< Κατα Ματθαιον 25 >

1 Τότε ὁμοιωθήσεται ἡ βασιλεία τῶν οὐρανῶν δέκα παρθένοις, αἵτινες λαβοῦσαι τὰς λαμπάδας ἑαυτῶν ἐξῆλθον εἰς ὑπάντησιν τοῦ νυμφίου.
У вақитта, әрш падишалиғи худди қоллириға чирақларни елип тойи болған жигитни қарши елишқа чиққан он қиз қолдашқа охшайду.
2 πέντε δὲ ἐξ αὐτῶν ἦσαν μωραὶ καὶ πέντε φρόνιμοι·
Бу қизларниң бәши пәмлик, бәши болса пәмсиз.
3 αἱ γὰρ μωραὶ λαβοῦσαι τὰς λαμπάδας αὐτῶν, οὐκ ἔλαβον μεθ᾽ ἑαυτῶν ἔλαιον·
Пәмсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға май еливалмапту.
4 αἱ δὲ φρόνιμοι ἔλαβον ἔλαιον ἐν τοῖς ἀγγείοις μετὰ τῶν λαμπάδων αὐτῶν.
Пәмлик қизлар болса чирақлири билән биллә қачилирида майму еливапту.
5 χρονίζοντος δὲ τοῦ νυμφίου ἐνύσταξαν πᾶσαι καὶ ἐκάθευδον.
Жигит кечигип кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.
6 μέσης δὲ νυκτὸς κραυγὴ γέγονεν, Ἰδοὺ ὁ νυμφίος, ἐξέρχεσθε εἰς ἀπάντησιν αὐτοῦ.
Йерим кечидә: «Мана, жигит кәлди, қарши елишқа чиқиңлар!» дегән аваз аңлинипту.
7 τότε ἠγέρθησαν πᾶσαι αἱ παρθένοι ἐκεῖναι, καὶ ἐκόσμησαν τὰς λαμπάδας ἑαυτῶν.
Буниң билән бу қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақлирини пәрләпту.
8 αἱ δὲ μωραὶ ταῖς φρονίμοις εἶπαν, Δότε ἡμῖν ἐκ τοῦ ἐλαίου ὑμῶν, ὅτι αἱ λαμπάδες ἡμῶν σβέννυνται.
Пәмсиз қизлар пәмлик қизларға: «Чирақлиримиз өчүп қалғиливатиду, мейиңлардин бериңларчу» дәпту.
9 ἀπεκρίθησαν δὲ αἱ φρόνιμοι λέγουσαι, Μή ποτε οὐ μὴ ἀρκέσῃ ἡμῖν καὶ ὑμῖν· πορεύεσθε μᾶλλον πρὸς τοὺς πωλοῦντας, καὶ ἀγοράσατε ἑαυταῖς.
Бирақ пәмлик қизлар: «Яқ. болмайду! Бәрсәк, бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Яхшиси, өзүңлар [май] сатқучиларниң йениға берип сетивелиңлар!» дәпту.
10 ἀπερχομένων δὲ αὐτῶν ἀγοράσαι, ἦλθεν ὁ νυμφίος, καὶ αἱ ἕτοιμοι εἰσῆλθον μετ᾽ αὐτοῦ εἰς τοὺς γάμους, καὶ ἐκλείσθη ἡ θύρα.
Лекин улар май сетивалғили кетиватқанда, жигит келип қапту, тәйяр болуп болған қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақипту.
11 ὕστερον δὲ ἔρχονται [καὶ] αἱ λοιπαὶ παρθένοι λέγουσαι, Κύριε κύριε, ἄνοιξον ἡμῖν.
Кейин қалған қизлар қайтип келип: «Ғоҗам, ғоҗам, ишикни ечивәткәйла!» дәпту.
12 ὁ δὲ ἀποκριθεὶς εἶπεν, Ἀμὴν λέγω ὑμῖν, οὐκ οἶδα ὑμᾶς.
Бирақ у: «Силәргә бәрһәқ ейтайки, мән силәрни тонумаймән» дәп җавап берипту.
13 Γρηγορεῖτε οὖν, ὅτι οὐκ οἴδατε τὴν ἡμέραν οὐδὲ τὴν ὥραν.
Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки нә Инсаноғлиниң келидиған күнини нә саитини билмәйсиләр.
14 ὥσπερ γὰρ ἄνθρωπος ἀποδημῶν ἐκάλεσεν τοὺς ἰδίους δούλους καὶ παρέδωκεν αὐτοῖς τὰ ὑπάρχοντα αὐτοῦ·
[Әрш падишалиғи] худди яқа жутқа чиқмақчи болуп, өз чакарлирини чақирип дуниясини уларға тапшурған адәмгә охшайду.
15 καὶ ᾧ μὲν ἔδωκεν πέντε τάλαντα, ᾧ δὲ δύο, ᾧ δὲ ἕν, ἑκάστῳ κατὰ τὴν ἰδίαν δύναμιν· καὶ ἀπεδήμησεν εὐθέως.
У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип, яқа жутқа йол апту.
16 πορευθεὶς [δὲ] ὁ τὰ πέντε τάλαντα λαβὼν εἰργάσατο ἐν αὐτοῖς, καὶ ἐκέρδησεν ἄλλα πέντε.
Бәш талант тәңгә алған чакар берип оқәт қилип, йәнә бәш талант тәңгә пайда тепипту.
17 ὡσαύτως καὶ ὁ τὰ δύο ἐκέρδησεν ἄλλα δύο.
Шу йолда икки талант тәңгә алғиниму йәнә икки талант тәңгә пайда апту.
18 ὁ δὲ τὸ ἓν λαβὼν ἀπελθὼν ὤρυξεν γῆν καὶ ἔκρυψεν τὸ ἀργύριον τοῦ κυρίου αὐτοῦ.
Лекин бир талант тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини бәргән пулни көмүп йошуруп қоюпту.
19 μετὰ δὲ πολὺν χρόνον ἔρχεται ὁ κύριος τῶν δούλων ἐκείνων, καὶ συναίρει λόγον μετ᾽ αὐτῶν.
Әнди узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗиси қайтип келип, улар билән һесаплишипту.
20 καὶ προσελθὼν ὁ τὰ πέντε τάλαντα λαβὼν προσήνεγκεν ἄλλα πέντε τάλαντα λέγων, Κύριε, πέντε τάλαντά μοι παρέδωκας· ἴδε ἄλλα πέντε [τάλαντα] ἐκέρδησα.
Бәш талант тәңгә алғини йәнә бәш талант тәңгини қошуп елип келип: «Ғоҗам, сили маңа бәш талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә бәш талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
21 ἔφη αὐτῷ ὁ κύριος αὐτοῦ, Εὖ δοῦλε ἀγαθὲ καὶ πιστέ, ἐπὶ ὀλίγα ἦς πιστός, ἐπὶ πολλῶν σε καταστήσω· εἴσελθε εἰς τὴν χαρὰν τοῦ κυρίου σου.
Ғоҗайини униңға: Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
22 προσελθὼν δὲ καὶ ὁ τὰ δύο τάλαντα εἶπεν, Κύριε, δύο τάλαντά μοι παρέδωκας· ἴδε ἄλλα δύο τάλαντα ἐκέρδησα.
Икки талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, сили маңа икки талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә икки талант тәңгә пайда алдим» дәпту.
23 ἔφη αὐτῷ ὁ κύριος αὐτοῦ, Εὖ δοῦλε ἀγαθὲ καὶ πιστέ, ἐπὶ ὀλίγα ἦς πιστός, ἐπὶ πολλῶν σε καταστήσω· εἴσελθε εἰς τὴν χαρὰν τοῦ κυρίου σου.
Ғоҗайини униңға: «Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
24 προσελθὼν δὲ καὶ ὁ τὸ ἓν τάλαντον εἰληφὼς εἶπεν, Κύριε, ἔγνων σε ὅτι σκληρὸς εἶ ἄνθρωπος θερίζων ὅπου οὐκ ἔσπειρας, καὶ συνάγων ὅθεν οὐ διεσκόρπισας·
Андин, бир талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, силиниң чиң адәм екәнликлирини биләттим, чүнки өзлири теримиған йәрдин һосулни орувалалайла, һәмдә уруқ чачмиған йәрдинму хаман алила.
25 καὶ φοβηθείς, ἀπελθὼν ἔκρυψα τὸ τάλαντόν σου ἐν τῇ γῇ· ἴδε ἔχεις τὸ σόν.
Шуңа қорқуп, силиниң бәргән бир талант тәңгилирини йәргә көмүп йошуруп қойған едим. Мана пуллирини алсила» дәпту.
26 ἀποκριθεὶς δὲ ὁ κύριος αὐτοῦ εἶπεν αὐτῷ, Πονηρὲ δοῦλε καὶ ὀκνηρέ, ᾔδεις ὅτι θερίζω ὅπου οὐκ ἔσπειρα, καὶ συνάγω ὅθεν οὐ διεσκόρπισα;
Ғоҗиси униңға: «Әй, рәзил, һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ чачмиған йәрдин хаман алидиған адәм дәп билип,
27 ἔδει σε οὖν βαλεῖν τὰ ἀργύριόν μου τοῖς τραπεζίταις, καὶ ἐλθὼν ἐγὼ ἐκομισάμην ἂν τὸ ἐμὸν σὺν τόκῳ.
һеч болмиғанда пулумни җазанихорларға аманәт қоюшуң керәк едиғу! Шундақ қилған болсаң мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алған болмамтим?!
28 ἄρατε οὖν ἀπ᾽ αὐτοῦ τὸ τάλαντον, καὶ δότε τῷ ἔχοντι τὰ δέκα τάλαντα.
Шуңа, униң қолидики талант тәңгини елип, он талант тәңгә бар болғанға бериңлар!
29 τῷ γὰρ ἔχοντι παντὶ δοθήσεται, καὶ περισσευθήσεται· τοῦ δὲ μὴ ἔχοντος, καὶ ὃ ἔχει ἀρθήσεται ἀπ᾽ αὐτοῦ.
Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
30 καὶ τὸν ἀχρεῖον δοῦλον ἐκβάλετε εἰς τὸ σκότος τὸ ἐξώτερον· ἐκεῖ ἔσται ὁ κλαυθμὸς καὶ ὁ βρυγμὸς τῶν ὀδόντων.
Бу ярамсиз чакарни тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.
31 Ὅταν δὲ ἔλθῃ ὁ υἱὸς τοῦ ἀνθρώπου ἐν τῇ δόξῃ αὐτοῦ, καὶ πάντες οἱ ἄγγελοι μετ᾽ αὐτοῦ, τότε καθίσει ἐπὶ θρόνου δόξης αὐτοῦ,
Инсаноғли өз шан-шәриви ичидә барлиқ пәриштилири билән биллә кәлгинидә, шәрәплик тәхтидә олтириду.
32 καὶ συναχθήσονται ἔμπροσθεν αὐτοῦ πάντα τὰ ἔθνη, καὶ ἀφοριεῖ αὐτοὺς ἀπ᾽ ἀλλήλων, ὥσπερ ὁ ποιμὴν ἀφορίζει τὰ πρόβατα ἀπὸ τῶν ἐρίφων,
Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду. Падичи қойларни өшкиләрдин айриғинидәк у уларни айрийду;
33 καὶ στήσει τὰ μὲν πρόβατα ἐκ δεξιῶν αὐτοῦ, τὰ δὲ ἐρίφια ἐξ εὐωνύμων.
у қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айрийду.
34 τότε ἐρεῖ ὁ βασιλεὺς τοῖς ἐκ δεξιῶν αὐτοῦ, Δεῦτε οἱ εὐλογημένοι τοῦ πατρός μου, κληρονομήσατε τὴν ἡτοιμασμένην ὑμῖν βασιλείαν ἀπὸ καταβολῆς κόσμου.
Андин Падиша оң йенидикиләргә: «Әй Атам бәхит ата қилғанлар, келиңлар! Аләм апиридә болғандин бери силәр үчүн тәйярланған падишалиққа варис болуп егә болуңлар!
35 ἐπείνασα γὰρ καὶ ἐδώκατέ μοι φαγεῖν, ἐδίψησα καὶ ἐποτίσατέ με, ξένος ἤμην καὶ συνηγάγετέ με,
Чүнки ач қалғинимда силәр маңа йемәклик бәрдиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алдиңлар,
36 γυμνὸς καὶ περιεβάλετέ με· ἠσθένησα καὶ ἐπεσκέψασθέ με, ἐν φυλακῇ ἤμην καὶ ἤλθατε πρός με.
ялаңач қалғинимда кийдүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — дәйду.
37 τότε ἀποκριθήσονται αὐτῷ οἱ δίκαιοι λέγοντες, Κύριε, πότε σε εἴδαμεν πεινῶντα καὶ ἐθρέψαμεν; ἢ διψῶντα καὶ ἐποτίσαμεν;
У чағда, һәққаний адәмләр униңға: «И Рәб, биз сени қачан ач көрүп озуқ бәрдуқ яки уссуз көрүп уссулуқ бәрдуқ?
38 πότε δέ σε εἴδομεν ξένον καὶ συνηγάγομεν; ἢ γυμνὸν καὶ περιεβάλομεν;
Сени қачан мусапир көрүп өйүмизгә алдуқ яки ялаңач көрүп кийгүздуқ?
39 πότε δέ σε εἴδομεν ἀσθενοῦντα ἢ ἐν φυλακῇ, καὶ ἤλθομεν πρός σε;
Сениң қачан кесәл болғиниңни яки зинданда ятқиниңни көрүп йоқлап бардуқ?» дәп сорайду.
40 καὶ ἀποκριθεὶς ὁ βασιλεὺς ἐρεῖ αὐτοῖς, Ἀμὴν λέγω ὑμῖν, ἐφ᾽ ὅσον ἐποιήσατε ἑνὶ τούτων τῶν ἀδελφῶν μου τῶν ἐλαχίστων, ἐμοὶ ἐποιήσατε.
Вә Падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошу қериндашлиримдин әң кичигидин бирәрсигә шуларни қилғиниңларму, дәл маңа қилған болдуңлар» дәп җавап бериду.
41 Τότε ἐρεῖ καὶ τοῖς ἐξ εὐωνύμων, Πορεύεσθε ἀπ᾽ ἐμοῦ οἱ κατηραμένοι, εἰς τὸ πῦρ τὸ αἰώνιον τὸ ἡτοιμασμένον τῷ διαβόλῳ καὶ τοῖς ἀγγέλοις αὐτοῦ. (aiōnios g166)
Андин у сол йенидикиләргә: «Әй ләнитиләр, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң пәриштилиригә һазирланған мәңгү өчмәс отқа кириңлар! (aiōnios g166)
42 ἐπείνασα γὰρ καὶ οὐκ ἐδώκατέ μοι φαγεῖν, ἐδίψησα καὶ οὐκ ἐποτίσατέ με,
Чүнки ач қалғинимда маңа озуқ бәрмидиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрмидиңлар;
43 ξένος ἤμην καὶ οὐ συνηγάγετέ με, γυμνὸς καὶ οὐ περιεβάλετέ με, ἀσθενὴς καὶ ἐν φυλακῇ, καὶ οὐκ ἐπεσκέψασθέ με.
мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алмидиңлар, ялаңач қалғинимда кийдүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар» дәйду.
44 τότε ἀποκριθήσονται καὶ αὐτοὶ λέγοντες, Κύριε, πότε σὲ εἴδομεν πεινῶντα ἢ διψῶντα ἢ ξένον ἢ γυμνὸν ἢ ἀσθενῆ ἢ ἐν φυλακῇ, καὶ οὐ διηκονήσαμέν σοι;
У чағда, улар: «И Рәб, сени қачан ач, уссуз, мусапир, ялаңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңдә болмидуқ?» дәйду.
45 τότε ἀποκριθήσεται αὐτοῖς λέγων, Ἀμὴν λέγω ὑμῖν, ἐφ᾽ ὅσον οὐκ ἐποιήσατε ἑνὶ τούτων τῶν ἐλαχίστων, οὐδὲ ἐμοὶ ἐποιήσατε.
Андин падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошулардин әң кичигидин бирәрсигә шундақ қилмиғиниңлар маңиму қилмиған болдуңлар» дәп җавап бериду.
46 καὶ ἀπελεύσονται οὗτοι εἰς κόλασιν αἰώνιον, οἱ δὲ δίκαιοι εἰς ζωὴν αἰώνιον. (aiōnios g166)
Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға кирип кетиду, лекин һәққанийлар болса мәңгүлүк һаятқа кириду. (aiōnios g166)

< Κατα Ματθαιον 25 >