< 哥林多后书 8 >

1 弟兄们,我把 神赐给马其顿众教会的恩告诉你们,
Амма, и қериндашлар, биз силәргә Худаниң Македонийәдики җамаәтләргә беғишлиған меһри-шәпқитини аян қилмақчимиз;
2 就是他们在患难中受大试炼的时候,仍有满足的快乐,在极穷之间还格外显出他们乐捐的厚恩。
улар зор еғир җапа-мушәққәттә синалғинида, қаттиқ намрат әһвалда ешип ташқан шатлиғи билән уларниң очуқ қоллуғиниң байлиғи урғуп чиқти;
3 我可以证明,他们是按着力量,而且也过了力量,自己甘心乐意地捐助,
чүнки уларниң күчиниң баричә, һәтта күчидин артуқ хәйр-сахавәт қилғанлиғиға өзүм гува. Улар ихтияри билән шундақ қилип,
4 再三地求我们,准他们在这供给圣徒的恩情上有分;
биздин муқәддәс бәндиләргә шу ярдәмдә болушниң бәхитигә вә шериклигигә муйәссәр болушни қаттиқ өтүнди;
5 并且他们所做的,不但照我们所想望的,更照 神的旨意先把自己献给主,又归附了我们。
шундақ қилип, улар күткинимиздәк әмәс, үмүт қилғинимиздин ешип өзлирини авал Рәбгә, андин Худаниң ирадиси билән бизгиму беғишлиди;
6 因此我劝提多,既然在你们中间开办这慈惠的事,就当办成了。
шуңа, Титус силәрдә [бу] меһриванлиқни башлиған екән, биз Титустин силәрни буниңға несипдаш қилип уни ада қилишқа өтүндуқ.
7 你们既然在信心、口才、知识、热心,和待我们的爱心上,都格外显出满足来,就当在这慈惠的事上也格外显出满足来。
Амма силәр һәр тәрәптә, йәни ишәштә, сөздә, билимдә, толуқ әстайидиллиқта һәм бизгә болған меһир-муһәббитиңларда әвзәл болғиниңлардәк, мошу меһирлик иштиму өзүңларни әвзәл көрситиңлар.
8 我说这话,不是吩咐你们,乃是借着别人的热心试验你们爱心的实在。
Мән бу гәп билән силәргә буйруқ қилмақчи әмәсмән, бәлки башқиларниң қизғинлиғи арқилиқ муһәббитиңларниң һәқиқийлигини испатлимақчимән.
9 你们知道我们主耶稣基督的恩典:他本来富足,却为你们成了贫穷,叫你们因他的贫穷,可以成为富足。
Чүнки силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитини билисиләр — гәрчә у бай болсиму, силәрни дәп йоқсул болдики, силәр униң йоқсуллуғи арқилиқ бейитилисиләр.
10 我在这事上把我的意见告诉你们,是与你们有益;因为你们下手办这事,而且起此心意,已经有一年了,
Мән бу тоғрилиқ пикримни оттуриға қойимән — бу силәргә пайдилиқ, чүнки силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар.
11 如今就当办成这事。既有愿做的心,也当照你们所有的去办成。
Әнди һазир уни ада қилиңлар; қизғин ирадә бағлиғиниңлардәк, бар дунияйиңлар билән шу ишқа әмәл қилиңлар.
12 因为人若有愿做的心,必蒙悦纳,乃是照他所有的,并不是照他所无的。
Чүнки [хәйр-сахавәткә] бәл бағлиғучиға нисбәтән, соғиниң Худаға яриғидәк болуши қолида йоққа әмәс, бәлки қолида бариға бағлиқтур.
13 我原不是要别人轻省,你们受累,
Чүнки бу башқиларниң жүкини йениклитимән дәп, өзүңларни қийнаңлар дегиним әмәс,
14 乃要均平,就是要你们的富余,现在可以补他们的不足,使他们的富余,将来也可以补你们的不足,这就均平了。
бәлки силәрдә артуқ болғини һазирчә уларниң кам йерини толдурғинидәк, [күнләрниң биридә] уларда артуқ болғини силәрниң кам йериңларни толдуриду; шуниң билән тәңлишиду.
15 如经上所记: 多收的也没有余; 少收的也没有缺。
Худди [муқәддәс язмиларда]: «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» дәп йезилғандәк болғай.
16 多谢 神,感动提多的心,叫他待你们殷勤,像我一样。
Амма Титусниң қәлбигә силәргә болған көйүмүмгә охшаш көйүмни салған Худаға тәшәккүрләр болғай;
17 他固然是听了我的劝,但自己更是热心,情愿往你们那里去。
чүнки у дәрһәқиқәт бизниң илтимасимизни қобул қилғини билән, өзиниң силәргә күчлүк көйүми болғачқа, у өзлүгидин йениңларға барди;
18 我们还打发一位兄弟和他同去,这人在福音上得了众教会的称赞。
амма биз униңға барлиқ җамаәтләр арисида хуш хәвәр хизмитидә тәрипләнгән қериндашни һәмраһ қилип әвәттуқ;
19 不但这样,他也被众教会挑选,和我们同行,把所托与我们的这捐资送到了,可以荣耀主,又表明我们乐意的心。
шуниңдәк у пәқәт шу тәрәптила әмәс, бәлки җамаәтләр тәрипидин бу хәйрлик ишта бизгә һәмсәпәр болушқа талливелинған еди. Әнди биз бу хәйр-сахавәтни болса, Рәбниң шан-шәривини һәм ярдәмдики қизғинлиғимизни көрситиш үчүн уни йәткүзүш хизмитидә болимиз;
20 这就免得有人因我们收的捐银很多,就挑我们的不是。
шундақ қилип биз бу мол соғини мәсъул болуп йәткүзүштә һәр қандақ адәмниң бизниң үстимиздин төһмәт қилмаслиғи үчүн еһтият қилимиз.
21 我们留心行光明的事,不但在主面前,就在人面前也是这样。
Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз.
22 我们又打发一位兄弟同去;这人的热心,我们在许多事上屡次试验过。现在他因为深信你们,就更加热心了。
Биз йәнә улар билән биллә көп ишларда интайин әстайидиллиғи нурғун қетим испатланған қериндашни әвәтмәкчимиз; һазир униң силәргә бағлиған зор ишәши түпәйлидин униң интайин әстайидиллиғи техиму күчлүк болди.
23 论到提多,他是我的同伴,一同为你们劳碌的。论到那两位兄弟,他们是众教会的使者,是基督的荣耀。
Титус тоғрилиқ соаллар болса у мениң һәмраһим вә хизмитиңларда болған һәмкаримдур; башқа икки қериндишимиз болса, улар җамаәтләрниң әлчилири, Мәсиһниң шан-шәривидур.
24 所以,你们务要在众教会面前显明你们爱心的凭据,并我所夸奖你们的凭据。
Шуңа, җамаәтләрниң көз алдида муһәббитиңларниң испатини, шундақла бизниң силәрдин пәхирлинишлиримизниң бекар әмәслигини уларға көрситиңлар.

< 哥林多后书 8 >