< ԵՐԿՐՈՐԴ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 9 >

1 Արդարեւ աւելորդ է որ գրեմ ձեզի՝ սուրբերուն սպասարկութեան մասին,
Чүнки муқәддәс бәндиләрниң бу ярдәм хизмити тоғрилиқ силәргә йәнә йезишимниң һаҗити йоқ.
2 քանի գիտեմ ձեր յօժարութիւնը. անոր մասին կը պարծենամ ձեզմով Մակեդոնացիներուն առջեւ, ըսելով թէ Աքայիացիները անցեալ տարուընէ պատրաստուած էին. ու ձեր նախանձախնդրութիւնը դրդեց շատ շատերը:
Чүнки мән силәрниң бу ишқа қаттиқ бәл бағлиғиниңларни билимән; мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп Македонийәдики [қериндашларға] пәхирлинип махтап кәлмәктимән, шуниң билән силәрниң қизғинлиғиңлар уларниң көпинчисиниң [хәйр-сәдиқә] [беришигә] түрткә болди.
3 Սակայն ղրկեցի եղբայրները, որպէսզի ձեզի հանդէպ մեր պարծանքը ընդունայն չըլլայ այս մասին, հապա՝ ինչպէս ըսեր եմ՝ պատրաստուած ըլլաք.
Лекин қериндашларни әвәтиштики мәхситим силәрниң тоғраңларда пәхирлинип махтишимниң бу ишларда беһудә иш болуп қалмаслиғи, силәрниң дегинимдәк тәйяр болуп турушуңлар үчүндур.
4 որպէսզի՝ երբ Մակեդոնացիները գան ինծի հետ եւ անպատրաստ գտնեն ձեզ՝ մենք (որ չըսենք՝ դո՛ւք) ամօթահար չըլլանք այս նոյն պարծանքին վստահութեան համար:
Мабада Македонийәдикиләр мән билән биллә барғинида, силәр тәйярлиқсиз болсаңлар, бу ишәшимиз вәҗидин биз хиҗаләткә қалдурулимиз, силәр сөзсиз шундақ болисиләр.
5 Ուրեմն հարկաւոր համարեցի յորդորել եղբայրները, որ նախապէս գան ձեզի ու կանխաւ համախմբեն ձեր նախապէս ծանուցանած առատաձեռնութիւնը, որպէսզի ան պատրաստ ըլլայ իբր առատաձեռնութիւն, ո՛չ թէ իբր ագահութիւն:
Шу сәвәптин мән қериндашлардин йениңларға берип силәрдин бу вәдә қилған хәйрлик ишни алдин-ала тәйярлап пүттүрүшини өтүнүшни зөрүр дәп һесаплидим; шундақла бу силәрдин бирәр нәрсә үндүривелиш болмисун, бәлки меһриванлиғиңлардин болсун.
6 Բայց սա՛ գիտցէք, թէ ա՛ն որ խնայելով կը սերմանէ՝ խնայելով ալ պիտի հնձէ, եւ ա՛ն որ առատաձեռնութեամբ կը սերմանէ՝ առատաձեռնութեամբ պիտի հնձէ:
Амма буни [әсләңлар]: Бехиллиқ билән аз териған аз алиду, очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду.
7 Իւրաքանչիւրը թող տայ՝ ինչպէս որոշած է իր սիրտին մէջ, ո՛չ թէ տրտմութեամբ կամ հարկադրաբար. որովհետեւ Աստուած կը սիրէ ցնծութեամբ տուողը:
Һәр адәм һеч қийнилип қалмай яки мәҗбурән әмәс, бәлки өз көңлидә пүккиничә бәрсун; чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.
8 Եւ Աստուած կարող է բոլոր շնորհքներով ճոխացնել ձեզ, որպէսզի դուք՝ ամէն բանի մէջ ամէն ատեն լման ինքնաբաւութիւն ունենալով՝ ճոխանաք ամէն բարի գործով,
Амма Худа һәр бир илтипат-шапаәтни силәргә ешип таштурушқа қадирдур; шуниң билән силәр һәрдайим һәртәрәптә һәр еһтияҗқа тәйяр қувәтлинисиләр, кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду.
9 ինչպէս գրուած է. «Սփռեց եւ աղքատներուն տուաւ. անոր արդարութիւնը յաւիտեան կը մնայ»: (aiōn g165)
[Муқәддәс язмиларда] пүтүлгинидәк: — «У өзиниңкини тарқатқан, У йоқсулларға сәдиқә бәргән; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду». (aiōn g165)
10 Ուրեմն ա՛ն՝ որ սերմ կը հայթայթէ սերմնացանին, կերակուրի համար հաց հայթայթէ ձեզի ու բազմացնէ ձեր հունտը՝՝, եւ աճեցնէ ձեր արդարութեան պտուղները:
Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду, һәққанийлиғиңларниң һосул-мевилирини көпәйтиду.
11 Ամէն բանի մէջ հարստացած էք ամէն տեսակ առատաձեռնութեամբ, ինչ որ մեր միջոցով շնորհակալութիւն կը գոյացնէ Աստուծոյ հանդէպ.
Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду;
12 որովհետեւ այս պաշտօնին սպասարկումը ո՛չ միայն կը լրացնէ սուրբերուն պակասը, այլ նաեւ կը ճոխանայ շատ շնորհակալութիւններով՝ ուղղուած Աստուծոյ:
чүнки бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш пәқәт муқәддәс бәндиләрниң һаҗәтлирини қандурупла қалмай, көп кишиләрниң Худаға йәткүзгән тәшәккүрлирини ешип таштуриду.
13 Այս սպասարկութեան փորձառութեամբ անոնք պիտի փառաւորեն Աստուած՝ Քրիստոսի աւետարանին ձեր դաւանած ենթարկումին համար, նաեւ ձեր առատաձեռն հաղորդակցութեան համար՝ անոնց եւ բոլորին հետ.
Бу ярдәм хизмити өзлириңларниң Мәсиһниң хуш хәвирини етирап қилишиңлардики мевә болған итаәтмәнлигиңларға дәлил-испат болиду, шундақла силәрниң мошу [һаҗәтмән] бәндиләргә, шундақла барлиқ адәмләргә көрсәткән очуқ қоллуқ сехийлиғиңлардин улар Худани улуқлайду.
14 ու պիտի աղերսեն ձեզի համար, կարօտնալով ձեզ Աստուծոյ գերազանց շնորհքին համար՝ որ ձեր մէջ է:
Вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду.
15 Շնորհակալութի՛ւն Աստուծոյ՝ իր անպատմելի պարգեւին համար:
Униң тил билән ипадилигүсиз әҗайип соғиси үчүн Худаға тәшәккүр болғай!

< ԵՐԿՐՈՐԴ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 9 >