< ԱՌԱՋԻՆ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 14 >

1 Սիրո՛յ հետամուտ եղէք, ու նախանձախնդի՛ր եղէք հոգեւոր պարգեւներու, մա՛նաւանդ՝ մարգարէանալու:
Меһир-муһәббәткә интилип уни қоғлишиңлар вә һәм роһий илтипатларға, болупму бешарәт беришкә интизар болуңлар.
2 Որովհետեւ ա՛ն որ կը խօսի անծանօթ լեզուով, կը խօսի ո՛չ թէ մարդոց՝ հապա Աստուծոյ, քանի որ ո՛չ մէկը կը հասկնայ զինք. սակայն ան խորհուրդներ կ՚արտայայտէ հոգիով:
Чүнки намәлум тилда сөзләйдиған киши адәмләргә әмәс, бәлки Худаға сөзләйду; аңлиғучилардин һеч ким уни чүшәнмәйду, амма у Роһта сирлиқ ишларни ейтип бериду.
3 Իսկ ա՛ն որ կը մարգարէանայ, կը խօսի մարդո՛ց՝ շինութիւն, յորդոր եւ սփոփանք տալու:
Лекин бешарәт беридиған киши болса адәмләрниң етиқатини қурушқа, уларни риғбәтләндүрүшкә вә тәсәлли беришкә сөзләйду.
4 Ա՛ն որ անծանօթ լեզուով կը խօսի՝ ինքզի՛նք կը շինէ. բայց ա՛ն որ կը մարգարէանայ՝ եկեղեցի՛ն կը շինէ:
Намәлум тилда сөзлигүчи өз роһини қуриду; амма бешарәт бәргүчи җамаәтниң [етиқатини] қуриду.
5 Կ՚ուզեմ որ դուք բոլորդ լեզուներ խօսիք, մա՛նաւանդ՝ մարգարէանաք. որովհետեւ ա՛ն որ կը մարգարէանայ, աւելի մեծ է քան ա՛ն որ լեզուներ կը խօսի, բացի եթէ ինք թարգմանէ՝ որպէսզի եկեղեցին շինութիւն ստանայ:
Әндиликтә мән силәрниң һәммиңларниң намәлум тилларда сөзлийәлишиңларни үмүт қилимән, лекин бешарәт беришиңларни техиму үмүт қилимән. Намәлум тилда сөзлигүчи сөзини тәрҗимә қилмиса, җамаәтниң етиқат қурулушида бешарәт бәргүчи униңдин улуқ болиду.
6 Իսկ հիմա, եղբայրնե՛ր, եթէ ես գամ ձեզի՝ լեզուներ խօսելով, ի՞նչ օգուտ պիտի ստանաք ինձմէ, եթէ չխօսիմ ձեզի կա՛մ յայտնութեամբ, կա՛մ գիտութեամբ, կա՛մ մարգարէութեամբ եւ կա՛մ ուսուցումով:
Қериндашлар, мән йениңларға келип, намәлум тиллардила сөзлигиним билән мәлум вәһий, билим, бешарәт яки тәлимни йәткүзмисәм, мән силәргә немә пайда тәккүзимән?
7 Ձայն տուող անշունչ բաներն անգամ, ըլլա՛յ սրինգ թէ քնար, եթէ հնչիւններու զանազանութիւն չտան, ի՞նչպէս պիտի ճանչցուի սրինգով կամ քնարով նուագուածը:
Һәтта аваз чиқиралайдиған җансиз нәрсиләр, мәйли нәй болсун, чилтар болсун шундақ; уларниң аһаңлириниң бир-биридин пәрқи болмиса, уларда челинған пәдә қандақму пәриқ етилсун?
8 Որովհետեւ եթէ փողն ալ անորոշ ձայն տայ, ո՞վ պիտի պատրաստուի պատերազմի:
[Җәң] канийиму бәлгүлик бир аһаңда челинмиса, ким җәңгә һазирлансун?
9 Նոյնպէս ալ դուք, եթէ լեզուով դիւրահասկնալի խօսքեր չարտաբերէք, ի՞նչպէս պիտի հասկցուի խօսուածը. որովհետեւ խօսած պիտի ըլլաք օդին:
Шуниңдәк силәр тилда ениқ чүшинәлигидәк сөз қилмисаңлар, немә демәкчи болғиниңларни ким чүшинәләйду? Силәр һаваға гәп қилғандәк болисиләр.
10 Ձայներու ո՛րքան տեսակներ ալ ըլլան աշխարհի մէջ, անոնցմէ ո՛չ մէկը անըմբռնելի է:
Җаһанда, шүбһисизки, хилму-хил тил-авазлар бар вә уларниң һеч қайсиси мәнасиз әмәс;
11 Ուրեմն եթէ չգիտնամ ձայնին իմաստը, ես օտարական մը պիտի ըլլամ խօսողին, խօսողն ալ օտարական մը պիտի ըլլայ ինծի:
әгәр әнди мән мәлум аваз-тилниң мәнасини билмисәм, мән сөзлигүчигә нисбәтән ят вә у маңа нисбәтән ят болиду.
12 Նոյնպէս ալ դուք, քանի նախանձախնդիր էք հոգեւոր պարգեւներու, ջանացէ՛ք գերազանց ըլլալ՝ եկեղեցիին շինութեան համար:
Әһвал силәрдиму шундақ. Шуңа, силәр роһий илтипатларға қизғинлиқ билән интилгән екәнсиләр, җамаәтниң етиқатини қуридиған илтипатларға бай болушқа интилиңлар.
13 Ուստի ա՛ն որ կը խօսի անծանօթ լեզուով, թող աղօթէ՝ որ կարենայ թարգմանել:
Шуңа, намәлум тилда сөзләйдиған киши сөзлигәнлирини тәрҗимә қилип берәләйдиған болсам дәп дуа қилсун.
14 Քանի որ եթէ ես աղօթեմ անծանօթ լեզուով, հոգի՛ս կ՚աղօթէ, բայց միտքս անպտուղ է:
Чүнки намәлум тилда дуа қилғинимда, роһум дуа қилиду, лекин әқил-идракимдин болса мевә чиқмайду.
15 Ուրեմն ի՞նչ ընելու եմ: Պիտի աղօթեմ հոգիով, պիտի աղօթեմ միտքո՛վ ալ. սաղմոս պիտի երգեմ հոգիով, սաղմոս պիտի երգեմ միտքո՛վ ալ:
Ундақта қандақ қилиш керәк? Мән бәзидә роһум билән дуа қилимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму дуа қилимән; мән бәзидә роһум билән мәдһийә нахшилирини ейтимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму мәдһийә нахшилирини ейтимән;
16 Այլապէս, երբ դուն օրհնաբանես հոգիով, ի՞նչպէս ա՛ն որ տգէտի տեղը գրաւած է՝ «ամէն» պիտի ըսէ քու շնորհակալութեանդ ատեն, քանի որ չի հասկնար քու ըսածդ:
болмиса, пәқәт роһуң биләнла мәдһийә оқусаң, ишләткән [тилиңни] билмигәнләрниң қатарида олтарғучи тәшәккүруңгә қандақму «Амин» дейәлисун? Чүнки у ейтқиниңни чүшәнмәйду.
17 Արդարեւ դուն լաւ շնորհակալ կ՚ըլլաս, բայց միւսը չի շինուիր:
Сән дәрһәқиқәт тәшәккүрни яхши ейтисән, амма йениңдики аңлиғучиниң етиқати қурулғини йоқ.
18 Շնորհակալ եմ Աստուծմէ, որ ձեր բոլորէն աւելի լեզուներ կը խօսիմ.
Мән бундақ намәлум тилларда шәхсән һәммиңлардин көп сөзләйдиғанлиғим үчүн Худаға тәшәккүр ейтимән;
19 սակայն կը նախընտրեմ եկեղեցիին մէջ հինգ խօսք ըսել միտքո՛վս, որպէսզի ուրիշներուն ալ սորվեցնեմ, քան բիւրաւոր խօսքեր՝ անծանօթ լեզուով:
һалбуки, җамаәттә болғанда, намәлум тилда түмән еғиз сөзлигинимдин көрә, башқиларға тәлим-тәрбийә берәлигидәк чүшинишлик сөздин бәш еғизла сөзләлисәм дәймән.
20 Եղբայրնե՛ր, ըմբռնումով մանուկ մի՛ ըլլաք, հապա չարամտութեան մէջ մանուկ եղէք, իսկ ըմբռնումով՝ չափահաս:
Қериндашлар, әқил-һошуңларда бала болмаңлар; яманлиқ җәһәтидә бовақ болуңлар, амма әқил-һошуңларда пишқәдәм болуңлар.
21 Օրէնքին մէջ գրուած է. «Ուրիշ լեզուներով եւ ուրիշ շրթունքներով պիտի խօսիմ այս ժողովուրդին, սակայն այդպէս ալ մտիկ պիտի չընեն ինծի, - կ՚ըսէ Տէրը»:
Тәвратта: «Чәт тиллиқларниң сөзи вә ят адәмләрниң ләвлири арқилиқ Мән мошу хәлиққә гәп қилимән; лекин шундақ болсиму улар йәнила Маңа қулақ салмайду — дәйду Пәрвәрдигар» дәп пүтүлгәндур.
22 Հետեւաբար լեզուները նշանի համար են, ո՛չ թէ հաւատացեալներուն՝ հապա անհաւատներուն. իսկ մարգարէութիւնը՝ ո՛չ թէ անհաւատներուն, հապա՝ հաւատացեալներուն:
Шуңа «намәлум тиллар» болса бир аламәт бәлгүдур; етиқатчиларға әмәс, бәлки етиқатсизларға аламәт бәлгүдур; вәһий-бешарәтләр болса, етиқатсизлар үчүн әмәс, бәлки етиқатчилар үчүн болиду.
23 Ուրեմն, եթէ ամբողջ եկեղեցին համախմբուի տեղ մը եւ բոլորն ալ խօսին անծանօթ լեզուներ, ու հոն մտնեն տգէտներ կամ անհաւատներ, պիտի չըսե՞ն թէ դուք խելագարած էք:
Шуниң үчүн пүткүл җамаәт бир йәрдә җәм болғанда, һәммиси өз алдиға бундақ намәлум тилларда сөзләвәрсә вә садда яки етиқатсиз кишиләр кирип қалса, улар һәммиңларни сараң болуп қапсиләр дейишмәмду?
24 Իսկ եթէ բոլորն ալ մարգարէանան, ու հոն մտնէ անհաւատ մը կամ տգէտ մը, բոլորէն ալ կը կշտամբուի, բոլորէն ալ կը դատուի:
Амма һәммиңлар вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар, етиқатсиз яки садда киши араңларға кирип қалса, һәммиңлар тәрипидин униң гуналириға тәнбиһ берилиду, һәммиңлар тәрипидин униң гунакар екәнлиги көрситилиду;
25 Եւ այսպէս՝ անոր սիրտին գաղտնիքները երեւան կ՚ելլեն, ու երեսի վրայ իյնալով պիտի երկրպագէ Աստուծոյ, եւ յայտարարէ թէ ի՛րապէս Աստուած ձեր մէջ է:
қәлбидики сирлар ашкарә қилинғанда, у өзини йәргә ташлап: — «Худа һәқиқәтән араңлардидур» дәп Худаға сәҗдә қилиду.
26 Ուրեմն ի՞նչ, եղբայրնե՛ր: Երբ կը համախմբուիք, եթէ ձեզմէ իւրաքանչիւրը ունի սաղմոս մը, ուսուցում մը, լեզու մը, յայտնութիւն մը, մեկնութիւն մը՝՝, ամէն բան թող ըլլայ շինութեա՛ն համար:
Әнди қериндашлар, қандақ қилишимиз керәк? Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, һәр бириңларда [бир илтипат] болиду; бирисидә мәдһийә нахшиси, бирисидә тәлим, бирисидә намәлум тил, бирисидә вәһий, бирисидә намәлум тилниң йешими болиду. Һәммә ишлар етиқатниң қурулуши үчүн болсун.
27 Եթէ մէկը խօսի անծանօթ լեզուով, երկու, կամ ամենէն շատը՝ երեք հոգի թող ըլլան, եւ խօսին կարգով. մէկն ալ թող թարգմանէ:
Намәлум тилда сөзлигүчиләр болуп қалса, иккиси яки әң көп болғанда үчи нөвәт билән сөзлисун вә бириси уларниң ейтқанлирини өрисун.
28 Բայց եթէ թարգմանող չըլլայ, թող լռէ եկեղեցիին մէջ, ու թող խօսի ինքնիրեն եւ Աստուծոյ հետ:
Амма [җамаәттә] өригүчи болмиса, у сүкүт қилсун; өз-өзигә вә Худаға ейтсун.
29 Մարգարէները թող խօսին՝ երկու կամ երեք հոգի, ու միւսները վճռեն:
Вәһий-бешарәт йәткүзгүчиләр болса, икки-үчи сөзлисун; қалғанлар гәплириниң вәзнини дитлап турсун;
30 Իսկ եթէ ուրիշի մը՝ որ նստած է՝ բան մը յայտնուի, առաջինը թող լռէ:
Амма олтарғанлар арисидин башқа бир кишигә мәлум бир вәһий берилсә, сөзләватқан киши сөзини тохтитип нөвәтни униңға бәрсун.
31 Որովհետեւ բոլորդ ալ կրնաք մէկ առ մէկ մարգարէանալ, որպէսզի բոլորն ալ սորվին, եւ բոլորն ալ մխիթարուին:
Чүнки һәммиңлар бир-бирләп вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар болиду; шуниң билән һәммәйлән үгиниду, һәммәйлән риғбәтлиниду.
32 Եւ մարգարէներուն հոգիները մարգարէներուն կը հպատակին.
Пәйғәмбәрләрниң өз роһлири пәйғәмбәрләрниң өзлиригә итаәт қилиду.
33 քանի որ Աստուած խառնակութեան Աստուած չէ, հապա՝ խաղաղութեան, ինչպէս սուրբերուն բոլոր եկեղեցիներուն մէջ:
Чүнки Худа қалаймиқанчилиқ туғдурғучи әмәс, бәлки тинич-хатирҗәмлик бәргүчидур. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң җамаәтлиридә шундақ тәртип бар.
34 Եկեղեցիներուն մէջ՝ ձեր կիները թող լռեն, որովհետեւ անոնց արտօնուած չէ խօսիլ, հապա՝ հպատակիլ, ինչպէս կ՚ըսէ Օրէնքն ալ:
Араңлардики аяллар җамаәтләрдә сүкүттә олтарсун; уларниң сөзлишигә рухсәт қилинмиған; Тәврат қанунида бәлгүләнгәндәк, улар [тәртипкә] бойсунсун.
35 Իսկ եթէ ուզեն որեւէ բան սորվիլ, թող հարցնեն տա՛ն մէջ՝ իրենց ամուսիններուն. քանի որ կիներուն ամօթ է եկեղեցիին մէջ խօսիլ:
Амма улар мәлум ишни билмәкчи болса, өйидә өз әрлиридин сорисун; аялниң җамаәттә сөзлиши уятлиқ иштур.
36 Միթէ Աստուծոյ խօսքը ձեզմէ՞ ելաւ, կամ միայն ձեզի՞ հասաւ:
Худаниң сөз-калами силәрдин башланғанму?! Яки ялғуз силәргила йетип кәлгәнму?!
37 Եթէ մէկը կը կարծէ թէ ինք մարգարէ է, կամ հոգեւոր, թող գիտակցի թէ ձեզի գրած բաներս՝ Տէրոջ պատուիրաններն են:
Бириси өзини вәһий-бешарәтчи яки роһий киши дәп саниса, у силәргә һазир язған бу сөзүмниң һәқиқәтән Рәбниң әмри екәнлигини етирап қилсун.
38 Բայց եթէ մէկը անգէտ է՝ թող անգէտ ըլլայ:
Бириси буни етирап қилишни халимиса, у етирап қилинмайду.
39 Հետեւաբար, եղբայրնե՛ր, նախանձախնդի՛ր եղէք մարգարէանալու, ու մի՛ արգիլէք լեզուներ խօսիլն ալ:
Шуниң үчүн, и қериндашлар, вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә тәлмүрүп интилиңлар, шундақла намәлум тилларда сөзләшни чәклимәңлар.
40 Ամէն բան թող ըլլայ վայելչութեամբ եւ կարգով:
[Хуласә қилип ейтқанда], һәр бир иш чирайлиқ, тәртиплик қилинсун.

< ԱՌԱՋԻՆ ԿՈՐՆԹԱՑԻՍ 14 >