< ՅԱՅՏՆՈՒԹԻՒՆ ՅՈՎՀԱՆՆՈՒ 5 >

1 Գահին վրայ բազմողին աջ ձեռքին մէջ տեսայ գիրք մը՝ գրուած ներսէն ու դուրսէն, եւ կնքուած եօթը կնիքով:
Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм.
2 Տեսայ նաեւ հզօր հրեշտակ մը, որ բարձրաձայն կը յայտարարէր. «Ո՞վ արժանի է բանալու այդ գիրքը եւ քակելու ատոր կնիքները»:
Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм.
3 Բայց ո՛չ մէկը, ո՛չ երկինքի մէջ, ո՛չ երկրի վրայ, ո՛չ ալ երկրի ներքեւ՝ կարող էր բանալ այդ գիրքը, ո՛չ ալ նայիլ անոր:
Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди.
4 Ես ալ սաստիկ կու լայի՝ քանի որ ո՛չ մէկը արժանի գտնուեցաւ բանալու այդ գիրքը, ո՛չ ալ նայելու անոր:
Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим.
5 Իսկ երէցներէն մէկը ըսաւ ինծի. «Մի՛ լար. ահա՛ Յուդայի տոհմէն եղող Առիւծը, Դաւիթի Արմատը, յաղթեց՝ որպէսզի բանայ այդ գիրքը եւ քակէ ատոր եօթը կնիքները:
Андин ақсақаллардин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир, — деди.
6 Ու տեսայ թէ գահին եւ չորս էակներուն մէջտեղ, ու երէցներուն մէջտեղ, կայնած էր Գառնուկ մը՝ որպէս թէ մորթուած. ան ունէր եօթը եղջիւր ու եօթը աչք, որոնք Աստուծոյ եօթը Հոգիներն են՝ ղրկուած ամբողջ երկիրը:
Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди.
7 Ան եկաւ եւ առաւ գիրքը գահին վրայ բազմողին աջ ձեռքէն:
Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.
8 Երբ առաւ գիրքը, չորս էակներն ու քսանչորս երէցները ինկան Գառնուկին առջեւ եւ երկրպագեցին. անոնցմէ իւրաքանչիւրը ունէր քնար մը, ու ոսկիէ սկաւառակ մը՝ խունկերով լեցուն, որ սուրբերուն աղօթքներն են:
Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди).
9 Անոնք կ՚երգէին նոր երգ մը՝ ըսելով. «Դուն արժանի ես առնելու այդ գիրքը եւ քակելու ատոր կնիքները. որովհետեւ մորթուեցար, ու քու արիւնովդ գնեցիր մեզ Աստուծոյ համար՝ ամէն տոհմէ, լեզուէ, ժողովուրդէ եւ ազգէ,
Улар йеңи бир күй ейтишти: — «Орам язмини елишқа, Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән; Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң.
10 թագաւորներ ու քահանաներ ըրիր մեզ մեր Աստուծոյն, եւ երկրի վրայ պիտի թագաւորենք»:
Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп, Каһинлар қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду».
11 Տեսայ, ու լսեցի ձայնը շատ հրեշտակներու՝ որոնք գահին, էակներուն եւ երէցներուն շուրջն էին. անոնց թիւը բիւրերով բիւր ու հազարներով հազար էր:
Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди.
12 Անոնք բարձրաձայն կ՚ըսէին. «Այդ մորթուած Գառնուկը արժանի է ընդունելու զօրութիւն, հարստութիւն, իմաստութիւն, ոյժ, պատիւ, փառք եւ օրհնաբանութիւն»:
Улар жуқури аваз билән: — «Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти.
13 Ու լսեցի բոլոր արարածները՝ երկինքի մէջ, երկրի վրայ, երկրի ներքեւ եւ ծովու մէջ եղող, ու ամէն ինչ որ անոնց մէջ կայ, որոնք կ՚ըսէին. «Գահին վրայ բազմողին եւ Գառնուկին՝ օրհնաբանութի՜ւն, պատի՜ւ, փա՜ռք ու զօրութի՜ւն դարէ դար՝՝»: (aiōn g165)
Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — «Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим. (aiōn g165)
14 Եւ չորս էակները կ՚ըսէին. «Ամէն»: Ու երէցները ինկան եւ երկրպագեցին:
Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.

< ՅԱՅՏՆՈՒԹԻՒՆ ՅՈՎՀԱՆՆՈՒ 5 >