< ՅՈՎՀԱՆՆՈԻ 2 >

1 Երրորդ օրը հարսանիք մը կար Գալիլեայի Կանա քաղաքը, եւ Յիսուսի մայրը հոն էր:
Үчинчи күни, Галилийәдики Кана йезисида бир той болди. Әйсаниң аниси [Мәрйәм] у йәрдә еди
2 Յիսուս ալ հրաւիրուեցաւ այդ հարսանիքին, նաեւ՝ իր աշակերտները:
һәм Әйса вә униң мухлислириму тойға тәклип қилинған еди.
3 Երբ գինին պակսեցաւ, Յիսուսի մայրը ըսաւ անոր. «Գինի չունին»:
Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
4 Յիսուս ըսաւ անոր. «Կի՛ն, դուն ի՞նչ ունիս ինծի հետ. իմ ժամս դեռ հասած չէ»:
Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.
5 Իր մայրը ըսաւ սպասարկուներուն. «Ի՛նչ որ ըսէ ձեզի՝ ըրէ՛ք»:
Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
6 Հոն վեց քարէ կարաս դրուած էր՝ Հրեաներուն մաքրուելու սովորութեան համաձայն. իւրաքանչիւրը կը պարունակէր երկու կամ երեք մար:
Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.
7 Յիսուս ըսաւ անոնց. «Լեցուցէ՛ք այդ կարասները ջուրով». ու լեցուցին զանոնք՝ մինչեւ բերանը:
Әйса чакарларға: — Күпләргә су толдуруңлар, — деди. Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти.
8 Եւ ըսաւ անոնց. «Հիմա հանեցէ՛ք ու տարէ՛ք սեղանապետին». անոնք ալ տարին:
Андин у уларға йәнә: — Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар уни апирип бәрди.
9 Երբ սեղանապետը համտեսեց գինի դարձած ջուրը՝ չէր գիտեր ուրկէ՛ ըլլալը (բայց սպասարկուները՝ որոնք հաներ էին ջուրը՝ գիտէին): Սեղանապետը կանչեց փեսան
Той башқурғучи шарапқа айландурулған судин тетип көргәндә (у униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуған чакарлар биләтти) той башқурғучи тойи болуватқан жигитни чақирип,
10 եւ ըսաւ անոր. «Ամէն մարդ նախ կը մատուցանէ լաւ գինին, ու երբ արբեցած ըլլան՝ ա՛յն ատեն ցածորակը. բայց դուն լաւ գինին պահեցիր մինչեւ հիմա»:
униңға: — Һәр бир [той қилғучи] яхши шарапни тойниң бешида қуйиду, андин меһманлар қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Әҗәба, сән яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
11 Յիսուս իր նշաններուն սկիզբը ըրաւ ասիկա՝ Գալիլեայի Կանա քաղաքին մէջ, եւ ցոյց տուաւ իր փառքը. ու իր աշակերտները հաւատացին իրեն:
Бу болса, Әйса көрсәткән мөҗизилик аламәтләрниң дәсләпкиси болуп, Галилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән у өзиниң шан-шәривини аян қилди, вә униң мухлислири униңға етиқат қилди.
12 Յետոյ Յիսուս Կափառնայում իջաւ, ինք, իր մայրն ու իր եղբայրները, եւ իր աշակերտները. բայց շատ օրեր չմնացին հոն:
Бу иштин кейин у, аниси, инилири вә мухлислири билән Кәпәрнаһум шәһиригә чүшүп, у йәрдә бир нәччә күн турди.
13 Հրեաներուն Զատիկը մօտ էր, ուստի Յիսուս բարձրացաւ Երուսաղէմ:
Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға йеқин қалғанда, Әйса Йерусалимға барди.
14 Տաճարին մէջ գտաւ արջառ, ոչխար եւ աղաւնի ծախողներ, նաեւ լումայափոխներ՝ որոնք նստած էին:
У ибадәтхана [һойлилирида] кала, қой вә кәптәр-пахтәк сатқучиларни һәм у йәрдә олтарған пул тегишкүчиләрни көрди.
15 Եւ չուանէ խարազան մը շինելով՝ տաճարէն դուրս հանեց բոլորը, ոչխարներն ու արջառներն ալ. թափեց լումայափոխներուն լումաները, տապալեց սեղանները,
У танидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң пуллирини чечип, ширәлирини өрүвәтти
16 եւ ըսաւ աղաւնի ծախողներուն. «Վերցուցէ՛ք ատոնք ասկէ. առեւտուրի տուն մի՛ ընէք իմ Հօրս տունը»:
вә пахтәк-кәптәр сатқучиларға: — Бу нәрсиләрни бу йәрдин елип кетиш! Атамниң өйини сода-сетиқ өйи қилишивалма! — деди.
17 Եւ իր աշակերտները յիշեցին՝ որ գրուած է. «Քու տանդ նախանձախնդրութիւնը կլանեց զիս»:
Буни көргән мухлислири [Зәбурда] мундақ пүтүлгинини есигә елишти: «Сениң [муқәддәс] өйүңгә болған отлуқ муһәббитим өзүмни чулғивалди!».
18 Հետեւաբար Հրեաները ըսին անոր. «Ի՞նչ նշան ցոյց կու տաս մեզի՝ քանի կ՚ընես այդ բաները»:
Шуниң билән Йәһудийлар у ишларға инкас билдүрүп униңдин: — Бундақ ишларни қилған екәнсән, қени, бизгә немә мөҗизилик аламәтни көрситип берисән?! — дәп сориди.
19 Յիսուս պատասխանեց անոնց. «Քակեցէ՛ք այս տաճարը, ու երեք օրուան մէջ պիտի կանգնեցնեմ զայն»:
Әйса уларға җавап берип: — Ушбу ибадәтханини чувувәтсәңлар, мән үч күн ичидә уни яңливаштин қуруп чиқимән, — деди.
20 Իսկ Հրեաները ըսին. «Քառասունվեց տարուան մէջ շինուեցաւ այս տաճարը, եւ դուն երե՞ք օրուան մէջ պիտի կանգնեցնես զայն»:
Шуниң билән бу Йәһудийлар йәнә униңға: — Бу ибадәтханини ясаватқили һазирғичә қириқ алтә жил болған турса, сән уни қандақсигә үч күндила қуруп чиқалайсән?! — деди.
21 Բայց ինք կը խօսէր իր մարմինի՛ն տաճարին մասին:
Һалбуки, униң «ибадәтхана» дегини униң өз тенини көрсәткән еди.
22 Ուստի երբ ինք մեռելներէն յարութիւն առաւ, իր աշակերտները յիշեցին թէ ըսած էր ասիկա, ու հաւատացին Գիրքին եւ Յիսուսի ըսած խօսքին:
Шуңа, у өлүмдин тирилгәндин кейин, мухлислири униң бу дегинини есигә алди вә шундақла муқәддәс язмилардики бу һәқтики бешарәткә һәмдә Әйсаниң ейтқан сөзигә ишәнди.
23 Երբ Զատիկի տօնին ատենը Երուսաղէմ էր, շատ մարդիկ հաւատացին անոր անունին՝ տեսնելով անոր ըրած նշանները:
Өтүп кетиш һейтида, нурғун кишиләр униң Йерусалимда көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көргән болуп, униң намиға етиқат қилишти.
24 Բայց ինք՝ Յիսուս՝ չէր հաւատար անոնց, որովհետեւ կը ճանչնար ամէն մարդ.
Лекин Әйса пүткүл инсанларниң [қәлбиниң] қандақ екәнлигини билгәчкә, өзини уларға тапшурмайтти.
25 պէտք չունէր՝ որ մէկը ուրիշ մարդու մասին վկայէր իրեն, քանի որ ինք գիտէր թէ ի՛նչ կայ մարդուն մէջ:
Инсан тоғрилиқ һеч кимниң униңға гувалиқ беришиниң һаҗити йоқ еди; чүнки у инсанларниң қәлбидә немә бар екәнлигини өзи биләтти.

< ՅՈՎՀԱՆՆՈԻ 2 >