< Πετρου Β΄ 2 >

1 Ἐγένοντο δὲ καὶ ψευδοπροφῆται ἐν τῷ λαῷ, ὡς καὶ ἐν ὑμῖν ἔσονται ψευδοδιδάσκαλοι, οἵτινες παρεισάξουσιν αἱρέσεις ἀπωλείας, καὶ τὸν ἀγοράσαντα αὐτοὺς δεσπότην ἀρνούμενοι, ἐπάγοντες ἑαυτοῖς ταχινὴν ἀπώλειαν·
Лекин бурун хәлиқ ичидә сахта пәйғәмбәрләр чиққан, шуниңдәк араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду. Улар соқунуп кирип, һалакәткә елип баридиған бидъәт тәлимләрни араңларға астиртин киргүзүп, һәтта өзлирини һөр қилишқа сетивалған егисидинму тенип, буниң билән өз бешиға тезла һалакәт чүшүриду.
2 καὶ πολλοὶ ἐξακολουθήσουσιν αὐτῶν ταῖς ἀσελγείαις, δι’ οὓς ἡ ὁδὸς τῆς ἀληθείας βλασφημηθήσεται·
Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду, шуниңдәк уларниң сәвәвидин һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду.
3 καὶ ἐν πλεονεξίᾳ πλαστοῖς λόγοις ὑμᾶς ἐμπορεύσονται· οἷς τὸ κρίμα ἔκπαλαι οὐκ ἀργεῖ, καὶ ἡ ἀπώλεια αὐτῶν οὐ νυστάζει.
Улар ачкөзлүгидин ойдурма сөзләр билән силәрни сатидиған мели қилиду. Әнди уларниң бешиға хелә бурунла бекитилгән җаза бекар олтармайду, уларниң һалакити болса ухлап ятмайду.
4 εἰ γὰρ ὁ Θεὸς ἀγγέλων ἁμαρτησάντων οὐκ ἐφείσατο, ἀλλὰ σειροῖς ζόφου ταρταρώσας παρέδωκεν εἰς κρίσιν τηρουμένους, (Tartaroō g5020)
Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә, (Tartaroō g5020)
5 καὶ ἀρχαίου κόσμου οὐκ ἐφείσατο, ἀλλὰ ὄγδοον Νῶε δικαιοσύνης κήρυκα ἐφύλαξεν, κατακλυσμὸν κόσμῳ ἀσεβῶν ἐπάξας,
шундақла қедимки дуниядикиләрниму аяп қоймай, худасизлиққа берилгән дунияни топан билән ғәриқ қилип, пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи Нуһни башқа йәттиси билән сақлап қалған йәрдә —
6 καὶ πόλεις Σοδόμων καὶ Γομόρρας τεφρώσας καταστροφῇ κατέκρινεν, ὑπόδειγμα μελλόντων ἀσεβεῖν τεθεικώς,
һәмдә кейин Содом вә Гоморра шәһәрлирини кейинки дәвирләрдики худасизлиққа берилгәнләргә ибрәт болсун дәп бекитип, бешиға күлпәтлик җазани чүшүрүп күл қилған,
7 καὶ δίκαιον Λὼτ καταπονούμενον ὑπὸ τῆς τῶν ἀθέσμων ἐν ἀσελγείᾳ ἀναστροφῆς ἐρύσατο, —
шуниң билән биргә мошу әхлақсизларниң бузуқчилиқлиридин жиркинип азапланған, һәққаний болған Лутни улар арисидин қутулдурған йәрдә —
8 βλέμματι γὰρ καὶ ἀκοῇ ὁ δίκαιος ἐνκατοικῶν ἐν αὐτοῖς ἡμέραν ἐξ ἡμέρας ψυχὴν δικαίαν ἀνόμοις ἔργοις ἐβασάνιζεν, —
(әнә шундақ кишиләрниң ичидә яшиған һәққаний Лутниң һәққаний қәлби һәр күни аңлиған вә көргән итаәтсизликләр түпәйлидин азаплинатти)
9 οἶδεν Κύριος εὐσεβεῖς ἐκ πειρασμοῦ ῥύεσθαι, ἀδίκους δὲ εἰς ἡμέραν κρίσεως κολαζομένους τηρεῖν,
әнди шуни көрүвалалаймизки, Рәб ихласмәнләрни дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузушни вә шуниңдәк һәққанийсизларни сорақ күнигичә җазалинишқа сақлап қоюшни билиду.
10 μάλιστα δὲ τοὺς ὀπίσω σαρκὸς ἐν ἐπιθυμίᾳ μιασμοῦ πορευομένους καὶ κυριότητος καταφρονοῦντας. τολμηταὶ, αὐθάδεις, δόξας οὐ τρέμουσιν βλασφημοῦντες,
Буларниң арисидики өз әтлиригә әгишип пасиқ һәвәсләргә берилгән, шундақла һоқуқ егилиригә сәл қариғанларниң җазаси техиму шундақ болиду. Мошундақ кишиләр һали чоң, мәнмәнчиләрдур, улар «[роһий] улуқлар»ға һақарәт қилиштин һеч қорқмайдиғанлардур.
11 ὅπου ἄγγελοι ἰσχύϊ καὶ δυνάμει μείζονες ὄντες οὐ φέρουσιν κατ’ αὐτῶν παρὰ Κυρίῳ βλάσφημον κρίσιν.
Һәтта улардин күч-қудрәттә үстүн туридиған пәриштиләрму Пәрвәрдигарниң алдида бу «[улуғлар]»[ни] һақарәт билән әрз қилмайду.
12 οὗτοι δέ, ὡς ἄλογα ζῷα γεγεννημένα φυσικὰ εἰς ἅλωσιν καὶ φθοράν, ἐν οἷς ἀγνοοῦσιν βλασφημοῦντες, ἐν τῇ φθορᾷ αὐτῶν καὶ φθαρήσονται,
Амма булар худди овлинип боғузлиниш үчүн туғулған явайи әқилсиз һайванлардәк келип, өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә һақарәтлик сөз қилиду вә шундақла өзлириниң һалакәт ишлири билән толуқ һалак болиду,
13 ἀδικούμενοι μισθὸν ἀδικίας· ἡδονὴν ἡγούμενοι τὴν ἐν ἡμέρᾳ τρυφήν, σπίλοι καὶ μῶμοι ἐντρυφῶντες ἐν ταῖς ἀπάταις αὐτῶν συνευωχούμενοι ὑμῖν,
шундақла өз һәққанийсизлиғиға тушлуқ җазаниң мевисини йәйду. Улар һәтта күндүзи очуқ-ашкарә әйш-ишрәт қилишниму ләззәт дәп һесаплайду; улар [силәргә] номус вә дағ кәлтүрүп силәр билән бир дәстиханда олтирип, өз мәккарлиқлиридин зоқлиниду.
14 ὀφθαλμοὺς ἔχοντες μεστοὺς μοιχαλίδος καὶ ἀκαταπαύστους ἁμαρτίας, δελεάζοντες ψυχὰς ἀστηρίκτους, καρδίαν γεγυμνασμένην πλεονεξίας ἔχοντες, κατάρας τέκνα·
Уларниң зинахорлуқ билән толған көзлири гуна садир қилиштин үзүлмәйду; улар тутами йоқ кишиләрни езиқтуриду; улар қәлбини ачкөзлүккә көндүргән, ләнәткә йеқин балилардур!
15 καταλειπόντες εὐθεῖαν ὁδὸν ἐπλανήθησαν, ἐξακολουθήσαντες τῇ ὁδῷ τοῦ Βαλαὰμ τοῦ Βεώρ, ὃς μισθὸν ἀδικίας ἠγάπησεν,
Улар тоғра йолдин чәтнәп, Босорниң оғли Балаамниң йолиға әгишип кәтти. У киши һарам йолда тапқан һәқни яхши көргүчи еди,
16 ἔλεγξιν δὲ ἔσχεν ἰδίας παρανομίας· ὑποζύγιον ἄφωνον ἐν ἀνθρώπου φωνῇ φθεγξάμενον ἐκώλυσεν τὴν τοῦ προφήτου παραφρονίαν.
лекин у қилған қәбиһлиги түпәйлидин тәнбиһини йеди (зувансиз ешәк инсанниң авази билән сөзләп пәйғәмбәрниң әхмиқанә ишини тости).
17 οὗτοί εἰσιν πηγαὶ ἄνυδροι καὶ ὁμίχλαι ὑπὸ λαίλαπος ἐλαυνόμεναι, οἷς ὁ ζόφος τοῦ σκότους τετήρηται.
Мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған. (questioned)
18 ὑπέρογκα γὰρ ματαιότητος φθεγγόμενοι δελεάζουσιν ἐν ἐπιθυμίαις σαρκὸς ἀσελγείαις τοὺς ὀλίγως ἀποφεύγοντας τοὺς ἐν πλάνῃ ἀναστρεφομένους,
Чүнки улар ялған-явидақ йоған сөзләр билән махтинип, адәмниң әтлик һәвәслирини қозғитип әйш-ишрәт ишлири билән езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду.
19 ἐλευθερίαν αὐτοῖς ἐπαγγελλόμενοι, αὐτοὶ δοῦλοι ὑπάρχοντες τῆς φθορᾶς· ᾧ γάρ τις ἥττηται, τούτῳ δεδούλωται.
Улар мошу кишиләргә «Силәрни әркинликкә ериштүримиз» дәп вәдә қилиду, лекин өзлири әмәлийәттә бузуқлуқниң қуллиридур. Чүнки адәм немә тәрипидин бойсундурулған болса, шуниң қули болиду.
20 εἰ γὰρ ἀποφυγόντες τὰ μιάσματα τοῦ κόσμου ἐν ἐπιγνώσει τοῦ Κυρίου καὶ Σωτῆρος Ἰησοῦ Χριστοῦ, τούτοις δὲ πάλιν ἐμπλακέντες ἡττῶνται, γέγονεν αὐτοῖς τὰ ἔσχατα χείρονα τῶν πρώτων.
Чүнки әгәр улар Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң пасиқлиқлиридин қутулуп, кейин шуларға йәнә бағлинип, бойсундурулған болса, уларниң кейинки һали дәсләпкисидинму бәттәр болиду.
21 κρεῖττον γὰρ ἦν αὐτοῖς μὴ ἐπεγνωκέναι τὴν ὁδὸν τῆς δικαιοσύνης, ἢ ἐπιγνοῦσιν ὑποστρέψαι ἐκ τῆς παραδοθείσης αὐτοῖς ἁγίας ἐντολῆς.
Чүнки һәққанийлиқ йолини билип туруп, өзигә йәткүзүлгән муқәддәс әмирдин йүз өрүгәндин көрә, бу йолни әслидинла билмигини әвзәл болатти.
22 συμβέβηκεν αὐτοῖς τὸ τῆς ἀληθοῦς παροιμίας Κύων ἐπιστρέψας ἐπὶ τὸ ἴδιον ἐξέραμα, καί Ὗς λουσαμένη εἰς κυλισμὸν βορβόρου.
Мошу ишәшлик һекмәтлик сөзләр уларда әмәлгә ашурулиду: — «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла қайтидин патқақта еғинар».

< Πετρου Β΄ 2 >