< ՅԱԿՈԲՈՒ 2 >

1 Եղբայրնե՛րս, առանց աչառութեան թող ըլլայ մեր Տէրոջ՝ Յիսուս Քրիստոսի՝ փառքի Տէրոջ հաւատքը:
Қериндашлирим, шан-шәрәп Егиси болған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң етиқат йолини тутқан екәнсиләр, адәмниң ташқи қияпитигә қарап муамилә қилидиғанлардин болмаңлар.
2 Արդարեւ եթէ ձեր ժողովարանին մէջ մտնէ մարդ մը՝ ոսկիէ մատանիով ու փայլուն տարազով, եւ մտնէ նաեւ աղքատ մը՝ աղտոտ տարազով,
Чүнки синагогиңларға алтун үзүк тақиған, есил кийингән бир бай билән тәң җул-җул кийингән бир кәмбәғәл кирсә,
3 ու նայիք անոր՝ որ փայլուն տարազ կը կրէ, եւ ըսէք. «Հո՛ս նստէ՝ պատիւով», իսկ աղքատին ըսէք. «Հո՛ն ոտքի կայնէ, կամ հո՛ս նստէ՝ պատուանդանիս քով»,
силәр есил кийингәнни әтиварлап «Төргә чиқип олтарсила!» десәңлар, кәмбәғәлгә, «У йәрдә тур!» яки «Аяқ тәрипимдә олтар!» десәңлар,
4 միթէ ձեր մէջ խտրութիւն դրած չէ՞ք ըլլար, ու չար մտածումներու դատաւոր եղած:
өз ара айримичилиқ қилған вә инсанлар үстидин яман нийәт һөкүм чиқарғучилардин болған болмамсиләр?!
5 Լսեցէ՛ք, սիրելի՛ եղբայրներս. միթէ Աստուած չընտրե՞ց այս աշխարհի աղքատները՝ որոնք հարուստ են հաւատքով, ու ժառանգորդ արքայութեան՝ որ խոստացաւ զինք սիրողներուն:
Қулақ селиңлар, и сөйүмлүк қериндашлирим — Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни етиқатта бай болуш һәмдә уларни Өзини сөйгәнләргә беришкә вәдә қилған падишалиғиға мирасхор болушқа таллиған әмәсму?
6 Բայց դուք անպատուեցիք աղքատները: Հարուստները չե՞ն՝ որ կը հարստահարեն ձեզ ու դատարանները կը քաշեն:
Бирақ силәр кәмбәғәлләрни көзгә илмидиңлар! Байлар силәрни әзгән вә сот-сорақларға сөригән әмәсму?
7 Անոնք չե՞ն որ կը հայհոյեն այն բարի անունը՝ որով կոչուած էք:
Үстүңләргә қоюлған әшу мубарәк намға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу [байлар] әмәсму?
8 Ուրեմն՝ եթէ դուք կը գործադրէք արքայական Օրէնքը՝ Գիրքին ըսածին համաձայն. «Սիրէ՛ ընկերդ քու անձիդ՝՝ պէս», լա՛ւ կ՚ընէք:
Муқәддәс язмилардики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» дегән шаһанә қанунға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр.
9 Բայց եթէ աչառութիւն կ՚ընէք՝ մե՛ղք կը գործէք, եւ կը կշտամբուիք Օրէնքէն՝ օրինազանցներու պէս.
Лекин кишиләргә икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр, Тәврат қануни тәрипидин хилаплиқ қилғучилар дәп бекитилисиләр.
10 քանի որ ո՛վ որ պահէ ամբողջ Օրէնքը սակայն սայթաքի մէ՛կ բանի մէջ, պարտապան կ՚ըլլայ բոլորին:
Чүнки бир киши пүтүн Тәврат қануниға әмәл қилдим дәп туруп, [һәтта] униңдики бирла әмиргә хилаплиқ қилса, у пүтүн қанунға хилаплиқ қилғучи һесаплиниду.
11 Արդարեւ ա՛ն որ ըսաւ. «Շնութիւն մի՛ ըներ», ըսաւ նաեւ. «Մի՛ սպաններ»: Ուստի եթէ շնութիւն չընես բայց սպաննես, օրինազանց կ՚ըլլաս:
Чүнки: «зина қилма» Дегүчи һәм «қатиллиқ қилма»му дегән. Шуңа, зина қилмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила [пүтүн] Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән баравәр болисиләр.
12 Ա՛յնպէս խօսեցէք եւ ա՛յնպէս գործեցէք՝ որպէս թէ պիտի դատուիք ազատութեան Օրէնքով:
Шуңа сөз-әмәллириңлар адәмни әркинликкә ериштүридиған қанун алдида сорақ қилинидиғанларниң салаһийитигә уйғун болсун.
13 Որովհետեւ դատաստանը անողորմ պիտի ըլլայ անոր՝ որ չէ ողորմած. սակայն ողորմութիւնը կը պարծենայ դատաստանին դիմաց:
Чүнки башқиларға рәһим қилмиғанларниң үстидин чиқиридиған һөкүм рәһимсиз болиду. Әнди «рәһим қилиш» «һөкүм чиқириш»ниң үстидин ғәлибә қилип тәнтәнә қилиду.
14 Ի՞նչ օգուտ ունի, եղբայրնե՛րս, եթէ մէկը ըսէ թէ հաւատք ունի սակայն գործեր չունենայ. միթէ հաւատքը կրնա՞յ փրկել զինք:
И қериндашлирим! Бириси ағзида, «Мәндә етиқат бар» дәп туруп, амма [униңда] [мунасип] әмәллири болмиса, униң немә пайдиси? [Бундақ] етиқат уни қутқузаламду?
15 Եթէ եղբայր մը կամ քոյր մը մերկ ըլլայ եւ օրուան կերակուրին կարօտ,
Әнди әгәр ака-ука яки ача-сиңиллардин бири ялаңач қалса яки күндилик йемәклиги кам болса, силәрдин бири уларға: «[Худаға] аманәт, кийимиңлар пүтүн, қосиғиңлар тоқ қилинғай!» дәп қоюпла, тениниң һаҗитидин чиқмиса, буниң немә пайдиси?
16 ու ձեզմէ մէկը ըսէ անոնց. «Գացէ՛ք խաղաղութեամբ, տաքցէ՛ք եւ կշտացէ՛ք», բայց մարմինին հարկաւոր բաները չտայ անոնց, ի՞նչ օգուտ ունի:
17 Ա՛յդպէս ալ հաւատքը՝ եթէ գործեր չունենայ իրեն հետ՝ մեռած է ինքնիր մէջ:
Шуниңға охшаш ялғуз етиқатла болуп, [униңға] [мунасип] әмәллири болмиса, [бундақ етиқат] өлүк етиқаттур.
18 Նոյնիսկ մէկը կրնայ ըսել. «Դուն հաւա՛տք ունիս, ես ալ գործե՛ր ունիմ. ցո՛յց տուր ինծի քու հաւատքդ՝ առանց գործերու, իսկ ես ցոյց պիտի տամ քեզի իմ հաւատքս՝ գործերո՛վս”:
Лекин бәзибир адәмләр: «Сәндә етиқат бар, мәндә болса әмәл бар» дәп [талишиду]. Лекин мән: «Әмәлсиз болған етиқатиңни маңа көрситә қени?!», «Мән етиқатимни әмәлләр билән көрситимән» дәймән.
19 Դուն կը հաւատաս թէ Աստուած մէկ է. լա՛ւ կ՚ընես: Դեւե՛րն ալ կը հաւատան ու կը սարսռան:
— Сән «Худа бир» дәп ишинисән — Барикалла! Лекин һәтта җинларму шуниңға ишиниду, шундақла қорқуп дир-дир титрәйдуғу!
20 Բայց կ՚ուզե՞ս գիտնալ, ո՛վ սնոտի մարդ, թէ հաւատքը մեռած է առանց գործերու:
Әй, қуруқ хиял адәм! Әмәллири йоқ етиқатниң өлүк етиқат екәнлигини қачанму биләрсән?
21 Աբրահամ՝ մեր հայրը՝ գործերով չարդարացա՞ւ, երբ իր որդին՝ Իսահակը մատուցանեց զոհասեղանին վրայ:
Атимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурбангаһ үстигә сунғанда өз әмили арқилиқ һәққаний дәп җакаланған әмәсму?
22 Կը տեսնե՞ս թէ հաւատքը գործակից եղաւ անոր գործերուն, ու գործերո՛վ հաւատքը կատարեալ եղաւ,
Әнди шуни көрүвелишқа болидуки, униң етиқати мунасип әмәлләрни қилди вә етиқати әмәлләр арқилиқ мукәммәл қилинди.
23 եւ իրագործուեցաւ Գիրքին խօսքը՝ որ կ՚ըսէ. «Աբրահամ հաւատաց Աստուծոյ, ու ատիկա արդարութիւն սեպուեցաւ անոր, եւ ինք Աստուծոյ բարեկամ կոչուեցաւ»:
Мана бу иш [Тәвраттики]: «Ибраһим Худаға етиқат қилди. Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән язмини испатлайду, шундақла у «Худаниң дости» дәп аталди.
24 Կը նկատէ՞ք թէ մարդ կ՚արդարանայ գործերո՛վ, ու ո՛չ թէ՝ միայն հաւատքով:
Буниңдин шуни көрәләйсиләрки, инсанлар етиқати биләнла әмәс, бәлки әмәллири билән һәққаний дәп җакалиниду.
25 Նմանապէս Ռախաբ պոռնիկն ալ չարդարացա՞ւ գործերով, երբ ընդունեց պատգամաւորները եւ ուրիշ ճամբայով ուղարկեց զանոնք:
Мошуниңға охшаш, паһишә аял Раһаб [Исраил] чарлиғучилирини өз өйидә күтүп, уларни башқа йол билән қачурувәткәнлиги үчүн, у охшашла иш-әмили билән һәққаний дәп җакаланған болмамду?
26 Արդարեւ ինչպէս մարմինը մեռած է առանց հոգիի, այդպէս ալ հաւատքը մեռած է առանց գործերու:
Тән роһ болмиса өлүк болғандәк, әмәллири йоқ етиқатму өлүктур.

< ՅԱԿՈԲՈՒ 2 >