< Προς Τιμοθεον Α΄ 1 >

1 Παῦλος ἀπόστολος χριστοῦ Ἰησοῦ κατ᾽ ἐπιταγὴν θεοῦ σωτῆρος ἡμῶν καὶ χριστοῦ Ἰησοῦ τῆς ἐλπίδος ἡμῶν,
Қутқузғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз Мәсиһ Әйсаниң әмри билән Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған мәнки Павлустин
2 Τιμοθέῳ γνησίῳ τέκνῳ ἐν πίστει· χάρις, ἔλεος, εἰρήνη ἀπὸ θεοῦ πατρὸς καὶ χριστοῦ Ἰησοῦ τοῦ κυρίου ἡμῶν.
етиқат йолидики өзүмниң садиқ оғлум болған Тимотийға салам. ХудаАтимиз вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
3 Καθὼς παρεκάλεσά σε προσμεῖναι ἐν Ἐφέσῳ, πορευόμενος εἰς Μακεδονίαν, ἵνα παραγγείλῃς τισὶν μὴ ἑτεροδιδασκαλεῖν,
Македонийә өлкисигә барғанда, сәндин өтүнгинимдәк [шуни йәнә өтүнимәнки], [шу йәрдики] бәзи кишиләргә бидъәт тәлимләрни үгәтмәңлар дәп тапилишиң үчүн сән давамлиқ Әфәсус шәһиридә қалғин;
4 μηδὲ προσέχειν μύθοις καὶ γενεαλογίαις ἀπεράντοις, αἵτινες ἐκζητήσεις παρέχουσιν μᾶλλον ἢ οἰκονομίαν θεοῦ τὴν ἐν πίστει·
уларниң әпсаниләр вә айиғи йоқ нәсәбнамиләргә бәнд болмаслиғини тапилиғин; булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду, бәлки пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, халас.
5 τὸ δὲ τέλος τῆς παραγγελίας ἐστὶν ἀγάπη ἐκ καθαρᾶς καρδίας καὶ συνειδήσεως ἀγαθῆς καὶ πίστεως ἀνυπο κρίτου,
Әндиликтә бизгә тапиланған тәлимниң муддиаси сап қәлб, пак виҗдан вә сахтилиқсиз етиқаттин келип чиқидиған меһир-муһәббәттин ибарәттур.
6 ὧν τινες ἀστοχήσαντες ἐξετράπησαν εἰς ματαιολογίαν,
Бу ишларда бәзи кишиләр чәтнәп, бемәна гәпләрни қилишқа бурулуп кәтти.
7 θέλοντες εἶναι νομοδιδάσκαλοι, μὴ νοοῦντες μήτε ἃ λέγουσιν μήτε περὶ τίνων διαβεβαιοῦνται·
Уларниң Тәврат қануниниң өлимаси болғуси бар; бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң һәдәп қәйт қиливатқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.
8 οἴδαμεν δὲ ὅτι καλὸς ὁ νόμος, ἐάν τις αὐτῷ νομίμως χρῆται,
Әнди бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур.
9 εἰδὼς τοῦτο, ὅτι δικαίῳ νόμος οὐ κεῖται, ἀνόμοις δὲ καὶ ἀνυποτάκτοις, ἀσεβέσιν καὶ ἁμαρτωλοῖς, ἀνοσίοις καὶ βεβήλοις, πατρολῴαις καὶ μητρολῴαις, ἀνδροφόνοις,
Чүнки биз йәнә шуни билимизки, Тәврат қануни һәққаний адәмләр үчүн түзүлгән әмәс, бәлки қанунға хилаплиқ қилғучилар вә бойни қаттиқлар үчүн, ихлассизлар вә гунакарлар үчүн, ипласлар вә күпүрлүк қилғучилар үчүн, атисини өлтүргүчиләр вә анисини өлтүргүчиләр үчүн, қатиллар,
10 πόρνοις, ἀρσενοκοίταις, ἀνδραποδισταῖς, ψεύσταις, ἐπιόρκοις, καὶ εἴ τι ἕτερον τῇ ὑγιαινούσῃ διδασκαλίᾳ ἀντίκειται,
бузуқлуқ қилғучилар, бәччивазлар, адәмләрни қуллуққа булиғучилар, ялғанчилар, қәсәмхорлар үчүн вә яки сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән.
11 κατὰ τὸ εὐαγγέλιον τῆς δόξης τοῦ μακαρίου θεοῦ, ὃ ἐπιστεύθην ἐγώ.
Бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ Болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған.
12 χάριν ἔχω τῷ ἐνδυναμώσαντί με χριστῷ Ἰησοῦ τῷ κυρίῳ ἡμῶν, ὅτι πιστόν με ἡγήσατο, θέμενος εἰς διακονίαν,
Маңа күч-қудрәт бәргән, мени ишәшлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиған Рәббимиз Мәсиһ Әйсаға тәшәккүр ейтимәнки,
13 τὸ πρότερον ὄντα βλάσφημον καὶ διώκτην καὶ ὑβριστήν· ἀλλὰ ἠλεήθην, ὅτι ἀγνοῶν ἐποίησα ἐν ἀπιστίᾳ·
У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму, маңа рәһим көрситилди; чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим.
14 ὑπερεπλεόνασεν δὲ ἡ χάρις τοῦ κυρίου ἡμῶν μετὰ πίστεως καὶ ἀγάπης τῆς ἐν χριστῷ Ἰησοῦ.
Һалбуки, Рәббимизниң маңа көрсәткән меһри-шәпқити зиядилишип, Мәсиһ Әйсада болған етиқат вә меһир-муһәббәт вуҗудумға елип кирилиши билән ешип ташти.
15 πιστὸς ὁ λόγος καὶ πάσης ἀποδοχῆς ἄξιος, ὅτι χριστὸς Ἰησοῦς ἦλθεν εἰς τὸν κόσμον ἁμαρτωλοὺς σῶσαι, ὧν πρῶτός εἰμι ἐγώ·
16 ἀλλὰ διὰ τοῦτο ἠλεήθην, ἵνα ἐν ἐμοὶ πρώτῳ ἐνδείξηται χριστὸς Ἰησοῦς τὴν ἅπασαν μακροθυμίαν, πρὸς ὑποτύπωσιν τῶν μελλόντων πιστεύειν ἐπ᾽ αὐτῷ εἰς ζωὴν αἰώνιον. (aiōnios g166)
Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур. (aiōnios g166)
17 τῷ δὲ βασιλεῖ τῶν αἰώνων, ἀφθάρτῳ ἀοράτῳ μόνῳ θεῷ, τιμὴ καὶ δόξα εἰς τοὺς αἰῶνας τῶν αἰώνων· ἀμήν. (aiōn g165)
Әнди мәңгүлүк Падишаға, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn g165)
18 ταύτην τὴν παραγγελίαν παρατίθεμαί σοι, τέκνον Τιμόθεε, κατὰ τὰς προαγούσας ἐπὶ σὲ προφητείας, ἵνα στρατεύσῃ ἐν αὐταῖς τὴν καλὴν στρατείαν,
Әй, оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған бешарәтлик вәһийләргә асасән бу буйруқни саңа тапшуримән. Бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән. Бәзиләр виҗданида пак туруштин чәтнәп кәтти, нәтиҗидә уларниң етиқати худди хада ташқа урулуп ғәриқ болған кемидәк вәйран болди.
19 ἔχων πίστιν καὶ ἀγαθὴν συνείδησιν, ἥν τινες ἀπωσάμενοι περὶ τὴν πίστιν ἐναυάγησαν·
20 ὧν ἐστιν Ὑμέναιος καὶ Ἀλέξανδρος, οὓς παρέδωκα τῷ σατανᾷ, ἵνα παιδευθῶσιν μὴ βλασφημεῖν.
Хуменеус вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум.

< Προς Τιμοθεον Α΄ 1 >