< 고린도전서 6 >

1 너희 중에 누가 다른 이로 더불어 일이 있는데 구태여 불의한 자들 앞에서 송사하고 성도 앞에서 하지 아니하느냐
Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?
2 성도가 세상을 판단할 것을 너희가 알지 못하느냐 세상도 너희에게 판단을 받겠거든 지극히 작은 일 판단하기를 감당치 못하겠느냐
Муқәддәс бәндиләрниң дунияни сорақ қилидиғанлиғини билмәмсиләр? Әгәр дунияни силәр сорақ қилидиған иш болса, әнди зиғирчилик ишларни һәл қилишқа яримамсиләр?
3 우리가 천사를 판단할 것을 너희가 알지 못하느냐 그러하거든 하물며 세상 일이랴
Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқиридиғанлиғимизни билмәмсиләр? Шундақ болған екән, бу һаяттики ишларни һәл қилиш қанчилик иш еди?
4 그런즉 너희가 세상 사건이 있을 때에 교회에서 경히 여김을 받는 자들을 세우느냐
Силәрдә мошу һаяттики ишлар үстидин һөкүм қилиш зөрүр тепилғанда, җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?
5 내가 너희를 부끄럽게 하려 하여 이 말을 하노니 너희 가운데 그 형제간 일을 판단할 만한 지혜있는 자가 이같이 하나도 없느냐
Мошуларни силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн дәватимән. Әҗәба, араңларда өз қериндашлири оттурисида һөкүм чиқарғидәк дана киши йоқму, һәтта бириму йоқму?
6 형제가 형제로 더불어 송사할 뿐더러 믿지 아니하는 자들 앞에서 하느냐
Униң орнида, қериндаш билән қериндаш дәвалишиватиду, — вә капирлар алдида шундақ қилиду!
7 너희가 피차 송사함으로 너희 가운데 이미 완연한 허물이 있나니 차라리 불의를 당하는 것이 낫지 아니하며 차라리 속는 것이 낫지 아니하냐
Әмәлийәттә өз араңларда дәваларниң болғанлиғиниң өзи силәргә нисбәтән бир әйиптур. Немишкә увалчилиққа чидимайсиләр? Немишкә наһәқчиликкә йол қоймайсиләр?
8 너희는 불의를 행하고 속이는구나 저는 너희 형제로다
Әксичә, силәр наһәқчилик қиливатисиләр, хиянәт қиливатисиләр, йәнә келип қериндашлириңларға шундақ қилисиләр!
9 불의한 자가 하나님의 나라를 유업으로 받지 못할 줄을 알지 못하느냐 미혹을 받지 말라 음란하는 자나 우상 숭배하는 자나 간음하는 자나 탐색하는 자나 남색하는 자나
Һәққанийсизларниң Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайдиғанлиғини билмәмсиләр? Алдинип кәтмәңлар! Бузуқчилиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, зина қилғучилар, бәччивазлар, башқа әрләр билән бузуқлуқ қилғучилар,
10 도적이나 탐람하는 자나 술취하는 자나 후욕하는 자나 토색하는 자들은 하나님의 나라를 유업으로 받지 못하리라
оғрилар, нәпсанийәтчиләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар яки алдамчи-каззаплар Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду;
11 너희 중에 이와 같은 자들이 있더니 주 예수 그리스도의 이름과 우리 하나님의 성령 안에서 씻음과 거룩함과 의롭다 하심을 얻었느니라
бәзиңлар дәрвәқә шундақ болғансиләр; амма силәр Рәб Әйса Мәсиһниң намида вә Худайимизниң Роһи билән жуюлдуңлар, пак-муқәддәс қилиндиңлар, һәққаний қилиндиңлар.
12 모든 것이 내게 가하나 다 유익한 것이 아니요 모든 것이 내게 가하나 내가 아무에게든지 제재를 받지 아니하리라
«Һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма мән һеч қандақ нәрсиниң хумариға қул болмаймән.
13 식물은 배를 위하고 배는 식물을 위하나 하나님이 이것 저것 다 폐하시리라 몸은 음란을 위하지 않고 오직 주를 위하며 주는 몸을 위하시느니라
«Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур»; амма Худа у вә бу һәр иккисини йоққа чиқириду; тән болса бузуқчилиқ үчүн әмәс, бәлки Рәб үчүндур; Рәб тән үчүндур.
14 하나님이 주를 다시 살리셨고 또한 그의 권능으로 우리를 다시 살리시리라
Худа Рәбни тирилдүрди, шуниңдәк бизниму Өз қудрити билән өлүмдин тирилдүриду.
15 너희 몸이 그리스도의 지체인 줄을 알지 못하느냐 내가 그리스도의 지체를 가지고 창기의 지체를 만들겠느냐 결코 그럴 수 없느니라
Тениңларниң Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишә аялниң әзалири қилсам боламду? Һәргиз болмайду!
16 창기와 합하는 자는 저와 한 몸인 줄을 알지 못하느냐 일렀으되 둘이 한 육체가 된다 하셨나니
Ким паһишә аял билән бағланған болса униң билән бир тән болиду, дәп билмәмсиләр? Чүнки «[әр-аял] иккиси бир тән болиду» — дейилгән еди.
17 주와 합하는 자는 한 영이니라
Амма Рәбгә бағланғучи болса Униң билән бир роһтур.
18 음행을 피하라 사람이 범하는 죄마다 몸 밖에 있거니와 음행하는 자는 자기 몸에게 죄를 범하느니라
Бузуқлуқтин қечиңлар. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — амма бузуқлуқ садир қилғучи өз тенигә қарши гуна қилиду.
19 너희 몸은 너희가 하나님께로부터 받은 바 너희 가운데 계신 성령의 전인 줄을 알지 못하느냐 너희는 너희의 것이 아니라
Силәрниң тениңлар силәрни туралғу қилған, Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси, силәр өзүңларни өзүмниңки әмәс дәп билмәмсиләр?
20 값으로 산 것이 되었으니 그런즉 너희 몸으로 하나님께 영광을 돌리라
Чүнки силәр чоң бәдәл билән сетивелинғансиләр; шуңа тениңларда Худани улуқлаңлар.

< 고린도전서 6 >