< Ιωαννου Γ΄ 1 >

1 Ὁ πρεσβύτερος Γαΐῳ τῷ ἀγαπητῷ, ὃν ἐγὼ ἀγαπῶ ἐν ἀληθείᾳ.
Мәнки ақсақал өзүм һәқиқәттә сөйгән сөйүмлүк Гаюсқа салам!
2 Ἀγαπητέ, περὶ πάντων εὔχομαί σε εὐοδοῦσθαι καὶ ὑγιαίνειν, καθὼς εὐοδοῦταί σου ἡ ψυχή.
И сөйүмкүк [достум], җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән.
3 ἐχάρην [γὰρ] λίαν ἐρχομένων ἀδελφῶν καὶ μαρτυρούντων σου τῇ ἀληθείᾳ, καθὼς σὺ ἐν ἀληθείᾳ περιπατεῖς.
Қериндашлар келип, сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә, мән интайин бәк хошалландим; чүнки сән һәқиқәттә давамлиқ меңиватисән.
4 μειζοτέραν τούτων οὐκ ἔχω χαράν, ἵνα ἀκούω τὰ ἐμὰ τέκνα ἐν τῇ ἀληθείᾳ περιπατοῦντα.
Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.
5 Ἀγαπητέ, πιστὸν ποιεῖς ὃ ἐὰν ἐργάσῃ εἰς τοὺς ἀδελφοὺς καὶ τοῦτο ξένους,
Сөйүмлүк [достум], йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду.
6 οἳ ἐμαρτύρησάν σου τῇ ἀγάπῃ ἐνώπιον ἐκκλησίας, οὓς καλῶς ποιήσεις προπέμψας ἀξίως τοῦ θεοῦ.
Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди. Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән.
7 ὑπὲρ γὰρ τοῦ ὀνόματος ἐξῆλθαν μηδὲν λαμβάνοντες ἀπὸ τῶν ἐθνικῶν.
Чүнки улар [сәпәрдә] ят әллик [етиқатсизлардин] һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти.
8 ἡμεῖς οὖν ὀφείλομεν ὑπολαμβάνειν τοὺς τοιούτους, ἵνα συνεργοὶ γινώμεθα τῇ ἀληθείᾳ.
Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду.
9 Ἔγραψά τι τῇ ἐκκλησίᾳ· ἀλλ᾽ ὁ φιλοπρωτεύων αὐτῶν Διοτρεφὴς οὐκ ἐπιδέχεται ἡμᾶς.
Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасида болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду.
10 διὰ τοῦτο, ἐὰν ἔλθω, ὑπομνήσω αὐτοῦ τὰ ἔργα ἃ ποιεῖ, λόγοις πονηροῖς φλυαρῶν ἡμᾶς· καὶ μὴ ἀρκούμενος ἐπὶ τούτοις, οὔτε αὐτὸς ἐπιδέχεται τοὺς ἀδελφούς, καὶ τοὺς βουλομένους κωλύει, καὶ ἐκ τῆς ἐκκλησίας ἐκβάλλει.
Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән; у униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә [сәпәрдики] қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.
11 Ἀγαπητέ, μὴ μιμοῦ τὸ κακόν, ἀλλὰ τὸ ἀγαθόν. ὁ ἀγαθοποιῶν, ἐκ τοῦ θεοῦ ἐστιν· ὁ κακοποιῶν οὐχ ἑώρακεν τὸν θεόν.
И сөйүмлүк [достум], яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә алғин. Яхшилиқ қилғучи Худадиндур. Яманлиқ қилғучи Худани һеч көрмигәндур.
12 Δημητρίῳ μεμαρτύρηται ὑπὸ πάντων καὶ ὑπ᾽ αὐτῆς τῆς ἀληθείας· καὶ ἡμεῖς δὲ μαρτυροῦμεν, καὶ οἶδας ὅτι ἡ μαρτυρία ἡμῶν ἀληθής ἐστιν.
Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта Һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду. Бизму униңға гувалиқ беримиз вә гувалиғимизниң һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән.
13 Πολλὰ εἶχον γράψαι σοι, ἀλλ᾽ οὐ θέλω διὰ μέλανος καὶ καλάμου σοι γράφειν·
Саңа язидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә,
14 ἐλπίζω δὲ εὐθέως σε ἰδεῖν, καὶ στόμα πρὸς στόμα λαλήσομεν. εἰρήνη σοι. ἀσπάζονταί σε οἱ φίλοι. ἀσπάζου τοὺς φίλους κατ᾽ ὄνομα. ΙΩΑΝΟΥ Γʹ.
Сән билән пат арида дидар көрүшүшни арзу қилимән; шу чағда дәқәмдәдә сөзлишимиз. Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам. Сәнму [у йәрдики] достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән.

< Ιωαννου Γ΄ 1 >