< ՄԱՐԿՈՍ 12 >
1 Ապա սկսաւ առակներով խօսիլ անոնց հետ ու ըսել. «Մարդ մը այգի տնկեց, ցանկ քաշեց անոր շուրջը, հնձանի փոս փորեց, աշտարակ կառուցանեց, մշակներու յանձնեց զայն, եւ ճամբորդեց:
Андин, у уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту; у бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунарини ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту.
2 Ատենին ծառայ մը ղրկեց մշակներուն, որպէսզի մշակներէն ստանայ այգիին պտուղէն:
Үзүм пәсли кәлгәндә, бағвәнләрдин үзүмзарлиқтики мевиләрдин [тегишлигини] әкелиш үчүн бир қулини уларниң йениға әвәтипту.
3 Իսկ անոնք բռնեցին, ծեծեցին զայն ու պարապ ճամբեցին:
Лекин улар уни тутувелип думбалап, қуруқ қол қайтурупту.
4 Դարձեալ ուրիշ ծառայ մըն ալ ղրկեց անոնց. զայն ալ քարկոծելով՝ գլուխը վիրաւորեցին եւ անպատուուած ճամբեցին:
Ғоҗайин йәнә бир қулни уларниң йениға әвәтипту. Уни болса улар чалма-кесәк қилип, баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту.
5 Դարձեալ ուրիշ մը ղրկեց, ու զայն սպաննեցին: Շատ ուրիշներ ալ ղրկեց, որոնցմէ ոմանք ծեծեցին եւ ոմանք սպաննեցին:
Ғоҗайин йәнә бирисини әвәтипту. Лекин уни улар өлтүрүпту. У йәнә тола қулларни әвәтипту, лекин улар бәзилирини думбалап, бәзилирини өлтүрүпту.
6 Տակաւին սիրելի որդի մը ունէր. վերջապէս զայն ալ ղրկեց անոնց՝ ըսելով. “Թերեւս պատկառին որդիէս”:
Ғоҗайинниң йенида пәқәт униң сөйүмлүк бир оғлила қалғачқа, улар оғлумниғу һөрмәт қилар дәп, у уни әң ахири болуп бағвәнләрниң йениға әвәтипту.
7 Բայց այդ մշակները ըսին իրարու. “Ա՛յս է ժառանգորդը. եկէ՛ք սպաննենք զայն, ու ժառանգութիւնը մե՛րը պիտի ըլլայ”:
Лекин шу бағвәнләр өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шуниң билән мираси бизниңки болиду!» дейишипту.
8 Բռնեցին զայն, սպաննեցին եւ այգիէն դուրս հանեցին:
Шуңа улар уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташливетипту.
9 Ուրեմն այգիին տէրը ի՞նչ պիտի ընէ. պիտի գայ ու կորսնցնէ մշակները, եւ այգին պիտի տայ ուրիշներու:
Әнди үзүмзарлиқниң ғоҗайини қандақ қилиду? У өзи келип бағвәнләрни өлтүриду вә үзүмзарлиқни башқиларға бериду.
10 Չէ՞ք կարդացեր սա՛ գրուածը. “Այն քարը՝ որ կառուցանողները մերժեցին, անիկա՛ եղաւ անկիւնաքարը.
Әнди силәр муқәддәс язмилардин муну айәтни оқуп бақмиғанмусиләр? — «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди.
11 ասիկա Տէրոջմէ՛ն եղաւ, եւ սքանչելի է մեր աչքերուն”»:
Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Көзимиз алдида карамәт бир иштур»
12 Անոնք կը ջանային բռնել զայն, բայց բազմութենէն կը վախնային. որովհետեւ գիտցան թէ այդ առակը խօսեցաւ իրենց դէմ: Ուստի թողուցին զայն, եւ գացին:
Улар униң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди; шуңа улар уни тутуш йолини издәшти; һалбуки, халайиқтин қорқушуп, уни ташлап кетип қалди.
13 Փարիսեցիներէն ու Հերովդէսեաններէն ոմանք ղրկեցին անոր, որպէսզի խօսքով բռնեն զայն:
Шуниңдин кейин, улар бир нәччә Пәрисий вә Һеродниң тәрәпдарлирини уни өз сөзи билән қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униң алдиға әвәтти.
14 Անոնք եկան եւ ըսին անոր. «Վարդապե՛տ, գիտենք թէ ճշմարտախօս ես, ու ո՛չ մէկուն համար հոգ կ՚ընես. քանի որ երեսպաշտութիւն չես ըներ մարդոց, հապա ճշմարտութեամբ կը սորվեցնես Աստուծոյ ճամբան: Արտօնուա՞ծ է կայսրին տուրք տալ. տա՞նք՝ թէ չտանք»:
Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. [Силичә], [Рим императори] Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?
15 Յիսուս գիտնալով անոնց կեղծաւորութիւնը՝ ըսաւ անոնց. «Ինչո՞ւ զիս կը փորձէք: Բերէ՛ք ինծի դահեկան մը՝ որ տեսնեմ»:
Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти. Лекин у уларниң сахтипәзлигини билип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр? Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай, — деди.
16 Անոնք ալ բերին: Ըսաւ անոնց. «Որո՞ւնն են այս պատկերն ու գրութիւնը»: Անոնք ըսին իրեն. «Կայսրի՛ն»:
Улар пулни елип кәлди, у улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди. — Қәйсәрниң, — дейишти улар.
17 Յիսուս ալ պատասխանեց անոնց. «Ինչ որ կայսրինն է՝ կայսրի՛ն տուէք, եւ ինչ որ Աստուծոյ է՝ Աստուծո՛յ oտուէքp»: Ու զարմացան իր վրայ:
Әйса уларға җававән: — [Ундақ болса], Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди. Шуниң билән улар униңға интайин һәйран қелишти.
18 Սադուկեցիներն ալ, որոնք կ՚ըսեն թէ յարութիւն չկայ, եկան անոր քով եւ հարցուցին իրեն.
Андин «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди:
19 «Վարդապե՛տ, Մովսէս գրեց մեզի. “Եթէ մէկուն եղբայրը մեռնի, ու կինը այրի ձգէ եւ զաւակ չթողու, անոր եղբայրը թող առնէ անոր կինը ու զարմ տայ իր եղբօր”:
— Устаз, Муса [пәйғәмбәр] Тәвратта бизгә: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп язған.
20 Ուրեմն եօթը եղբայրներ կային. առաջինը կին առաւ եւ մեռաւ, ու զարմ չթողուց:
Бурун йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла өлди.
21 Երկրորդը առաւ զայն եւ մեռաւ. ա՛ն ալ զարմ չթողուց. նոյնպէս ալ երրորդը:
Иккинчи қериндиши йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй өлди. Үчинчисиниң әһвалиму униңкигә охшаш болди.
22 Եօթն ալ զայն առին ու զարմ չթողուցին. բոլորէն ետք՝ կինն ալ մեռաւ:
Шу тәриқидә йәттиси охшашла уни елип пәрзәнт көрмәй кәтти. Ахирда, у аялму аләмдин өтти.
23 Ուրեմն յարութեան ատեն, երբ յարութիւն առնեն, անոնցմէ որո՞ւն կինը պիտի ըլլայ. որովհետեւ եօթն ալ ունեցան զայն իբր կին»:
Әнди тирилиш күнидә улар тирилгәндә, бу аял қайсисиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси уни хотунлуққа алған-дә! — дейишти.
24 Յիսուս պատասխանեց անոնց. «Արդեօք դուք մոլորած չէ՞ք՝ քանի որ ո՛չ Գիրքերը գիտէք, ո՛չ ալ Աստուծոյ զօրութիւնը:
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар сәвәвидин мошундақ азған әмәсмусиләр?
25 Արդարեւ երբ մեռելներէն յարութիւն առնեն, ո՛չ կ՚ամուսնանան եւ ո՛չ ամուսնութեան կը տրուին, հապա երկինքի հրեշտակներուն պէս կ՚ըլլան:
Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки әрштики пәриштиләргә охшаш болиду.
26 Բայց մեռելներուն մասին՝ թէ յարութիւն կ՚առնեն, Մովսէսի գիրքին մէջ չէ՞ք կարդացեր, թէ ի՛նչպէս Աստուած մորենիին մէջէն խօսեցաւ անոր՝ ըսելով. “Ե՛ս եմ Աբրահամի Աստուածը, Իսահակի Աստուածը եւ Յակոբի Աստուածը”:
Әнди өлгәнләрниң тирилиши мәсилиси һәққидә [Тәвратта], йәни Мусаға чүшүрүлгән китаптики «тикәнлик» вақиәсидә, Худаниң униңға қандақ ейтқинини, йәни: «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» дегинини оқумидиңларму?
27 Ան մեռելներուն Աստուածը չէ, հապա՝ ողջերուն. ուրեմն դուք շատ մոլորած էք»:
У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур! Шуңа силәр қаттиқ езип кәткәнсиләр!
28 Դպիրներէն մէկը մօտեցաւ, մտիկ ըրաւ անոնց՝ երբ կը վիճաբանէին, ու նշմարելով թէ լաւ պատասխանեց անոնց՝ հարցուց անոր. «Ո՞րն է բոլոր պատուիրաններուն առաջինը»:
Уларға йеқин кәлгән, муназириләшкәнлирини аңлиған вә Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази униңдин: — Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.
29 Յիսուս պատասխանեց անոր. «Բոլոր պատուիրաններուն առաջինը սա՛ է. “Մտի՛կ ըրէ, ո՛վ Իսրայէլ. Տէրը՝ մեր Աստուածը՝ միա՛կ Տէրն է:
Әйса мундақ җавап бәрди: — Әң муһим әмир шуки, «Аңлиғин, әй Исраил! Пәрвәрдигар Худайимиз болған Рәб бирдур.
30 Սիրէ՛ Տէրը՝ քու Աստուածդ՝ ամբողջ սիրտովդ, ամբողջ անձովդ, ամբողջ միտքովդ եւ ամբողջ զօրութեամբդ”: Ա՛յս է առաջին պատուիրանը:
Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». Мана бу әң муһим әмир.
31 Ու երկրորդը՝ ասոր նման. “Սիրէ՛ ընկերդ քու անձիդ՝՝ պէս”: Ասոնցմէ մեծ ուրիշ պատուիրան չկայ»:
Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса: — «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй». Хечқандақ әмир булардин үстүн турмайду.
32 Դպիրը ըսաւ անոր. «Լա՛ւ, վարդապե՛տ, ճշմարտութեամբ ըսիր թէ Աստուած մէ՛կ է, եւ անկէ զատ ուրիշ մը չկայ.
Тәврат устази униңға: — Тоғра ейттиңиз, устаз, һәқиқәт бойичә сөзлидиңиз; чүнки У бирдур, Униңдин башқиси йоқтур;
33 նաեւ ամբողջ սիրտով, ամբողջ խելքով, ամբողջ անձով ու ամբողջ զօրութեամբ զայն սիրելը, եւ ընկերը իրեն պէս սիրելը՝ բոլոր ողջակէզներէն ու զոհերէն աւելի է»:
инсанниң Уни пүтүн қәлби, пүтүн әқли, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши барлиқ көйдүрмә қурбанлиқлар һәм башқа қурбанлиқ-һәдийәләрдинму артуқтур.
34 Յիսուս՝ տեսնելով որ ան խելամտութեամբ պատասխանեց, ըսաւ անոր. «Աստուծոյ թագաւորութենէն հեռու չես»: Եւ ա՛լ ուրիշ ո՛չ մէկը կը յանդգնէր բան մը հարցնել անոր:
Әйса униң ақиланилик билән җавап бәргинини көрүп: — Сән Худаниң падишалиғидин жирақ әмәссән, — деди. Шуниңдин кейин, һеч ким униңдин соал сорашқа петиналмиди.
35 Երբ Յիսուս կը սորվեցնէր տաճարին մէջ՝ ըսաւ. «Դպիրները ի՞նչպէս կ՚ըսեն թէ “Քրիստոս Դաւիթի որդին է”:
Ибадәтхана һойлилирида тәлим бәргәндә, Әйса буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди: Тәврат устазлириниң Мәсиһни «Давутниң оғли» дегинини қандақ чүшинисиләр?
36 Արդարեւ ի՛նք՝ Դաւիթ՝ Սուրբ Հոգիով կ՚ըսէ. “Տէրը ըսաւ իմ Տէրոջս. «Բազմէ՛ իմ աջ կողմս, մինչեւ որ քու թշնամիներդ պատուանդան դնեմ ոտքերուդ»”:
Чүнки Давут өзи Муқәддәс Роһта мундақ дегәнғу: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!».
37 Ուրեմն ի՛նք՝ Դաւիթ՝ Տէր կը կոչէ զայն. ի՞նչպէս ան կ՚ըլլայ իր որդին»: Բազմութենէն շատեր հաճոյքով մտիկ կ՚ընէին անոր:
Давут [Мәсиһни] шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди [Мәсиһ] қандақму [Давутниң] оғли болиду? У йәрдики топ-топ хәлиқ униң сөзини хурсәнлик билән аңлайтти.
38 Իր ուսուցումին մէջ կ՚ըսէր անոնց. «Զգուշացէ՛ք դպիրներէն, որոնք կ՚ուզեն երկայն հանդերձներով շրջիլ, կը փնտռեն բարեւները՝ հրապարակներուն վրայ,
У уларға тәлим бәргинидә мундақ деди: — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда керилип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған [узун] саламлириға,
39 առաջին աթոռները՝ ժողովարաններու մէջ, եւ առաջին բազմոցները՝ ընթրիքներու մէջ.
синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдә төрдә олтиришқа амрақ келиду.
40 որոնք կը լափեն այրիներուն տուները, ու իբր պատրուակ՝ աղօթքը կ՚երկարեն: Ասոնք աւելի՛ խստութեամբ պիտի դատուին՝՝»:
Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!
41 Յիսուս գանձանակին դիմաց նստած՝ կը նայէր թէ բազմութիւնը գանձանակին մէջ ի՛նչպէս դրամ կը ձգէ: Շատ հարուստներ՝ շատ բան ձգեցին:
У ибадәтханидики сәдиқә сандуғиниң удулида олтирип, униңға пуллирини ташлаватқан халайиққа қарап туратти. Нурғун байлар униңға хелә көп пул ташлашти.
42 Աղքատ այրի մըն ալ եկաւ ու երկու լումայ ձգեց, որ նաքարակիտ մը կ՚ընէ:
Намрат бир тул аялму келип, тийинниң төрттин бири қиммитидики икки ләптонни ташлиди.
43 Իր աշակերտները կանչելով իրեն՝ ըսաւ անոնց. «Ճշմա՛րտապէս կը յայտարարեմ ձեզի թէ այս աղքատ այրին՝ գանձանակը դրամ ձգողներուն բոլորէն աւելի ձգեց.
У мухлислирини йениға чақирип, уларға мундақ деди: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң сәдиқә сандуғиға ташлиғини башқиларниң һәммисиниң ташлиғанлиридин көптур.
44 որովհետեւ բոլորը իրենց առատութենէն ձգեցին, բայց ան՝ իր կարօտութենէն՝ ձգեց իր ամբողջ ունեցածը, իր ամբողջ ապրուստը»:
Чүнки башқилар өзлириниң ешип ташқанлиридин сәдиқә қилди; лекин бу аял намрат турупму, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.