< Προς Ρωμαιους 4 >

1 Τί οὖν ἐροῦμεν εὑρηκέναι Ἀβραὰμ τὸν προπάτορα ἡμῶν κατὰ σάρκα;
Ундақта, биз [Йәһудийларниң] җисманий җәһәттики атимиз Ибраһимниң еришкини тоғрисида немә дәймиз?
2 εἰ γὰρ Ἀβραὰμ ἐξ ἔργων ἐδικαιώθη, ἔχει καύχημα, ἀλλ᾽ οὐ πρὸς θεόν.
Әгәр Ибраһим әмәллири билән һәққаний дәп җакаланған болса, униңда махтанғидәк иш болатти (бәрибир Худаниң алдида униң махтиниш һәққи йоқ еди).
3 τί γὰρ ἡ γραφὴ λέγει; Ἐπίστευσεν δὲ Ἀβραὰμ τῷ θεῷ, καὶ ἐλογίσθη αὐτῷ εἰς δικαιοσύνην.
Чүнки муқәддәс язмиларда немә дейилгән? — «Ибраһим Худаға етиқат қилди; Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дейилиду.
4 τῷ δὲ ἐργαζομένῳ ὁ μισθὸς οὐ λογίζεται κατὰ χάριν ἀλλὰ κατὰ ὀφείλημα·
Ишлигүчигә берилидиған һәқ «меһри-шәпқәт» һесапланмайду, бәлки бир хил «қәриз қайтуруш» һесаплиниду.
5 τῷ δὲ μὴ ἐργαζομένῳ, πιστεύοντι δὲ ἐπὶ τὸν δικαιοῦντα τὸν ἀσεβῆ, λογίζεται ἡ πίστις αὐτοῦ εἰς δικαιοσύνην.
Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!
6 καθάπερ καὶ Δαυεὶδ λέγει τὸν μακαρισμὸν τοῦ ἀνθρώπου ᾧ ὁ θεὸς λογίζεται δικαιοσύνην χωρὶς ἔργων,
Худа қилған әмәллиригә қаримай, һәққаний дәп һесаплиған кишиниң бәхити тоғрилиқ Давут [пәйғәмбәрму] мундақ дегән: —
7 Μακάριοι ὧν ἀφέθησαν αἱ ἀνομίαι καὶ ὧν ἐπεκαλύφθησαν αἱ ἁμαρτίαι·
«Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, Гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур!
8 μακάριος ἀνὴρ οὗ οὐ μὴ λογίσηται κύριος ἁμαρτίαν.
Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!».
9 ὁ μακαρισμὸς οὖν οὗτος ἐπὶ τὴν περιτομήν, ἢ καὶ ἐπὶ τὴν ἀκροβυστίαν; λέγομεν γὰρ ἐλογίσθη τῷ Ἀβραὰμ ἡ πίστις εἰς δικαιοσύνην.
Әнди бәхит ялғуз хәтнә қилинғанларғила мәнсуп боламду, яки хәтнә қилинмиғанларғиму мәнсуп боламду? Чүнки: «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди» дәватимиз.
10 πῶς οὖν ἐλογίσθη; ἐν περιτομῇ ὄντι, ἢ ἐν ἀκροβυστίᾳ; οὐκ ἐν περιτομῇ, ἀλλ᾽ ἐν ἀκροβυστίᾳ·
Һәққанийлиқ қандақ әһвалда униңға һесапланди? Хәтнә қилиништин илгириму яки хәтнә қилиништин кейинму? У хәтнә қилинған һалда әмәс, бәлки хәтнә қилинмиған һалда һесапланди!
11 καὶ σημεῖον ἔλαβεν περιτομῆς, σφραγῖδα τῆς δικαιοσύνης τῆς πίστεως τῆς ἐν τῇ ἀκροβυστίᾳ· εἰς τὸ εἶναι αὐτὸν πατέρα πάντων τῶν πιστευόντων δι᾽ ἀκροβυστίας, εἰς τὸ λογισθῆναι αὐτοῖς τὴν δικαιοσύνην,
Униң хәтнини қобул қилғини болса, уни хәтнә қилиништин бурунла етиқати арқилиқ егә болған һәққанийлиққа мөһүр бәлгүси сүпитидә болған еди. Демәк, у хәтнисиз туруп Худаға етиқат қилғучиларниң һәммисиниң атиси болди — уларму [етиқати билән] һәққаний һесаплиниду!
12 καὶ πατέρα περιτομῆς, τοῖς οὐκ ἐκ περιτομῆς μόνον, ἀλλὰ καὶ τοῖς στοιχοῦσιν τοῖς ἴχνεσιν τῆς ἐν ἀκροβυστίᾳ πίστεως τοῦ πατρὸς ἡμῶν Ἀβραάμ.
У йәнә хәтнә қилинғанларниңму атисидур; демәк, хәтнә қилинған болуши билән тәңла хәтнә қилинмиған вақтидиму етиқатлиқ йол маңған атимиз Ибраһимниң излирини бесип маңғанларниңму атиси болғандур.
13 οὐ γὰρ διὰ νόμου ἡ ἐπαγγελία τῷ Ἀβραὰμ ἢ τῷ σπέρματι αὐτοῦ, τὸ κληρονόμον αὐτὸν εἶναι κόσμου, ἀλλὰ διὰ δικαιοσύνης πίστεως.
Чүнки [Худаниң] Ибраһимға вә нәслигә дунияға мирасхор болуш тоғрисидики вәдә бериши Ибраһимниң Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгинидин әмәс, бәлки етиқаттин болған һәққанийлиқтин кәлгән.
14 εἰ γὰρ οἱ ἐκ νόμου κληρονόμοι, κεκένωται ἡ πίστις, καὶ κατήργηται ἡ ἐπαγγελία·
Чүнки әгәр қанунға интилидиғанлар мирасхор болидиған болса етиқат бекар нәрсә болуп қалатти, Худаниң вәдисиму йоққа чиқирилған болатти.
15 ὁ γὰρ νόμος ὀργὴν κατεργάζεται· οὗ δὲ οὐκ ἔστιν νόμος, οὐδὲ παράβασις.
Чүнки Тәврат қануни [Худаниң] ғәзивини елип келиду; чүнки қанун болмиса, итаәтсизлик дегән ишму болмайду.
16 διὰ τοῦτο ἐκ πίστεως, ἵνα κατὰ χάριν, εἰς τὸ εἶναι βεβαίαν τὴν ἐπαγγελίαν παντὶ τῷ σπέρματι, οὐ τῷ ἐκ τοῦ νόμου μόνον, ἀλλὰ καὶ τῷ ἐκ πίστεως Ἀβραάμ, ὅς ἐστιν πατὴρ πάντων ἡμῶν,
Шуниң үчүн, Худаниң вәдисиниң [пәқәт] Өз меһри-шәпқити арқилиқ әмәлгә ашурулуши үчүн, у етиқатқила асаслиниду. Буниң билән у вәдә Ибраһимниң барлиқ әвлатлириға, пәқәт Тәврат қануни астида туридиғанларғила әмәс, бәлки Ибраһимчә етиқат қилғучиларниң һәммисигиму капаләтлик қилинған. Чүнки муқәддәс язмиларда: «Сени нурғун қовмниң атиси қилдим» дәп йезилғинидәк, Ибраһим һәммимизниң атисидур. Дәрһәқиқәт, у өлүкләрни тирилдүридиған, мәвҗут болмиғанни бар дәп мәвҗут қилидиған, өзи етиғад бағлиған Худа алдида һәммимизниң атиси болди.
17 (καθὼς γέγραπται ὅτι Πατέρα πολλῶν ἐθνῶν τέθεικά σε, ) κατέναντι οὗ ἐπίστευσεν θεοῦ, τοῦ ζωοποιοῦντος τοὺς νεκροὺς καὶ καλοῦντος τὰ μὴ ὄντα ὡς ὄντα·
18 ὃς παρ᾽ ἐλπίδα ἐπ᾽ ἐλπίδι ἐπίστευσεν, εἰς τὸ γενέσθαι αὐτὸν πατέρα πολλῶν ἐθνῶν, κατὰ τὸ εἰρημένον, Οὕτως ἔσται τὸ σπέρμα σου·
Һеч қандақ үмүт қалмисиму у йәнила үмүттә етиқат қилди вә шуниң билән униңға: «Сениң нәслиң [сан-санақсиз] болиду» дәп алдин-ала ейтилғандәк нурғун қовмниң атиси болди.
19 καὶ μὴ ἀσθενήσας τῇ πίστει κατενόησεν τὸ ἑαυτοῦ σῶμα ἤδη νενεκρωμένον, ἑκατονταετής που ὑπάρχων, καὶ τὴν νέκρωσιν τῆς μήτρας Σάῤῥας,
У йүз яшқа йеқинлап, тенини өлгән һесаплисиму, шундақла аяли Сараһниңму балиятқусини өлди дәп қарисиму, йәнила етиқатта аҗизлашмиди;
20 εἰς δὲ τὴν ἐπαγγελίαν τοῦ θεοῦ οὐ διεκρίθη τῇ ἀπιστίᾳ, ἀλλὰ ἐνεδυναμώθη τῇ πίστει, δοὺς δόξαν τῷ θεῷ
Худаниң вәдисигә нисбәтән етиқатсизлиқ қилип һеч иккиләнмиди, әксичә у етиқати арқилиқ күчәйтилди вә Худани улуқлиди,
21 καὶ πληροφορηθεὶς ὅτι ὃ ἐπήγγελται δυνατός ἐστιν καὶ ποιῆσαι·
«У немини вәдә қилған болса шуни әмәлгә ашуруш қудритигә Егидур» дәп толуқ ишәндүрүлди.
22 διὸ [καὶ] ἐλογίσθη αὐτῷ εἰς δικαιοσύνην.
Шуниң билән бу «униң һәққанийлиғи һесапланди».
23 οὐκ ἐγράφη δὲ δι᾽ αὐτὸν μόνον, ὅτι ἐλογίσθη αὐτῷ,
Бу, «Униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән сөз ялғуз униң үчүнла әмәс,
24 ἀλλὰ καὶ δι᾽ ἡμᾶς, οἷς μέλλει λογίζεσθαι, τοῖς πιστεύουσιν ἐπὶ τὸν ἐγείραντα Ἰησοῦν τὸν κύριον ἡμῶν ἐκ νεκρῶν,
бәлки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаға етиқат қилишимиз билән һәққаний һесаплинидиған бизләр үчүнму йезилған;
25 ὃς παρεδόθη διὰ τὰ παραπτώματα ἡμῶν, καὶ ἠγέρθη διὰ τὴν δικαίωσιν ἡμῶν.
[Мәсиһ] болса итаәтсизликлиримиз үчүн пида йолиға тапшурулди вә һәққаний қилинишимиз үчүн тирилдүрүлди.

< Προς Ρωμαιους 4 >