< Προς Θεσσαλονικεις Β΄ 2 >

1 Ἐρωτῶμεν δὲ ὑμᾶς, ἀδελφοί, ὑπὲρ τῆς παρουσίας τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ καὶ ἡμῶν ἐπισυναγωγῆς ἐπ᾽ αὐτόν,
И қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келиши, шундақла бизниң Униң билән бир йәргә җәм қилинишимиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүмизки,
2 εἰς τὸ μὴ ταχέως σαλευθῆναι ὑμᾶς ἀπὸ τοῦ νοὸς μηδὲ θροεῖσθαι, μήτε διὰ πνεύματος μήτε διὰ λόγου μήτε δι᾽ ἐπιστολῆς, ὡς δι᾽ ἡμῶν, ὡς ὅτι ἐνέστηκεν ἡ ἡμέρα τοῦ κυρίου.
Әгәр силәр «мәлум роһтин кәлгән вәһий»дин болсун, бирисиниң сөз-тәлимидин болсун яки «бизниң намимизда» йезилған мәлум хәтләрдин болсун «Рәбниң күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, җиддилишип һодуқуп кәтмәңлар яки дәккә-дүккигә чүшмәңлар!
3 μή τις ὑμᾶς ἐξαπατήσῃ κατὰ μηδένα τρόπον· ὅτι ἐὰν μὴ ἔλθῃ ἡ ἀποστασία πρῶτον, καὶ ἀποκαλυφθῇ ὁ ἄνθρωπος τῆς ἀνομίας, ὁ υἱὸς τῆς ἀπωλείας,
Бу ишларда һәр қандақ адәмниң һәр қандақ усул билән силәрни алдишиға йол қоймаңлар; чүнки авал «[чоң] йениш» болуп, андин «гунайий адәм», йәни «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» ашкариланмиғичә, әшу күн кәлмәйду.
4 ὁ ἀντικείμενος καὶ ὑπεραιρόμενος ἐπὶ πάντα λεγόμενον θεὸν ἢ σέβασμα, ὥστε αὐτὸν εἰς τὸν ναὸν τοῦ θεοῦ καθίσαι, ἀποδεικνύντα ἑαυτὸν ὅτι ἐστὶν θεός.
Шу адәм худа дәп аталғанға яки кишиләр чоқунидиған һәр қандақ нәрсиләргә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду; у шундақ қилип Худаниң ибадәтханисида олтиривелип, өзини Худа дәп көрситип җакалайду.
5 οὐ μνημονεύετε ὅτι ἔτι ὢν πρὸς ὑμᾶς ταῦτα ἔλεγον ὑμῖν;
Мән силәр билән биллә болған вақтимда буларни силәргә ейтқиним есиңларда барду?
6 καὶ νῦν τὸ κατέχον οἴδατε, εἰς τὸ ἀποκαλυφθῆναι αὐτὸν ἐν τῷ αὐτοῦ καιρῷ.
Вә униң бәлгүләнгән вақти-саити кәлмигичә ашкариланмаслиғи үчүн, неминиң уни тосуп туруватқанлиғи силәргә мәлум.
7 τὸ γὰρ μυστήριον ἤδη ἐνεργεῖται τῆς ἀνομίας, μόνον ὁ κατέχων ἄρτι ἕως ἐκ μέσου γένηται·
Чүнки «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» аллиқачан йошурун һәрикәт қилмақта; лекин бу ишларни һазирчә тосуп келиватқан бириси бардур; У оттуридин чиққичә шундақ тосуқлуқ пети туриду;
8 καὶ τότε ἀποκαλυφθήσεται ὁ ἄνομος, ὃν ὁ κύριος Ἰησοῦς ἀνελεῖ τῷ πνεύματι τοῦ στόματος αὐτοῦ, καὶ καταργήσει τῇ ἐπιφανείᾳ τῆς παρουσίας αὐτοῦ·
андин әшу «қанунни йоқатқучи» ашкарилиниду; бирақ Рәб Әйса ағзидики нәпәси биләнла уни жутуветиду, кәлгән чағдики парлақ нури билән уни йоқ қиливетиду.
9 οὗ ἐστιν ἡ παρουσία κατ᾽ ἐνέργειαν τοῦ σατανᾶ ἐν πάσῃ δυνάμει καὶ σημείοις καὶ τέρασιν ψεύδους,
«Қанунни йоқатқучи»ниң мәйданға чиқиши Шәйтанниң пәнтлири билән болиду, у һәр түрлүк күч-қудрәт, мөҗизә вә ялған карамәтләрни көрситип,
10 καὶ ἐν πάσῃ ἀπάτῃ ἀδικίας τοῖς ἀπολλυμένοις, ἀνθ᾽ ὧν τὴν ἀγάπην τῆς ἀληθείας οὐκ ἐδέξαντο εἰς τὸ σωθῆναι αὐτούς·
һалакәткә йүзләнгәнләрни аздуридиған һәр хил қәбиһ һейлә-микирләрни ишлитиду. Уларниң һалакәт алдида туруватқанлиғиниң сәвәви өзлирини ниҗатқа йетәкләйдиған һәқиқәтни сөймәй, униңға қәлбидин орун бәрмәслигидиндур.
11 καὶ διὰ τοῦτο πέμπει αὐτοῖς ὁ θεὸς ἐνέργειαν πλάνης, εἰς τὸ πιστεῦσαι αὐτοὺς τῷ ψεύδει·
Шу сәвәптин, Худа уларға ялғанчилиққа ишәнсун дәп һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду.
12 ἵνα κριθῶσιν ἅπαντες οἱ μὴ πιστεύσαντες τῇ ἀληθείᾳ, ἀλλὰ εὐδοκήσαντες τῇ ἀδικίᾳ.
Нәтиҗидә, һәқиқәткә ишәнмәй, бәлки қәбиһликни хурсәнлик дәп билгәнләрниң һәммиси җазаға мәһкүм қилиниду.
13 ἡμεῖς δὲ ὀφείλομεν εὐχαριστεῖν τῷ θεῷ πάντοτε περὶ ὑμῶν, ἀδελφοὶ ἠγαπημένοι ὑπὸ κυρίου, ὅτι εἵλατο ὑμᾶς ὁ θεὸς ἀπ᾽ ἀρχῆς εἰς σωτηρίαν ἐν ἁγιασμῷ πνεύματος καὶ πίστει ἀληθείας,
Лекин, әй, Рәб сөйгән қериндашлар, биз силәр үчүн һәрдайим Худаға тәшәккүр ейтишимизға тоғра келидуки, Худа Роһниң вастисидә пак-муқәддәс қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ силәрни ниҗатқа еришишкә муқәддәмдила талливалди.
14 εἰς ὃ ἐκάλεσεν ὑμᾶς διὰ τοῦ εὐαγγελίου ἡμῶν, εἰς περιποίησιν δόξης τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ.
У биз йәткүзгән хуш хәвәр арқилиқ силәрни шу ниҗатқа, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә еришишкә чақирди.
15 Ἄρα οὖν, ἀδελφοί, στήκετε, καὶ κρατεῖτε τὰς παραδόσεις ἃς ἐδιδάχθητε εἴτε διὰ λόγου εἴτε δι᾽ ἐπιστολῆς ἡμῶν.
Шуниң үчүн, әй қериндашлар, тапан тирәп туруңлар, биз силәргә еғизчә яки хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимни чиң тутуңлар!
16 αὐτὸς δὲ ὁ κύριος ἡμῶν Ἰησοῦς χριστὸς καὶ θεὸς ὁ πατὴρ ἡμῶν, ὁ ἀγαπήσας ἡμᾶς καὶ δοὺς παράκλησιν αἰωνίαν καὶ ἐλπίδα ἀγαθὴν ἐν χάριτι, (aiōnios g166)
Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй (aiōnios g166)
17 παρακαλέσαι ὑμῶν τὰς καρδίας καὶ στηρίξαι ἐν παντὶ ἔργῳ καὶ λόγῳ ἀγαθῷ.
һәмдә силәрни һәр бир гөзәл иш қилишта, һәр бир яхши сөзләрни йәткүзүштә күчләндүргәй!

< Προς Θεσσαλονικεις Β΄ 2 >