< ԵՐԿՐՈՐԴ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 10 >

1 Ես ինքս՝ Պօղոս՝ կ՚աղաչե՛մ ձեզի Քրիստոսի հեզութեամբ եւ ազնուութեամբ, ես՝ որ ձեր ներկայութեան մէջ խոնարհ եմ, բայց բացակայ ըլլալով՝ խիզախ եմ ձեզի հանդէպ:
Амма өзүм, силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин силәрдин айрилғанда силәргә қарита қаттиқ қоллуқ дәп қаралған мәнки Павлус Мәсиһниң юваш-мөминлиги вә мулайимлиғи билән силәрдин өтүнүмән,
2 Կ՚աղերսեմ որ ներկայ եղած ատենս խիզախ չըլլամ այն վստահութեամբ՝ որով կը մտածեմ յանդուգն ըլլալ ոմանց դէմ, որոնք մեր մասին կը մտածեն ա՛յնպէս՝ իբր թէ կ՚ընթանանք մարմնաւորապէս:
— шуни тәләп қилимәнки, йениңларға барғинимда, бизни «әтләр бойичә маңғанлар!» дәп гуман билән қарайдиған бәзиләргә қарита ойлиғинимдәк қаттиқ қоллуқ қилишқа мени мәҗбур қилмаңлар;
3 Քանի որ՝ թէպէտ մարմինով կ՚ընթանանք, ո՛չ թէ մարմինին համաձայն կը մարտնչինք.
гәрчә биз инсаний әтләрдә жүрсәкму, биз әтләр бойичә җәң қилмаймиз.
4 որովհետեւ մեր մարտին զէնքերը մարմնաւոր չեն, բայց Աստուծոյ միջոցով զօրաւոր են՝ ամրոցներու քանդումին համար:
Чүнки җәң қураллиримиз әткә тәвә қураллар әмәс, бәлки Худа тәрипидин қорған-истиһкамларни гумран қилиш күчигә егә қилинған қураллардур;
5 Մենք կը քանդենք տրամաբանութիւններ եւ Աստուծոյ գիտութեան դէմ ինքզինք պանծացնող ամէն բարձր բան, ու Քրիստոսի հնազանդութեան գերի կը դարձնենք ամէն մտածում:
биз улар билән бәс-муназириләрни вә Худани тонушқа қаршилишишқа турған һәр қандақ һакавур тосалғуни гумран қилимиз, шундақла һәр бир ой-хиялларни Мәсиһкә беқиндуруп итаәт қилишқа кәлтүримиз;
6 Եւ պատրաստ ենք վրէժ առնելու ամէն անհնազանդութեան համար, երբ ձեր հնազանդութիւնը լման ըլլայ:
силәр толуқ итаәт қилғандин кейин, [араңларда] қандақ итаәтсизлик қалған болса буларни җазалашқа тәйярмиз.
7 Բաներու արտաքին երեւոյթի՞ն կը նայիք: Եթէ ոեւէ մէկը կը վստահի ինքնիր վրայ՝ թէ ինք Քրիոտոսինն է, դարձեալ թող մտածէ ինքնիրմէ՝ թէ ինչպէս ինք Քրիստոսինն է, նոյնպէս ալ՝ մենք:
Силәр пәқәт көз алдиңлардики ишларғила қарайдикәнсиләр. Әгәр бириси өзини Мәсиһкә тәвәмән дәп қариса, у йәнә шуниң үстигә ойлансунки, у Мәсиһкә тәвә болғиниға охшаш, бизму Униңға тәвәдурмиз.
8 Քանի որ նոյնիսկ եթէ աւելի պարծենայի մեր իշխանութեան վրայ, որ Տէրը տուած է մեզի՝ շինութեան համար, եւ ո՛չ թէ ձեր քանդումին համար, պիտի չամչնայի:
Чүнки, Рәб тәрипидин силәрни набут қилиш үчүн әмәс, бәлки етиқатиңларни қуруш үчүн бизгә аманәт қилинған һоқуқимиз тоғрилиқ техиму көп зиядәрәк махтансамму, буниңда һеч йәргә қарап қалмаймән;
9 Որպէսզի չթուի թէ ես կ՚ուզեմ զարհուրեցնել ձեզ նամակներով.
әнди мән пәқәт хәтләрдила силәрни қорқатмақчи әмәсмән;
10 քանի որ կ՚ըսեն. «Անոր նամակները ծանր ու հզօր են, բայց անոր մարմնական ներկայութիւնը տկար է, եւ իր խօսքը՝ անարգ»:
чүнки бәзиләр: «Униң хәтлири дәрвәқә вәзинлик һәм күчлүк; лекин у йетип кәлгәндә салапәтсиз, гепиниң тутами йоқ болиду» дейишиду.
11 Այդպիսին թող մտածէ թէ ի՛նչպէս որ ենք խօսքով՝ նամակներուն մէջ, երբ բացակայ ենք, նո՛յնպէս ալ պիտի ըլլանք գործով՝ երբ ներկայ ըլլանք:
Әнди бундақ хиял қилғучилар шуни билип қойсунки, биз жирақта болғинимизда хәтләрдики сөзимиз қандақ болған болса биз йетип барғинимизда әмәлийитимизму шундақ болиду.
12 Որովհետեւ մենք չենք յանդգնիր մենք մեզ դասել կամ բաղդատել ոմանց հետ՝ որ իրենք զիրենք կը յանձնարարեն. անոնք չեն հասկնար թէ իրենք իրենցմով կը չափուին եւ իրարու միջեւ կը բաղդատուին.
Чүнки биз өзимизни өзини қалтис чағлайдиғанлар билән бир қатарға қоюшқа яки улар билән селиштурушқа петинмаймиз; шундақ кишиләр өзлирини өзлириниң өлчими билән өлчәп, өзлирини өзлири билән селиштуридиған болуп, һәқиқәтән әқилсизлардиндур.
13 իսկ մենք չափէ դուրս պիտի չպարծենանք, հապա չափին համեմատ այն սահմանին՝ որ Աստուած բաշխեց մեզի, որպէսզի հասնինք մինչեւ ձեզ:
Биз әнди өзимизгә бекитилгән өлчәмдин һалқип махтинип жүргинимиз йоқ. Биз бәлки һәммини өлчигүчи Худа бизгә бекиткән хизмәт даирисидики өлчәм, йәни силәрниң [хизмитиңларғиму] йетидиған өлчәм билән пәхирлинимиз.
14 Արդարեւ մենք մեզ չենք ընդարձակեր մեր չափէն աւելի, որպէս թէ հասած չըլլայինք ձեզի. քանի որ ի՛րապէս հասանք մինչեւ ձեզ՝ Քրիստոսի աւետարանով:
Чүнки өлчими силәрниң хизмитиңларға йәтмәйдиған кишиләрдәк, [хизмитиңларда болғинимизда] даиримиздин һалқип кәтмәймиз, чүнки биз Мәсиһниң хуш хәвирини йәткүзүштә [биринчи болуп] йениңларғиму кәлдуқ.
15 Մեր չափէն դուրս պիտի չպարծենանք՝ ուրիշներուն աշխատանքներով, հապա յոյս ունինք որ՝ երբ ձեր հաւատքը աճի՝ առատօրէն մեծարուինք ձեզմով, մեր սահմանին համեմատ.
Биз хизмәт даиримиздин һалқип, башқиларниң сиңдүргән җапа-әҗирлири билән махтанғинимиз йоқ; лекин биз силәрниң иман-етиқатиңлар өскәнсери араңлардики хизмитимиз бизгә бекитилгән даиримиз ичидә техиму зиядә кеңәйтилсун дәп үмүт қилимиз;
16 որպէսզի ձեզմէ անդին ալ աւետարանենք, եւ ո՛չ թէ պարծենանք ուրիշի սահմանին մէջ եղած պատրաստ բաներով:
шундақ болғанда, биз силәрдин техиму жирақ йәрләргә хуш хәвәрни йәткүзүп җакалайдиған болимиз; тәйярға һәйяр болуп, башқиларниң даирисидики хизмәт әҗри билән махтиниш бизгә ят.
17 Բայց ո՛վ որ պարծենայ՝ Տէրոջմո՛վ թող պարծենայ.
Амма «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтиши керәк!».
18 որովհետեւ գնահատելի է ո՛չ թէ ա՛ն՝ որ ինքզինք կը յանձնարարէ, հապա ա՛ն՝ որ Տէ՛րը կը յանձնարարէ:
Чүнки өзини тәриплигүчи әмәс, бәлки Рәб тәриплигән киши һәқиқәтән лаяқәтликтур.

< ԵՐԿՐՈՐԴ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 10 >