< Προς Εβραιους 2 >

1 Διὰ τοῦτο δεῖ περισσοτέρως προσέχειν ἡμᾶς τοῖς ἀκουσθεῖσιν, μή ποτε παραρυῶμεν.
Бу сәвәптин, аллиқандақ йол билән [һәқиқий йолдин] тейилип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәтләргә техиму етивар қилишимиз лазим.
2 εἰ γὰρ ὁ δι᾽ ἀγγέλων λαληθεὶς λόγος ἐγένετο βέβαιος, καὶ πᾶσα παράβασις καὶ παρακοὴ ἔλαβεν ἔνδικον μισθα ποδοσίαν,
Чүнки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-каламниң турақлиқ екәнлиги испатланған һәмдә униңға һәр бир бойсунмаслиқ вә итаәтсизлик қилиш тегишлик җазаға тартилидиған йәрдә,
3 πῶς ἡμεῖς ἐκφευξόμεθα τηλικαύτης ἀμελήσαντες σωτηρίας; ἥτις ἀρχὴν λαβοῦσα λαλεῖσθαι διὰ τοῦ κυρίου, ὑπὸ τῶν ἀκουσάντων εἰς ἡμᾶς ἐβεβαιώθη,
шунчә улуқ қутқузуш-ниҗатқа етивар бәрмисәк, биз қандақму [җазадин] қечип қутулалаймиз?! Чүнки бу ниҗатниң хәвири дәсләптә Рәб арқилиқ уқтурулған, һәм униң һәқлиғини беваситә аңлиғанларму бизгә тәстиқлиған;
4 συνεπιμαρτυροῦντος τοῦ θεοῦ σημείοις τε καὶ τέρασιν, καὶ ποικίλαις δυνάμεσιν, καὶ πνεύματος ἁγίου μερισμοῖς, κατὰ τὴν αὐτοῦ θέλησιν.
униң үстигә Худа бешарәтлик аламәтләр, карамәтләр вә һәр хил қудрәтлик мөҗизиләр арқилиқ, шундақла Өз ирадиси бойичә Муқәддәс Роһниң ата қилған илтипатлири билән тәң буниңға гувалиқ бәргән.
5 Οὐ γὰρ ἀγγέλοις ὑπέταξεν τὴν οἰκουμένην τὴν μέλλουσαν, περὶ ἧς λαλοῦμεν·
Биз дәватқан кәлгүси дунияни Худа пәриштиләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ;
6 διεμαρτύρατο δέ πού τις λέγων, Τί ἐστιν ἄνθρωπος, ὅτι μιμνήσκῃ αὐτοῦ· ἢ υἱὸς ἀνθρώπου, ὅτι ἐπισκέπτῃ αὐτόν;
бәлки бу һәқтә [муқәддәс язмиларниң] бир йеридә бирәйлән мундақ гувалиқ бәргәндур: — «[И Худа], инсан дегән немиди, Сән уни сеғинидикәнсән? Адәм балиси немиди, Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән?
7 ἠλάττωσας αὐτὸν βραχύ τι παρ᾽ ἀγγέλους· δόξῃ καὶ τιμῇ ἐστεφάνωσας αὐτόν, [καὶ κατέστησας αὐτὸν ἐπὶ τὰ ἔργα τῶν χειρῶν σου·]
Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән, Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип кийдүрдүңсән; Уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң;
8 πάντα ὑπέταξας ὑποκάτω τῶν ποδῶν αὐτοῦ. Ἐν τῷ γὰρ ὑποτάξαι αὐτῷ τὰ πάντα, οὐδὲν ἀφῆκεν αὐτῷ ἀνυπότακτον· νῦν δὲ οὔπω ὁρῶμεν αὐτῷ τὰ πάντα ὑποτεταγμένα.
Сән барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән». Әнди «барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән» дегини, һеч қандақ нәрсә униңға бойсунмаслиққа қалдурулмиған, дегәнликтур. Бирақ, һазирчә мәвҗудатларниң һәммисиниңла униңға бойсунғанлиғини техи көрмәйватимиз.
9 τὸν δὲ βραχύ τι παρ᾽ ἀγγέλους ἠλαττωμένον βλέπομεν Ἰησοῦν διὰ τὸ πάθημα τοῦ θανάτου, δόξῃ καὶ τιμῇ ἐστεφανωμένον, ὅπως χάριτι θεοῦ ὑπὲρ παντὸς γεύσηται θανάτου.
Лекин биз үчүн пәриштиләрдин «азғинә вақит төвән қилинған», өлүм азаплирини тартқанлиғи үчүн һазир шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйсани көргүчи болдуқ; чүнки У Худаниң меһри-шәпқити билән һәммәйлән үчүн өлүмниң тәмини тетиди.
10 ἔπρεπεν γὰρ αὐτῷ, δι᾽ ὃν τὰ πάντα καὶ δι᾽ οὗ τὰ πάντα, πολλοὺς υἱοὺς εἰς δόξαν ἀγαγόντα, τὸν ἀρχηγὸν τῆς σωτηρίας αὐτῶν διὰ παθημάτων τελειῶσαι.
Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди.
11 ὅ τε γὰρ ἁγιάζων καὶ οἱ ἁγιαζόμενοι ἐξ ἑνὸς πάντες· δι᾽ ἣν αἰτίαν οὐκ ἐπαισχύνεται ἀδελφοὺς αὐτοὺς καλεῖν,
Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду.
12 λέγων, Ἀπαγγελῶ τὸ ὄνομά σου τοῖς ἀδελφοῖς μου, ἐν μέσῳ ἐκκλησίας ὑμνήσω σε.
Худди У [Худаға (муқәддәс язмиларда йезилғандәк)]: «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени нахшиларда күйләймән» дегән.
13 καὶ πάλιν, Ἐγὼ ἔσομαι πεποιθὼς ἐπ᾽ αὐτῷ. καὶ πάλιν, Ἰδοὺ ἐγὼ καὶ τὰ παιδία ἅ μοι ἔδωκεν ὁ θεός.
У йәнә: «Мән саңа тайинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» дегән.
14 ἐπεὶ οὖν τὰ παιδία κεκοινώνηκεν αἵματος καὶ σαρκός, καὶ αὐτὸς παραπλησίως μετέσχεν τῶν αὐτῶν, ἵνα διὰ τοῦ θανάτου καταργήσῃ τὸν τὸ κράτος ἔχοντα τοῦ θανάτου, τουτέστιν τὸν διάβολον,
Пәрзәнтләр болса әт билән қандин тәнлик болғачқа, Оғулму [шу пәрзәнтләрниңкигә] охшашла әт вә қандин тәнлик болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип,
15 καὶ ἀπαλλάξῃ τούτους, ὅσοι φόβῳ θανάτου διὰ παντὸς τοῦ ζῇν ἔνοχοι ἦσαν δουλείας.
өмүр бойи өлүм қорқунучидин қуллуққа тутулғанларниң һәммисини азатлиққа чиқириш үчүн еди.
16 οὐ γὰρ δήπου ἀγγέλων ἐπιλαμβάνεται, ἀλλὰ σπέρματος Ἀβραὰμ ἐπιλαμβάνεται.
Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду;
17 ὅθεν ὤφειλεν κατὰ πάντα τοῖς ἀδελφοῖς ὁμοιωθῆναι, ἵνα ἐλεήμων γένηται καὶ πιστὸς ἀρχιερεὺς τὰ πρὸς τὸν θεόν, εἰς τὸ ἱλάσκεσθαι τὰς ἁμαρτίας τοῦ λαοῦ.
Шуниң үчүн, У Худаға аит ишларда рәһимдил вә садиқ баш каһин болуши үчүн, хәлиқниң гуналириниң кәчүрүм қурбанлиғини берәлиши үчүн, У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш қилиниши керәк еди.
18 ἐν ᾧ γὰρ πέπονθεν αὐτὸς πειρασθείς, δύναται τοῖς πειραζομένοις βοηθῆσαι.
Чүнки Өзи синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап-оқубәт чәккән болғачқа, У синақларға дуч кәлгәнләргиму ярдәм берәләйду.

< Προς Εβραιους 2 >