< Προς Τιτον 2 >

1 Σὺ δὲ λάλει ἃ πρέπει τῇ ὑγιαινούσῃ διδασκαλίᾳ·
Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк.
2 πρεσβύτας νηφαλίους εἶναι, σεμνούς, σώφρονας, ὑγιαίνοντας τῇ πίστει, τῇ ἀγάπῃ, τῇ ὑπομονῇ·
Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин.
3 πρεσβύτιδας ὡσαύτως ἐν καταστήματι ἱεροπρεπεῖς, μὴ διαβόλους, μηδὲ οἴνῳ πολλῷ δεδουλωμένας, καλοδιδασκάλους,
Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин.
4 ἵνα σωφρονίζουσιν τὰς νέας φιλάνδρους εἶναι, φιλοτέκνους,
Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду.
5 σώφρονας, ἁγνάς, οἰκουργοὺς ἀγαθάς, ὑποτασσομένας τοῖς ἰδίοις ἀνδράσιν, ἵνα μὴ ὁ λόγος τοῦ θεοῦ βλασφημῆται.
6 τοὺς νεωτέρους ὡσαύτως παρακάλει σωφρονεῖν,
Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин.
7 περὶ πάντα σεαυτὸν παρεχόμενος τύπον καλῶν ἔργων, ἐν τῇ διδασκαλίᾳ ἀφθορίαν, σεμνότητα,
Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп,
8 λόγον ὑγιῆ, ἀκατάγνωστον, ἵνα ὁ ἐξ ἐναντίας ἐντραπῇ, μηδὲν ἔχων λέγειν περὶ ἡμῶν φαῦλον.
һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду.
9 Δούλους ἰδίοις δεσπόταις ὑποτάσσεσθαι, ἐν πᾶσιν εὐαρέστους εἶναι, μὴ ἀντιλέγοντας,
Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай,
10 μὴ νοσφιζομένους, ἀλλὰ πᾶσαν πίστιν ἐνδεικνυμένους ἀγαθήν, ἵνα τὴν διδασκαλίαν τὴν τοῦ σωτῆρος ἡμῶν θεοῦ κοσμῶσιν ἐν πᾶσιν.
оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду.
11 ἐπεφάνη γὰρ ἡ χάρις τοῦ θεοῦ σωτήριος πᾶσιν ἀνθρώποις,
Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди;
12 παιδεύουσα ἡμᾶς, ἵνα ἀρνησάμενοι τὴν ἀσέβειαν καὶ τὰς κοσμικὰς ἐπιθυμίας σωφρόνως καὶ δικαίως καὶ εὐσεβῶς ζήσωμεν ἐν τῷ νῦν αἰῶνι, (aiōn g165)
у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, (aiōn g165)
13 προσδεχόμενοι τὴν μακαρίαν ἐλπίδα καὶ ἐπιφάνειαν τῆς δόξης τοῦ μεγάλου θεοῦ καὶ σωτῆρος ἡμῶν χριστοῦ Ἰησοῦ,
улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду.
14 ὃς ἔδωκεν ἑαυτὸν ὑπὲρ ἡμῶν, ἵνα λυτρώσηται ἡμᾶς ἀπὸ πάσης ἀνομίας, καὶ καθαρίσῃ ἑαυτῷ λαὸν περιούσιον, ζηλωτὴν καλῶν ἔργων.
У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди.
15 Ταῦτα λάλει, καὶ παρακάλει, καὶ ἔλεγχε μετὰ πάσης ἐπιταγῆς. μηδείς σου περιφρονείτω.
Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун.

< Προς Τιτον 2 >