< Numrat 34 >

1 Zoti i foli akoma Moisiut, duke i thënë:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 “Urdhëro bijtë e Izraelit dhe u thuaj atyre: Kur do të hyni në vendin e Kanaanit, ky është vendi që ju takon si trashëgimi, vendi i Kanaanit me këta kufij të veçantë:
Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: «Силәр Қанаан зиминиға киргән чағда, силәргә мирас болушқа тәқсим қилинидиған зимин Қанаан зимини болиду; зиминниң бекитилгән җай-чегаралири мундақ болиду: —
3 Kufiri juaj jugor do të fillojë në shkretëtirën e Tsinit, gjatë kufirit të Edomit; kështu kufiri juaj do të shtrihet nga skaji i Detit të Kripur në drejtim të lindjes;
Силәрниң җәнуп тәрипиңләр Зин чөлидин башлап Едом чегарисиға тақалсун; андин җәнуп тәрәптики чегараңлар «Шор деңизи»ниң җәнуп тәрипиниң әң айиғиға йәтсун;
4 kufiri juaj do të shkojë pastaj nga e përpjeta e Akrabimit, do të kalojë nëpër Tsin dhe do të shtrihet në jug të Kadesh-Barneas; do të vazhdojë pastaj në drejtim të Hatsar-Adarit dhe do të kalojë nëpër Atsmoni.
шу йәрдин чегараңлар «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин бурулуп зинға өтсун; униң айиғи топтоғра Қадәш-Барнеаниң җәнубида болиду; андин у йәрдин йәнә Һазар-Аддарға берип, Азмонға тутишиду;
5 Nga Atsmoni kufiri do të kthejë deri në përroin e Egjiptit dhe do të përfundojë në det.
андин чегара Азмондин бурулуп меңип, Мисир еқиниға бариду вә деңизғичә тутишиду.
6 Kufiri juaj në perëndim do të jetë Deti i Madh; ky do të jetë kufiri juaj perëndimor.
Күн петиш тәрәптә чегараңлар «Улуқ деңиз»ниң өзи болиду, йәни униң бойлири болиду; мана бу силәрниң күн петиш тәрәптики чегараңлар болиду.
7 Ky do të jetë kufiri juaj verior: duke u nisur nga Deti i Madh do të caktoni kufirin tuaj deri në malin Hor;
Шимал тәрәптики чегараңлар мундақ болиду: — «Улуқ деңиз»дин башлап һор теғиғичә пасил сизилсун;
8 nga mali Hor do të caktoni kufirin tuaj deri në hyrje të Hamathit, dhe skaji i kufirit do të jetë në Tsedad;
пасил сизиғи Һор теғидин башлап Хамат еғизиға созулуп, андин чегара Зәдадға туташсун;
9 kufiri do të vazhdojë pastaj deri në Zifron dhe do të mbarojë në Hatsar-Enan; ky do të jetë kufiri juaj verior.
чегара йәнә Зифронға өтүп Һазар-Енанда ахирлашсун; мана бу силәрниң шималий чегараңлар болиду.
10 Do ta vijëzoni kufirin tuaj lindor nga Hatsar-Enani deri në Shefam;
Андин шәрқий чегарайиңларниң пасил сизиғи Һазар-Енандин Шефамғичә сизилсун.
11 kufiri do të zbresë nga Shefami në drejtim të Riblahut, në lindje të Ainit; pastaj kufiri do të zbresë dhe do të shtrihet deri sa të arrijë bregun lindor të detit të Kinerethit;
Бу чегара Шефамдин Айинниң күн чиқиш тәрипидики Риблаһқа чүшиду; андин чегара шу йәрдин чүшүп Киннәрәт деңизиниң давинидин өтүп күн чиқиш тәрәпкә тутишиду.
12 pastaj kufiri do të zbresë në drejtim të Jordanit, për të arritur deri në Detin e Kripur. Ky do të jetë vendi juaj me kufijtë e tij rreth e qark”.
Андин чегара төвәнләп Иордан дәриясини бойлап чүшүп, Шор Деңизиғичә йәтсун. Мана бу чегаралар билән бекитилгән зиминиңлар болиду».
13 Kështu Moisiu u njoftoi këtë urdhër bijve të Izraelit dhe u tha atyre: “Ky është vendi që do të merrni si trashëgimi duke hedhur short, dhe që Zoti ka urdhëruar t’u jepet nëntë fiseve e gjysmë,
Муса Исраилларға сөз қилип мундақ дәп буйруди: — «Мана бу Пәрвәрдигар тоққуз қәбилә вә йерим қәбилигә тәқдим қилинсун дәп буйруған, чәк ташлиниш арқилиқ өзүңлар варислиқ қилидиған зиминиңлар болиду;
14 sepse fisi i bijve të Rubenit, në bazë të shtëpive të etërve të tyre, dhe fisi i bijve të Gadit, në bazë të shtëpive të etërve të tyre, dhe gjysma e fisit të Manasit e kanë marrë trashëgiminë e tyre.
чүнки Рубән қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә вә Гад қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә өз мирасиға аллиқачан варислиқ қилип уни егилигән, Манассәһниң йерим қәбилисиму өз мирасиға варислиқ қилип уни егилигән;
15 Këto dy fise e gjysmë e kanë marrë trashëgiminë e tyre në lindje të Jordanit, mbi bregun përballë Jerikos, në drejtim të lindjes”.
Бу икки қәбилә вә йерим қәбилә Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиқидики күн чиқиш тәрәптә өз мираслирини елип болған».
16 Zoti i foli akoma Moisiut, duke i thënë:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
17 “Këta janë emrat e burrave që do të kryejnë ndarjen e vendit midis jush: prifti Eleazar dhe Jozueu, bir i Nunit.
Төвәндикиләр зиминни силәргә тәқсим қилип бәргүчиләрниң исимлиғи: — Каһин Әлиазар вә Нунниң оғли Йәшуа.
18 Do të merrni edhe një prijës nga çdo fis, për të bërë ndarjen e vendit.
Силәрму йәнә зимин тәқсим қилишқа ярдәмлишиш үчүн һәр қәбилидин бирдин әмир таллап бериңлар.
19 Këta janë emrat e burrave: Kalebi, bir i Jefunehut, nga fisi i Judës;
Буларниң исми мундақ: — Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб.
20 Shemueli, bir i Amihudit, nga fisi i bijve të Simeonit;
Шимеон қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли Шәмуәл.
21 Elidadi, bir i Kislonit, nga fisi i Beniaminit;
Бинямин қәбилисидин Кислонниң оғли Әлидад.
22 prijësi Buki, bir i Joglit, nga fisi i bijve të Danit;
Дан қәбилисидикиләрдин Йоглиниң оғли, әмир Букки еди.
23 prijësi Haniel, bir i Efodit, për bijtë e Jozefit, nga fisi i bijve të Manasit;
Йүсүпниң әвлатлиридин: — Манассәһ қәбилисидикиләрдин Әфодниң оғли әмир Һаннийәл
24 prijësi Kemuel, bir i Shiftanit, për fisin e bijve të Efraimit;
һәм Әфраим қәбилисидикиләрдин Шифтанниң оғли әмир Кәмуәл.
25 prijësi Elitsafan, bir i Parnakut, për fisin e bijve të Zabulonit;
Зәбулун қәбилисидикиләрдин Парнақниң оғли әмир Әлизафан;
26 prijësi Paltiel, bir i Azanit, për fisin e bijve të Isakarit;
Иссакар қәбилисидикиләрдин Аззанниң оғли әмир Палтийәл;
27 prijësi Ahihud, bir i Shelomit, për fisin e bijve të Asherit;
Ашир қәбилисидикиләрдин Шеломиниң оғли әмир Ахиһуд;
28 dhe prijësi Pedahel, bir i Amihudit, për fisin e bijve të Neftalit”.
Нафтали қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли әмир Пәдаһәл еди.
29 Këta janë burrat të cilët Zoti i urdhëroi t’u jepnin trashëgiminë bijve të Izraelit në vendin e Kananit.
Мана булар Пәрвәрдигар әмир қилип Исраилларға Қанаан зиминидики мираслирини тәқсим қилишқа бекиткәнләр еди.

< Numrat 34 >