< 갈라디아서 6 >

1 형제들아 사람이 만일 무슨 범죄한 일이 드러나거든 신령한 너희는 온유한 심령으로 그러한 자를 바로 잡고 네 자신을 돌아보아 너도 시험을 받을까 두려워하라
Қериндашлар, араңлардин бирисиниң һазирму бир гуна-сәһвәнлик садир қиливатқанлиғи байқалған болса, араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта, өзүңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиңлар.
2 너희가 짐을 서로 지라 그리하여 그리스도의 법을 성취하라
Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.
3 만일 누가 아무 것도 되지 못하고 된 줄로 생각하면 스스로 속임이니라
Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас.
4 각각 자기의 일을 살피라 그리하면 자랑할 것이 자기에게만 있고 남에게는 있지 아니하리니
Лекин һәр ким өз әмәлийитигә қарап тәкшүрүп бақсун; шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки өз әмәллиридинла пәхирләнгидәк иш болса, пәхирләнсә болиду.
5 각각 자기의 짐을 질 것임이니라
Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк.
6 가르침을 받는 자는 말씀을 가르치는 자와 모든 좋은 것을 함께 하라
Худаниң сөз-каламидин тәлим алғучи өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләрдин ортақ бәһримән қилсун.
7 스스로 속이지 말라 하나님은 만홀히 여김을 받지 아니하시나니 사람이 무엇으로 심든지 그대로 거두리라
Өз-өзүңларни алдимаңлар — Худани алдап ахмақ қилғили болмайду; чүнки ким немә териса, шуни алиду.
8 자기의 육체를 위하여 심는 자는 육체로부터 썩어진 것을 거두고 성령을 위하여 심는 자는 성령으로부터 영생을 거두리라 (aiōnios g166)
Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду. (aiōnios g166)
9 우리가 선을 행하되 낙심하지 말지니 피곤하지 아니하면 때가 이르매 거두리라
Шуңа, яхши ишларни қилиштин һармайли. Униңға еринмисәк вақти-саити тошқанда чоқум һосул алалаймиз.
10 그러므로 우리는 기회 있는 대로 모든 이에게 착한 일을 하되 더욱 믿음의 가정들에게 할지니라
Шу сәвәптин, биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли.
11 내 손으로 너희에게 이렇게 큰 글자로 쓴 것을 보라
Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!
12 무릇 육체의 모양을 내려 하는 자들이 억지로 너희로 할례 받게 함은 저희가 그리스도의 십자가를 인하여 핍박을 면하려 함뿐이라
Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас; уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас.
13 할례 받은 저희라도 스스로 율법은 지키지 아니하고 너희로 할례 받게 하려 하는 것은 너희의 육체로 자랑하려 함이니라
Чүнки улар өзлириму хәтнә қилинғини билән Тәврат қануниға әмәл қилмайду; лекин улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду.
14 그러나 내게는 우리 주 예수 그리스도의 십자가 외에 결코 자랑할 것이 없으니 그리스도로 말미암아 세상이 나를 대하여 십자가에 못 박히고 내가 또한 세상을 대하여 그러하니라
Өзүмни елип ейтсам, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң кресттики [өлүми]дин башқа һеч иш билән махтанмиғаймән! Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән.
15 할례나 무할례가 아무 것도 아니로되 오직 새로 지으심을 받은 자뿐이니라
Чүнки Мәсиһ Әйсада нә хәтнилик нә хәтнисизлик дегәнләр күчкә егә әмәстур; бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур!
16 무릇 이 규례를 행하는 자에게와 하나님의 이스라엘에게 평강과 긍휼이 있을지어다
Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!
17 이 후로는 누구든지 나를 괴롭게 말라 내가 내 몸에 예수의 흔적을 가졌노라
Буниңдин кейин һеч ким бу ишлар билән йәнә мени аварә қилмисун! Чүнки мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!
18 형제들아 우리 주 예수 그리스도의 은혜가 너희 심령에 있을지어다 아멘
Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай! Амин!

< 갈라디아서 6 >