< ՅԱՅՏՆՈՒԹԻՒՆ ՅՈՎՀԱՆՆՈՒ 12 >

1 Մեծ նշան մը երեւցաւ երկինքի մէջ.- կին մը՝ արեւը հագած, լուսինը՝ իր ոտքերուն ներքեւ, եւ տասներկու աստղէ պսակ մը՝ իր գլուխին վրայ,
У чағда, әрштә әҗайип бир карамәт пәйда болди — у қуяшни йепинчақлиған, путлириниң астида ай, бешида он икки юлтузлуқ таҗ бар бир аял еди.
2 յղի ըլլալով կ՚աղաղակէր. երկունքի ցաւ կը քաշէր ու կը տանջուէր ծնանելու համար:
У һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди.
3 Ուրիշ նշան մըն ալ երեւցաւ երկինքի մէջ. ահա՛ մեծ շառագոյն վիշապ մը կար, որ ունէր եօթը գլուխ ու տասը եղջիւր, եւ իր գլուխներուն վրայ՝ եօթը թագ:
Андин әрштә йәнә бир аламәт көрүнди — мана, йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, йәттә бешида йәттә таҗ бар болған чоң бир қизил әҗдиһа туратти.
4 Անոր պոչը կը քաշէր երկինքի աստղերուն մէկ երրորդը, ու նետեց զանոնք երկրի վրայ: Վիշապը կայնեցաւ այն կնոջ առջեւ՝ որ ծնանելու մօտ էր, որպէսզի լափէ անոր զաւակը՝ երբ ծնի:
У қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти. Әҗидиһа туғай дәп қалған аял йәңгигән һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп униң алдида турди.
5 Կինը ծնաւ արու զաւակ մը, որ երկաթէ գաւազանով պիտի հովուէր բոլոր ազգերը: Անոր զաւակը յափշտակուեցաւ Աստուծոյ եւ անոր գահին քով:
Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр һасиси билән падичидәк бақидиған бир оғул туғди. Бала болса Худаниң вә Униң тәхтиниң алдиға ғаччидә елип чиқилди.
6 Կինն ալ փախաւ անապատը, ուր Աստուծմէ տեղ պատրաստուած էր անոր, որպէսզի հոն կերակրուի հազար երկու հարիւր վաթսուն օր:
Аял чөлгә қачти; у йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.
7 Ապա պատերազմ եղաւ երկինքի մէջ. Միքայէլ եւ իր հրեշտակները պատերազմեցան վիշապին հետ: Վիշապն ալ պատերազմեցաւ իր հրեշտակներով,
Андин әрштә җәң болди. [Баш пәриштә] Микаил вә униң пәриштилири әҗдиһа билән җәң қилғили турди; әҗдиһаму өз пәриштилири билән уларға етилди.
8 բայց չկրցաւ յաղթել, ու երկինքի մէջ ա՛լ տեղ չգտնուեցաւ անոնց:
Лекин у үстүнлүк қазиналмиди, униңға вә пәриштилиригә әрштә турушқа орун қалмиди.
9 Ուստի վտարուեցաւ մեծ վիշապը, այն նախկին օձը՝ Չարախօս ու Սատանայ կոչուած, որ մոլորեցուց ամբողջ երկրագունդը. վտարուեցաւ դէպի երկիր, եւ իր հրեշտակները վտարուեցան իրեն հետ:
Шуниң билән зор әҗдиһа, йәни Иблис вә Шәйтан дәп аталған, пүтүн җаһанни аздурғучи һелиқи қедимий илан йәр йүзигә ташланди. Униң пәриштилириму униң билән тәң ташланди.
10 Ու լսեցի երկինքի մէջ հզօր ձայն մը՝ որ կ՚ըսէր. «Հի՛մա եղաւ մեր Աստուծոյն փրկութիւնը, զօրութիւնն ու թագաւորութիւնը, եւ անոր Օծեալին իշխանութիւնը. որովհետեւ խորտակուեցաւ մեր եղբայրներուն Ամբաստանողը, որ ցերեկ ու գիշեր կ՚ամբաստանէր զանոնք մեր Աստուծոյն առջեւ:
Андин мән әрштә жуқури бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Кәлди Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишалиғи вә Униң Мәсиһиниң һоқуқи! Чүнки қериндашлиримизниң үстидин Худайимизниң алдида кечә-күндүз шикайәт қилип турған шикайәт қилғучи әрштин ташливетилди;
11 Անոնք յաղթեցին անոր՝ Գառնուկին արիւնով եւ իրենց վկայութեան խօսքով, ու չսիրեցին իրենց անձը՝ մինչեւ մահ:
қериндашлар униң үстидин Қозиниң қени вә уларниң гувалиқ сөзи билән ғалип кәлди; Улар һәтта өлүмни көзигә илмай өз җенини әзиз көрмиди.
12 Ուստի ուրախացէ՛ք, երկի՛նք, եւ դո՛ւք՝ որ կը բնակիք անոր մէջ. վա՜յ երկրին ու ծովուն, որովհետեւ Չարախօսը իջաւ ձեզի՝ սաստիկ զայրոյթով, քանի որ գիտէ թէ ունի կարճ ժամանակ»:
Шуниң үчүн, шатлиниңлар, әй әршләр вә уларда туруватқалар! Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар! Чүнки Иблис үстүңларға чүшти; Вақтиниң аз қалғанлиғини билгәч, Ғәзәп-қәһри билән кәлди!».
13 Երբ վիշապը տեսաւ թէ ինք նետուեցաւ երկրի վրայ, հալածեց արու զաւակ ծնանող կինը:
Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди.
14 Մեծ արծիւի երկու թեւեր տրուեցան այդ կնոջ, որպէսզի թռչի դէպի անապատ, իր տեղը՝ ուր պիտի կերակրուէր ժամանակ մը, ժամանակներ ու կէս ժամանակ՝ հեռու օձին երեսէն:
Аялниң иланниң йүзидин далдилиниши, чөлдә өзи [үчүн һазирланған] маканиға берипбир мәзгил, икки мәзгил вә йерим мәзгил беқилсун дәп шу йәргә учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди.
15 Իսկ օձը իր բերանէն հեղեղի պէս ջուր թափեց կնոջ ետեւէն, որպէսզի հեղեղով ընկղմէ զայն:
Андин илан аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәл билән еқитип йоқатмақчи болди.
16 Բայց երկիրը օգնեց կնոջ. երկիրը բացաւ իր բերանը եւ կլլեց այն հեղեղը՝ որ վիշապը թափեց իր բերանէն:
Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһа ағзидин пүркүп чиқарған дәрияни жутувәтти.
17 Վիշապն ալ բարկացաւ կնոջ դէմ, ու գնաց պատերազմելու անոր զարմէն մնացողներուն հետ, որոնք կը պահէին Աստուծոյ պատուիրանները եւ ունէին Յիսուսի վկայութիւնը: Ապա կայնեցայ ծովու աւազին վրայ:
Буниң билән әҗдиһаниң аялға қаттиқ ғәзиви келип, униң қалған нәсли, йәни Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрзәнтлири билән җәң қилғили кәтти; у деңиз саһили үстидә туратти.

< ՅԱՅՏՆՈՒԹԻՒՆ ՅՈՎՀԱՆՆՈՒ 12 >