униңға түкүрүшти, қомушни елип униң бешиға урушти.
31 희롱을 다한 후 홍포를 벗기고 도로 그의 옷을 입혀 십자가에 못 박으려고 끌고 나가니라
Уни шундақ мазақ қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә крестләш үчүн елип меңишти.
32 나가다가 시몬이란 구레네 사람을 만나매 그를 억지로 같이 가게 하여 예수의 십자가를 지웠더라
Улар ташқириға чиққинида, Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
33 골고다 즉 해골의 곳이라는 곳에 이르러
Улар Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә кәлгәндә,
34 쓸개 탄 포도주를 예수께 주어 마시게 하려 하였더니 예수께서 맛보시고 마시고자 아니하시더라
[Әйсаға] ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни тетип баққандин кейин, ичкили унимиди.
35 저희가 예수를 십자가에 못 박은 후에 그 옷을 제비 뽑아 나누고
Ләшкәрләр уни крестлигәндин кейин, чәк ташлишип кийимлирини өз ара бөлүшүвалди.
36 거기 앉아 지키더라
Андин у йәрдә олтирип униңға күзәтчилик қилди.
37 그 머리 위에 이는 유대인의 왕 예수라 쓴 죄패를 붙였더라
Улар униң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу Әйса, Йәһудийларниң падишасидур» дәп йезилған шикайәтнамә тахтийини бекитти.
38 이 때에 예수와 함께 강도 둘이 십자가에 못 박히니 하나는 우편에 하나는 좌편에 있더라
[Әйса] билән тәң икки қарақчиму кресткә миқланған болуп, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
39 지나가는 자들은 자기 머리를 흔들며 예수를 모욕하여
Бу йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп:
40 가로되 성전을 헐고 사흘에 짓는 자여 네가 만일 하나님의 아들이어든 자기를 구원하고 십자가에서 내려오라 하며
— Қени, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, әнди өзүңни қутқузә! Худаниң Оғли болсаң, кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
41 그와 같이 대제사장들과 서기관들과 장로들과 함께 희롱하여 가로되
Баш каһинларму, Тәврат устазлири вә ақсақаллар билән биргә уни мәсқирә қилип:
42 저가 남은 구원하였으되 자기는 구원할 수 없도다 저가 이스라엘의 왕이로다 지금 십자가에서 내려올지어다 그러면 우리가 믿겠노라
— Башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. У Исраилниң падишасимиш! Әнди кресттин чүшүп бақсунчу, андин униңға етиқат қилимиз.
43 저가 하나님을 신뢰하니 하나님이 저를 기뻐하시면 이제 구원하실지라 제 말이 나는 하나님의 아들이라 하였도다 하며
У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай! Чүнки у: «Мән Худаниң Оғли» дегән еди, — дейишти.
44 함께 십자가에 못 박힌 강도들도 이와 같이 욕하더라
Униң билән тәң крестләнгән қарақчиларму уни шундақ һақарәтләшти.
45 제 육 시로부터 온 땅에 어두움이 임하여 제 구 시까지 계속하더니
Әнди күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә пүткүл зиминни қараңғулуқ басти.
46 제 구 시 즈음에 예수께서 크게 소리질러 가라사대 엘리 엘리 라마 사박다니 하시니 이는 곧 나의 하나님, 나의 하나님, 어찌하여 나를 버리셨나이까 하는 뜻이라
Тоққузинчи саатләрдә Әйса жуқури авазда: «Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
47 거기 섰던 자 중 어떤 이들이 듣고 가로되 이 사람이 엘리야를 부른다 하고
У йәрдә турғанларниң бәзилири буни аңлап: Бу адәм Иляс [пәйғәмбәр]гә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.
48 그 중에 한 사람이 곧 달려가서 해융을 가지고 신 포도주를 머금게 하여 갈대에 꿰어 마시우거늘
Уларниң ичидин бирәйлән дәрһал жүгүрүп берип бир парчә булутни әкелип, уни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп қойди.
49 그 남은 사람들이 가로되 가만 두어라 엘리야가 와서 저를 구원하나 보자 하더라
Бирақ башқилар: — Тохта! Қарап бақайли, Иляс [пәйғәмбәр] келип уни қутқузуп қалармекин? — дейишти.
50 예수께서 다시 크게 소리 지르시고 영혼이 떠나시다
Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти.
51 이에 성소 휘장이 위로부터 아래까지 찢어져 둘이 되고 땅이 진동하며 바위가 터지고
Вә мана, шу дәқиқидә ибадәтханиниң [ичкири] пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди. Йәр-зимин тәвринип, ташлар йерилип,
52 무덤들이 열리며 자던 성도의 몸이 많이 일어나되
Қәбирләр ечилди (У тирилгәндин кейин, [өлүмдә] ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди).
53 예수의 부활 후에 저희가 무덤에서 나와서 거룩한 성에 들어가 많은 사람에게 보이니라
54 백부장과 및 함께 예수를 지키던 자들이 지진과 그 되는 일들을 보고 심히 두려워하여 가로되 이는 진실로 하나님의 아들이었도다 하더라
Әнди Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши һәм йенидики ләшкәрләр йәрниң тәвришини вә башқа йүз бәргән һадисиләрни көрүп, интайин қорқушуп: — У һәқиқәтән Худаниң Оғли екән! — дейишти.
55 예수를 섬기며 갈릴리에서부터 좇아 온 많은 여자가 거기 있어 멀리서 바라보고 있으니
У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап турған нурғун аялларму бар еди. Улар әслидә Әйсаниң хизмитидә болуп, Галилийәдин униңға әгишип кәлгән еди.
56 그 중에 막달라 마리아와 또 야고보와 요셉의 어머니 마리아와 또 세베대의 아들들의 어머니도 있더라
Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрйәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди.
57 저물었을 때에 아리마대 부자 요셉이라 하는 사람이 왔으니 그도 예수의 제자라
Кәчқурун, Ариматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму Әйсаниң мухлислиридин еди.
58 빌라도에게 가서 예수의 시체를 달라 하니 이에 빌라도가 내어 주라 분부하거늘
У Пилатусниң алдиға берип, Әйсаниң җәситини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға тапшурушқа әмир қилди.
59 요셉이 시체를 가져다가 정한 세마포로 싸서
Йүсүп җәсәтни елип, пакиз канап рәхт билән орап кепәнлиди
60 바위 속에 판 자기 새 무덤에 넣어두고 큰 돌을 굴려 무덤 문에 놓고 가니
вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбригә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир ташни домилитип қоюп, кетип қалди
61 거기 막달라 마리아와 다른 마리아가 무덤을 향하여 앉았더라
(шу чағда Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәмму у йәрдә, қәбирниң удулида олтиратти).
62 그 이튿날은 예비일 다음날이라 대제사장들과 바리새인들이 함께 빌라도에게 모여 가로되
Әнди әтиси, йәни «Тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип:
63 주여 저 유혹하던 자가 살았을 때에 말하되 내가 사흘 후에 다시 살아나리라 한 것을 우리가 기억하노니
— Җанаблири, һелиқи алдамчиниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән» дегини есимиздә бар.
64 그러므로 분부하여 그 무덤을 사흘까지 굳게 지키게 하소서 그의 제자들이 와서 시체를 도적질하여 가고 백성에게 말하되 그가 죽은 자 가운데서 살아났다 하면 후의 유혹이 전보다 더 될까 하나이다 하니
Шуниң үчүн, қәбир үчинчи күнигичә мәһкәм қоғдилиши үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилинмиса, мухлислири келип җәсәтни оғрилап кетип, андин хәлиққә: «У өлүмдин тирилди» дейиши мүмкин. Бундақ алдамчилиқ алдинқисидинму бәттәр болиду, — дейишти.
65 빌라도가 가로되 너희에게 파수꾼이 있으니 가서 힘대로 굳게 하라 하거늘
Пилатус уларға: — Бир гуруппа күзәтчи ләшкәрни силәргә тапшурдум. Қәбирни қурбиңларниң йетишичә мәһкәм қоғдаңлар, — деди.
66 저희가 파수꾼과 함께 가서 돌을 인봉하고 무덤을 굳게 하니라
Шуниң билән улар [күзәтчи ләшкәрләр] билән биллә берип, ташни печәтләп, қәбирни муһапизәт астиға қойди.

< 마태복음 27 >