< Προς Κολοσσαεις 4 >

1 οἱ κύριοι, τὸ δίκαιον καὶ τὴν ἰσότητα τοῖς δούλοις παρέχεσθε, εἰδότες ὅτι καὶ ὑμεῖς ἔχετε κύριον ἐν οὐρανῷ.
Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.
2 Τῇ προσευχῇ προσκαρτερεῖτε, γρηγοροῦντες ἐν αὐτῇ ἐν εὐχαριστίᾳ·
Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;
3 προσευχόμενοι ἅμα καὶ περὶ ἡμῶν, ἵνα ὁ θεὸς ἀνοίξῃ ἡμῖν θύραν τοῦ λόγου, λαλῆσαι τὸ μυστήριον τοῦ χριστοῦ, δι᾽ ὃ καὶ δέδεμαι,
шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;
4 ἵνα φανερώσω αὐτὸ ὡς δεῖ με λαλῆσαι.
шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға [дуа қилиңлар].
5 ἐν σοφίᾳ περιπατεῖτε πρὸς τοὺς ἔξω, τὸν καιρὸν ἐξαγοραζόμενοι.
Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.
6 ὁ λόγος ὑμῶν πάντοτε ἐν χάριτι, ἅλατι ἠρτυμένος, εἰδέναι πῶς δεῖ ὑμᾶς ἑνὶ ἑκάστῳ ἀποκρίνεσθαι.
Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.
7 τὰ κατ᾽ ἐμὲ πάντα γνωρίσει ὑμῖν Τυχικὸς ὁ ἀγαπητὸς ἀδελφὸς καὶ πιστὸς διάκονος καὶ σύνδουλος ἐν κυρίῳ,
Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.
8 ὃν ἔπεμψα πρὸς ὑμᾶς εἰς αὐτὸ τοῦτο, ἵνα γνῶτε τὰ περὶ ἡμῶν καὶ παρακαλέσῃ τὰς καρδίας ὑμῶν,
Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур.
9 σὺν Ὀνησίμῳ τῷ πιστῷ καὶ ἀγαπητῷ ἀδελφῷ, ὅς ἐστιν ἐξ ὑμῶν· πάντα ὑμῖν γνωριοῦσιν τὰ ὧδε.
Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.
10 ἀσπάζεται ὑμᾶς Ἀρίσταρχος ὁ συναιχμάλωτός μου, καὶ Μάρκος ὁ ἀνεψιὸς Βαρνάβα, (περὶ οὗ ἐλάβετε ἐντολάς· ἐὰν ἔλθῃ πρὸς ὑμᾶς, δέξασθε αὐτόν·)
Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар);
11 καὶ Ἰησοῦς ὁ λεγόμενος Ἰοῦστος, οἱ ὄντες ἐκ περιτομῆς, οὗτοι μόνοι συνεργοὶ εἰς τὴν βασιλείαν τοῦ θεοῦ, οἵτινες ἐγενήθησάν μοι παρηγορία.
Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.
12 ἀσπάζεται ὑμᾶς Ἐπαφρᾶς ὁ ἐξ ὑμῶν, δοῦλος χριστοῦ Ἰησοῦ, πάντοτε ἀγωνιζόμενος ὑπὲρ ὑμῶν ἐν ταῖς προσευχαῖς, ἵνα σταθῆτε τέλειοι καὶ πεπληροφορημένοι ἐν παντὶ θελήματι τοῦ θεοῦ.
Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду.
13 μαρτυρῶ γὰρ αὐτῷ ὅτι ἔχει πολὺν πόνον ὑπὲρ ὑμῶν καὶ τῶν ἐν Λαοδικείᾳ καὶ τῶν ἐν Ἱεραπόλει.
Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.
14 ἀσπάζεται ὑμᾶς Λουκᾶς ὁ ἰατρὸς ὁ ἀγαπητὸς καὶ Δημᾶς.
Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.
15 ἀσπάσασθε τοὺς ἐν Λαοδικείᾳ ἀδελφοὺς καὶ Νυμφᾶν καὶ τὴν κατ᾽ οἶκον αὐτῶν ἐκκλησίαν·
Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.
16 καὶ ὅταν ἀναγνωσθῇ παρ᾽ ὑμῖν ἡ ἐπιστολή, ποιήσατε ἵνα καὶ ἐν τῇ Λαοδικέων ἐκκλησίᾳ ἀναγνωσθῇ, καὶ τὴν ἐκ Λαοδικείας ἵνα καὶ ὑμεῖς ἀναγνῶτε·
Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар;
17 καὶ εἴπατε Ἀρχίππῳ, Βλέπε τὴν διακονίαν ἣν παρέλαβες ἐν κυρίῳ, ἵνα αὐτὴν πληροῖς.
вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18 Ὁ ἀσπασμὸς τῇ ἐμῇ χειρὶ Παύλου. μνημονεύετέ μου τῶν δεσμῶν. ἡ χάρις μεθ᾽ ὑμῶν. ΠΡΟΣ ΚΟΛΑΣΣΑΕΙΣ.
Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!

< Προς Κολοσσαεις 4 >