< 使徒の働き 4 >

1 彼らが民に話していると、祭司たち、宮の守衛長、またサドカイ人たちがやって来たが、
Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, каһинлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә Садуқийлар уларниң йениға келип қалди.
2 この人たちは、ペテロとヨハネが民を教え、イエスのことを例にあげて死者の復活を宣べ伝えているのに、困り果て、
Улар [расулларниң] халайиққа тәлим бериши, җүмлидин «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти.
3 彼らに手をかけて捕えた。そして翌日まで留置することにした。すでに夕方だったからである。
Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди.
4 しかし、みことばを聞いた人々が大ぜい信じ、男の数が五千人ほどになった。
Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
5 翌日、民の指導者、長老、学者たちは、エルサレムに集まった。
Әтиси, [Йәһудийларниң кеңәшмисидики] башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди.
6 大祭司アンナス、カヤパ、ヨハネ、アレキサンデル、そのほか大祭司の一族もみな出席した。
Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди.
7 彼らは使徒たちを真中に立たせて、「あなたがたは何の権威によって、また、だれの名によってこんなことをしたのか。」と尋問しだした。
Улар [Петрус билән Юһаннани] арисиға турғузуп: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.
8 そのとき、ペテロは聖霊に満たされて、彼らに言った。「民の指導者たち、ならびに長老の方々。
Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди: Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири!
9 私たちがきょう取り調べられているのが、病人に行なった良いわざについてであり、その人が何によっていやされたか、ということのためであるなら、
Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
10 皆さんも、またイスラエルのすべての人々も、よく知ってください。この人が直って、あなたがたの前に立っているのは、あなたがたが十字架につけ、神が死者の中からよみがえらせたナザレ人イエス・キリストの御名によるのです。
силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң [күч-қудрити] арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11 『あなたがた家を建てる者たちに捨てられた石が、礎の石となった。』というのはこの方のことです。
Бу [Әйса] болса, [муқәддәс язмиларда] [пүтүлгәндәк], дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур.
12 この方以外には、だれによっても救いはありません。世界中でこの御名のほかには、私たちが救われるべき名としては、どのような名も、人間に与えられていないからです。」
Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.
13 彼らはペテロとヨハネとの大胆さを見、またふたりが無学な、普通の人であるのを知って驚いたが、ふたりがイエスとともにいたのだ、ということがわかって来た。
Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
14 そればかりでなく、いやされた人がふたりといっしょに立っているのを見ては、返すことばもなかった。
Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди.
15 彼らはふたりに議会から退場するように命じ、そして互いに協議した。
Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип:
16 彼らは言った。「あの人たちをどうしよう。あの人たちによって著しいしるしが行なわれたことは、エルサレムの住民全部に知れ渡っているから、われわれはそれを否定できない。
— Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз.
17 しかし、これ以上民の間に広がらないために、今後だれにもこの名によって語ってはならないと、彼らをきびしく戒めよう。」
Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти.
18 そこで彼らを呼んで、いっさいイエスの名によって語ったり教えたりしてはならない、と命じた。
Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди.
19 ペテロとヨハネは彼らに答えて言った。「神に聞き従うより、あなたがたに聞き従うほうが、神の前に正しいかどうか、判断してください。
Лекин Петрус билән Юһанна: — Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар!
20 私たちは、自分の見たこと、また聞いたことを、話さないわけにはいきません。」
Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
21 そこで、彼らはふたりをさらにおどしたうえで、釈放した。それはみなの者が、この出来事のゆえに神をあがめていたので、人々の手前、ふたりを罰するすべがなかったからである。
[Һөкүмранлар] болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди.
22 この奇蹟によっていやされた男は四十歳余りであった。
Чүнки бу сақайтилиш мөҗизилик аламити көрситилгән кишиниң йеши қириқтин ашқан еди.
23 釈放されたふたりは、仲間のところへ行き、祭司長たちや長老たちが彼らに言ったことを残らず報告した。
Улар қоюп берилгәндин кейин, өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип, баш каһинлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини баштин-ахир көпчиликкә уқтурди.
24 これを聞いた人々はみな、心を一つにして、神に向かい、声を上げて言った。「主よ。あなたは天と地と海とその中のすべてのものを造られた方です。
Улар буни аңлиғанда, авазини бир нийәт бир дил билән Худаға көтирип мундақ нида қилди: — И Егимиз, Сән асман-зимин, деңиз-океанларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худадурсән.
25 あなたは、聖霊によって、あなたのしもべであり私たちの先祖であるダビデの口を通して、こう言われました。 『なぜ異邦人たちは騒ぎ立ち、 もろもろの民はむなしいことを計るのか。
Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу: «Әлләр немишкә чуқан салиду? Немә үчүн бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
26 地の王たちは立ち上がり、 指導者たちは、主とキリストに反抗して、 一つに組んだ。』
Дуниядики падишалар сәп тартип, Әмәлдарлар жиғилишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти».
27 事実、ヘロデとポンテオ・ピラトは、異邦人やイスラエルの民といっしょに、あなたが油を注がれた、あなたの聖なるしもべイエスに逆らってこの都に集まり、
— Чүнки дәрвәқә дәл бу шәһәрдә Һерод һәм Понтиус Пилатус, ят әлликләр һәм Исраил хәлиқлири бирлишип, Сән мәсиһлигән муқәддәс хизмәткариң Әйсаға қарши чиқип топланған еди,
28 あなたの御手とみこころによって、あらかじめお定めになったことを行ないました。
шуниң билән күч-қудритиң вә ирадәң бойичә Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған.
29 主よ。いま彼らの脅かしをご覧になり、あなたのしもべたちにみことばを大胆に語らせてください。
Әнди и Пәрвәрдигар, уларниң селиватқан тәһдитлирини көргәйсән, қуллириңни сөз-каламиңни толуқ жүрәклик билән сөзләп йәткүзидиған қилғайсән;
30 御手を伸ばしていやしを行なわせ、あなたの聖なるしもべイエスの御名によって、しるしと不思議なわざを行なわせてください。」
кесәлләрни сақайтишқа қолуңни узитип, муқәддәс хизмәткариң Әйсаниң намида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни яратқайсән.
31 彼らがこう祈ると、その集まっていた場所が震い動き、一同は聖霊に満たされ、神のことばを大胆に語りだした。
Уларниң дуаси аяқлашқанда, улар турған йәр тәвринип кәтти. Улар һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Худаниң сөз-каламини жүрәклик сөзләп йәткүзүшкә башлиди.
32 信じた者の群れは、心と思いを一つにして、だれひとりその持ち物を自分のものと言わず、すべてを共有にしていた。
Топ-топ етиқатчилар бир җан-бир дил, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тәәллуқ пул-мелини «өзүмниң» демәйтти, бәлки һәммисигә ортақ еди.
33 使徒たちは、主イエスの復活を非常に力強くあかしし、大きな恵みがそのすべての者の上にあった。
Расуллар зор күч-қудрәт билән Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худаниң зор меһри-шәпқити уларниң һәммисиниң үстигә қонди.
34 彼らの中には、ひとりも乏しい者がなかった。地所や家を持っている者は、それを売り、代金を携えて来て、
Уларниң арисидикиләрниң һеч немигә һаҗити чүшмәйтти. Чүнки йәр-зимин, өй-җай егидарлири болғанлар уларни сетип, пулини елип келип
35 使徒たちの足もとに置き、その金は必要に従っておのおのに分け与えられたからである。
расулларниң айиғи алдиға қоятти; андин һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәқсим қилинатти.
36 キプロス生まれのレビ人で、使徒たちによってバルナバ(訳すと、慰めの子)と呼ばれていたヨセフも、
Уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди (расуллар уни Барнабас, йәни «Риғбәтләндүргүчи оғул бала» дәп атиған);
37 畑を持っていたので、それを売り、その代金を持って来て、使徒たちの足もとに置いた。
униңму бир парчә етизи бар еди; у шу йолда уни сетип, пулини елип расулларниң айиғи алдиға тапшурди.

< 使徒の働き 4 >