< ܠܘܩܘܣ 12 >

ܘܟܕ ܐܬܟܢܫܘ ܪܒܘܬܐ ܕܟܢܫܐ ܤܓܝܐܐ ܐܝܟܢܐ ܕܢܕܝܫܘܢ ܚܕ ܠܚܕ ܫܪܝ ܝܫܘܥ ܠܡܐܡܪ ܠܬܠܡܝܕܘܗܝ ܠܘܩܕܡ ܐܙܕܗܪܘ ܒܢܦܫܟܘܢ ܡܢ ܚܡܝܪܐ ܕܦܪܝܫܐ ܕܐܝܬܘܗܝ ܡܤܒ ܒܐܦܐ 1
Шу чағларда, миңлиған кишиләр жиғилип, бир-бирини дәссивәткидәк қиста-қистаң болушуп кәткәндә, у авал мухлислириға сөз қилип мундақ деди: — Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар.
ܠܝܬ ܕܝܢ ܡܕܡ ܕܟܤܐ ܕܠܐ ܢܬܓܠܐ ܘܠܐ ܕܡܛܫܝ ܕܠܐ ܢܬܝܕܥ 2
Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду.
ܟܠ ܓܝܪ ܕܒܚܫܘܟܐ ܐܡܪܬܘܢ ܒܢܗܝܪܐ ܢܫܬܡܥ ܘܡܕܡ ܕܒܬܘܢܐ ܒܐܕܢܐ ܠܚܫܬܘܢ ܥܠ ܐܓܪܐ ܢܬܟܪܙ 3
Шуңа силәрниң қараңғуда ейтқанлириңлар йоруқта аңлиниду; өйниң ичкиридә хупиянә пичирлашқанлириңларму өгүзләрдә җакалиниду.
ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܠܪܚܡܝ ܠܐ ܬܕܚܠܘܢ ܡܢ ܐܝܠܝܢ ܕܩܛܠܝܢ ܦܓܪܐ ܘܡܢ ܒܬܪܟܢ ܠܝܬ ܠܗܘܢ ܡܕܡ ܝܬܝܪ ܠܡܥܒܕ 4
Мән силәр достлиримға шуни ейтимәнки, тәнни өлтүрүп, башқа һеч иш қилалмайдиғанлардин қорқмаңлар.
ܐܚܘܝܟܘܢ ܕܝܢ ܡܢ ܡܢ ܬܕܚܠܘܢ ܡܢ ܗܘ ܕܡܢ ܒܬܪ ܕܩܛܠ ܫܠܝܛ ܠܡܪܡܝܘ ܒܓܗܢܐ ܐܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܡܢ ܗܢܐ ܕܚܠܘ (Geenna g1067) 5
Лекин мән силәргә кимдин қорқушуңлар керәклигини көрситип қояй: Өлтүргәндин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болғучидин қорқуңлар; бәрһәқ силәргә ейтай — Униңдин қорқуңлар! (Geenna g1067)
ܠܐ ܚܡܫ ܨܦܪܝܢ ܡܙܕܒܢܢ ܒܬܪܝܢ ܐܤܪܝܢ ܘܚܕܐ ܡܢܗܝܢ ܠܐ ܛܥܝܐ ܩܕܡ ܐܠܗܐ 6
Бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу? Лекин уларниң һеч бириму Худа тәрипидин унтулуп қалғини йоқ.
ܕܝܠܟܘܢ ܕܝܢ ܐܦ ܡܢܐ ܕܤܥܪܐ ܕܪܫܟܘܢ ܟܠܗܝܢ ܡܢܝܢ ܐܢܝܢ ܠܐ ܗܟܝܠ ܬܕܚܠܘܢ ܕܡܢ ܤܘܓܐܐ ܕܨܦܪܐ ܡܝܬܪܝܢ ܐܢܬܘܢ 7
Лекин һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур. Шундақ екән, қорқмаңлар; силәр нурғунлиған қушқачтин қиммәтликсиләр!
ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܕܟܠ ܕܢܘܕܐ ܒܝ ܩܕܡ ܒܢܝܢܫܐ ܐܦ ܒܪܗ ܕܐܢܫܐ ܢܘܕܐ ܒܗ ܩܕܡ ܡܠܐܟܘܗܝ ܕܐܠܗܐ 8
— Бирақ мән силәргә шуни ейтип қояйки, ким мени инсанларниң алдида етирап қилса, Инсаноғлиму уни Худаниң пәриштилири алдида етирап қилиду.
ܐܝܢܐ ܕܝܢ ܕܟܦܪ ܒܝ ܩܕܡ ܒܢܝܢܫܐ ܢܬܟܦܪ ܒܗ ܩܕܡ ܡܠܐܟܘܗܝ ܕܐܠܗܐ 9
Бирақ инсанларниң алдида мени тонумиған киши, Худаниң пәриштилири алдидиму тонулмайду.
ܘܟܠ ܕܢܐܡܪ ܡܠܬܐ ܥܠ ܒܪܗ ܕܐܢܫܐ ܢܫܬܒܩ ܠܗ ܡܢ ܕܥܠ ܪܘܚܐ ܕܝܢ ܕܩܘܕܫܐ ܢܓܕܦ ܠܐ ܢܫܬܒܩ ܠܗ 10
Инсаноғлиға қарши сөз қилған һәр қандақ киши кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғучи болса кәчүрүмгә еришәлмәйду.
ܡܐ ܕܡܩܪܒܝܢ ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܠܟܢܘܫܬܐ ܩܕܡ ܪܫܐ ܘܫܠܝܛܢܐ ܠܐ ܬܐܨܦܘܢ ܐܝܟܢܐ ܬܦܩܘܢ ܪܘܚܐ ܐܘ ܡܢܐ ܬܐܡܪܘܢ 11
Лекин кишиләр силәрни синагогларға яки һөкүмдарлар вә әмәлдарларниң алдиға елип берип сораққа тартқанда, «[Әрзгә] қандақ җавап бәрсәм?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.
ܪܘܚܐ ܓܝܪ ܕܩܘܕܫܐ ܢܠܦܟܘܢ ܒܗܝ ܫܥܬܐ ܡܕܡ ܕܘܠܐ ܕܬܐܡܪܘܢ 12
Чүнки немә дейиш керәклигини шу вақти-саитидә Муқәддәс Роһ силәргә үгитиду.
ܐܡܪ ܠܗ ܕܝܢ ܐܢܫ ܡܢ ܗܘ ܟܢܫܐ ܡܠܦܢܐ ܐܡܪ ܠܐܚܝ ܦܠܓ ܥܡܝ ܝܪܬܘܬܐ 13
Көпчилик арисидин бириси униңға: — Устаз, акамға [атимиздин] [қалған] мирасни мән билән тәң үлишишкә буйруғайла — деди.
ܝܫܘܥ ܕܝܢ ܐܡܪ ܠܗ ܓܒܪܐ ܡܢܘ ܐܩܝܡܢܝ ܥܠܝܟܘܢ ܕܝܢܐ ܘܡܦܠܓܢܐ 14
Лекин у униңға җававән: — Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди? — деди.
ܘܐܡܪ ܠܬܠܡܝܕܘܗܝ ܐܙܕܗܪܘ ܡܢ ܟܠܗ ܝܥܢܘܬܐ ܡܛܠ ܕܠܐ ܗܘܐ ܒܝܬܝܪܘܬܐ ܕܢܟܤܐ ܐܝܬ ܚܝܐ 15
У көпчиликкә қарап: — Пәхәс болуп өзүңларни һәр хил тамахорлуқтин сақлаңлар. Чүнки инсанниң һаяти униң мал-мүлүклириниң көплүгигә бағлиқ әмәстур, деди.
ܘܐܡܪ ܡܬܠܐ ܠܘܬܗܘܢ ܓܒܪܐ ܚܕ ܥܬܝܪܐ ܐܥܠܬ ܠܗ ܐܪܥܗ ܥܠܠܬܐ ܤܓܝܐܬܐ 16
Андин у уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — «Бир байниң йери мол һосул берипту.
ܘܡܬܚܫܒ ܗܘܐ ܒܢܦܫܗ ܘܐܡܪ ܡܢܐ ܐܥܒܕ ܕܠܝܬ ܠܝ ܐܝܟܐ ܕܐܚܡܘܠ ܥܠܠܬܝ 17
У көңлидә «Қандақ қилай? Чүнки бунчивала һосулни қойғидәк йерим йоқ» — дәп ойлапту.
ܘܐܡܪ ܗܕܐ ܐܥܒܕ ܐܤܬܘܪ ܒܝܬ ܩܦܤܝ ܘܐܒܢܐ ܘܐܘܪܒ ܐܢܘܢ ܘܐܚܡܘܠ ܬܡܢ ܟܠܗ ܥܒܘܪܝ ܘܛܒܬܝ 18
Андун у: — «Мундақ қилай: — Һазирқи амбарлиримни чувуветип, техиму чоңини ясап, барлиқ мәһсулатлирим вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә жиғип сақлай!
ܘܐܡܪ ܠܢܦܫܝ ܢܦܫܝ ܐܝܬ ܠܟܝ ܛܒܬܐ ܤܓܝܐܬܐ ܕܤܝܡܢ ܠܫܢܝܐ ܤܓܝܐܬܐ ܐܬܬܢܝܚܝ ܐܟܘܠܝ ܐܫܬܝ ܐܬܒܤܡܝ 19
Андин өз-өзүмгә: «Әй җеним, жиғип сақлиған, көп жил йәткидәк немәтлириң бар, раһәт ичидә йәп-ичип хуш болғин!» дәйдиған болимән» дәп ойлапту.
ܐܡܪ ܠܗ ܕܝܢ ܐܠܗܐ ܚܤܝܪ ܪܥܝܢܐ ܒܗܢܐ ܠܠܝܐ ܢܦܫܟ ܬܒܥܝܢ ܠܗ ܡܢܟ ܘܗܠܝܢ ܕܛܝܒܬ ܠܡܢ ܢܗܘܝܢ 20
Лекин Худа униңға: «Әй ахмақ, бүгүн кечила җениң сәндин тәләп қилип елиниду; ундақта бу топлиғиниң кимгә қалиду?» дәпту.
ܗܟܢܐ ܗܘ ܡܢ ܕܤܐܡ ܠܗ ܤܝܡܬܐ ܘܒܐܠܗܐ ܠܐ ܥܬܝܪ 21
Худаниң алдида дөләтмән болмай, өзигә ғәзнә жиққанниң һали шундақ болар».
ܘܐܡܪ ܠܬܠܡܝܕܘܗܝ ܡܛܠ ܗܢܐ ܠܟܘܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܐ ܬܐܨܦܘܢ ܠܢܦܫܟܘܢ ܡܢܐ ܬܐܟܠܘܢ ܘܠܐ ܠܦܓܪܟܘܢ ܡܢܐ ܬܠܒܫܘܢ 22
Андин у мухлислириға мундақ деди: — Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, турмошуңлар тоғрилиқ, немә йәрмиз яки немә кийәрмиз, дәп әндишә қилмаңлар.
ܢܦܫܐ ܓܝܪ ܝܬܝܪܐ ܡܢ ܤܝܒܪܬܐ ܘܦܓܪܐ ܡܢ ܠܒܘܫܐ 23
Чүнки һаятлиқ йемәкликтин, тән кийим-кечәктин әзиздур.
ܐܬܒܩܘ ܒܢܥܒܐ ܕܠܐ ܙܪܥܝܢ ܘܠܐ ܚܨܕܝܢ ܘܠܝܬ ܠܗܘܢ ܬܘܢܐ ܘܒܝܬ ܩܦܤܐ ܘܐܠܗܐ ܡܬܪܤܐ ܠܗܘܢ ܟܡܐ ܗܟܝܠ ܐܢܬܘܢ ܝܬܝܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܢ ܦܪܚܬܐ 24
Қузғунларға қараңлар! Улар теримайду вә жиғмайду, уларниң амбар, искилатлириму йоқ. Лекин Худа уларниму озуқландуриду. Силәр қушлардин қанчилик әзиз-һә!
ܐܝܢܐ ܕܝܢ ܡܢܟܘܢ ܟܕ ܝܨܦ ܡܫܟܚ ܠܡܘܤܦܘ ܥܠ ܩܘܡܬܗ ܐܡܬܐ ܚܕܐ 25
Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?
ܐܢ ܕܝܢ ܐܦ ܠܐ ܙܥܘܪܬܐ ܡܫܟܚܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܢܐ ܥܠ ܫܪܟܐ ܝܨܦܝܢ ܐܢܬܘܢ 26
Әгәр шунчилик кичиккинә ишму қолуңлардин кәлмисә, немә үчүн қалған ишлар тоғрисида ғәм-әндишә қилисиләр?
ܐܬܒܩܘ ܒܫܘܫܢܐ ܐܝܟܢܐ ܪܒܝܢ ܕܠܐ ܠܐܝܢ ܘܠܐ ܥܙܠܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܕܐܦ ܠܐ ܫܠܝܡܘܢ ܒܟܠܗ ܫܘܒܚܗ ܐܬܟܤܝ ܐܝܟ ܚܕܐ ܡܢ ܗܠܝܢ 27
Нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақму егирмәйду; лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләниң бир гүличилигиму йоқ еди.
ܐܢ ܕܝܢ ܠܥܡܝܪܐ ܕܝܘܡܢܐ ܐܝܬܘܗܝ ܒܚܩܠܐ ܘܡܚܪ ܢܦܠ ܒܬܢܘܪܐ ܐܠܗܐ ܗܟܢܐ ܡܠܒܫ ܟܡܐ ܝܬܝܪ ܠܟܘܢ ܙܥܘܪܝ ܗܝܡܢܘܬܐ 28
Әй ишәши аҗизлар! Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму?!
ܘܐܢܬܘܢ ܠܐ ܬܒܥܘܢ ܡܢܐ ܬܐܟܠܘܢ ܘܡܢܐ ܬܫܬܘܢ ܘܠܐ ܢܦܗܐ ܪܥܝܢܟܘܢ ܒܗܠܝܢ 29
Шундақ екән, немә йәймиз, немә ичимиз дәп баш қатурмаңлар, һеч немидин әндишә қилмаңлар.
ܗܠܝܢ ܓܝܪ ܟܠܗܝܢ ܥܡܡܐ ܗܘ ܕܥܠܡܐ ܒܥܝܢ ܐܦ ܠܟܘܢ ܕܝܢ ܐܒܘܟܘܢ ܝܕܥ ܕܡܬܒܥܝܢ ܠܟܘܢ ܗܠܝܢ 30
Чүнки һәр қайси әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсиләргә интилиду. Бирақ Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
ܒܪܡ ܒܥܘ ܡܠܟܘܬܗ ܕܐܠܗܐ ܘܗܠܝܢ ܟܠܗܝܢ ܡܬܬܘܤܦܢ ܠܟܘܢ 31
шундақ екән, Униң падишалиғиға интилиңлар вә у чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
ܠܐ ܬܕܚܠ ܓܙܪܐ ܙܥܘܪܐ ܕܨܒܐ ܐܒܘܟܘܢ ܕܢܬܠ ܠܟܘܢ ܡܠܟܘܬܐ 32
Қорқмаңлар, и кичик пада! Чүнки Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди.
ܙܒܢܘ ܩܢܝܢܟܘܢ ܘܗܒܘ ܙܕܩܬܐ ܥܒܕܘ ܠܟܘܢ ܟܝܤܐ ܕܠܐ ܒܠܝܢ ܘܤܝܡܬܐ ܕܠܐ ܓܝܙܐ ܒܫܡܝܐ ܐܝܟܐ ܕܓܢܒܐ ܠܐ ܩܪܒ ܘܤܤܐ ܠܐ ܡܚܒܠ 33
Мал-мүлкүңларни сетип, [кәмбәғәлләргә] хәйрхаһлиқ қилиңлар. Өзүңларға упримайдиған һәмян, әршләрдә һәргиз түгәп кәтмәйдиған бир ғәзнә һазирлаңлар; — шу йәрдә оғри йеқин кәлмәйду, күйә йәп йоқап кәтмәйду.
ܐܝܟܐ ܓܝܪ ܕܐܝܬܝܗ ܤܝܡܬܟܘܢ ܬܡܢ ܢܗܘܐ ܐܦ ܠܒܟܘܢ 34
Чүнки байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
ܢܗܘܘܢ ܐܤܝܪܝܢ ܚܨܝܟܘܢ ܘܡܢܗܪܝܢ ܫܪܓܝܟܘܢ 35
Силәр белиңларни чиң бағлап, чирақлириңларни яндуруп туруңлар;
ܘܗܘܘ ܕܡܝܢ ܠܐܢܫܐ ܕܡܤܟܝܢ ܠܡܪܗܘܢ ܕܐܡܬܝ ܢܦܢܐ ܡܢ ܒܝܬ ܡܫܬܘܬܐ ܕܡܐ ܕܐܬܐ ܘܢܩܫ ܡܚܕܐ ܢܦܬܚܘܢ ܠܗ 36
худди ғоҗайининиң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәрдайим тәйяр туруңлар. Шуниң билән ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакарлар дәрһал чиқип ишикни ачидиған болиду.
ܛܘܒܝܗܘܢ ܠܥܒܕܐ ܗܢܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܢܐܬܐ ܡܪܗܘܢ ܘܢܫܟܚ ܐܢܘܢ ܟܕ ܥܝܪܝܢ ܐܡܝܢ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܢܐܤܘܪ ܚܨܘܗܝ ܘܢܤܡܟ ܐܢܘܢ ܘܢܥܒܪ ܢܫܡܫ ܐܢܘܢ 37
Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ, тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхитидур! Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин өзи белини бағлап, уларни дәстиханға олтарғузуп, уларниң алдиға келип шәхсән өзи уларни күтүвалиду!
ܘܐܢ ܒܡܛܪܬܐ ܕܬܪܬܝܢ ܐܘ ܕܬܠܬ ܢܐܬܐ ܘܢܫܟܚ ܗܟܢܐ ܛܘܒܝܗܘܢ ܠܥܒܕܐ ܗܢܘܢ 38
Вә әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!
ܗܕܐ ܕܝܢ ܕܥܘ ܕܐܠܘ ܝܕܥ ܗܘܐ ܡܪܐ ܒܝܬܐ ܒܐܝܕܐ ܡܛܪܬܐ ܐܬܐ ܓܢܒܐ ܡܬܬܥܝܪ ܗܘܐ ܘܠܐ ܫܒܩ ܗܘܐ ܕܢܬܦܠܫ ܒܝܬܗ 39
Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!
ܐܦ ܐܢܬܘܢ ܗܟܝܠ ܗܘܘ ܡܛܝܒܐ ܕܒܗܝ ܫܥܬܐ ܕܠܐ ܤܒܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܐܬܐ ܒܪܗ ܕܐܢܫܐ 40
Шуниң үчүн силәрму һәрдайим тәйяр туруңлар; чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду.
ܐܡܪ ܠܗ ܫܡܥܘܢ ܟܐܦܐ ܡܪܢ ܠܘܬܢ ܐܡܪ ܐܢܬ ܠܗ ܠܡܬܠܐ ܗܢܐ ܐܘ ܐܦ ܠܘܬ ܟܠܢܫ 41
Петрус униңдин: — И Рәб, сән бу тәмсилни бизгила қаритип ейттиңму яки һәммәйләнгә қаритипму? — дәп сориди.
ܐܡܪ ܠܗ ܝܫܘܥ ܡܢܘ ܟܝ ܐܝܬ ܪܒܝܬܐ ܡܗܝܡܢܐ ܘܚܟܝܡܐ ܕܢܩܝܡܝܘܗܝ ܡܪܗ ܥܠ ܬܫܡܫܬܗ ܕܢܬܠ ܦܪܤܐ ܒܙܒܢܗ 42
Рәб мундақ деди: — Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?
ܛܘܒܘܗܝ ܠܗܘ ܥܒܕܐ ܕܢܐܬܐ ܡܪܗ ܢܫܟܚܝܘܗܝ ܕܥܒܕ ܗܟܢܐ 43
Ғоҗайин өйигә қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур!
ܫܪܝܪܐܝܬ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܢܩܝܡܝܘܗܝ ܥܠ ܟܠܗ ܩܢܝܢܗ 44
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду.
ܐܢ ܕܝܢ ܢܐܡܪ ܥܒܕܐ ܗܘ ܒܠܒܗ ܕܡܪܝ ܡܘܚܪ ܠܡܐܬܐ ܘܢܫܪܐ ܠܡܡܚܐ ܠܥܒܕܐ ܘܠܐܡܗܬܐ ܕܡܪܗ ܘܢܫܪܐ ܠܡܠܥܤ ܘܠܡܫܬܐ ܘܠܡܪܘܐ 45
Лекин мабада шу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп, башқа чакарлар вә дедәкләрни бозәк қилишқа вә йәп-ичип, мәс болушқа башлиса,
ܢܐܬܐ ܡܪܗ ܕܥܒܕܐ ܗܘ ܒܝܘܡܐ ܕܠܐ ܤܒܪ ܘܒܫܥܬܐ ܕܠܐ ܝܕܥ ܘܢܦܠܓܝܘܗܝ ܘܢܤܝܡ ܡܢܬܗ ܥܡ ܗܢܘܢ ܕܠܐ ܡܗܝܡܢܝܢ 46
Шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини етиқатсизлар билән охшаш тәғдирдә бекитиду.
ܥܒܕܐ ܕܝܢ ܐܝܢܐ ܕܝܕܥ ܨܒܝܢܐ ܕܡܪܗ ܘܠܐ ܛܝܒ ܠܗ ܐܝܟ ܨܒܝܢܗ ܢܒܠܥ ܤܓܝܐܬܐ 47
Әнди ғоҗайининиң ирадисини билип туруп, тәйярлинип турмиған вә ғоҗайининиң ирадиси бойичә қилмиған чакар болушиға таяқ йәйду.
ܗܘ ܕܝܢ ܕܠܐ ܝܕܥ ܘܥܒܕ ܡܕܡ ܕܫܘܐ ܠܡܚܘܬܐ ܢܒܠܥ ܡܚܘܬܐ ܙܥܘܪܝܬܐ ܟܠ ܓܝܪ ܕܐܬܝܗܒ ܠܗ ܤܓܝ ܤܓܝ ܢܬܬܒܥ ܡܢܗ ܘܠܗܘ ܕܐܓܥܠܘ ܠܗ ܤܓܝ ܝܬܝܪܐܝܬ ܢܬܒܥܘܢ ܒܐܝܕܗ 48
Бирақ ғоҗайининиң ирадисини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишларни қилған чакар азрақ таяқ йәйду. Кимгә көп берилсә, униңдин тәләп қилинидиғини көп болиду. Чүнки адәмләр кимгә көп аманәт қойған болса, униңдин тәләп қилидиғиниму көп болиду.
ܢܘܪܐ ܐܬܝܬ ܕܐܪܡܐ ܒܐܪܥܐ ܘܨܒܐ ܐܢܐ ܐܠܘ ܡܢ ܟܕܘ ܚܒܬ 49
Мән йәр йүзигә от ташлап туташтурушқа кәлдим вә бу отниң тутишишиға нәқәдәр тәқәззамән!
ܘܡܥܡܘܕܝܬܐ ܐܝܬ ܠܝ ܕܐܥܡܕ ܘܤܓܝ ܐܠܝܨ ܐܢܐ ܥܕܡܐ ܕܬܫܬܡܠܐ 50
Лекин мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!
ܤܒܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܫܝܢܐ ܐܬܝܬ ܕܐܪܡܐ ܒܐܪܥܐ ܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܕܠܐ ܐܠܐ ܦܠܓܘܬܐ 51
Силәр мени йәр йүзигә течлиқ елип кәлдимекин, дәп ойлап қалдиңларму? Яқ, мән шуни силәргә ейтайки, течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим!
ܡܢ ܗܫܐ ܓܝܪ ܢܗܘܘܢ ܚܡܫܐ ܒܒܝܬܐ ܚܕ ܕܦܠܝܓܝܢ ܬܠܬܐ ܥܠ ܬܪܝܢ ܘܬܪܝܢ ܥܠ ܬܠܬܐ 52
Чүнки буниңдин кейин, бир өйдики бәш киши бөлүниду; үчи иккисигә қарси вә иккиси үчигә қарши бөлүниду.
ܢܬܦܠܓ ܓܝܪ ܐܒܐ ܥܠ ܒܪܗ ܘܒܪܐ ܥܠ ܐܒܘܗܝ ܐܡܐ ܥܠ ܒܪܬܗ ܘܒܪܬܐ ܥܠ ܐܡܗ ܚܡܬܐ ܥܠ ܟܠܬܗ ܘܟܠܬܐ ܥܠ ܚܡܬܗ 53
Ата оғлиға вә оғул атисиға, ана қизиға вә қиз анисиға, қейинана келинигә вә келин қейинанисиға қарши туриду.
ܘܐܡܪ ܠܟܢܫܐ ܡܐ ܕܚܙܝܬܘܢ ܥܢܢܐ ܕܕܢܚܐ ܡܢ ܡܥܪܒܐ ܡܚܕܐ ܐܡܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܡܛܪܐ ܐܬܐ ܘܗܘܐ ܗܟܢܐ 54
Әйса йәнә топлашқан адәмләргә мундақ деди: — Силәр күнпетиш тәрәптин булутниң чиққинини көрсәңлар, дәрһал «ямғур яғиду» дәйсиләр, вә дәрвәқә шундақ болиду.
ܘܡܐ ܕܢܫܒܐ ܬܝܡܢܐ ܐܡܪܝܢ ܐܢܬܘܢ ܚܘܡܐ ܗܘܐ ܘܗܘܐ 55
Җәнуп тәрәптин шамалниң чиққинини көрсәңлар, «Һава иссийду» дәйсиләр вә дәрвәқә шундақ болиду.
ܢܤܒܝ ܒܐܦܐ ܦܪܨܘܦܐ ܕܐܪܥܐ ܘܕܫܡܝܐ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܬܦܪܫܘܢ ܙܒܢܐ ܕܝܢ ܗܢܐ ܐܝܟܢܐ ܠܐ ܦܪܫܝܢ ܐܢܬܘܢ 56
Әй сахтипәзләр! Силәр йәр билән көкниң рәңгини пәриқ етәләйсиләр-ю, қандақсигә бу заманни пәриқ етәлмәйсиләр?!
ܠܡܢܐ ܕܝܢ ܡܢ ܢܦܫܟܘܢ ܠܐ ܕܝܢܝܢ ܐܢܬܘܢ ܩܘܫܬܐ 57
Әнди немишкә қайси ишларниң дурус екәнлигигә өзүңлар һөкүм қилип бақмайсиләр?!
ܡܐ ܓܝܪ ܕܐܙܠ ܐܢܬ ܥܡ ܒܥܠܕܝܢܟ ܠܘܬ ܐܪܟܘܢܐ ܥܕ ܒܐܘܪܚܐ ܐܢܬ ܗܒ ܬܐܓܘܪܬܐ ܘܬܬܦܪܩ ܡܢܗ ܕܠܡܐ ܢܘܒܠܟ ܠܘܬ ܕܝܢܐ ܘܕܝܢܐ ܢܫܠܡܟ ܠܓܒܝܐ ܘܓܒܝܐ ܢܪܡܝܟ ܒܝܬ ܐܤܝܪܐ 58
Чүнки дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; болмиса, у сени сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуриду вә гундипай сени зинданға ташлайду.
ܘܐܡܪ ܐܢܐ ܠܟ ܕܠܐ ܬܦܘܩ ܡܢ ܬܡܢ ܥܕܡܐ ܕܬܬܠ ܫܡܘܢܐ ܐܚܪܝܐ 59
Мән саңа шуни ейтип қояйки, [қәрзиңниң] әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән.

< ܠܘܩܘܣ 12 >