< Αποκαλυψις Ιωαννου 22 +

1 Καὶ ἔδειξέν μοι ποταμὸν ὕδατος ζωῆς, λαμπρὸν ὡς κρύσταλλον, ἐκπορευόμενον ἐκ τοῦ θρόνου τοῦ θεοῦ καὶ τοῦ ἀρνίου.
Андин [пәриштә] маңа хрусталъдәк пақирақ һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көрсәтти. Дәрия Худаниң вә Қозиниң тәхтидин чиққан болуп,
2 ἐν μέσῳ τῆς πλατείας αὐτῆς, καὶ τοῦ ποταμοῦ, ἐντεῦθεν καὶ ἐκεῖθεν, ξύλον ζωῆς, ποιοῦν καρποὺς δώδεκα, κατὰ μῆνα ἕκαστον ἀποδιδοὺς τὸν καρπὸν αὐτοῦ· καὶ τὰ φύλλα τοῦ ξύλου εἰς θεραπείαν τῶν ἐθνῶν.
шәһәрниң ғол йолиниң оттурисида еқиватқан еди. Дәрияниң бу тәрипидә вә у тәрипидиму он икки хил мевә беридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи бар еди; дәрәқниң йопурмақлири әлләрниң шипаси үчүн еди.
3 καὶ πᾶν κατάθεμα οὐκ ἔσται ἔτι· καὶ ὁ θρόνος τοῦ θεοῦ καὶ τοῦ ἀρνίου ἐν αὐτῇ ἔσται· καὶ οἱ δοῦλοι αὐτοῦ λατρεύσουσιν αὐτῷ·
Ләнәт дегән әнди болмайду; Худаниң вә Қозиниң тәхти шәһәрниң ичидә болуп, Униң қул-хизмәткарлири Униң хизмәт-ибадитидә болиду.
4 καὶ ὄψονται τὸ πρόσωπον αὐτοῦ, καὶ τὸ ὄνομα αὐτοῦ ἐπὶ τῶν μετώπων αὐτῶν.
Улар Униң җамалини көриду; Униң нами уларниң пешанилиригә пүтүклүк болиду.
5 καὶ νὺξ οὐκ ἔσται ἔτι· καὶ οὐκ ἔχουσιν χρείαν φωτὸς λύχνου καὶ φωτὸς ἡλίου, ὅτι κύριος ὁ θεὸς φωτιεῖ ἐπ᾽ αὐτούς· καὶ βασιλεύσουσιν εἰς τοὺς αἰῶνας τῶν αἰώνων. (aiōn g165)
У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға муһтаҗ болмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң үстидә йориду, улар әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду. (aiōn g165)
6 Καὶ εἶπέν μοι, Οὗτοι οἱ λόγοι πιστοὶ καὶ ἀληθινοί· καὶ ὁ κύριος ὁ θεὸς τῶν πνευμάτων τῶν προφητῶν ἀπέστειλεν τὸν ἄγγελον αὐτοῦ δεῖξαι τοῖς δούλοις αὐτοῦ ἃ δεῖ γενέσθαι ἐν τάχει.
Пәриштә маңа: — Бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур; пәйғәмбәрләрниң роһлириниң Рәб Худаси йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни Өз қул-хизмәткарлириға көрситиш үчүн, пәриштисини әвәтти, — деди.
7 Καὶ ἰδοὺ ἔρχομαι ταχύ. μακάριος ὁ τηρῶν τοὺς λόγους τῆς προφητείας τοῦ βιβλίου τούτου.
(«Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини тутқучи киши бәхитликтур!»)
8 κἀγὼ Ἰωάννης ὁ ἀκούων καὶ βλέπων ταῦτα· καὶ ὅτε ἤκουσα καὶ ἔβλεψα, ἔπεσα προσκυνῆσαι ἔμπροσθεν τῶν ποδῶν τοῦ ἀγγέλου τοῦ δεικνύοντός μοι ταῦτα.
Буларни аңлиғучи вә көргүчи мән Юһаннамән. Бу ишларни аңлиғинимда вә көргинимдә, буларни маңа көрсәткән пәриштигә сәҗдә қилғили айиғи алдиға жиқилдим.
9 καὶ λέγει μοι, Ὅρα μή· σύνδουλός σού εἰμι, καὶ τῶν ἀδελφῶν σου τῶν προφητῶν, καὶ τῶν τηρούντων τοὺς λόγους τοῦ βιβλίου τούτου· τῷ θεῷ προσκύνησον.
Лекин у маңа: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә қериндашлириң болған пәйғәмбәрләр билән охшаш қул-хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! — деди.
10 Καὶ λέγει μοι, Μὴ σφραγίσῃς τοὺς λόγους τῆς προφητείας τοῦ βιβλίου τούτου· ὁ καιρὸς γὰρ ἐγγύς ἐστιν.
У маңа йәнә: — Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини печәтлимә; чүнки буларниң вақти йеқин кәлди.
11 ὁ ἀδικῶν ἀδικησάτω ἔτι· καὶ ὁ ῥυπαρὸς ῥυπανθήτω ἔτι· καὶ ὁ δίκαιος, δικαιοσύνην ποιησάτω ἔτι· καὶ ὁ ἅγιος, ἁγιασθήτω ἔτι.
Қәбиһлик қилғучи киши қәбиһликни қиливәрсун; пәскәш киши болса пәскәшликтә туривәрсун; һәққаний киши болса һәққанийлиғини жүргүзивәрсун; пак-муқәддәс киши болса пак-муқәддәсликтә туривәрсун, — деди.
12 ἰδοὺ ἔρχομαι ταχύ, καὶ ὁ μισθός μου μετ᾽ ἐμοῦ, ἀποδοῦναι ἑκάστῳ ὡς τὸ ἔργον ἐστὶν αὐτοῦ.
«Мана, пат йеқинда келимән! Һәр кимниң әмәлийитигә қарап беридиғинимни Өзүм билән биллә елип келимән.
13 ἐγὼ τὸ Ἄλφα καὶ τὸ Ω, ὁ πρῶτος καὶ ὁ ἔσχατος, ἀρχὴ καὶ τέλος.
Мән «Алфа» вә «Омега», Биринчи вә Ахирқи, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән».
14 Μακάριοι οἱ πλύνοντες τὰς στολὰς αὐτῶν, ἵνα ἔσται ἡ ἐξουσία αὐτῶν ἐπὶ τὸ ξύλον τῆς ζωῆς, καὶ τοῖς πυλῶσιν εἰσέλθωσιν εἰς τὴν πόλιν.
Һаятлиқ дәриғиниң мевисидин несип болуш вә дәрвазилиридин шәһәргә киришкә муйәссәр болуш үчүн тонлирини жуйғанлар бәхитликтур!
15 ἔξω οἱ κύνες καὶ οἱ φάρμακοι καὶ οἱ πόρνοι καὶ οἱ φονεῖς καὶ οἱ εἰδωλολάτραι, καὶ πᾶς φιλῶν καὶ ποιῶν ψεῦδος.
Шәһәрниң сиртидикиләр — иштлар, сеһиргәрләр, бузуқлуқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилиққа хуштар болғанлар вә әмәл қилғучилардур.
16 Ἐγὼ Ἰησοῦς ἔπεμψα τὸν ἄγγελόν μου μαρτυρῆσαι ὑμῖν ταῦτα ἐπὶ ταῖς ἐκκλησίαις· ἐγώ εἰμι ἡ ῥίζα καὶ τὸ γένος Δαυείδ, ὁ ἀστὴρ ὁ λαμπρὸς ὁ πρωινός.
«Мәнки Әйса җамаәтләрни дәп силәргә бу ишларниң гувалиқини йәткүзүш үчүн пәриштәмни әвәттим. Давутниң Йилтизи һәм Нәсли, Парлақ Таң Юлтузидурмән!»
17 καὶ τὸ πνεῦμα καὶ ἡ νύμφη λέγουσιν, ἔρχου· καὶ ὁ ἀκούων εἰπάτω, ἔρχου. καὶ ὁ διψῶν ἐρχέσθω, ὁ θέλων λαβέτω ὕδωρ ζωῆς δωρεάν.
Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» дәйду. Аңлиғучи: «Кәл!» десун. Уссиғучи һәр ким кәлсун, халиған һәр ким һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун.
18 Μαρτυρῶ ἐγὼ παντὶ τῷ ἀκούοντι τοὺς λόγους τῆς προφητείας τοῦ βιβλίου τούτου· ἐάν τις ἐπιθῇ ἐπ᾽ αὐτά, ἐπιθήσει ὁ θεὸς ἐπ᾽ αὐτὸν τὰς πληγὰς τὰς γεγραμμένας ἐν τῷ βιβλίῳ τούτῳ·
Мәнки бу китаптики бешарәтниң сөзлирини аңлиғанларға гувалиқ берип агаһландуримәнки: кимдиким бу сөзләргә бир немини қошса, Худа униңға бу китапта йезилған балаю-апәтләрни қошиду.
19 καὶ ἐάν τις ἀφέλῃ ἀπὸ τῶν λόγων τοῦ βιβλίου τῆς προφητείας ταύτης, ἀφελεῖ ὁ θεὸς τὸ μέρος αὐτοῦ ἀπὸ τοῦ ξύλου τῆς ζωῆς, καὶ [ἐκ] τῆς πόλεως τῆς ἁγίας, τῶν γεγραμμένων ἐν τῷ βιβλίῳ τούτῳ.
Кимдиким бу бешарәтлик китапниң сөзлиридин бирәр сөзни елип ташлиса, Худаму униңдин бу китапта йезилған һаятлиқ дәриғидин вә муқәддәс шәһәрдин болидиған несивисини елип ташлайду.
20 λέγει ὁ μαρτυρῶν ταῦτα, Ναὶ ἔρχομαι ταχύ· ἀμήν. ἔρχου, Κύριε Ἰησοῦ.
— Мана, буларға агаһ-гува Бәргүчи болса мундақ дәйду: — «Шундақ, пат йеқинда келимән!» — «Амин! Кәл, я Рәб Әйса!»
21 Ἡ χάρις τοῦ κυρίου Ἰησοῦ μετὰ τῶν ἁγίων.
Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә болғай, амин!

< Αποκαλυψις Ιωαννου 22 +