< 使徒行传 20 >

1 乱定之后,保罗请门徒来,劝勉他们,就辞别起行,往马其顿去。
Топилаң бесиққандин кейин, Павлус мухлисларни чақирип, уларни риғбәтләндүрди вә улар билән хошлишип, Македонийәгә қарап кәтти.
2 走遍了那一带地方,用许多话劝勉门徒,然后来到希腊。
У шу әтраптики жутларни арилап, етиқатчиларни нурғун сөз-тәлимләр билән риғбәтләндүргәндин кейин, Юнанға берип,
3 在那里住了三个月,将要坐船往叙利亚去,犹太人设计要害他,他就定意从马其顿回去。
у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийәгә маңай дәп турғанда, Йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйқәсти билинип қелип, у Македонийә арқилиқ [қуруқлуқ билән] қайтип кетиш қарариға кәлди.
4 同他到亚细亚去的,有庇哩亚人毕罗斯的儿子所巴特,帖撒罗尼迦人亚里达古和西公都,还有特庇人该犹,并提摩太,又有亚细亚人推基古和特罗非摩。
Униңға һәмраһ болғанлар Бериялиқ Пиррусниң оғли Сопатер, Тесалоникалиқлардин Аристархус билән Секундус, Дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимуслар еди.
5 这些人先走,在特罗亚等候我们。
Улар авал Троас шәһиригә берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.
6 过了除酵的日子,我们从腓立比开船,五天到了特罗亚,和他们相会,在那里住了七天。
Биз болсақ «петир нан һейти» күнлиридин кейин, Филиппи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә йәттә күн турдуқ.
7 七日的第一日,我们聚会擘饼的时候,保罗因为要次日起行,就与他们讲论,直讲到半夜。
Һәптиниң биринчи күни, биз нан уштушқа җәм болғанда, Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, җамаәткә сөз қилишқа башлиди; сөзини түн йеримгичә узартти.
8 我们聚会的那座楼上,有好些灯烛。
Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти.
9 有一个少年人,名叫犹推古,坐在窗台上,困倦沉睡。保罗讲了多时,少年人睡熟了,就从三层楼上掉下去;扶起他来,已经死了。
Әвтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлус сөзләп хелә бир йәргә барғанда, уни үгдәк бесиватқан еди. Андин у ғәриқ уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп болған еди.
10 保罗下去,伏在他身上,抱着他,说:“你们不要发慌,他的灵魂还在身上。”
Павлус пәскә чүшүп, униң үстигә етилип, қучағлап туруп: Азапланмаңлар, у тириккән! — деди.
11 保罗又上去,擘饼,吃了,谈论许久,直到天亮,这才走了。
Қайтидин өйгә чиқип, нанни уштуп йегәндин кейин, Павлус улар билән таң атқичә узун сөзләшти вә у бу йәрдин йолға чиқти.
12 有人把那童子活活地领来,得的安慰不小。
[Троастикиләр] болса һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти.
13 我们先上船,开往亚朔去,意思要在那里接保罗;因为他是这样安排的,他自己打算要步行。
Биз болсақ Павлустин бурун Ассос шәһиригә кемә билән бардуқ. Чүнки Павлус шу йәргә пиядә барай, силәр мәндин авал йетип берип, у йәрдә мени кемигә еливелишни күтүңлар, дәп орунлаштурған еди.
14 他既在亚朔与我们相会,我们就接他上船,来到米推利尼。
Ассоста у биз билән учрашқандин кейин биз уни кемигә елип Митулин шәһиригә кәлдуқ.
15 从那里开船,次日到了基阿的对面;又次日,在撒摩靠岸;又次日,来到米利都。
Андин шу йәрдин чиқип, әтиси Хийос арилиниң удулиға келип турдуқ. Үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ.
16 乃因保罗早已定意越过以弗所,免得在亚细亚耽延,他急忙前走,巴不得赶五旬节能到耶路撒冷。
Чүнки Павлус Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, деңиз сәпиридә Әфәсуста тохтимай өтүп кетишни қарар қилған еди. Сәвәви, у «орма һейти» күнини мүмкинқәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдирайтти.
17 保罗从米利都打发人往以弗所去,请教会的长老来。
Әнди Милетус шәһиридин Әфәсусқа адәм әвәтип, җамаәттики ақсақалларни чақирди.
18 他们来了,保罗就说:“你们知道,自从我到亚细亚的日子以来,在你们中间始终为人如何,
Улар кәлгәндин кейин, у уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.
19 服事主,凡事谦卑,眼中流泪,又因犹太人的谋害,经历试炼。
Рәбниң хизмитидә һәр тәрәптә кәмтәр болуп, көз яшлирим төкүлгәнлигини, шундақла Йәһудийларниң сүйқәстлири түпәйлидин бешимдин өткән синақларда чидиғанлиғимни билисиләр,
20 你们也知道,凡与你们有益的,我没有一样避讳不说的,或在众人面前,或在各人家里,我都教导你们;
вә йәнә мәйли аммиви сорунларда болсун яки өй-өйләрдә болсун, силәргә тәлим бәргинимдә, силәргә пайдилиқ болсила һеч немини айимай җакалап,
21 又对犹太人和希腊人证明当向 神悔改,信靠我主耶稣基督。
Йәһудийлар һәм Грекләргиму Худа алдида товва қилиш вә Рәббимиз Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш керәклигигә гувалиқ берип җекилигәнлигим һәммиңларға мәлум.
22 现在我往耶路撒冷去,心甚迫切,不知道在那里要遇见什么事;
Һазир мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә немә ишларниң бешимға чүшидиғанлиғини уқмаймән;
23 但知道圣灵在各城里向我指证,说有捆锁与患难等待我。
Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән барғанла шәһәрләрдә зиндан кишәнлири вә азап-оқубәтләрниң мени күтүп туридиғанлиғини алдин ениқ ейтип кәлмәктә.
24 我却不以性命为念,也不看为宝贵,只要行完我的路程,成就我从主耶稣所领受的职事,证明 神恩惠的福音。
Лекин мән өз мусапәмни тамамлишим, Рәб Әйсадин тапшурувалған хизмәтни ада қилишим, йәни Худаниң меһри-шәпқити тоғрисидики хуш хәвәрниң толуқ гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимаймән.
25 “我素常在你们中间来往,传讲 神国的道;如今我晓得,你们以后都不得再见我的面了。
Мән силәр билән арилишип, һәммиңлар арисида жүрүп Худаниң падишалиғини җакалидим; әнди мана маңа мәлумки, буниңдин кейин силәрдин һеч ким йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр.
26 所以我今日向你们证明,你们中间无论何人死亡,罪不在我身上。
Шуниң үчүн, бүгүн силәргә гувалиқ қилип ейтип қояйки, мән һеч бириниң қениға қәриздар әмәсмән.
27 因为 神的旨意,我并没有一样避讳不传给你们的。
Чүнки мән Худаниң толуқ мәхсәт-ирадисини қилчә елип қалмай силәргә баян қилип йәткүзүштин баш тартмидим.
28 圣灵立你们作全群的监督,你们就当为自己谨慎,也为全群谨慎,牧养 神的教会,就是他用自己血所买来的。
Муқәддәс Роһ силәрни Худаниң җамаитини беқиш үчүн Униң падиси ичидә йетәкчи қилип тиклигән еди; әнди өзүңларға һәм Өз Оғлиниң қени билән сетивалған барлиқ падисиға сәгәк болуңлар!
29 我知道,我去之后必有凶暴的豺狼进入你们中间,不爱惜羊群。
Чүнки маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чилбөриләр араңларға кирип, падини һеч айимайду,
30 就是你们中间,也必有人起来说悖谬的话,要引诱门徒跟从他们。
һәмдә һәтта араңлардинму бәзиләр мухлисларни өзлиригә тартивелиш үчүн һәқиқәтни бурмилиған түрлүк ишларни сөзләйду.
31 所以你们应当警醒,记念我三年之久昼夜不住地流泪、劝戒你们各人。
Шуңа, сәгәк болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, һәр бириңларға көз яшлирим билән тохтимай несиһәт берип турғанлиғимни есиңларда тутуңлар.
32 如今我把你们交托 神和他恩惠的道;这道能建立你们,叫你们和一切成圣的人同得基业。
Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһри-шәпқәт йәткүзидиған сөз-каламиға тапшуримән. Бу сөз-калам етиқатиңларни қурушқа һәм пак-муқәддәс қилинған барлиқ хәлқи арисида илтипат қилинидиған мирастин силәрни несип қилишқа қадирдур.
33 我未曾贪图一个人的金、银、衣服。
Мән һеч қачан һеч кимдин кийим-кечәк яки алтун-күмүч тама қилип бақмиғанмән.
34 我这两只手常供给我和同人的需用,这是你们自己知道的。
Силәргә мәлумки, мән икки билигимгә тайинип, өзүмниң вә һәмраһлиримниң һаҗитидин чиқтим.
35 我凡事给你们作榜样,叫你们知道应当这样劳苦,扶助软弱的人,又当记念主耶稣的话,说:‘施比受更为有福。’”
Бундақ қилип һәр бир ишларда мән силәргә мошундақ әҗир-әмгәк арқилиқ аҗиз-һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини, шундақла Рәб Әйса өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму бәхитликтур» дегинини есиңлардин чиқармаслиғиңлар керәклигини көрсәттим.
36 保罗说完了这话,就跪下同众人祷告。
Бу сөзләрни қилип болуп, у һәммәйлән билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди.
37 众人痛哭,抱着保罗的颈项,和他亲嘴。
Һәммәйлән қаттиқ жиғлишип кәтти; Павлусниң бойниға есилип қучағлап, қизғин сөйүшти.
38 叫他们最伤心的,就是他说“以后不能再见我的面”那句话,于是送他上船去了。
Уларни әң азаплиғини Павлусниң, «Буниңдин кейин йүзүмни қайта көрәлмәйсиләр» дегән сөзи болди. Кейин, улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.

< 使徒行传 20 >